< Ⱪanun xǝrⱨi 26 >
1 Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga miras ⱪilip beridiƣan zeminƣa kirip uni ɵzüngning ⱪilip igilǝp olturaⱪlaxⱪanda,
Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа мирас қилип беридиған зиминға кирип уни өзүңниң қилип егиләп олтирақлашқанда,
2 Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga beridiƣan zeminning ⱨosulini alƣanda, sǝn yǝrning dǝslǝpki pixⱪan mewisini elip, sewǝtkǝ selip Pǝrwǝrdigar Hudaying Ɵz namini ⱪoyuxⱪa tallaydiƣan jayƣa elip berixing kerǝk;
Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминниң һосулини алғанда, сән йәрниң дәсләпки пишқан мевисини елип, севәткә селип Пәрвәрдигар Худайиң Өз намини қоюшқа таллайдиған җайға елип беришиң керәк;
3 andin xu waⱪittiki kaⱨinning ⱪexiƣa kǝltürüp, uningƣa: «Pǝrwǝrdigar Ɵzi bizgǝ berixkǝ ata-bowilirimizƣa ⱪǝsǝm ⱪilƣan zeminƣa kirdim, bügün mǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingning aldida xundaⱪ bolƣiniƣa guwaⱨmǝn», dǝp eytisǝn.
андин шу вақиттики каһинниң қешиға кәлтүрүп, униңға: «Пәрвәрдигар Өзи бизгә беришкә ата-бовилиримизға қәсәм қилған зиминға кирдим, бүгүн мән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида шундақ болғиниға гувамән», дәп ейтисән.
4 Kaⱨin sewǝtni ⱪolungdin elip uni Pǝrwǝrdigar Hudayingning ⱪurbangaⱨining aldida ⱪoyidu;
Каһин севәтни қолуңдин елип уни Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһиниң алдида қойиду;
5 andin sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingning aldida sɵz ⱪilip mundaⱪ dǝysǝn: — «Mening atam ǝsli ƣerib bir aramiy idi; Misirƣa qüxüp olturaⱪlaxti; ular xu yǝrdǝ sani az musapir bolsimu, barƣanseri kɵpiyip uluƣ, küqlük, qong bir hǝlⱪ boldi.
андин сән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сөз қилип мундақ дәйсән: — «Мениң атам әсли ғериб бир арамий еди; Мисирға чүшүп олтирақлашти; улар шу йәрдә сани аз мусапир болсиму, барғансери көпийип улуқ, күчлүк, чоң бир хәлиқ болди.
6 Lekin Misirliⱪlar bizgǝ ⱪattiⱪ ⱪolluⱪ ⱪilip, zulum selip bizni eƣir ǝmgǝkkǝ saldi.
Лекин Мисирлиқлар бизгә қаттиқ қоллуқ қилип, зулум селип бизни еғир әмгәккә салди.
7 Əmma biz ata-bowilirimizning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad ⱪiliwiduⱪ, Pǝrwǝrdigar awazimizni anglap biz tartiwatⱪan harliⱪ, japa wǝ zulumƣa nǝzirini saldi.
Амма биз ата-бовилиримизниң Худаси Пәрвәрдигарға пәряд қиливидуқ, Пәрвәрдигар авазимизни аңлап биз тартиватқан харлиқ, җапа вә зулумға нәзирини салди.
8 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar küqlük ⱪol wǝ uzartⱪan bilǝk, dǝⱨxǝtlǝr wǝ mɵjizilik alamǝtlǝr wǝ karamǝtlǝr bilǝn bizni Misirdin qiⱪirip
Шуниң билән Пәрвәрдигар күчлүк қол вә узартқан биләк, дәһшәтләр вә мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр билән бизни Мисирдин чиқирип
9 bizni bu yǝrgǝ elip kelip bu zeminƣa, yǝni süt bilǝn ⱨǝsǝl eⱪip turidiƣan bir zeminƣa igǝ ⱪildi!
бизни бу йәргә елип келип бу зиминға, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған бир зиминға егә қилди!
10 Əmdi mana, ǝy Pǝrwǝrdigar, sǝn Manga bǝrgǝn bu zeminning mewisining dǝslǝpki pixⱪinini sening ⱪexingƣa ǝkǝldim», dǝysǝn. Xularni dǝp, sewǝtni Pǝrwǝrdigar Hudayingning ⱨuzurida ⱪoyup, Pǝrwǝrdigar Hudayingning aldida sǝjdǝ ⱪilisǝn;
Әнди мана, әй Пәрвәрдигар, сән Маңа бәргән бу зиминниң мевисиниң дәсләпки пишқинини сениң қешиңға әкәлдим», дәйсән. Шуларни дәп, севәтни Пәрвәрдигар Худайиңниң һозурида қоюп, Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сәҗдә қилисән;
11 xundaⱪ ⱪilip sǝn wǝ ɵyüngdikilǝr Pǝrwǝrdigar Hudayingning silǝrgǝ ata ⱪilƣan ⱨǝmmǝ nemǝtliridin hux bolunglar; ɵzüng, Lawiylar wǝ aranglarda turidiƣan musapirlar ⱪoxulup xadlininglar.
шундақ қилип сән вә өйүңдикиләр Пәрвәрдигар Худайиңниң силәргә ата қилған һәммә немәтлиридин хуш болуңлар; өзүң, Лавийлар вә араңларда туридиған мусапирлар қошулуп шатлиниңлар.
