< Ⱪanun xǝrⱨi 5 >

1 Xuning bilǝn Musa pütkül Israilni qaⱪirip ularƣa mundaⱪ dedi: — «I Israil, mǝn bügün ⱪulaⱪliringlarƣa anglitiwatⱪan bu bǝlgilimilǝrgǝ ⱨǝm ⱨɵkümlǝrgǝ ⱪulaⱪ selinglar, ularni ɵgininglar, ularƣa ǝmǝl ⱪilixⱪa kɵngül bɵlünglar!
Шуниң билән Муса пүткүл Исраилни чақирип уларға мундақ деди: — «И Исраил, мән бүгүн қулақлириңларға аңлитиватқан бу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә қулақ селиңлар, уларни үгиниңлар, уларға әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар!
2 Pǝrwǝrdigar Hudayimiz biz bilǝn Ⱨorǝb teƣida ǝⱨdǝ tüzdi.
Пәрвәрдигар Худайимиз биз билән Һорәб теғида әһдә түзди.
3 Bu ǝⱨdini Pǝrwǝrdigar ata-bowilirimiz bilǝn tüzgǝn ǝmǝs, bǝlki biz bilǝn, yǝni bügünki kündǝ tirik ⱪalƣan bizlǝr bilǝn tüzdi.
Бу әһдини Пәрвәрдигар ата-бовилиримиз билән түзгән әмәс, бәлки биз билән, йәни бүгүнки күндә тирик қалған бизләр билән түзди.
4 Taƣda ot iqidǝ turup Pǝrwǝrdigar silǝr bilǝn yüz turanǝ sɵzlǝxkǝnidi
Тағда от ичидә туруп Пәрвәрдигар силәр билән йүз туранә сөзләшкән еди
5 (xu qaƣda silǝrgǝ Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalamini jakarlax üqün mǝn silǝr wǝ Pǝrwǝrdigarning otturisida turƣanidim; silǝr otning aldida ⱪorⱪup, taƣⱪa qiⱪixni halimidinglar).
(шу чағда силәргә Пәрвәрдигарниң сөз-каламини җакалаш үчүн мән силәр вә Пәрвәрдигарниң оттурисида турған едим; силәр отниң алдида қорқуп, таққа чиқишни халимидиңлар).
6 U mundaⱪ dedi: — «Mǝn seni Misir zeminidin, yǝni «ⱪulluⱪ makani»din qiⱪarƣan Pǝrwǝrdigaring Hudadurmǝn.
У мундақ деди: — «Мән сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқарған Пәрвәрдигариң Худадурмән.
7 Sening Mǝndin baxⱪa ⱨeqⱪandaⱪ ilaⱨing bolmaydu.
Сениң Мәндин башқа һеч қандақ илаһиң болмайду.
8 Sǝn ɵzüng üqün mǝyli yuⱪiridiki asmanda bolsun, mǝyli tɵwǝndiki zeminda bolsun, yaki yǝr astidiki sularda bolsun, ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsining ⱪiyapitidiki ⱨeqⱪandaⱪ oyma xǝkilni yasima;
Сән өзүң үчүн мәйли жуқуридики асманда болсун, мәйли төвәндики зиминда болсун, яки йәр астидики суларда болсун, һәр қандақ нәрсиниң қияпитидики һеч қандақ ойма шәкилни ясима;
9 Sǝn bundaⱪ nǝrsilǝrgǝ bax urma yaki ularning ⱪulluⱪiƣa kirmǝ. Qünki Mǝnki Pǝrwǝrdigar Hudaying wapasizliⱪⱪa ⱨǝsǝt ⱪilƣuqi Hudadurmǝn. Mǝndin nǝprǝtlǝngǝnlǝrning ⱪǝbiⱨliklirini ɵzlirigǝ, oƣulliriƣa, ⱨǝtta nǝwrǝ-qǝwrilirigiqǝ qüxürimǝn.
