< Ⱪanun xǝrⱨi 2 >

1 Andin biz burulup, Pǝrwǝrdigar manga eytⱪandǝk Ⱪizil dengizƣa baridiƣan yol bilǝn sǝpǝrgǝ atlanduⱪ; biz nurƣun künlǝr Seir teƣi ǝtrapida aylinip yürduⱪ.
Андин биз бурулуп, Пәрвәрдигар маңа ейтқандәк Қизил деңизға баридиған йол билән сәпәргә атландуқ; биз нурғун күнләр Сеир теғи әтрапида айлинип жүрдуқ.
2 Pǝrwǝrdigar manga sɵz ⱪilip: —
Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: —
3 «Silǝrning muxu taƣni aylinip turƣan waⱪtinglar yetǝrlik boldi; ǝmdi ximal tǝrǝpkǝ burulunglar.
«Силәрниң мошу тағни айлинип турған вақтиңлар йетәрлик болди; әнди шимал тәрәпкә бурулуңлар.
4 Hǝlⱪⱪǝ: — Silǝr Seirda turuwatⱪan ⱪerindixinglar Əsawlarning qegrisidin ɵtidiƣan boldunglar; ular silǝrdin ⱪorⱪidu, xunga bǝk eⱨtiyat ⱪilip,
Хәлиққә: — Силәр Сеирда туруватқан қериндишиңлар Әсавларниң чегарисидин өтидиған болдуңлар; улар силәрдин қорқиду, шуңа бәк еһтият қилип,
5 ularƣa jǝng ⱪozƣimanglar; qünki mǝn silǝrgǝ ularning zeminidin ⱨǝtta tapanqiliⱪ yǝrnimu bǝrmǝymǝn; qünki Seir teƣini Əsawƣa miras ⱪilip bǝrdim.
уларға җәң қозғимаңлар; чүнки мән силәргә уларниң зиминидин һәтта тапанчилиқ йәрниму бәрмәймән; чүнки Сеир теғини Әсавға мирас қилип бәрдим.
6 Silǝr ularƣa pul tɵlǝp ozuⱪ-tülük setiwelinglar, pul tɵlǝp su setiwelinglar.
Силәр уларға пул төләп озуқ-түлүк сетивелиңлар, пул төләп су сетивелиңлар.
7 Qünki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ⱪolunglardiki barliⱪ ǝjirni bǝrikǝtlǝp kǝlgǝn; U silǝrning bu bipayan qɵl-bayawandin mengip ɵtüwatⱪininglarda ⱨǝmmini bildi; Pǝrwǝrdigar Hudayinglar bu ⱪiriⱪ yil silǝr bilǝn billǝ boldi; ⱨeq nǝrsidin kǝm bolmidinglar» — dedi.
Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар қолуңлардики барлиқ әҗирни бәрикәтләп кәлгән; У силәрниң бу бепаян чөл-баявандин меңип өтүватқиниңларда һәммини билди; Пәрвәрдигар Худайиңлар бу қириқ жил силәр билән биллә болди; һеч нәрсидин кам болмидиңлар» — деди.
8 Xuning bilǝn biz Seirda turuwatⱪan ⱪerindaxlirimiz Əsawlarning zeminidin wǝ Arabaⱨ tüzlǝnglikidin, xundaⱪla Elat wǝ Ezion-Gǝbǝrdin ɵtüp, burulup Moabdiki qɵl-bayawan yoli bilǝn mangduⱪ.
Шуниң билән биз Сеирда туруватқан қериндашлиримиз Әсавларниң зиминидин вә Арабаһ түзләңлигидин, шундақла Елат вә Езион-Гәбәрдин өтүп, бурулуп Моабдики чөл-баяван йоли билән маңдуқ.
9 Pǝrwǝrdigar manga: «Moabiylarni awarǝ ⱪilmanglar yaki ularƣa jǝng ⱪozƣimanglar; qünki Mǝn ularning zeminini silǝrgǝ miras ⱪilip bǝrmǝymǝn; qünki Mǝn Ar xǝⱨǝr-zeminini Lutning ǝwladliriƣa miras ⱪilip bǝrdim» — dedi
Пәрвәрдигар маңа: «Моабийларни аварә қилмаңлар яки уларға җәң қозғимаңлар; чүнки Мән уларниң зиминини силәргә мирас қилип бәрмәймән; чүнки Мән Ар шәһәр-зиминини Лутниң әвлатлириға мирас қилип бәрдим» — деди
10 (Əmiylǝr ǝslidǝ xu yǝrdǝ turatti; ular Anakiylarƣa ohxax küqlük, sani kɵp, egiz boyluⱪ bir hǝlⱪ idi.
(Әмийләр әслидә шу йәрдә туратти; улар Анакийларға охшаш күчлүк, сани көп, егиз бойлуқ бир хәлиқ еди.