12 Sǝn ⱨǝr üqinqi yilida, yǝni ondin biri bolƣan ɵxrǝ yilida ⱨǝmmǝ ⱨosulungning ondin birini ɵxrǝ ayrip bolƣandin keyin, sǝn Lawiy bilǝn musapirƣa, yetim-yesir, tul hotunlarƣa dǝrwaziliringning iqidǝ xulardin yǝp toyunsun dǝp berisǝn;
Сән һәр үчинчи жилида, йәни ондин бири болған өшрә жилида һәммә һосулуңниң ондин бирини өшрә айрип болғандин кейин, сән Лавий билән мусапирға, житим-йесир, тул хотунларға дәрвазилириңниң ичидә шулардин йәп тоюнсун дәп берисән;
13 wǝ sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingning aldida sɵz ⱪilip xundaⱪ dǝysǝn: «Mǝn ɵyümdin [Hudaƣa] muⱪǝddǝs ⱪilinƣan nǝrsilǝrni ayrip elip qiⱪip, sǝn Manga tapiliƣan ǝmr boyiqǝ bularni Lawiy bilǝn musapirƣa, yetim-yesir, tul hotunlarƣa bǝrdim; mǝn Sening ǝmrliringning ⱨeqbirini nǝ buzmidim, nǝ ⱨeqⱪaqan unutmidim;
вә сән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сөз қилип шундақ дәйсән: «Мән өйүмдин [Худаға] муқәддәс қилинған нәрсиләрни айрип елип чиқип, сән Маңа тапилиған әмир бойичә буларни Лавий билән мусапирға, житим-йесир, тул хотунларға бәрдим; мән Сениң әмирлириңниң һеч бирини нә бузмидим, нә һеч қачан унутмидим;
14 matǝm tutⱪanlirimda xulardin ⱨeqnemini yemidim, napak ⱨalǝttǝ turup buningdin birnemini almidim; ɵlgǝn kixigǝ atap buningdin ⱨeqnemǝ bǝrmidim, bǝlki Pǝrwǝrdigar Hudayimning awazini anglap ⱨǝr ixta Sǝn manga ǝmr ⱪilƣining boyiqǝ ⱪildim.
матәм тутқанлиримда шулардин һеч немини йемидим, напак һаләттә туруп буниңдин бир немини алмидим; өлгән кишигә атап буниңдин һеч немә бәрмидим, бәлки Пәрвәрдигар Худайимниң авазини аңлап һәр ишта Сән маңа әмир қилғиниң бойичә қилдим.
15 Əmdi Sǝn muⱪǝddǝs makaning bolƣan asmanlardin nǝzǝr selip Ɵz hǝlⱪing Israilni, xundaⱪla ata-bowilirimizƣa ⱪǝsǝm bilǝn ⱪilƣan wǝdǝng boyiqǝ, ⱨǝsǝl bilǝn süt aⱪidiƣan, bizgǝ bǝrgǝn bu zeminni bǝrikǝtligǝysǝn».
Әнди Сән муқәддәс маканиң болған асманлардин нәзәр селип Өз хәлқиң Исраилни, шундақла ата-бовилиримизға қәсәм билән қилған вәдәң бойичә, һәсәл билән сүт ақидиған, бизгә бәргән бу зиминни бәрикәтлигәйсән».
16 Bügün Pǝrwǝrdigar Hudaying bu bǝlgilimilǝrgǝ ⱨǝm ⱨɵkümlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilixⱪa ǝmr ⱪildi; pütün ⱪǝlbing, pütün jening bilǝn ularni tutup ularƣa ǝmǝl ⱪil.
Бүгүн Пәрвәрдигар Худайиң бу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә әмәл қилишқа әмир қилди; пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң билән уларни тутуп уларға әмәл қил.
17 Sǝn bügün Pǝrwǝrdigarni ɵzüngning Hudaying boluxⱪa, xundaⱪla Uning yollirida mengixⱪa, Uning bǝlgilimilirigǝ, Uning ǝmrlirigǝ, Uning ⱨɵkümlirigǝ ǝmǝl ⱪilip Uning awaziƣa ⱪulaⱪ selixⱪa ⱪobul ⱪilding;
Сән бүгүн Пәрвәрдигарни өзүңниң Худайиң болушқа, шундақла Униң йоллирида меңишқа, Униң бәлгүлимилиригә, Униң әмирлиригә, Униң һөкүмлиригә әмәл қилип Униң авазиға қулақ селишқа қобул қилдиң;
18 wǝ Pǝrwǝrdigar bolsa bügün silǝrni Ɵzining has hǝlⱪi boluxⱪa, Uning barliⱪ ǝmrlirini tutuxⱪa (U silǝrgǝ wǝdǝ ⱪilƣandǝk) silǝrni ⱪobul ⱪildi.
вә Пәрвәрдигар болса бүгүн силәрни Өзиниң хас хәлқи болушқа, униң барлиқ әмирлирини тутушқа (у силәргә вәдә қилғандәк) силәрни қобул қилди.
19 Xundaⱪ bolsa, U silǝrgǝ izzǝt, nam-xɵⱨrǝt wǝ xan-xǝrǝp berip, Ɵzi yaratⱪan barliⱪ ǝllǝrdin silǝrni üstün ⱪilidu. Buning bilǝn silǝr Uning eytⱪinidǝk, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar üqün muⱪǝddǝs bir hǝlⱪ bolisilǝr.
Шундақ болса, У силәргә иззәт, нам-шөһрәт вә шан-шәрәп берип, Өзи яратқан барлиқ әлләрдин силәрни үстүн қилиду. Буниң билән силәр униң ейтқинидәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар үчүн муқәддәс бир хәлиқ болисиләр.