< Ⱪanun xǝrⱨi 17 >

1 Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa ⱨǝrⱪandaⱪ nuⱪsani yaki baxⱪa kǝmqiliki bolƣan kala yaki ⱪoyni ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunmasliⱪing kerǝk; qünki undaⱪ ⱪilix Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa yirginqliktur.
Пәрвәрдигар Худайиңға һәр қандақ нуқсани яки башқа кәмчилиги болған кала яки қойни қурбанлиқ сүпитидә сунмаслиғиң керәк; чүнки ундақ қилиш Пәрвәрдигар Худайиңға жиркиничликтур.
2 Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga tǝⱪdim ⱪilidiƣan xǝⱨǝr-yezang iqidǝ ǝr bolsun, ayal bolsun, birsining Pǝrwǝrdigar Hudayingning aldida birǝr rǝzil ixni ⱪilƣanliⱪi — Uning ǝⱨdisigǝ hilapliⱪ ⱪilƣanliⱪi, baxⱪa ilaⱨlarƣa (mǝsilǝn, Mǝn sanga ibadǝt ⱪilixⱪa mǝn’i ⱪilƣan ⱪuyax, ay yaki pütkül samawi ⱪoxun bolƣan yultuzlarƣa), ibadǝt ⱪilip ularƣa bax urƣanliⱪi bayⱪalsa,
Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған шәһәр-йезаң ичидә әр болсун, аял болсун, бирисиниң Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида бирәр рәзил ишни қилғанлиғи — Униң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи, башқа илаһларға (мәсилән, Мән саңа ибадәт қилишқа мәнъий қилған қуяш, ай яки пүткүл самави қошун болған юлтузларға), ибадәт қилип уларға баш урғанлиғи байқалса,
3
4 — xundaⱪ bir ixtin hǝwǝr tapⱪan yaki uni angliƣan bolsang, undaⱪta sǝn ǝstayidilliⱪ bilǝn sürüxtürgin; bu ix ispatlinip rast qiⱪsa, dǝrwǝⱪǝ Israilda xundaⱪ yirginqlik ix ⱪilinƣan bolsa,
— шундақ бир иштин хәвәр тапқан яки уни аңлиған болсаң, ундақта сән әстайидиллиқ билән сүрүштүргин; бу иш испатлинип раст чиқса, дәрвәқә Исраилда шундақ жиркиничлик иш қилинған болса,
5 sǝn xu rǝzil ixni ⱪilƣan ǝr yaki ayalni dǝrwaziliringƣa elip qiⱪip, xu ǝr yaki ayalni ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilip qalma-kesǝk ⱪilixing kerǝk.
сән шу рәзил ишни қилған әр яки аялни дәрвазилириңға елип чиқип, шу әр яки аялни өлүмгә мәһкүм қилип чалма-кесәк қилишиң керәк.
6 Birsini ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilix üqün ikki-üq guwaⱨqining sɵzliri boluxi kerǝk. Birsini birla guwaⱨqining sɵzi bilǝn ɵltürüxkǝ bolmaydu.
Бирисини өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн икки-үч гувачиниң сөзлири болуши керәк. Бирисини бирла гувачиниң сөзи билән өлтүрүшкә болмайду.
7 Ɵltürülidiƣanda awwal guwaⱨqilar ⱪol salsun, andin barliⱪ hǝlⱪ ⱪol salsun; xundaⱪ ⱪilsanglar silǝr rǝzillikni aranglardin ⱨǝydiwetisilǝr.
Өлтүрүлидиғанда авал гувачилар қол салсун, андин барлиқ хәлиқ қол салсун; шундақ қилсаңлар силәр рәзилликни араңлардин һайдиветисиләр.
8 Xǝⱨǝr-yezanglarda ⱨɵküm qiⱪirixⱪa sanga tǝs kelidiƣan bir ix qiⱪsa, mǝyli hun dǝwasi, ⱨǝⱪ-tǝlǝp dǝwasi yaki zorawanliⱪ dǝwasida, ⱨǝrⱪandaⱪ talax-tartix bolsa ornunglardin turup Pǝrwǝrdigar Hudaying tallaydiƣan jayƣa beringlar.
Шәһәр-йезаңларда һөкүм чиқиришқа саңа тәс келидиған бир иш чиқса, мәйли хун дәваси, һәқ-тәләп дәваси яки зораванлиқ дәвасида, һәр қандақ талаш-тартиш болса орнуңлардин туруп Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайға бериңлар.
9 Silǝr Lawiy kaⱨinlarning wǝ xu qaƣda bolidiƣan soraⱪqi bǝgning yeniƣa barisilǝr wǝ ulardin ⱨɵküm soraysilǝr; ular silǝr üqün ⱨɵküm qiⱪiridu.
Силәр Лавий каһинларниң вә шу чағда болидиған сорақчи бәгниң йениға барисиләр вә улардин һөкүм сорайсиләр; улар силәр үчүн һөкүм чиқириду.
10 Silǝr Pǝrwǝrdigar tallaydiƣan axu yǝrdǝ turƣanlarning silǝrgǝ tapxuridiƣan ⱨɵküm sɵzi boyiqǝ ijra ⱪilisilǝr; ularning silǝrgǝ kɵrsǝtkinining ⱨǝmmisigǝ ǝmǝl ⱪilip kɵngül bɵlüxünglar kerǝk.
Силәр Пәрвәрдигар таллайдиған әшу йәрдә турғанларниң силәргә тапшуридиған һөкүм сөзи бойичә иҗра қилисиләр; уларниң силәргә көрсәткининиң һәммисигә әмәл қилип көңүл бөлүшүңлар керәк.
