< Ⱨekmǝt topliƣuqi 11 >
1 Nanliringni sularƣa ǝwǝt; kɵp künlǝrdin keyin uni ⱪaytidin tapisǝn.
Нанлириңни суларға әвәт; көп күнләрдин кейин уни қайтидин таписән.
2 Bir ülüxni yǝttǝ kixigǝ, sǝkkizigimu bǝrgin; qünki yǝr yüzidǝ nemǝ yamanliⱪ bolidiƣanliⱪini bilmǝysǝn.
Бир үлүшни йәттә кишигә, сәккизигиму бәргин; чүнки йәр йүзидә немә яманлиқ болидиғанлиғини билмәйсән.
3 Bulutlar yamƣurƣa tolƣan bolsa, ɵzlirini zemin üstigǝ boxitidu; dǝrǝh ximal tǝrǝpkǝ ɵrülsǝ, yaki jǝnub tǝrǝpkǝ ɵrülsǝ, ⱪaysi tǝrǝpkǝ qüxkǝn bolsa, xu yǝrdǝ ⱪalidu.
Булутлар ямғурға толған болса, өзлирини зимин үстигә бошитиду; дәрәқ шимал тәрәпкә өрүлсә, яки җәнуп тәрәпкә өрүлсә, қайси тәрәпкә чүшкән болса, шу йәрдә қалиду.
4 Xamalni kɵzitidiƣanlar teriⱪqiliⱪ ⱪilmaydu; bulutlarƣa ⱪaraydiƣanlar orma ormaydu.
Шамални күзитидиғанлар териқчилиқ қилмайду; булутларға қарайдиғанлар орма ормайду.
5 Sǝn xamalning yolini bilmiginingdǝk yaki boyida barning ⱨamilisining ustihanlirining baliyatⱪuda ⱪandaⱪ ɵsidiƣanliⱪini bilmiginingdǝk, sǝn ⱨǝmmini yasiƣuqi Hudaning ⱪilƣinini bilmǝysǝn.
Сән шамалниң йолини билмигиниңдәк яки бойида барниң һамилисиниң устиханлириниң балиятқуда қандақ өсидиғанлиғини билмигиниңдәк, сән һәммини ясиғучи Худаниң қилғинини билмәйсән.
6 Sǝⱨǝrdǝ uruⱪungni teriƣin, kǝqtimu ⱪolungni ixtin ⱪaldurma; qünki nemǝ ixning, u yaki bu ixning paydiliⱪ bolidiƣanliⱪini wǝ yaki ⱨǝr ikkisining ohxaxla yahxi bolidiƣanliⱪini bilmǝysǝn.
Сәһәрдә уруғуңни териғин, кәчтиму қолуңни иштин қалдурма; чүнки немә ишниң, у яки бу ишниң пайдилиқ болидиғанлиғини вә яки һәр иккисиниң охшашла яхши болидиғанлиғини билмәйсән.
7 Nur xerin bolidu, aptapni kɵrüxmu ⱨuzurluⱪ ixtur.
Нур шерин болиду, аптапни көрүшму һозурлуқ иштур.
8 Xunga birsi kɵp yil yaxiƣan bolsa, bularning ⱨǝmmisidin ⱨuzur alsun. Ⱨalbuki, u yǝnǝ ⱪarangƣuluⱪ künlirini esidǝ tutsun, qünki ular kɵp bolidu; kǝlgüsidiki ixlarning ⱨǝmmisi bimǝniliktur!
Шуңа бириси көп жил яшиған болса, буларниң һәммисидин һозур алсун. Һалбуки, у йәнә қараңғулуқ күнлирини есидә тутсун, чүнки улар көп болиду; кәлгүсидики ишларниң һәммиси бимәниликтур!
9 Yaxliⱪingdin ⱨuzur al, i yigit; yaxliⱪing künliridǝ kɵnglüng ɵzünggǝ huxalliⱪni yǝtküzgǝy; kɵnglüng haliƣini boyiqǝ wǝ kɵzliring kɵrgini boyiqǝ yürgin; biraⱪ xuni bilginki, bularning ⱨǝmmisi üqün Huda seni soraⱪⱪa tartidu.
Яшлиғиңдин һозур ал, и жигит; яшлиғиң күнлиридә көңлүң өзүңгә хошаллиқни йәткүзгәй; көңлүң халиқини бойичә вә көзлириң көргини бойичә жүргин; бирақ шуни билгинки, буларниң һәммиси үчүн Худа сени сораққа тартиду.
10 Əmdi kɵnglüngdin ƣǝxlikni elip taxla, teningdin yamanliⱪni neri ⱪil; qünki baliliⱪ wǝ yaxliⱪmu bimǝniliktur.
Әнди көңлүңдин ғәшликни елип ташла, тениңдин яманлиқни нери қил; чүнки балилиқ вә яшлиқму бимәниликтур.