< Ⱪanun xǝrⱨi 34 >
1 Andin Musa Moabning tüzlǝnglikliridin qiⱪip Nebo teƣining üstigǝ, yǝni Yerihoning utturisidiki Pisgaⱨ teƣining qoⱪⱪisiƣa qiⱪti. Xu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigar uningƣa pütkül zeminni kɵrsǝtti; Gileadtin Danƣiqǝ,
Андин Муса Моабниң түзләңликлиридин чиқип Небо теғиниң үстигә, йәни Йерихониң уттурисидики Писгаһ теғиниң чоққисиға чиқти. Шу йәрдә Пәрвәрдигар униңға пүткүл зиминни көрсәтти; Гилеадтин Данғичә,
2 pütkül Naftali bilǝn Əfraim wǝ Manassǝⱨning zeminini, Yǝⱨudaning pütkül zemini bilǝn ⱪoxup mǝƣribtiki dengizƣiqǝ,
пүткүл Нафтали билән Әфраим вә Манассәһниң зиминини, Йәһуданиң пүткүл зимини билән қошуп мәғрибтики деңизғичә,
3 jǝnubtiki Nǝgǝw zeminini, «Horma xǝⱨiri» dǝp atalƣan Yeriho wadisidiki tüzlǝnglikni Zoar xǝⱨirigǝ ⱪǝdǝr, ⱨǝmmini uningƣa kɵrsǝtti.
җәнуптики Нәгәв зиминини, «Хорма шәһири» дәп аталған Йерихо вадисидики түзләңликни Зоар шәһиригә қәдәр, һәммини униңға көрсәтти.
4 Andin Pǝrwǝrdigar uningƣa sɵz ⱪilip: «Mǝn ⱪǝsǝm ⱪilip: «Bu zeminni sening nǝslinggǝ berimǝn» dǝp Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupⱪa wǝdǝ ⱪilƣan zemin mana muxudur. Əmdi sanga uni ɵz kɵzüng bilǝn kɵrüxkǝ nesip ⱪildim, lekin sǝn xu yǝrgǝ ɵtüp kirǝlmǝysǝn» dedi.
Андин Пәрвәрдигар униңға сөз қилип: «Мән қәсәм қилип: «Бу зиминни сениң нәслиңгә беримән» дәп Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа вәдә қилған зимин мана мошудур. Әнди саңа уни өз көзүң билән көрүшкә несип қилдим, лекин сән шу йәргә өтүп кирәлмәйсән» деди.
5 Andin Pǝrwǝrdigarning eytⱪinidǝk, Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Musa xu yǝrdǝ, yǝni Moabning zeminida wapat boldi.
Андин Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Пәрвәрдигарниң қули Муса шу йәрдә, йәни Моабниң зиминида вапат болди.
6 U uni Moabning zeminidiki taƣ jilƣisida, Bǝyt-Peorning utturisida dǝpnǝ ⱪildi; uning ⱪǝbrisining ⱪǝyǝrdǝ ikǝnlikini bügüngiqǝ ⱨeqkim bilmǝydu.
У уни Моабниң зиминидики тағ җилғисида, Бәйт-Пеорниң уттурисида дәпнә қилди; униң қәбриниң қәйәрдә екәнлигини бүгүнгичә һеч ким билмәйду.
7 Musa wapat bolƣan waⱪitta bir yüz yigirmǝ yaxⱪa kirgǝnidi, lekin kɵzliri ⱨeq torlaxmiƣan wǝ maƣduridin ⱨeq kǝtmigǝnidi.
Муса вапат болған вақитта бир йүз жигирмә яшқа киргән еди, лекин көзлири һеч торлашмиған вә мағдуридин һеч кәтмигән еди.
8 Israillar Musa üqün Moabdiki tüzlǝngliktǝ ottuz küngiqǝ matǝm tutti. Xuning bilǝn Musa üqün matǝm tutup yiƣlaydiƣan künlǝr tügigǝnidi.
Исраиллар Муса үчүн Моабдики түзләңликтә оттуз күнгичә матәм тутти. Шуниң билән Муса үчүн матәм тутуп жиғлайдиған күнләр түгигән еди.
9 Musa ⱪollirini uning üstigǝ ⱪoyƣaqⱪa, Nunning oƣli Yǝxua danaliⱪ bǝrgüqi Roⱨ bilǝn tolƣanidi. Xuning bilǝn Israillar uningƣa itaǝt ⱪilip, Pǝrwǝrdigarning Musaƣa buyruƣinidǝk ⱪildi.
Муса қоллирини униң үстигә қойғачқа, Нунниң оғли Йәшуа даналиқ бәргүчи Роһ билән толған еди. Шуниң билән Исраиллар униңға итаәт қилип, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилди.
10 Musadin keyin uningdǝk Pǝrwǝrdigar bilǝn yüz turanǝ sɵzlǝxkǝn ikkinqi bir pǝyƣǝmbǝr Israil iqidǝ qiⱪmidi;
Мусадин кейин униңдәк Пәрвәрдигар билән йүз туранә сөзләшкән иккинчи бир пәйғәмбәр Исраил ичидә чиқмиди;
11 Pǝrwǝrdigarning uni Misir zeminiƣa ǝwǝtixi bilǝn u xu yǝrdǝ Pirǝwngǝ, uning hizmǝtkarliri wǝ pütkül zeminidikilǝr aldida kɵrsǝtkǝn ⱨǝmmǝ mɵjizilik alamǝt wǝ karamǝtlǝrgǝ,
Пәрвәрдигарниң уни Мисир зиминиға әвәтиши билән у шу йәрдә Пирәвнгә, униң хизмәткарлири вә пүткүл зиминидикиләр алдида көрсәткән һәммә мөҗизилик аламәт вә карамәтләргә,
12 ayan ⱪilinƣan xu barliⱪ uluƣ ⱪudrǝtkǝ wǝ Musaning pütkül Israilning kɵz aldida kɵrsǝtkǝn barliⱪ dǝⱨxǝtlik ⱨǝywisigǝ tǝng turƣudǝk ⱨeqⱪandaⱪ adǝm qiⱪmidi.
аян қилинған шу барлиқ улуқ қудрәткә вә Мусаниң пүткүл Исраилниң көз алдида көрсәткән барлиқ дәһшәтлик һәйвисигә тәң турғидәк һеч қандақ адәм чиқмиди.