< Ⱪanun xǝrⱨi 27 >

1 Musa wǝ Israilning aⱪsaⱪalliri hǝlⱪⱪǝ buyrup mundaⱪ dedi: — «Mǝn bügün silǝrgǝ tapiliƣan bu barliⱪ ǝmrni tutunglar.
Муса вә Исраилниң ақсақаллири хәлиққә буйруп мундақ деди: — «Мән бүгүн силәргә тапилиған бу барлиқ әмирни тутуңлар.
2 Iordan dǝryasidin ɵtüp Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ beridiƣan zeminƣa kirgǝn kündǝ, silǝr qong-qong taxlarni tiklǝp ularni ⱨak bilǝn aⱪartinglar;
Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминға киргән күндә, силәр чоң-чоң ташларни тикләп уларни һак билән ақартиңлар;
3 andin ata-bowiliringlarning Hudasi Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ wǝdǝ ⱪilƣinidǝk, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ beridiƣan, süt bilǝn ⱨǝsǝl eⱪip turidiƣan zeminƣa kirixinglar üqün dǝryadin ɵtkininglǝrdǝ, bu ⱪanunning ⱨǝmmǝ sɵzlirini xu taxlarƣa pütüp ⱪoyunglar.
андин ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә вәдә қилғинидәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған, сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға киришиңлар үчүн дәриядин өткиниңләрдә, бу қанунниң һәммә сөзлирини шу ташларға пүтүп қоюңлар.
4 Silǝr Iordan dǝryasidin ɵtüp, mening bügünki ǝmrim boyiqǝ xu taxlarni Ebal teƣida tiklǝp, ularni ⱨak bilǝn aⱪartinglar.
Силәр Иордан дәриясидин өтүп, мениң бүгүнки әмрим бойичә шу ташларни Ебал теғида тикләп, уларни һак билән ақартиңлар.
5 Silǝr xu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigar Hudayinglar üqün tɵmür ǝswab tǝgmigǝn taxlardin ⱪurbangaⱨ yasanglar;
Силәр шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңлар үчүн төмүр әсвап тәгмигән ташлардин қурбангаһ ясаңлар;
6 Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning bu ⱪurbangaⱨi yonulmiƣan, pütün taxlardin yasalsun; uning üstidǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni Hudayinglar Pǝrwǝrdigarƣa atap sununglar,
Пәрвәрдигар Худайиңларниң бу қурбангаһи ойулмиған, пүтүн ташлардин ясалсун; униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқларни Худайиңлар Пәрвәрдигарға атап сунуңлар,
7 wǝ xu yǝrdǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪlirinimu sununglar, ulardin yǝp Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning ⱨuzurida xadlininglar.
вә шу йәрдә енақлиқ қурбанлиқлириниму сунуңлар, улардин йәп Пәрвәрдигар Худайиңларниң һозурида шатлиниңлар.
8 Silǝr xu taxlar üstigǝ bu ⱪanunning ⱨǝmmǝ sɵzlirini eniⱪ pütüp ⱪoyunglar».
Силәр шу ташлар үстигә бу қанунниң һәммә сөзлирини ениқ пүтүп қоюңлар».
9 Andin Musa bilǝn Lawiy kaⱨinlar pütkül Israilƣa sɵz ⱪilip: «Əy Israil, xük turup anglanglar! Silǝr bügün Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning hǝlⱪi boldunglar.
Андин Муса билән Лавий каһинлар пүткүл Исраилға сөз қилип: «Әй Исраил, шүк туруп аңлаңлар! Силәр бүгүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң хәлқи болдуңлар.
10 Əmdi Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning awaziƣa ⱪulaⱪ selip, mǝn bügün silǝrgǝ tapiliƣan uning ǝmrliri wǝ bǝlgilimilirigǝ ǝmǝl ⱪilinglar» — deyixti.
Әнди Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән бүгүн силәргә тапилиған униң әмирлири вә бәлгүлимилиригә әмәл қилиңлар» — дейишти.
11 Xu küni Musa hǝlⱪⱪǝ ǝmr ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Шу күни Муса хәлиққә әмир қилип мундақ деди: —
12 Silǝr Iordan dǝryasidin ɵtkǝndin keyin, bular, yǝni Ximeon, Lawiy, Yǝⱨuda, Issakar, Yüsüp bilǝn Binyaminlar Gǝrizim teƣining üstidǝ turup, hǝlⱪⱪǝ bǝht-bǝrikǝt tilisun.
