< Ⱨekmǝt topliƣuqi 3 >

1 Ⱨǝrbir ixning muwapiⱪ pǝsli bar, asmanlar astidiki ⱨǝmmǝ arzuning ɵz waⱪtimu bar;
Һәр бир ишниң мувапиқ пәсли бар, асманлар астидики һәммә арзуниң өз вақтиму бар;
2 Tuƣuluxning bir waⱪti bar, ɵlüxningmu bir waⱪti bar; Tikix waⱪti bar, tikilgǝnni sɵküx waⱪti bar;
Туғулушниң бир вақти бар, өлүшниңму бир вақти бар; Тикиш вақти бар, тикилгәнни сөкүш вақти бар;
3 Ɵltürüx waⱪti bar, saⱪaytix waⱪti bar; Buzux waⱪti bar, ⱪurux waⱪti bar;
Өлтүрүш вақти бар, сақайтиш вақти бар; Бузуш вақти бар, қуруш вақти бар;
4 Yiƣlax waⱪti bar, külüx waⱪti bar; Matǝm tutux waⱪti bar, ussul oynax waⱪti bar;
Жиғлаш вақти бар, күлүш вақти бар; Матәм тутуш вақти бар, уссул ойнаш вақти бар;
5 Taxlarni qɵriwetix waⱪti bar, taxlarni yiƣip-toplax waⱪti bar; Ⱪuqaⱪlax waⱪti bar, ⱪuqaⱪlaxtin ɵzini tartix waⱪti bar;
Ташларни чөриветиш вақти бар, ташларни жиғип-топлаш вақти бар; Қучағлаш вақти бар, қучағлаштин өзини тартиш вақти бар;
6 Izdǝx waⱪti bar, yoⱪaldi dǝp waz keqix waⱪtimu bar;
Издәш вақти бар, йоқалди дәп ваз кечиш вақтиму бар;
7 Yirtix waⱪti bar, tikix waⱪti bar; Süküt ⱪelix waⱪti bar, sɵz ⱪilix waⱪti bar;
Житиш вақти бар, тикиш вақти бар; Сүкүт қелиш вақти бар, сөз қилиш вақти бар;
8 Sɵyüx waⱪti bar, nǝprǝtlinix waⱪti bar; Urux waⱪti bar, tinqliⱪ waⱪti bar.
Сөйүш вақти бар, нәпрәтлиниш вақти бар; Уруш вақти бар, течлиқ вақти бар.
9 Ixligǝn ɵz ixliginidin nemǝ payda alidu?
Ишлигән өз ишлигинидин немә пайда алиду?
10 Mǝn Huda insan baliliriƣa yükligǝn, ixlǝp japa tartix kerǝk bolƣan ixni kɵrgǝnmǝn.
Мән Худа инсан балилириға жүклигән, ишләп җапа тартиш керәк болған ишни көргәнмән.
11 U ⱨǝrbir ixning waⱪti kǝlgǝndǝ güzǝl bolidiƣanliⱪini bekitkǝn; u yǝnǝ mǝnggülükni insanlarning kɵngligǝ salƣan; xunga, insan Hudaning ɵz ⱨayatiƣa baxtin ahirƣiqǝ nemini bekitkǝnlikini bilip yǝtmǝstur.
У һәр бир ишниң вақти кәлгәндә гөзәл болидиғанлиғини бекиткән; у йәнә мәңгүлүкни инсанларниң көңлигә салған; шуңа, инсан Худаниң өз һаятиға баштин ахирғичә немини бекиткәнлигини билип йәтмәстур.
12 Insanlarƣa ⱨayatida xadlinix wǝ yahxiliⱪ ⱪilixtin baxⱪa ǝwzǝl ix yoⱪ ikǝn dǝp bilip yǝttim.
Инсанларға һаятида шатлиниш вә яхшилиқ қилиштин башқа әвзәл иш йоқ екән дәп билип йәттим.
13 Xundaⱪla yǝnǝ, ⱨǝrbir kixining yeyix-iqixi, ɵzining barliⱪ ǝjridin ⱨuzur elixi, mana bu Hudaning sowƣisidur.
Шундақла йәнә, һәр бир кишиниң йейиш-ичиши, өзиниң барлиқ әҗридин һозур елиши, мана бу Худаниң соғисидур.
14 Hudaning ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi bolsa, mǝnggülük bolidu, dǝp bilimǝn; uningƣa ⱨeqnǝrsini ⱪoxuxⱪa wǝ uningdin ⱨeqnǝrsini eliwetixkǝ bolmaydu; Hudaning ularni ⱪilƣanlirining sǝwǝbi insanni Ɵzidin ǝymindürüxtur.
