< Ⱨekmǝt topliƣuqi 2 >
1 Mǝn kɵnglümdǝ: «Ⱪeni, mǝn ɵzümgǝ tamaxining tǝmini tetiƣuzup baⱪimǝn; kɵnglüm eqilsun!» — dedim. Biraⱪ mana, bumu bimǝniliktur.
Мән көңлүмдә: «Қени, мән өзүмгә тамашиниң тәмини тетиғузуп бақимән; көңлүм ечилсун!» — дедим. Бирақ мана, буму бимәниликтур.
2 Mǝn külkǝ-qaⱪqaⱪⱪa «Tǝlwilik!» wǝ tamaxiƣa «Uning zadi nemǝ paydisi?» — dedim.
Мән күлкә-чақчаққа «Тәлвилик!» вә тамашиға «Униң зади немә пайдиси?» — дедим.
3 Kɵnglümdǝ ɵz bǝdinimni xarab bilǝn ⱪandaⱪ roⱨlandurƣili bolidiƣanliⱪini (danaliⱪ bilǝn ɵzümni yetǝkligǝn ⱨalda) bilixkǝ berilip izdǝndim, xuningdǝk «sanaⱪliⱪ künliridǝ insan baliliriƣa yahxiliⱪ yǝtküzidiƣan nemǝ paydiliⱪ ixlar bar?» degǝn tügünni yǝxsǝm dǝp ǝhmiⱪanilikni ⱪandaⱪ tutup yetixim kerǝklikini intilip izdidim.
Көңлүмдә өз бәдинимни шарап билән қандақ роһландурғили болидиғанлиғини (даналиқ билән өзүмни йетәклигән һалда) билишкә берилип издәндим, шуниңдәк «санақлиқ күнлиридә инсан балилириға яхшилиқ йәткүзидиған немә пайдилиқ ишлар бар?» дегән түгүнни йәшсәм дәп әхмиқаниликни қандақ тутуп йетишим керәклигини интилип издидим.
4 Mǝn uluƣ ⱪuruluxlarƣa kirixtim; ɵzüm üqün ɵylǝrni saldim; ɵzüm üqün üzümzarlarni tiktim;
Мән улуқ қурулушларға кириштим; өзүм үчүн өйләрни салдим; өзүм үчүн үзүмзарларни тиктим;
5 Ɵzüm üqün xaⱨanǝ baƣ-baƣqilarni yasidim; ularda ⱨǝrhil mewǝ beridiƣan dǝrǝhlǝrni tiktim;
Өзүм үчүн шаһанә бағ-бағчиларни ясидим; уларда һәр хил мевә беридиған дәрәқләрни тиктим;
6 Ɵzüm üqün ormandiki baraⱪsan dǝrǝhlǝrni obdan suƣirix üqün, kɵlqǝklǝrni yasap qiⱪtim;
Өзүм үчүн ормандики барақсан дәрәқләрни убдан суғириш үчүн, көлчәкләрни ясап чиқтим;
7 Ⱪullarƣa wǝ dedǝklǝrgǝ igǝ boldum; ɵyümdǝ ulardin tuƣulƣanlarmu meningki idi; Yerusalemda mǝndin ilgiri bolƣanlarning ⱨǝmmisiningkidin kɵp mal-waranlar, ⱪoy wǝ kala padilirim bar boldi.
Қулларға вә дедәкләргә егә болдум; өйүмдә улардин туғулғанларму мениңки еди; Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисиниңкидин көп мал-варанлар, қой вә кала падилирим бар болди.
8 Ɵz-ɵzümgǝ altun-kümüxlǝrni, padixaⱨlarning ⱨǝm ⱨǝrⱪaysi ɵlkilǝrning ⱨǝrhil ǝtiwarliⱪ alaⱨidǝ gɵⱨǝrlirini yiƣdim; ⱪiz-yigit nahxiqilarƣa ⱨǝmdǝ adǝm balilirining dilkɵyǝrlirigǝ, yǝni kɵpligǝn güzǝl kenizǝklǝrgǝ igǝ boldum.
Өз-өзүмгә алтун-күмүчләрни, падишаларниң һәм һәр қайси өлкиләрниң һәр хил әтиварлиқ алаһидә гөһәрлирини жиғдим; қиз-жигит нахшичиларға һәмдә адәм балилириниң дилкөйәрлиригә, йәни көплигән гөзәл кенизәкләргә егә болдум.
9 Uluƣ boldum, Yerusalemda mǝndin ilgiri bolƣanlarning ⱨǝmmisidin ziyadǝ ronaⱪ taptim; xundaⱪ bolƣini bilǝn danaliⱪim mǝndin kǝtmidi.