11 Silǝr ularning silǝrgǝ kɵrsǝtkǝn ⱪanun ⱨɵkümi boyiqǝ, qiⱪiridiƣan ⱪarari boyiqǝ ⱪilisilǝr; ular silǝrgǝ tapxuridiƣan sɵzdin ong ya solƣa qǝtnǝp kǝtmǝnglar.
Силәр уларниң силәргә көрсәткән қанун һөкүми бойичә, чиқиридиған қарари бойичә қилисиләр; улар силәргә тапшуридиған сөздин оң я солға чәтнәп кәтмәңлар.
12 Wǝ baxbaxtaⱪliⱪ ⱪilip, Pǝrwǝrdigar Hudayingning hizmiti üqün xu yǝrdǝ turidiƣan kaⱨinƣa yaki soraⱪqi bǝgkǝ ⱪulaⱪ salmiƣan kixi bolsa, xu adǝm ɵlümgǝ mǝⱨkum bolidu; xuning bilǝn silǝr rǝzillikni Israildin ⱨǝydǝp qiⱪirisilǝr.
Вә башбаштақлиқ қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмити үчүн шу йәрдә туридиған каһинға яки сорақчи бәккә қулақ салмиған киши болса, шу адәм өлүмгә мәһкүм болиду; шуниң билән силәр рәзилликни Исраилдин һайдап чиқирисиләр.
13 Xundaⱪla, barliⱪ hǝlⱪ bularni anglap ⱪorⱪidu wǝ yǝnǝ baxbaxtaⱪliⱪ ⱪilmaydu.
Шундақла, барлиқ хәлиқ буларни аңлап қорқиду вә йәнә башбаштақлиқ қилмайду.
14 Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga tǝⱪdim ⱪilidiƣan zeminƣa kirip uni igiligǝndǝ, xundaⱪla uningda turƣanda: «Mǝn ǝtrapimdiki ǝllǝrningkidǝk ɵzümgǝ bir padixaⱨ tiklimǝkqimǝn» desǝng,
Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған зиминға кирип уни егилигәндә, шундақла униңда турғанда: «Мән әтрапимдики әлләрниңкидәк өзүмгә бир падиша тиклимәкчимән» десәң,
15 xu qaƣda sǝn ɵzünggǝ pǝⱪǝt Pǝrwǝrdigar Hudaying tallaydiƣinini tiklǝysǝn; üstünggǝ ⱪerindax bolmiƣan qǝtǝllikni bekitmǝsliking kerǝk.
шу чағда сән өзүңгә пәқәт Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиғинини тикләйсән; үстүңгә қериндаш болмиған чәтәлликни бекитмәслигиң керәк.
16 [Padixaⱨ] bolsa ɵzi üqün atlarni kɵpǝytmǝsliki yaki atlarni kɵpǝytimǝn dǝp hǝlⱪni Misirƣa ⱪayturmasliⱪi kerǝk; qünki Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ: «Silǝr xu yol bilǝn ⱨǝrgiz ⱪaytmasliⱪinglar kerǝk» degǝnidi.
[Падишаһ] болса өзи үчүн атларни көпәйтмәслиги яки атларни көпәйтимән дәп хәлиқни Мисирға қайтурмаслиғи керәк; чүнки Пәрвәрдигар силәргә: «Силәр шу йол билән һәргиз қайтмаслиғиңлар керәк» дегән еди.
17 Padixaⱨ kɵp ayallarni ɵz ǝmrigǝ almasliⱪi kerǝk; bolmisa uning kɵngli ezip ketixi mumkin. U ɵzi üqün altun-kümüxni kɵpǝytmǝsliki kerǝk.
Падиша көп аялларни өз әмригә алмаслиғи керәк; болмиса униң көңли езип кетиши мүмкин. У өзи үчүн алтун-күмүчни көпәйтмәслиги керәк.
18 Padixaⱨliⱪ tǝhtigǝ olturƣinida u ɵzi üqün Lawiy kaⱨinlarning aldida muxu ⱪanunni bir dǝptǝrgǝ kɵqürüp pütüxi kerǝk.
Падишаһлиқ тәхтигә олтарғинида у өзи үчүн Лавий каһинларниң алдида мошу қанунни бир дәптәргә көчүрүп пүтүши керәк.
19 Xu dǝptǝr uning yenida daim boluxi wǝ uni ɵmrining barliⱪ künliridǝ oⱪuxi kerǝk; xundaⱪ ⱪilsa u Pǝrwǝrdigar Hudasidin ⱪorⱪup, muxu ⱪanunning sɵzliri wǝ bǝlgilimilirini tutup ularƣa ǝmǝl ⱪilixni ɵginidu.
Шу дәптәр униң йенида дайим болуши вә уни өмриниң барлиқ күнлиридә оқуши керәк; шундақ қилса у Пәрвәрдигар Худасидин қорқуп, мошу қанунниң сөзлири вә бәлгүлимилирини тутуп уларға әмәл қилишни үгиниду.
20 Xundaⱪla uning kɵngli ⱪerindaxliri aldida ⱨakawurlixip kǝtmǝydu, bu ǝmrlǝrdin ong ya solƣa qǝtnǝp kǝtmǝydu wǝ xuningdǝk Israil arisida uning wǝ oƣullirining padixaⱨliⱪ künliri kɵp bolidu.
Шундақла униң көңли қериндашлири алдида һакавурлишип кәтмәйду, бу әмирләрдин оң я солға чәтнәп кәтмәйду вә шуниңдәк Исраил арисида униң вә оғуллириниң падишалиқ күнлири көп болиду.

< Ⱪanun xǝrⱨi 17 >