Сән бундақ нәрсиләргә баш урма яки уларниң қуллуғиға кирмә. Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Худадурмән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән.
10 Əmma Meni sɵyidiƣan wǝ ǝmrlirimni tutidiƣanlarƣa ming ǝwladiƣiqǝ ɵzgǝrmǝs meⱨribanliⱪ kɵrsitimǝn.
Амма Мени сөйидиған вә әмирлиримни тутидиғанларға миң әвладиғичә өзгәрмәс меһриванлиқ көрситимән.
11 Pǝrwǝrdigar Hudayingning namini ⱪalaymiⱪan tilƣa alma; qünki kimdǝkim namini ⱪalaymiⱪan tilƣa alsa, Pǝrwǝrdigar uni gunaⱨkar ⱨesablimay ⱪalmaydu.
Пәрвәрдигар Худайиңниң намини қалаймиқан тилға алма; чүнки кимдәким намини қалаймиқан тилға алса, Пәрвәрдигар уни гунакар һесаплимай қалмайду.
12 Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga ǝmr ⱪilƣandǝk xabat künini muⱪǝddǝs dǝp bilip tut, uningƣa ǝmǝl ⱪil.
Пәрвәрдигар Худайиң саңа әмир қилғандәк шабат күнини муқәддәс дәп билип тут, униңға әмәл қил.
13 Altǝ kün ixlǝp barliⱪ ixliringni tügǝtkin;
Алтә күн ишләп барлиқ ишлириңни түгәткин;
14 lekin yǝttinqi küni Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa atalƣan xabat künidur. Sǝn xu küni ⱨeqⱪandaⱪ ix ⱪilmaysǝn; mǝyli sǝn yaki oƣlung bolsun, mǝyli ⱪizing, mǝyli ⱪulung, mǝyli dediking, mǝyli buⱪang, mǝyli exiking, mǝyli ⱨǝrⱪandaⱪ baxⱪa uliƣing, yaki sǝn bilǝn bir yǝrdǝ turuwatⱪan musapir bolsun, ⱨeqⱪandaⱪ ix ⱪilmisun; xuning bilǝn ⱪulung wǝ dediking sǝndǝk aram alalaydu.
лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиңға аталған шабат күнидур. Сән шу күни һеч қандақ иш қилмайсән; мәйли сән яки оғлуң болсун, мәйли қизиң, мәйли қулуң, мәйли дедигиң, мәйли буқаң, мәйли ешигиң, мәйли һәр қандақ башқа улиғиң, яки сән билән бир йәрдә туруватқан мусапир болсун, һеч қандақ иш қилмисун; шуниң билән қулуң вә дедигиң сәндәк арам алалайду.
15 Sǝn ɵzüngning ǝslidǝ Misir zeminida ⱪul bolƣanliⱪingni, Pǝrwǝrdigar Hudaying küqlük ⱪoli wǝ uzatⱪan biliki bilǝn seni xu yǝrdin qiⱪarƣanliⱪini esingdǝ tut; xu sǝwǝbtin Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga xabat künini tutuxni ǝmr ⱪilƣan.
Сән өзүңниң әслидә Мисир зиминида қул болғанлиғиңни, Пәрвәрдигар Худайиң күчлүк қоли вә узатқан билиги билән сени шу йәрдин чиқарғанлиғини есиңдә тут; шу сәвәптин Пәрвәрдигар Худайиң саңа шабат күнини тутушни әмир қилған.
16 Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga ǝmr ⱪilƣandǝk ata-anangni ⱨɵrmǝt ⱪil. Xundaⱪ ⱪilsang Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga ata ⱪilmaⱪqi bolƣan zeminda uzun ɵmür kɵrisǝn, ⱨaling yahxi bolidu.
Пәрвәрдигар Худайиң саңа әмир қилғандәк ата-анаңни һөрмәт қил. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилмақчи болған зиминда узун өмүр көрисән, һалиң яхши болиду.