Улуқ болдум, Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисидин зиядә ронақ таптим; шундақ болғини билән даналиғим мәндин кәтмиди.
10 Kɵzlirimgǝ nemǝ yaⱪⱪan bolsa, mǝn xuni uningdin ayimidim; ɵz kɵnglümgǝ ⱨeqⱪandaⱪ huxalliⱪni yaⱪ demidim; qünki kɵnglüm barliⱪ ǝjrimdin xadlandi; mana, bular ɵz ǝjrimdin bolƣan nesiwǝm idi.
Көзлиримгә немә яққан болса, мән шуни униңдин айимидим; өз көңлүмгә һеч қандақ хошаллиқни яқ демидим; чүнки көңлүм барлиқ әҗримдин шатланди; мана, булар өз әҗримдин болған несивәм еди.
11 Andin ɵz ⱪolum yasiƣanlirining ⱨǝmmisigǝ, xundaⱪla singdürgǝn ǝjrimning nǝtijisigǝ ⱪarisam, mana, ⱨǝmmisi bimǝnilik wǝ xamalni ⱪoƣliƣandǝk ix idi; bular ⱪuyax astidiki ⱨeq paydisi yoⱪ ixlardur.
Андин өз қолум ясиғанлириниң һәммисигә, шундақла сиңдүргән әҗримниң нәтиҗисигә қарисам, мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди; булар қуяш астидики һеч пайдиси йоқ ишлардур.
12 Andin zeⱨnimni yiƣip uni danaliⱪⱪa, tǝlwilik wǝ ǝhmiⱪanilikkǝ ⱪaraxⱪa ⱪoydum; qünki padixaⱨtin keyin turidiƣan adǝm nemǝ ⱪilalaydu? — ⱪilsimu alliⱪaqan ⱪilinƣan ixlardin ibarǝt bolidu, halas!
Андин зеһнимни жиғип уни даналиққа, тәлвилик вә әхмиқаниликкә қарашқа қойдум; чүнки падишадин кейин туридиған адәм немә қилалайду? — қилсиму аллиқачан қилинған ишлардин ибарәт болиду, халас!
13 Xuning bilǝn nur ⱪarangƣuluⱪtin ǝwzǝl bolƣandǝk, danaliⱪning biƣǝrǝzliktin ǝwzǝllikini kɵrüp yǝttim.
Шуниң билән нур қараңғулуқтин әвзәл болғандәк, даналиқниң беғәрәзликтин әвзәллигини көрүп йәттим.
14 Dana kixining kɵzliri bexididur, ǝhmǝⱪ bolsa ⱪarangƣuluⱪta mangidu; biraⱪ ularƣa ohxax birla ixning bolidiƣanliⱪini qüxinip yǝttim.
Дана кишиниң көзлири бешидидур, ахмақ болса қараңғулуқта маңиду; бирақ уларға охшаш бирла ишниң болидиғанлиғини чүшинип йәттим.
15 Kɵnglümdǝ: «Əhmǝⱪkǝ bolidiƣan ix mangimu ohxax bolidu; ǝmdi mening xundaⱪ dana boluxumning zadi nemǝ paydisi?!» — dedim. Andin mǝn kɵnglümdǝ: «Bu ixmu ohxaxla bimǝniliktur!» — dedim.
Көңлүмдә: «Ахмақкә болидиған иш маңиму охшаш болиду; әнди мениң шундақ дана болушумниң зади немә пайдиси?!» — дедим. Андин мән көңлүмдә: «Бу ишму охшашла бимәниликтур!» — дедим.
16 Qünki mǝnggügǝ dana kixi ǝhmǝⱪkǝ nisbǝtǝn ⱨeq artuⱪ ǝslǝnmǝydu; qünki kǝlgüsidiki künlǝrdǝ ⱨǝmmǝ ix alliⱪaqan untulup ketidu; ǝmdi dana kixi ⱪandaⱪ ɵlidu? — Əhmǝⱪ kixi bilǝn billǝ!
Чүнки мәңгүгә дана киши ахмақкә нисбәтән һеч артуқ әсләнмәйду; чүнки кәлгүсидики күнләрдә һәммә иш аллиқачан унтулуп кетиду; әнди дана киши қандақ өлиду? — Ахмақ киши билән биллә!
17 Xunga mǝn ⱨayatⱪa ɵq boldum; qünki ⱪuyax astida ⱪilinƣan ixlar manga eƣir kelǝtti; ⱨǝmmisi bimǝnilik wǝ xamalni ⱪoƣliƣandǝk ix idi.
