< Ⱪanun xǝrⱨi 29 >

1 Tɵwǝndikilǝr Pǝrwǝrdigar Israillar bilǝn ǝⱨdǝ baƣlax üqün Moab zeminida Musaƣa tapiliƣan sɵzlǝrdur. Bu ǝⱨdǝ Pǝrwǝrdigar ular bilǝn Ⱨorǝbdǝ ⱪilƣan ǝⱨdidin baxⱪa bir ǝⱨdǝ idi.
Төвәндикиләр Пәрвәрдигар Исраиллар билән әһдә бағлаш үчүн Моаб зиминида Мусаға тапилиған сөзләрдур. Бу әһдә Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә қилған әһдидин башқа бир әһдә еди.
2 Musa pütkül Israilni qaⱪirip ularƣa mundaⱪ dedi: «Silǝr Pǝrwǝrdigarning Misir zeminida Pirǝwngǝ, uning barliⱪ hizmǝtkarliri wǝ zeminning ⱨǝmmǝ yeridǝ kɵz aldinglarda nemǝ ix ⱪilƣinini kɵrdünglar,
Муса пүткүл Исраилни чақирип уларға мундақ деди: «Силәр Пәрвәрдигарниң Мисир зиминида Пирәвнгә, униң барлиқ хизмәткарлири вә зиминниң һәммә йеридә көз алдиңларда немә иш қилғинини көрдүңлар,
3 yǝni xu qong apǝtlǝr bilǝn uluƣ mɵjizilik alamǝt wǝ karamǝtlǝrni ɵz kɵzünglar bilǝn kɵrdünglar.
йәни шу чоң апәтләр билән улуқ мөҗизилик аламәт вә карамәтләрни өз көзүңлар билән көрдүңлар.
4 Lekin Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ bügüngiqǝ qüxǝngüdǝk kɵngül, kɵrgüdǝk kɵz wǝ angliƣudǝk ⱪulaⱪ bǝrmidi.
Лекин Пәрвәрдигар силәргә бүгүнгичә чүшәнгидәк көңүл, көргидәк көз вә аңлиғидәк қулақ бәрмиди.
5 Mǝn ⱪiriⱪ yil silǝrni bayawanda yetǝklǝp yürdüm; xu waⱪitlarda üstünglardiki kiyimliringlar konirimidi, putunglardiki kǝxinglarmu konirap kǝtmidi.
Мән қириқ жил силәрни баяванда йетәкләп жүрдүм; шу вақитларда үстүңлардики кийимлириңлар кониримиди, путуңлардики кәшиңларму конирап кәтмиди.
6 Huda Ɵzining silǝrning Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ikǝnlikini bilsun dǝp, silǝrgǝ yeyixkǝ nan, iqixkǝ xarab yaki küqlük iqimlik nesip ⱪilmidi.
Худа Өзиниң силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигини билсун дәп, силәргә йейишкә нан, ичишкә шарап яки күчлүк ичимлик несип қилмиди.
7 Silǝr bu jayƣa yetip kǝlgininglarda Ⱨǝxbonning padixaⱨi Siⱨon bilǝn Baxanning padixaⱨi Og biz bilǝn jǝng ⱪilƣili qiⱪti; ǝmma biz ularni urup mǝƣlup ⱪilduⱪ;
Силәр бу җайға йетип кәлгиниңларда Һәшбонниң падишаси Сиһон билән Башанниң падишаси Ог биз билән җәң қилғили чиқти; амма биз уларни уруп мәғлуп қилдуқ;
8 biz ularning zeminlirini elip Rubǝnlǝr bilǝn Gadlar wǝ Manassǝⱨning yerim ⱪǝbilisigǝ miras ⱪilip bǝrduk.
биз уларниң зиминлирини елип Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәрдук.
9 Əmdi silǝr ⱨǝmmǝ ixliringlarda rawaj tepix üqün bu ǝⱨdining sɵzlirini tutup, ularƣa ǝmǝl ⱪilinglar.