17 Ⱪatilliⱪ ⱪilma.
Қатиллиқ қилма.
18 Ⱨǝm zina ⱪilma.
Һәм зина қилма.
19 Ⱨǝm oƣriliⱪ ⱪilma.
Һәм оғрилиқ қилма.
20 Ⱨǝm ⱪoxnang toƣruluⱪ yalƣan guwaⱨliⱪ bǝrmǝ.
Һәм хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә.
21 Ⱨǝm ⱪoxnangning ayalini tǝmǝ ⱪilma wǝ nǝ uning ɵyi, uning etizi, uning ⱪuli, nǝ uning dediki, nǝ uning kalisi, nǝ uning exikigǝ yaki ⱪoxnangning ⱨǝrⱪandaⱪ baxⱪa nǝrsisigǝ kɵz ⱪiringni salma».
Һәм хошнаңниң аялини тама қилма вә нә униң өйи, униң етизи, униң қули, нә униң дедиги, нә униң калиси, нә униң ешигигә яки хошнаңниң һәр қандақ башқа нәрсисигә көз қириңни салма».
22 — bu sɵzlǝrni Pǝrwǝrdigar taƣda, ot, bulut wǝ sürlük ⱪarangƣuluⱪ iqidin küqlük awazi bilǝn silǝrning pütkül jamaitinglarƣa eytⱪan wǝ ularƣa ⱨeq baxⱪa [sɵzlǝrni] ⱪoxmiƣan; u ularni ikki tax tahtayƣa pütüp manga tapxurdi.
— бу сөзләрни Пәрвәрдигар тағда, от, булут вә сүрлүк қараңғулуқ ичидин күчлүк авази билән силәрниң пүткүл җамаитиңларға ейтқан вә уларға Цеч башқа [сөзләрни] қошмиған; у уларни икки таш тахтайға пүтүп маңа тапшурди.
23 Wǝ xundaⱪ boldiki, ⱪarangƣuluⱪtin qiⱪⱪan awazni angliƣininglarda wǝ otluⱪ taƣ kɵyginidǝ silǝr, yǝni ⱪǝbilǝ baxliⱪliringlar wǝ aⱪsaⱪalliringlar yenimƣa kelip: —
Вә шундақ болдики, қараңғулуқтин чиққан авазни аңлиғиниңларда вә отлуқ тағ көйгинидә силәр, йәни қәбилә башлиқлириңлар вә ақсақаллириңлар йенимға келип: —
24 «Mana, Pǝrwǝrdigar Hudayimiz ɵz xan-xǝripi wǝ uluƣluⱪini ayan ⱪildi wǝ biz uning awazini ot otturisidin angliduⱪ, xuning bilǝn biz bügünki kündǝ Huda insanlar bilǝn sɵzlǝxkǝn bolsimu, ularning tirik ⱪalƣanliⱪini kɵrduⱪ.
«Мана, Пәрвәрдигар Худайимиз өз шан-шәриви вә улуқлуғини аян қилди вә биз униң авазини от оттурисидин аңлидуқ, шуниң билән биз бүгүнки күндә Худа инсанлар билән сөзләшкән болсиму, уларниң тирик қалғанлиғини көрдуқ.
25 Əmdi biz jenimizƣa tǝwǝkkül ⱪiliximizning nemǝ ⱨajiti? Qünki muxu dǝⱨxǝtlik ot bizni yutuwetidu. Əgǝr biz Pǝrwǝrdigar Hudayimizning awazini anglawǝrsǝk ɵlüp ketimiz.
Әнди биз җенимизға тәвәккүл қилишимизниң немә һаҗити? Чүнки мошу дәһшәтлик от бизни жутуветиду. Әгәр биз Пәрвәрдигар Худайимизниң авазини аңлавәрсәк өлүп кетимиз.