11 Ular Anakiylardǝk «gigantlar» dǝp ⱨesablinidu; lekin Moabiylar ularni «Əmiylǝr» dǝp ataydu.
Улар Анакийлардәк «гигантлар» дәп һесаплиниду; лекин Моабийлар уларни «Әмийләр» дәп атайду.
12 Seirda ǝslidǝ Ⱨoriylar turatti; lekin Əsawlar Ⱨoriylarni zeminidin ⱨǝydiwetip, ularni yoⱪitip orniƣa olturaⱪlaxti — huddi Israillar Mǝnki Pǝrwǝrdigar ularƣa tǝⱪdim ⱪilƣan, ularning tǝwǝliki bolƣan zeminƣa ⱪilƣiniƣa ohxax).
Сеирда әслидә Һорийлар туратти; лекин Әсавлар Һорийларни зиминидин һайдиветип, уларни йоқитип орниға олтирақлашти — худди Исраиллар Мәнки Пәрвәрдигар уларға тәқдим қилған, уларниң тәвәлиги болған зиминға қилғиниға охшаш).
13 [Pǝrwǝrdigar: ] «Əmdi ⱨazir ornunglardin turup Zǝrǝd eⱪinidin ɵtünglar» dedi. Buni anglap biz Zǝrǝd eⱪinidin ɵttuⱪ.
[Пәрвәрдигар: ] «Әнди һазир орнуңлардин туруп Зәрәд еқинидин өтүңлар» деди. Буни аңлап биз Зәрәд еқинидин өттуқ.
14 Ⱪadǝx-Barneadin ayrilip Zǝrǝd eⱪinidin ɵtküqǝ bolƣan künlǝr ottuz sǝkkiz yil boldi; bu dǝl huddi Pǝrwǝrdigar ularƣa ⱪǝsǝm ⱪilƣinidǝk, u dǝwrdiki jǝngqilǝr bargaⱨtin pütünlǝy yoⱪitilƣuqǝ bolƣan ariliⱪtiki waⱪit idi.
Қадәш-Барнеадин айрилип Зәрәд еқинидин өткичә болған күнләр оттуз сәккиз жил болди; бу дәл худди Пәрвәрдигар уларға қәсәм қилғинидәк, у дәвирдики җәңчиләр баргаһтин пүтүнләй йоқитилғичә болған арилиқтики вақит еди.
15 Dǝrwǝⱪǝ Pǝrwǝrdigarning ⱪoli ularni bargaⱨtin yoⱪitip tügǝtküqǝ ularni ⱨalak ⱪilixⱪa ⱪarxi qiⱪⱪanidi.
Дәрвәқә Пәрвәрдигарниң қоли уларни баргаһтин йоқитип түгәткичә уларни һалак қилишқа қарши чиққан еди.
16 Wǝ xundaⱪ boldiki, xu jǝngqilǝr ɵlüp hǝlⱪ arisidin pütünlǝy tügigǝndin keyin,
Вә шундақ болдики, шу җәңчиләр өлүп хәлиқ арисидин пүтүнләй түгигәндин кейин,
17 Pǝrwǝrdigar manga sɵz ⱪilip: —
Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: —
18 «Silǝr bügün Moabning, yǝni Arning qegrisidin ɵtisilǝr.
«Силәр бүгүн Моабниң, йәни Арниң чегарисидин өтисиләр.
19 Xuning bilǝn silǝr Ammoniylarƣa yeⱪin kelisilǝr; ǝmma ularni awarǝ ⱪilmanglar yaki ularƣa jǝng ⱪozƣimanglar; qünki Mǝn Ammoniylarning zeminini silǝrgǝ miras ⱪilip bǝrmǝymǝn; qünki Mǝn uni Lutning ǝwladliriƣa miras ⱪilip bǝrdim» — dedi.
Шуниң билән силәр Аммонийларға йеқин келисиләр; амма уларни аварә қилмаңлар яки уларға җәң қозғимаңлар; чүнки Мән Аммонийларниң зиминини силәргә мирас қилип бәрмәймән; чүнки Мән уни Лутниң әвлатлириға мирас қилип бәрдим» — деди.
20 (bu zeminmu «gigantlarning zemini» ⱨesablinidu; qünki ilgiri gigantlar xu yǝrdǝ turƣanidi; Ammoniylar ularni «Zamzumlar» dǝp ataydu.
(бу зиминму «гигантларниң зимини» һесаплиниду; чүнки илгири гигантлар шу йәрдә турған еди; Аммонийлар уларни «Замзумлар» дәп атайду.
21 Ular Anakiylarƣa ohxax küqlük, sani kɵp, egiz boyluⱪ bir hǝlⱪ idi. Pǝrwǝrdigar ularni [Ammoniylarning] aldida yoⱪitixi bilǝn [Ammoniylar] ularni zeminidin mǝⱨrum ⱪilip, ularning orniƣa olturaⱪlaxⱪanidi.