Әнди силәр һәммә ишлириңларда раваҗ тепиш үчүн бу әһдиниң сөзлирини тутуп, уларға әмәл қилиңлар.
10 Bügün ⱨǝmminglar — kǝbilǝ baxliⱪliringlar, aⱪsⱪalliringlar, ǝmǝldarliringlar, xuningdǝk Israilning ⱨǝmmǝ ǝrliri,
Бүгүн һәммиңлар — кәбилә башлиқлириңлар, ақсқаллириңлар, әмәлдарлириңлар, шуниңдәк Исраилниң һәммә әрлири,
11 kiqik baliliringlar, ayalliringlar, qedirgaⱨinglarda turuwatⱪan musapirlar, xundaⱪla otun kǝsküqiliringlar wǝ su toxuƣuqiliringlarmu, ⱨǝmminglar Pǝrwǝrdigarning aldida ⱨazir turuwatisilǝr;
кичик балилириңлар, аяллириңлар, чедиргаһиңларда туруватқан мусапирлар, шундақла отун кәскүчилириңлар вә су тошуғучилириңларму, һәммиңлар Пәрвәрдигарниң алдида һазир туруватисиләр;
12 mǝⱪsǝt xuki, Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning ǝⱨdisigǝ, yǝni Pǝrwǝrdigar Hudayinglar bügün silǝrgǝ bǝrgǝn ⱪǝsimi bilǝn baƣliƣan ǝⱨdigǝ dahil boluxunglar üqündur,
мәхсәт шуки, Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайиңлар бүгүн силәргә бәргән қәсими билән бағлиған әһдигә дахил болушуңлар үчүндур,
13 Wǝ xuning bilǝn tǝng U silǝrni bügün Ɵzigǝ has bir hǝlⱪ ⱪilip silǝrgǝ wǝdǝ ⱪilƣinidǝk, ata-bowiliringlarƣa, yǝni Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupⱪa ⱪilƣan ⱪǝsimi boyiqǝ ɵzi silǝrgǝ Huda boluxtur.
Вә шуниң билән тәң У силәрни бүгүн Өзигә хас бир хәлиқ қилип силәргә вәдә қилғинидәк, ата-бовилириңларға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қилған қәсими бойичә өзи силәргә Худа болуштур.
14 Lekin mǝn bu ǝⱨdǝ wǝ ⱪǝsǝmni yalƣuz silǝr bilǝnla ǝmǝs,
Лекин мән бу әһдә вә қәсәмни ялғуз силәр биләнла әмәс,
15 bǝlki bügün biz bilǝn bu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigar Hudayimizning aldida turuwatⱪanlar, xundaⱪla bügün bu yǝrdǝ biz bilǝn birgǝ bolmiƣan kixilǝrning ⱨǝmmisi bilǝnmu tüzüximǝn.
бәлки бүгүн биз билән бу йәрдә Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида туруватқанлар, шундақла бүгүн бу йәрдә биз билән биргә болмиған кишиләрниң һәммиси биләнму түзүшимән.
16 (qünki silǝr bizning Misir zeminida ⱪandaⱪ turƣanliⱪimiz wǝ sǝpirimizdǝ ǝllǝrning otturisidin ⱪandaⱪ ɵtüp kǝlginimizni obdan bilisilǝr;
(чүнки силәр бизниң Мисир зиминида қандақ турғанлиғимиз вә сәпиримиздә әлләрниң оттурисидин қандақ өтүп кәлгинимизни убдан билисиләр;
17 Silǝr ularning arisidiki yirginqlik nǝrsilǝrni, ularning arisidiki yaƣaq, tax, altun wǝ kümüxtin yasalƣan butlarni kɵrdünglar).
Силәр уларниң арисидики жиргиничлик нәрсиләрни, уларниң арисидики яғач, таш, алтун вә күмүчтин ясалған бутларни көрдүңлар).
