< Ⱨekmǝt topliƣuqi 1 >
1 Yerusalemda padixaⱨ bolƣan, Dawutning oƣli «Ⱨekmǝt topliƣuqi»ning sɵzliri: —
Йерусалимда падиша болған, Давутниң оғли «Һекмәт топлиғучи»ниң сөзлири: —
2 «Bimǝnilik üstigǝ bimǝnilik!» — dǝydu «Ⱨekmǝt topliƣuqi» — «Bimǝnilik üstigǝ bimǝnilik! Ⱨǝmmǝ ix bimǝniliktur!»
«Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — дәйду «Һекмәт топлиғучи» — «Бимәнилик үстигә бимәнилик! Һәммә иш бимәниликтур!»
3 Ⱪuyax astida tartⱪan japaliridin insan nemǝ paydiƣa erixǝr?
Қуяш астида тартқан җапалиридин инсан немә пайдиға еришәр?
4 Bir dǝwr ɵtidu, yǝnǝ bir dǝwr kelidu; Biraⱪ yǝr-zemin mǝnggügǝ dawam ⱪilidu;
Бир дәвир өтиду, йәнә бир дәвир келиду; Бирақ йәр-зимин мәңгүгә давам қилиду;
5 Kün qiⱪidu, kün patidu; Wǝ qiⱪidiƣan jayƣa ⱪarap yǝnǝ aldirap mangidu.
Күн чиқиду, күн патиду; Вә чиқидиған җайға қарап йәнә алдирап маңиду.
6 Xamal jǝnubⱪa ⱪarap soⱪidu; Andin burulup ximalƣa ⱪarap soⱪidu; U aylinip-aylinip, Ⱨǝrdaim ɵz aylanma yoliƣa ⱪaytidu.
Шамал җәнупқа қарап соқиду; Андин бурулуп шималға қарап соқиду; У айлинип-айлинип, Һәрдайим өз айланма йолиға қайтиду.
7 Barliⱪ dǝryalar dengizƣa ⱪarap aⱪidu, biraⱪ dengiz tolmaydu; Dǝryalar ⱪaysi jayƣa aⱪⱪan bolsa, Ular yǝnǝ xu yǝrgǝ ⱪaytidu.
Барлиқ дәриялар деңизға қарап ақиду, бирақ деңиз толмайду; Дәриялар қайси җайға аққан болса, Улар йәнә шу йәргә қайтиду.
8 Barliⱪ ixlar japaƣa tolƣandur; Uni eytip tügǝtküqi adǝm yoⱪtur; Kɵz kɵrüxtin, Ⱪulaⱪ anglaxtin ⱨǝrgiz toymaydu.
Барлиқ ишлар җапаға толғандур; Уни ейтип түгәткүчи адәм йоқтур; Көз көрүштин, Қулақ аңлаштин һәргиз тоймайду.
9 Bolƣan ixlar yǝnǝ bolidiƣan ixlardur; Ⱪilƣan ixlar yǝnǝ ⱪilinidu; Ⱪuyax astida ⱨeqⱪandaⱪ yengiliⱪ yoⱪtur.
Болған ишлар йәнә болидиған ишлардур; Қилған ишлар йәнә қилиниду; Қуяш астида һеч қандақ йеңилиқ йоқтур.
10 «Mana, bu yengi ix» degili bolidiƣan ix barmu? U bǝribir bizdin burunⱪi dǝwrlǝrdǝ alliⱪaqan bolup ɵtkǝn ixlardur.
«Мана, бу йеңи иш» дегили болидиған иш барму? У бәрибир биздин бурунқи дәвирләрдә аллиқачан болуп өткән ишлардур.
11 Burunⱪi ixlar ⱨazir ⱨeq ǝslǝnmǝydu; Wǝ kǝlgüsidǝ bolidiƣan ixlarmu ulardin keyin yaxaydiƣanlarning esigǝ ⱨeq kǝlmǝydu.
Бурунқи ишлар һазир һеч әсләнмәйду; Вә кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду.
12 Mǝnki ⱨekmǝt topliƣuqi Yerusalemda Israilƣa padixaⱨ bolƣanmǝn;
Мәнки һекмәт топлиғучи Йерусалимда Исраилға падиша болғанмән;
13 Mǝn danaliⱪ bilǝn asmanlar astida barliⱪ ⱪilinƣan ixlarni ⱪetirⱪinip izdǝxkǝ kɵngül ⱪoydum — Hulasǝm xuki, Huda insan balilirining ɵz-ɵzini bǝnd ⱪilip upritix üqün, ularƣa bu eƣir japani tǝⱪdim ⱪilƣan!
Мән даналиқ билән асманлар астида барлиқ қилинған ишларни қетирқинип издәшкә көңүл қойдум — Хуласәм шуки, Худа инсан балилириниң өз-өзини бәнд қилип упритиш үчүн, уларға бу еғир җапани тәқдим қилған!
14 Mǝn ⱪuyax astidiki barliⱪ ⱪilinƣan ixlarni kɵrüp qiⱪtim, — Mana, ⱨǝmmisi bimǝnilik wǝ xamalni ⱪoƣliƣandǝk ixtin ibarǝttur.
Мән қуяш астидики барлиқ қилинған ишларни көрүп чиқтим, — Мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.
15 Əgrini tüz ⱪilƣili bolmas; Kǝmni toluⱪ dǝp saniƣili bolmas.
Әгирни түз қилғили болмас; Кәмни толуқ дәп саниғили болмас.
16 Mǝn ɵz kɵnglümdǝ oylinip: «Mana, mǝn uluƣlinip, mǝndin ilgiri Yerusalem üstigǝ barliⱪ ⱨɵküm sürgǝnlǝrdin kɵp danaliⱪⱪa erixtim; mening kɵnglüm nurƣun danaliⱪ wǝ bilimgǝ erixti» — dedim.
Мән өз көңлүмдә ойлинип: «Мана, мән улуқлинип, мәндин илгири Йерусалим үстигә барлиқ һөкүм сүргәнләрдин көп даналиққа ериштим; мениң көңлүм нурғун даналиқ вә билимгә еришти» — дедим.
17 Xuning bilǝn danaliⱪni bilixkǝ, xuningdǝk tǝlwilik wǝ ǝhmiⱪanilikni bilip yetixkǝ kɵngül ⱪoydum; muxu ixnimu xamal ⱪoƣliƣandǝk ix dǝp bilip yǝttim.
Шуниң билән даналиқни билишкә, шуниңдәк тәлвилик вә әхмиқаниликни билип йетишкә көңүл қойдум; мошу ишниму шамал қоғлиғандәк иш дәп билип йәттим.
18 Qünki danaliⱪning kɵp boluxi bilǝn azab-oⱪubǝtmu kɵp bolidu; bilimini kɵpǝytküqining dǝrd-ǝlimimu kɵpiydu.
Чүнки даналиқниң көп болуши билән азап-оқубәтму көп болиду; билимини көпәйткүчиниң дәрд-әлимиму көпийду.