Улар Анакийларға охшаш күчлүк, сани көп, егиз бойлуқ бир хәлиқ еди. Пәрвәрдигар уларни [Аммонийларниң] алдида йоқитиши билән [Аммонийлар] уларни зиминидин мәһрум қилип, уларниң орниға олтирақлашқан еди.
22 Pǝrwǝrdigar Seirda turƣan Əsawlar üqünmu ohxax ix ⱪildi, ularning aldidin Ⱨoriylarni yoⱪatti; xuning bilǝn Əsawlar ularni zeminidin mǝⱨrum ⱪilip, bügüngǝ ⱪǝdǝr ularning orniƣa olturaⱪlaxⱪanidi.
Пәрвәрдигар Сеирда турған Әсавлар үчүнму охшаш иш қилди, уларниң алдидин Һорийларни йоқатти; шуниң билән Әсавлар уларни зиминидин мәһрум қилип, бүгүнгә қәдәр уларниң орниға олтирақлашқан еди.
23 Wǝ Gaza xǝⱨirigiqǝ kǝnt-ⱪixlaⱪlarda olturaⱪlaxⱪan awwiylarni bolsa, Kaftordin qiⱪⱪan Kaftoriylar yoⱪitip, ularning orniƣa olturaⱪlaxti).
Вә Газа шәһиригичә кәнт-қишлақларда олтирақлашқан аввийларни болса, Кафтордин чиққан Кафторийлар йоқитип, уларниң орниға олтирақлашти).
24 — «Əmdi ornunglardin ⱪozƣilinglar, sǝpiringlarƣa qiⱪinglar; Arnon dǝryasidin ɵtünglar; mana, Mǝn Ⱨǝxbonning padixaⱨi Amoriy Siⱨonni wǝ uning zemininimu ⱪolunglarƣa tapxurdum; ixni baxlanglar, zeminni igilǝxkǝ, uning bilǝn jǝng ⱪilixⱪa qiⱪinglar;
— «Әнди орнуңлардин қозғилиңлар, сәпириңларға чиқиңлар; Арнон дәриясидин өтүңлар; мана, Мән Һәшбонниң падишаси Аморий Сиһонни вә униң зимининиму қолуңларға тапшурдум; ишни башлаңлар, зиминни егиләшкә, униң билән җәң қилишқа чиқиңлар;
25 Mǝn bügündin baxlap silǝrning ⱪorⱪunqunglar wǝ wǝⱨxitinglarni pütkül asman astidiki hǝlⱪlǝr üstigǝ qüxürimǝn; ular silǝrning hǝwiringlarni anglap silǝrning tüpǝylinglardin titrǝp dǝkkǝ-dükkigǝ qüxidu».
Мән бүгүндин башлап силәрниң қорқунучуңлар вә вәһшитиңларни пүткүл асман астидики хәлиқләр үстигә чүшүримән; улар силәрниң хәвириңларни аңлап силәрниң түпәйлиңлардин титрәп дәккә-дүккигә чүшиду».
26 Xu qaƣda mǝn Ⱨǝxbonning padixaⱨi Siⱨonƣa Kǝdǝmot qɵlidin ǝlqilǝrni ǝwǝtip, tinqliⱪ salimi yollap: —
Шу чағда мән Һәшбонниң падишаси Сиһонға Кәдәмот чөлидин әлчиләрни әвәтип, течлиқ салими йоллап: —
27 «Bizning zeminingdin ɵtüximizgǝ yol ⱪoyƣaysǝn; ongƣa, solƣa burulmay, pǝⱪǝtla yoldin qiⱪmay mangimiz.
«Бизниң зиминиңдин өтүшимизгә йол қойғайсән; оңға, солға бурулмай, пәқәтла йолдин чиқмай маңимиз.
28 Sǝn manga ozuⱪ-tülükni pulƣa setip berisǝn, suni pulƣa setip berisǝn; biz pǝⱪǝtla piyadǝ mengip ɵtimiz, halas.
Сән маңа озуқ-түлүкни пулға сетип берисән, суни пулға сетип берисән; биз пәқәтла пиядә меңип өтимиз, халас.
29 Seirda turuwatⱪan Əsawlar, Arda turuwatⱪan Moabiylar bizgǝ muamilǝ ⱪilƣandǝk sǝnmu biz Iordan dǝryasidin ɵtüp, Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizgǝ tǝⱪdim ⱪilidiƣan zeminƣa kirgüqǝ xundaⱪ muamilǝ ⱪilƣaysǝn» — dedim.
Сеирда туруватқан Әсавлар, Арда туруватқан Моабийлар бизгә муамилә қилғандәк сәнму биз Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә тәқдим қилидиған зиминға киргичә шундақ муамилә қилғайсән» — дедим.