18 Əⱨdining mǝⱪsiti bolsa, silǝrning aranglardiki ⱨǝrbir ǝr, ⱨǝrbir ayal, ⱨǝrbir ailǝ wǝ ⱨǝrbir ⱪǝbililiringlardin bügün kɵngli Pǝrwǝrdigar Hudayimizdin yenip, xu ǝllǝrning ilaⱨlirining ⱪulluⱪiƣa kirip ketidiƣan ⱨeq kixi bolmisun, xundaⱪla aranglarda ɵt süyi wǝ ǝmǝn qiⱪiridiƣan yiltiz pǝyda bolup ⱪalmisun üqündur.
Әһдиниң мәхсити болса, силәрниң араңлардики һәр бир әр, һәр бир аял, һәр бир аилә вә һәр бир қәбилилириңлардин бүгүн көңли Пәрвәрдигар Худайимиздин йенип, шу әлләрниң илаһлириниң қуллуғиға кирип кетидиған һеч киши болмисун, шундақла араңларда өт сүйи вә әмән чиқиридиған йилтиз пәйда болуп қалмисун үчүндур.
19 Dǝrwǝⱪǝ xundaⱪ boliduki, xu lǝnǝt sɵzlirini angliƣanda ɵz kɵnglidǝ ɵz-ɵzini bǝht-bǝrikǝtlik sanap: «Mǝn ⱪanqǝ baxbaxtaⱪliⱪ bilǝn mangsammu, tinq-amanliⱪta turiwerimǝn», degüqi xundaⱪ bir kixi bolidu; nǝtijidǝ, nǝm yǝrmu qangⱪaⱪ yǝrgǝ ohxaxla wǝyran ⱪilinidu.
Дәрвәқә шундақ болидуки, шу ләнәт сөзлирини аңлиғанда өз көңлидә өз-өзини бәхит-бәрикәтлик санап: «Мән қанчә башбаштақлиқ билән маңсамму, теч-аманлиқта туриверимән», дегүчи шундақ бир киши болиду; нәтиҗидә, нәм йәрму чаңқақ йәргә охшашла вәйран қилиниду.
20 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ kixini ǝpu ⱪilmaydu, bǝlki Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi bilǝn otluⱪ ⱪǝⱨri tütündǝk xu kixigǝ qüxidu; bu kitabta pütülgǝn ⱨǝmmǝ lǝnǝtlǝr uning bexiƣa qüxidu; Pǝrwǝrdigar uning ismini asmanning tegidin ɵqüridu.
Пәрвәрдигар мундақ кишини әпу қилмайду, бәлки Пәрвәрдигарниң ғәзиви билән отлуқ қәһри түтүндәк шу кишигә чүшиду; бу китапта пүтүлгән һәммә ләнәтләр униң бешиға чүшиду; Пәрвәрдигар униң исмини асманниң тегидин өчүриду.
21 Pǝrwǝrdigar bu ⱪanun kitabida pütülgǝn ǝⱨdining ⱨǝmmǝ lǝnǝtliri boyiqǝ Israilning barliⱪ ⱪǝbililiridin uni ayrip qiⱪip, apǝtkǝ muptila ⱪilidu.
Пәрвәрдигар бу қанун китавида пүтүлгән әһдиниң һәммә ләнәтлири бойичә Исраилниң барлиқ қәбилилиридин уни айрип чиқип, апәткә муптила қилиду.
