< Ⱪanun xǝrⱨi 19 >
1 Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ beridiƣan zemindiki taipilǝrni silǝrning aldinglardin üzüp taxliƣan waⱪtida wǝ silǝr xundaⱪla ularning xǝⱨǝrliri wǝ ɵyliridǝ turƣininglarda,
Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминдики таипиләрни силәрниң алдиңлардин үзүп ташлиған вақтида вә силәр шундақла уларниң шәһәрлири вә өйлиридә турғиниңларда,
2 silǝr xu qaƣda Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ beridiƣan zeminda üq xǝⱨǝrni ayrim ⱪilixinglar kerǝk;
силәр шу чағда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминда үч шәһәрни айрим қилишиңлар керәк;
3 xundaⱪla, adǝm ɵltürgǝn ⱨǝrbir kixi xu yǝrlǝrgǝ, xu xǝⱨǝrlǝrning birigǝ ⱪeqip beriwalsun dǝp yol ⱨazirlap, Pǝrwǝrdigar Hudayinglar miras boluxⱪa silǝrgǝ beridiƣan zeminni üq rayonƣa bɵlisilǝr.
шундақла, адәм өлтүргән һәр бир киши шу йәрләргә, шу шәһәрләрниң биригә қечип беривалсун дәп йол һазирлап, Пәрвәрдигар Худайиңлар мирас болушқа силәргә беридиған зиминни үч районға бөлисиләр.
4 Tirik ⱪelix üqün xu yǝrlǝrgǝ ⱪeqip beriwalƣan, adǝm ɵltürgǝn kixi toƣruluⱪ bǝlgilimǝ mundaⱪ: — u ⱪoxnisini tasadipiyliⱪtin urup ɵltürüp ⱪoyƣan, xundaⱪla ǝslidǝ uningƣa ɵq-adawiti bolmiƣan bolsa, xu yǝrgǝ ⱪeqip beriwalsa bolidu.
Тирик қелиш үчүн шу йәрләргә қечип беривалған, адәм өлтүргән киши тоғрилиқ бәлгүлимә мундақ: — у хошнисини тәсадипийлиқтин уруп өлтүрүп қойған, шундақла әслидә униңға өч-адавити болмиған болса, шу йәргә қечип беривалса болиду.
5 Mǝsilǝn, u ⱪoxnisi bilǝn otun kesixkǝ ormanƣa kirgǝn bolup, dǝrǝhni kesixkǝ paltini kɵtürgǝndǝ palta bexi sepidin ajrap ketip ⱪoxnisiƣa tegip ketip uni ɵltürüp ⱪoysa, undaⱪta jawabkar kixi bu xǝⱨǝrlǝrdin birigǝ ⱪeqip beriwelip ⱨayat ⱪalidu;
Мәсилән, у хошниси билән отун кесишкә орманға киргән болуп, дәрәқни кесишкә палтини көтәргәндә палта беши сепидин аҗрап кетип хошнисиға тегип кетип уни өлтүрүп қойса, ундақта җавапкар киши бу шәһәрләрдин биригә қечип беривелип һаят қалиду;
6 bolmisa, ⱪan ⱪisasi alƣuqi ƣǝzipi ⱪayniƣanda adǝm ɵltürgǝn kixini ⱪoƣlaydu wǝ yol uzun bolƣaqⱪa, uningƣa yetixiwelip ɵltürüwetixi mumkin; ǝmǝliyǝttǝ, u kixi ɵlümgǝ layiⱪ ǝmǝs, qünki uning ǝslidǝ ⱪoxnisiƣa ⱨeqⱪandaⱪ ɵq-adawiti yoⱪ idi.
болмиса, қан қисаси алғучи ғәзиви қайниғанда адәм өлтүргән кишини қоғлайду вә йол узун болғачқа, униңға йетишивелип өлтүрүветиши мүмкин; әмәлийәттә, у киши өлүмгә лайиқ әмәс, чүнки униң әслидә хошнисиға һеч қандақ өч-адавити йоқ еди.
7 Xunga mǝn silǝrgǝ: «Ɵzünglar xundaⱪ üq xǝⱨǝrni ayrixinglar kerǝk» dǝp ǝmr ⱪilimǝn.
Шуңа мән силәргә: «Өзүңлар шундақ үч шәһәрни айришиңлар керәк» дәп әмир қилимән.
8 Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ata-bowiliringlarƣa ⱪǝsǝm ⱪilƣinidǝk qegrayinglarni kengǝytixni, ata-bowiliringlarƣa wǝdǝ ⱪilƣan barliⱪ zeminni silǝrgǝ tǝⱪdim ⱪilixni halaydu;
Пәрвәрдигар Худайиңлар ата-бовилириңларға қәсәм қилғинидәк чегарайиңларни кеңәйтишни, ата-бовилириңларға вәдә қилған барлиқ зиминни силәргә тәқдим қилишни халайду;
9 silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglarni sɵyüx wǝ uning yollirida daim mengix üqün mǝn silǝrgǝ bügün tapiliƣan bu ǝmrni tutsanglarla U xundaⱪ ⱪilidu, undaⱪta silǝrmu ɵzünglar üqün bu üq xǝⱨǝrdin baxⱪa yǝnǝ üq xǝⱨǝrni ⱪoxisilǝr.
силәр Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүш вә униң йоллирида дайим меңиш үчүн мән силәргә бүгүн тапилиған бу әмирни тутсаңларла У шундақ қилиду, ундақта силәрму өзүңлар үчүн бу үч шәһәрдин башқа йәнә үч шәһәрни қошисиләр.