26 Qünki ǝt igiliridin ⱨayat igisi Hudaning otning otturisidin sɵzligǝn awazini anglap, bizdǝk tirik turuwatⱪanlardin kim bar?
Чүнки әт егилиридин һаят егиси Худаниң отниң оттурисидин сөзлигән авазини аңлап, биздәк тирик туруватқанлардин ким бар?
27 Sǝn ɵzüng Pǝrwǝrdigar Hudayimizƣa yeⱪinlixip, uning sɵzligǝnlirining ⱨǝmmisini angliƣin; andin Pǝrwǝrdigar Hudayimiz sanga sɵzligǝnlirining ⱨǝmmisini bizgǝ eytip berisǝn; xuning bilǝn biz uni anglap ǝmǝl ⱪilimiz» — dedinglar.
Сән өзүң Пәрвәрдигар Худайимизға йеқинлишип, униң сөзлигәнлириниң һәммисини аңлиғин; андин Пәрвәрдигар Худайимиз саңа сөзлигәнлириниң һәммисини бизгә ейтип берисән; шуниң билән биз уни аңлап әмәл қилимиз» — дедиңлар.
28 Pǝrwǝrdigar silǝrning bu manga eytⱪan sɵzliringlarni anglap manga: «Bu hǝlⱪning sanga eytⱪan sɵzlirini anglidim; ularning barliⱪ eytⱪan sɵzliri durustur.
Пәрвәрдигар силәрниң бу маңа ейтқан сөзлириңларни аңлап маңа: «Бу хәлиқниң саңа ейтқан сөзлирини аңлидим; уларниң барлиқ ейтқан сөзлири дурустур.
29 Kaxki ularda Mǝndin ⱪorⱪup, ǝmrlirimni izqil tutidiƣan bir ⱪǝlb bolsidi, ularning ⱨali wǝ baliliringning ⱨali mǝnggügǝ yahxi bolatti!
Кашки уларда Мәндин қорқуп, әмирлиримни изчил тутидиған бир қәлб болсиди, уларниң һали вә балилириңниң һали мәңгүгә яхши болатти!
30 Sǝn berip ularƣa: «Qediringlarƣa ⱪaytinglar» — degin.
Сән берип уларға: «Чедириңларға қайтиңлар» — дегин.
31 Sǝn bolsang yenimda turƣin; Mǝn sening ularƣa ɵgitixing kerǝk bolƣan ǝmrlǝr, bǝlgilimilǝr wǝ ⱨɵkümlǝrning ⱨǝmmisini sanga eytip berimǝn; xuning bilǝn ular Mǝn ularƣa tǝwǝlik ⱪilip beridiƣan zeminda turup bularƣa ǝmǝl ⱪilidiƣan bolidu.
Сән болсаң йенимда турғин; Мән сениң уларға үгитишиң керәк болған әмирләр, бәлгүлимиләр вә һөкүмләрниң һәммисини саңа ейтип беримән; шуниң билән улар Мән уларға тәвәлик қилип беридиған зиминда туруп буларға әмәл қилидиған болиду.
32 Əmdi Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ ǝmr ⱪilƣandǝk ⱪilixⱪa kɵngül bɵlünglar; uningdin ong wǝ solƣa taymanglar!
Әнди Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә әмир қилғандәк қилишқа көңүл бөлүңлар; униңдин оң вә солға таймаңлар!
33 Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ ǝmr ⱪilƣan barliⱪ yollirida menginglar; xundaⱪ ⱪilsanglar ⱨayatliⱪ tepip, ⱨalinglar yahxi bolidu wǝ silǝr igidarqiliⱪ ⱪilidiƣan zeminda turup künliringlar uzun bolidu».
Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә әмир қилған барлиқ йоллирида меңиңлар; шундақ қилсаңлар һаятлиқ тепип, һалиңлар яхши болиду вә силәр егидарчилиқ қилидиған зиминда туруп күнлириңлар узун болиду».

< Ⱪanun xǝrⱨi 5 >