Силәр Иордан дәриясидин өткәндин кейин, булар, йәни Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар, Йүсүп билән Биняминлар Гәризим теғиниң үстидә туруп, хәлиққә бәхит-бәрикәт тилисун.
13 Bular, yǝni Rubǝn, Gad, Axir, Zǝbulun, Dan bilǝn Naftali Ebal teƣining üstidǝ lǝnǝt oⱪuxⱪa tursun.
Булар, йәни Рубән, Гад, Ашир, Зәбулун, Дан билән Нафтали Ебал теғиниң үстидә ләнәт оқушқа турсун.
14 U waⱪitta Lawiylar Israillarning ⱨǝmmisigǝ yuⱪiri awaz bilǝn: —
У вақитта Лавийлар Исраилларниң һәммисигә жуқури аваз билән: —
15 «Kimki ⱨünǝrwǝnning ⱪoli bilǝn birǝr oyma yaki ⱪuyma mǝbudni yasap qiⱪsa (Pǝrwǝrdigar aldida yirginqlik ixtur!), uni yoxurunqǝ tiklǝp ⱪoysa lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: — Amin! desun.
«Кимки һүнәрвәнниң қоли билән бирәр ойма яки қуйма мәбудни ясап чиқса (Пәрвәрдигар алдида жиркиничлик иштур!), уни йошурунчә тикләп қойса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
16 «Kimki ata-anisini kɵzgǝ ilmisa lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: — Amin! desun.
«Кимки ата-анисини көзгә илмиса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
17 «Kimki ⱪoxnisining pasil texini yɵtkisǝ lǝnǝtkǝ ⱪalsun», dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: — Amin! desun.
«Кимки хошнисиниң пасил тешини йөткисә ләнәткә қалсун», дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
18 «Kimki bir korni yoldin azdursa lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: — Amin! desun.
«Кимки бир корни йолдин аздурса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
19 «Kimki musapir, yetim-yesir wǝ tul hotun toƣrisidiki ⱨɵkümni burmilisa, lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: — Amin! desun.
«Кимки мусапир, житим-йесир вә тул хотун тоғрисидики һөкүмни бурмилиса, ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
20 «Kimki atisining hotuni bilǝn yatsa, atisining yotⱪinini aqⱪan bolƣaqⱪa lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: Amin! — desun.
«Кимки атисиниң хотуни билән ятса, атисиниң йотқинини ачқан болғачқа ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
21 «Kimki ⱨaywan bilǝn munasiwǝt ⱪilsa lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: Amin! — desun.
«Кимки һайван билән мунасивәт қилса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
22 «Kimki atisining ⱪizi yaki anisining ⱪizi bolƣan ɵz ⱨǝmxirisi bilǝn yatsa lǝnǝtkǝ ⱪalsun» — dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: Amin! — desun.
«Кимки атисиниң қизи яки анисиниң қизи болған өз һәмшириси билән ятса ләнәткә қалсун» — дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
23 «Kimki ⱪeynanisi bilǝn yatsa lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: Amin! — desun.
«Кимки қейинаниси билән ятса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: Амин! — десун.
24 «Kimki ⱪoxnisini paylap turup yoxurun ɵltürsǝ lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: — Amin! desun.
«Кимки хошнисини пайлап туруп йошурун өлтүрсә ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
25 «Kimki gunaⱨsiz adǝmni ɵltürüp uning ⱪeni üqün ⱨǝⱪ alsa lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: — Amin! desun.
«Кимки гунасиз адәмни өлтүрүп униң қени үчүн һәқ алса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.
26 «Kimki bu ⱪanunning sɵzlirigǝ kɵngül bɵlmǝy, uningƣa ǝmǝl ⱪilixta qing turmisa, lǝnǝtkǝ ⱪalsun» dǝp jakarlisun. Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi jawabǝn: — Amin! desun.
«Кимки бу қанунниң сөзлиригә көңүл бөлмәй, униңға әмәл қилишта чиң турмиса, ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җававән: — Амин! десун.

< Ⱪanun xǝrⱨi 27 >