10 Wǝ xundaⱪ ⱪilsanglar Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ miras ⱪilip tǝⱪdim ⱪilidiƣan zemin arisida naⱨǝⱪ ⱪan tɵkülmǝydu wǝ xuningdǝk gǝdininglarƣa hun gunaⱨi qüxmǝydu.
Вә шундақ қилсаңлар Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип тәқдим қилидиған зимин арисида наһәқ қан төкүлмәйду вә шуниңдәк гәдиниңларға хун гунайи чүшмәйду.
11 Lekin birsi ⱪoxnisiƣa ɵq-adawǝt tutⱪan bolsa, paylap turup uningƣa ⱨujum ⱪilip, urup ɵltürüwǝtsǝ wǝ xu xǝⱨǝrlǝrdin birigǝ ⱪeqip beriwalƣan bolsa,
Лекин бириси хошнисиға өч-адавәт тутқан болса, пайлап туруп униңға һуҗум қилип, уруп өлтүрүвәтсә вә шу шәһәрләрдин биригә қечип беривалған болса,
12 undaⱪta uning ɵz xǝⱨiridiki aⱪsaⱪallar adǝm ǝwǝtip uni xu yǝrdin yandurup kelixi kerǝk, andin uni ɵltürülsun dǝp «ⱪan ⱪisasi alƣuqi»ning ⱪoliƣa tapxuruxi kerǝk.
ундақта униң өз шәһиридики ақсақаллар адәм әвәтип уни шу йәрдин яндуруп келиши керәк, андин уни өлтүрүлсун дәп «қан қисаси алғучи»ниң қолиға тапшуруши керәк.
13 Sǝn uni ⱨeq ayimiƣin, xundaⱪ ⱪilƣanda Israildin tɵkülgǝn gunaⱨsiz ⱪanning deƣini taziliƣan bolisilǝr; andin ⱨalinglar yahxi bolidu.
Сән уни һеч айимиғин, шундақ қилғанда Исраилдин төкүлгән гунасиз қанниң деғини тазилиған болисиләр; андин һалиңлар яхши болиду.
14 Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga igilǝx üqün tǝⱪdim ⱪilidiƣan zeminda burunⱪilar miras yeringdǝ bekitkǝn, ⱪoxnangning pasil texini yɵtkimǝsliking kerǝk.
Пәрвәрдигар Худайиң саңа егиләш үчүн тәқдим қилидиған зиминда бурунқилар мирас йериңдә бекиткән, хошнаңниң пасил тешини йөткимәслигиң керәк.
15 Mǝlum jinayǝt yaki gunaⱨ toƣrisida birsigǝ «U gunaⱨ ⱪilƣan» dǝp ǝrz-xikayǝt ⱪilixta yalƣuz birla guwaⱨqi bolsa kupayǝ ⱪilmaydu, bǝlki ⱨǝmmǝ ix ikki yaki üq guwaⱨqining sɵzi bilǝn bekitilsun.
Мәлум җинайәт яки гуна тоғрисида бирисигә «У гуна қилған» дәп әрз-шикайәт қилишта ялғуз бирла гувачи болса купайә қилмайду, бәлки һәммә иш икки яки үч гувачиниң сөзи билән бекитилсун.
16 Birsi toƣruluⱪ «palanqi-pokunqi gunaⱨ ⱪilƣan» dǝp ǝrz ⱪilidiƣan ⱪara niyǝtlik bir guwaⱨqi qiⱪsa,
Бириси тоғрилиқ «паланчи-покунчи гуна қилған» дәп әрз қилидиған қара нийәтлик бир гувачи чиқса,
17 dǝwalixip ⱪalƣan ikki adǝm Pǝrwǝrdigarning aldida, xu künlǝrdǝ bolidiƣan kaⱨinlar wǝ soraⱪqi bǝglǝr aldida ⱨazir bolsun;
дәвалишип қалған икки адәм Пәрвәрдигарниң алдида, шу күнләрдә болидиған каһинлар вә сорақчи бәгләр алдида һазир болсун;
18 soraⱪqi bǝglǝr ǝstayidilliⱪ bilǝn tǝkxürsun; ǝgǝr ⱨeliⱪi guwaⱨqi yalƣan guwaⱨqi bolup, ɵz ⱪerindixi toƣruluⱪ yalƣan guwaⱨliⱪ bǝrgǝn bolsa,
сорақчи бәгләр әстайидиллиқ билән тәкшүрсун; әгәр һелиқи гувачи ялған гувачи болуп, өз қериндиши тоғрилиқ ялған гувалиқ бәргән болса,
19 undaⱪta, silǝr dǝl u ⱪerindixiƣa ⱪilmaⱪqi bolƣinidǝk uningƣimu xundaⱪ ⱪilinglar. Xundaⱪ ⱪilsanglar rǝzillikni aranglardin yoⱪitisilǝr.
ундақта, силәр дәл у қериндишиға қилмақчи болғинидәк униңғиму шундақ қилиңлар. Шундақ қилсаңлар рәзилликни араңлардин йоқитисиләр.
20 Ⱪalƣan hǝlⱪmu bu ixni anglaydu wǝ ⱪorⱪidu wǝ xundaⱪla, aranglarda undaⱪ rǝzil ixni yǝnǝ ⱪilmaydu.
Қалған хәлиқму бу ишни аңлайду вә қорқиду вә шундақла, араңларда ундақ рәзил ишни йәнә қилмайду.
21 Silǝr ⱨeq rǝⱨim ⱪilmanglar; janƣa jan, kɵzgǝ kɵz, qixⱪa qix, ⱪolƣa ⱪol, putⱪa put elinsun.
Силәр һеч рәһим қилмаңлар; җанға җан, көзгә көз, чишқа чиш, қолға қол, путқа пут елинсун.