Худаниң қилғанлириниң һәммиси болса, мәңгүлүк болиду, дәп билимән; униңға һеч нәрсини қошушқа вә униңдин һеч нәрсини еливетишкә болмайду; Худаниң уларни қилғанлириниң сәвәви инсанни Өзидин әйминдүрүштур.
15 Ⱨazir bolƣanliri ɵtkǝndimu bolƣandur; kǝlgüsidǝ bolidiƣan ix alliⱪaqan bolƣandur; Huda ɵtkǝn ixlarni soraydu.
Һазир болғанлири өткәндиму болғандур; кәлгүсидә болидиған иш аллиқачан болғандур; Худа өткән ишларни сорайду.
16 Mǝn ⱪuyax astida yǝnǝ xu ixni kɵrdümki — soraⱪ ornida, xu yǝrdǝ ⱨeliⱨǝm rǝzillik turidu; ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ turux kerǝk bolƣan jayda, mana rǝzillik turidu!
Мән қуяш астида йәнә шу ишни көрдүмки — сорақ орнида, шу йәрдә һелиһәм рәзиллик туриду; һәққанийлиқ туруш керәк болған җайда, мана рәзиллик туриду!
17 Mǝn kɵnglümdǝ: «Huda ⱨǝⱪⱪaniy ⱨǝm rǝzil adǝmni soraⱪⱪa tartidu; qünki ⱨǝrbir arzu-mǝⱪsǝt wǝ ⱨǝrbir ixning ɵz waⱪti bar» — dedim.
Мән көңлүмдә: «Худа һәққаний һәм рәзил адәмни сораққа тартиду; чүнки һәр бир арзу-мәхсәт вә һәр бир ишниң өз вақти бар» — дедим.
18 Mǝn kɵnglümdǝ: — Bundaⱪ boluxi insan balilirining sǝwǝbidindur; Huda ularni sinimaⱪqi, [bu ixlar] ular ɵzlirining pǝⱪǝt ⱨaywanlarƣa ohxax ikǝnlikini kɵrüxi üqün bolƣan, dǝp oylidim.
Мән көңлүмдә: — Бундақ болуши инсан балилириниң сәвәвидиндур; Худа уларни синимақчи, [бу ишлар] улар өзлириниң пәқәт һайванларға охшаш екәнлигини көрүши үчүн болған, дәп ойлидим.
19 Qünki insan balilirining bexiƣa kelidiƣini ⱨaywanlarƣimu kelidu, ularning kɵridiƣini ohxax bolidu. Ulardin aldinⱪisi ⱪandaⱪ ɵlgǝn bolsa, keyinkisimu xundaⱪ ɵlidu, ularda ohxaxla birla nǝpǝs bardur. Insanning ⱨaywanlardin ⱨeq artuⱪqiliⱪi yoⱪ; qünki ⱨǝmmǝ ix bimǝniliktur.
Чүнки инсан балилириниң бешиға келидиғини һайванларғиму келиду, уларниң көридиғини охшаш болиду. Улардин алдинқиси қандақ өлгән болса, кейинкисиму шундақ өлиду, уларда охшашла бирла нәпәс бардур. Инсанниң һайванлардин һеч артуқчилиғи йоқ; чүнки һәммә иш бимәниликтур.
20 Ularning ⱨǝmmisi bir jayƣa baridu; ⱨǝmmisi topa-qangdin qiⱪⱪan, ⱨǝmmisi topa-qangƣa ⱪaytidu.
Уларниң һәммиси бир җайға бариду; һәммиси топа-чаңдин чиққан, һәммиси топа-чаңға қайтиду.
21 Kim adǝm balilirining roⱨini bilidu? U yuⱪiriƣa qiⱪamdu, buni kim bilidu? Ⱨaywanlarning roⱨi, u yǝr tegigǝ qüxǝmdu, kim bilidu?
Ким адәм балилириниң роһини билиду? У жуқуриға чиқамду, буни ким билиду? Һайванларниң роһи, у йәр тегигә чүшәмду, ким билиду?
22 Xuning bilǝn mǝn insanning ɵz ǝjridin ⱨuzurlinixidin artuⱪ ix yoⱪtur, dǝp kɵrdum; qünki mana, bu uning nesiwisidur; qünki uni ɵzidin keyin bolidiƣan ixlarni kɵrüxkǝ kim elip kelidu?
Шуниң билән мән инсанниң өз әҗридин һозурлинишидин артуқ иш йоқтур, дәп көрдум; чүнки мана, бу униң несивисидур; чүнки уни өзидин кейин болидиған ишларни көрүшкә ким елип келиду?

< Ⱨekmǝt topliƣuqi 3 >