22 Kǝlgüsi dǝwr bolsa, yǝni silǝrdin keyin qiⱪidiƣan baliliringlar wǝ xundaⱪla yiraⱪ yurttin kǝlgǝn musapirlar Pǝrwǝrdigar xu zeminning üstigǝ ǝwǝtkǝn balayi’apǝtlǝr bilǝn kesǝllǝrni kɵridu;
Кәлгүси дәвир болса, йәни силәрдин кейин чиқидиған балилириңлар вә шундақла жирақ жуттин кәлгән мусапирлар Пәрвәрдигар шу зиминниң үстигә әвәткән балаю-апәтләр билән кесәлләрни көриду;
23 Pǝrwǝrdigar ƣǝzipi wǝ ⱪǝⱨri bilǝn wǝyran ⱪilƣan Sodom, Gomorra, Admaⱨ wǝ Zǝboimlarning wǝyranqiliⱪidǝk zeminning ⱨǝmmǝ yeri günggürtlixip, xorlixip, kɵyüp kǝtkinini, teriⱪqiliⱪmu, ⱨosulmu bolmiƣinini, ot-qɵpmu ünmiginini kɵridu;
Пәрвәрдигар ғәзиви вә қәһри билән вәйран қилған Содом, Гоморра, Адмаһ вә Зәбоимларниң вәйранчилиғидәк зиминниң һәммә йери гуңгутлишип, шорлишип, көйүп кәткинини, териқчилиқму, һосулму болмиғинини, от-чөпму үнмигинини көриду;
24 buni kɵrgǝnlǝr, ⱨǝtta ⱨǝmmǝ ǝl-yurt: «Nemixⱪa Pǝrwǝrdigar bu zeminƣa mundaⱪ ⱪilƣandu? Nemixⱪa Uning ƣǝzipi xunqǝ ⱪattiⱪ, ǝxǝddiy bolƣandu?» dǝp soraydu;
буни көргәнләр, һәтта һәммә әл-жут: «Немишкә Пәрвәрдигар бу зиминға мундақ қилғанду? Немишкә Униң ғәзиви шунчә қаттиқ, әшәддий болғанду?» дәп сорайду;
25 andin ularƣa jawab berilip: «Ular ata-bowilirining Hudasi Pǝrwǝrdigarning ularni Misir zeminidin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣinida ular bilǝn bekitkǝn ǝⱨdini taxlap,
андин уларға җавап берилип: «Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң уларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарғинида улар билән бекиткән әһдини ташлап,
26 berip ularning nesiwisi bolmiƣan, ɵzimu tonumiƣan ilaⱨlarning ⱪulluⱪiƣa kirip, ularƣa qoⱪunƣini üqün xundaⱪ boldi.
берип уларниң несивиси болмиған, өзиму тонумиған илаһларниң қуллуғиға кирип, уларға чоқунғини үчүн шундақ болди.
27 Mana bu sǝwǝbtin Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi bu zeminƣa tutixip, bu kitabta pütülgǝn ⱨǝmmǝ lǝnǝtni uning üstigǝ kǝltürdi.
Мана бу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бу зиминға тутишип, бу китапта пүтүлгән һәммә ләнәтни униң үстигә кәлтүрди.
28 Xuning üqün Pǝrwǝrdigar ƣǝzǝp, aqqiⱪ wǝ zor ⱪǝⱨr bilǝn ularni yurtidin yulup, baxⱪa bir yurtⱪa taxlidi» — deyilidu.
Шуниң үчүн Пәрвәрдигар ғәзәп, аччиқ вә зор қәһр билән уларни жутидин жулуп, башқа бир жутқа ташлиди» — дейилиду.
29 Ⱨǝrbir yoxurun sirlar bolsa Pǝrwǝrdigar Hudayimizningkidur; lekin ⱨǝrⱪandaⱪ axkarilanƣan wǝⱨiylǝr bolsa bu ⱪanunning sɵzlirigǝ ǝmǝl ⱪiliximiz üqün ǝbǝdgiqǝ biz wǝ balilirimizningkidur.
Һәр бир йошурун сирлар болса Пәрвәрдигар Худайимизниңкидур; лекин һәр қандақ ашкариланған вәһийләр болса бу қанунниң сөзлиригә әмәл қилишимиз үчүн әбәткичә биз вә балилиримизниңкидур.

< Ⱪanun xǝrⱨi 29 >