Шуңа мән һаятқа өч болдум; чүнки қуяш астида қилинған ишлар маңа еғир келәтти; һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди.
18 Xuningdǝk mǝn ⱪuyax astidiki barliⱪ ǝjrimgǝ ɵq boldum; qünki buni mǝndin keyin kǝlgǝn kixigǝ ⱪaldurmasliⱪⱪa amalim yoⱪ idi.
Шуниңдәк мән қуяш астидики барлиқ әҗримгә өч болдум; чүнки буни мәндин кейин кәлгән кишигә қалдурмаслиққа амалим йоқ еди.
19 Uning dana yaki ǝhmǝⱪ ikǝnlikini kim bilidu? U bǝribir mǝn japaliⱪ bilǝn singdürgǝn ⱨǝmdǝ danaliⱪ bilǝn ada ⱪilƣan ⱪuyax astidiki barliⱪ ǝjrim üstigǝ ⱨɵküm süridu. Bumu bimǝniliktur.
Униң дана яки ахмақ екәнлигини ким билиду? У бәрибир мән җапалиқ билән сиңдүргән һәмдә даналиқ билән ада қилған қуяш астидики барлиқ әҗрим үстигә һөкүм сүриду. Буму бимәниликтур.
20 Andin mǝn rayimdin yandim, kɵnglüm ⱪuyax astidiki japa tartⱪan barliⱪ ǝjrimdin ümidsizlinip kǝtti.
Андин мән райимдин яндим, көңлүм қуяш астидики җапа тартқан барлиқ әҗримдин үмүтсизлинип кәтти.
21 Qünki ǝjrini danaliⱪ, bilim wǝ ǝp bilǝn ⱪilƣan bir adǝm bar; biraⱪ u ǝjrini uningƣa ⱨeq ixlimigǝn baxⱪa birsining nesiwisi boluxⱪa ⱪalduruxi kerǝk. Bumu bimǝnilik wǝ intayin aqqiⱪ külpǝttur.
Чүнки әҗрини даналиқ, билим вә әп билән қилған бир адәм бар; бирақ у әҗрини униңға һеч ишлимигән башқа бирисиниң несивиси болушқа қалдуруши керәк. Буму бимәнилик вә интайин аччиқ күлпәттур.
22 Qünki insan ⱪuyax astida ɵzini upritip, ɵzining barliⱪ ǝmgikidin wǝ kɵnglining intilixliridin nemigǝ igǝ bolidu?
Чүнки инсан қуяш астида өзини упритип, өзиниң барлиқ әмгигидин вә көңлиниң интилишлиридин немигә егә болиду?
23 Qünki uning barliⱪ künliri azabliⱪtur, uning ǝjri ƣǝxliktur; ⱨǝtta keqidǝ uning kɵngli ⱨeq aram tapmaydu. Bumu bimǝniliktur.
Чүнки униң барлиқ күнлири азаплиқтур, униң әҗри ғәшликтур; һәтта кечидә униң көңли һеч арам тапмайду. Буму бимәниликтур.
24 Insan üqün xuningdin baxⱪa yahxi ix yoⱪki, u yeyixi, iqixi, ɵz jenini ɵz ǝjridin ⱨuzur alduruxidin ibarǝttur; buni Hudaning ⱪolidindur, dǝp kɵrüp yǝttim.
Инсан үчүн шуниңдин башқа яхши иш йоқки, у йейиши, ичиши, өз җенини өз әҗридин һозур алдурушидин ибарәттур; буни Худаниң қолидиндур, дәп көрүп йәттим.
25 Qünki uningsiz kim yeyǝlisun yaki besip ixliyǝlisun?
Чүнки униңсиз ким йейәлисун яки бесип ишлийәлисун?
26 Qünki u ɵz nǝzirigǝ yaⱪidiƣan adǝmgǝ danaliⱪ, bilim wǝ xadliⱪni ata ⱪilidu; biraⱪ gunaⱨkar adǝmgǝ u mal-mülük yiƣip-toplaxⱪa japaliⱪ ǝmgǝkni beridu, xuningdǝk u yiƣip-topliƣinini Hudaning nǝziridǝ yahxi bolƣanƣa tapxuridiƣan ⱪilidu. Bumu bimǝnilik wǝ xamalni ⱪoƣliƣandǝk ixtin ibarǝttur.
Чүнки у өз нәзиригә яқидиған адәмгә даналиқ, билим вә шатлиқни ата қилиду; бирақ гунакар адәмгә у мал-мүлүк жиғип-топлашқа җапалиқ әмгәкни бериду, шуниңдәк у жиғип-топлиғинини Худаниң нәзиридә яхши болғанға тапшуридиған қилиду. Буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.