30 Lekin Ⱨǝxbonning padixaⱨi Siⱨonning bizning u yǝrdin ɵtüximizgǝ yol ⱪoyƣusi yoⱪ idi; qünki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar uni silǝrning ⱪolunglarƣa tapxurux üqün uning roⱨ-ⱪǝlbini ⱪattiⱪ, kɵnglini jaⱨil ⱪiliwǝtkǝn (bügünki ǝⱨwal dǝrwǝⱪǝ xundaⱪ).
Лекин Һәшбонниң падишаси Сиһонниң бизниң у йәрдин өтүшимизгә йол қойғуси йоқ еди; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар уни силәрниң қолуңларға тапшуруш үчүн униң роһ-қәлбини қаттиқ, көңлини җаһил қиливәткән (бүгүнки әһвал дәрвәқә шундақ).
31 Pǝrwǝrdigar manga: «Mana, Mǝn aldinglarda Siⱨonni wǝ uning zeminini silǝrgǝ tapxuruxⱪa baxlidim; ixni baxlanglar, uning zeminini igilǝx üqün uni ixƣal ⱪilixⱪa kirixinglar» — dedi.
Пәрвәрдигар маңа: «Мана, Мән алдиңларда Сиһонни вә униң зиминини силәргә тапшурушқа башлидим; ишни башлаңлар, униң зиминини егиләш үчүн уни ишғал қилишқа киришиңлар» — деди.
32 Siⱨon dǝrwǝⱪǝ ɵzi wǝ barliⱪ hǝlⱪi biz bilǝn ⱪarxilixix üqün jǝng ⱪilixⱪa Yaⱨazƣa qiⱪti.
Сиһон дәрвәқә өзи вә барлиқ хәлқи биз билән қаршилишиш үчүн җәң қилишқа Яһазға чиқти.
33 Lekin Pǝrwǝrdigar Hudayimiz uni bizning aldimizda ⱪolimizƣa tapxurdi; biz uning ɵzini, oƣullirini wǝ barliⱪ hǝlⱪini urup mǝƣlup ⱪilduⱪ.
Лекин Пәрвәрдигар Худайимиз уни бизниң алдимизда қолимизға тапшурди; биз униң өзини, оғуллирини вә барлиқ хәлқини уруп мәғлуп қилдуқ.
34 Xu qaƣda biz uning barliⱪ xǝⱨǝrlirini ixƣal ⱪilip ularni pütünlǝy ⱨalak ⱪilduⱪ; ulardiki barliⱪ ǝrkǝk, ⱪiz-ayal wǝ balilarni birinimu ⱪoymay yoⱪattuⱪ; ulardin ⱨeqⱪaysisini tirik ⱪoymiduⱪ.
Шу чағда биз униң барлиқ шәһәрлирини ишғал қилип уларни пүтүнләй һалак қилдуқ; улардики барлиқ әркәк, қиз-аял вә балиларни бириниму қоймай йоқаттуқ; улардин һеч қайсисини тирик қоймидуқ.
35 Biz pǝⱪǝt ɵzlirimiz üqün qarwa mallirini wǝ ixƣal ⱪilƣan xǝⱨǝrlǝrdin olja ƣǝniymǝt alduⱪ.
Биз пәқәт өзлиримиз үчүн чарва маллирини вә ишғал қилған шәһәрләрдин олҗа ғәниймәт алдуқ.
36 Arnon dǝryasi boyidiki Aroǝrdin wǝ xu yǝrdiki jilƣidiki xǝⱨǝrdin tartip Gileadⱪiqǝ ⱨeqⱪandaⱪ xǝⱨǝr bizgǝ tǝng kelǝlmidi; Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizning aldimizda ⱨǝmmisini mǝƣlubiyǝtkǝ uqratti.
Арнон дәрияси бойидики Ароәрдин вә шу йәрдики җилғидики шәһәрдин тартип Гилеадқичә һеч қандақ шәһәр бизгә тәң келәлмиди; Пәрвәрдигар Худайимиз бизниң алдимизда һәммисини мәғлубийәткә учратти.
37 Ⱨalbuki, silǝr Ammoniylarning zeminiƣa, qegrisi bolƣan pütkül Yabbok wadisiƣa, taƣdiki xǝⱨǝrlǝrgǝ yaki Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizgǝ mǝn’i ⱪilƣan ⱨǝrⱪaysi yǝrgǝ yeⱪinlaxmidinglar.
Һалбуки, силәр Аммонийларниң зиминиға, чегариси болған пүткүл Яббок вадисиға, тағдики шәһәрләргә яки Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә мәнъий қилған һәр қайси йәргә йеқинлашмидиңлар.

< Ⱪanun xǝrⱨi 2 >