< Ⱪanun xǝrⱨi 16 >
1 Abib eyini alaⱨidǝ esingdǝ tut wǝ ɵtüp ketix ⱨeytini Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa atap tǝbrikligin; qünki Pǝrwǝrdigar Hudaying seni Abib eyida Misirdin keqidǝ qiⱪarƣan.
Абиб ейини алаһидә есиңдә тут вә өтүп кетиш һейтини Пәрвәрдигар Худайиңға атап тәбриклигин; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени Абиб ейида Мисирдин кечидә чиқарған.
2 Sǝn «ɵtüp ketix ⱨeyti»ning melini (mǝyli ⱪoy yaki kala padisidin bolsun) Pǝrwǝrdigar Hudaying tallap bekitidiƣan jayda uningƣa atap ⱪurbanliⱪ ⱪilƣin;
Сән «өтүп кетиш һейти»ниң мелини (мәйли қой яки кала падисидин болсун) Пәрвәрдигар Худайиң таллап бекитидиған җайда униңға атап қурбанлиқ қилғин;
3 xundaⱪla sǝn ⱨeqⱪandaⱪ boldurulƣan nanni yemǝsliking kerǝk; sǝn uning bilǝn yǝttǝ kün petir nan, yǝni «külpǝt neni»ni yeyixing kerǝk; qünki sǝn Misir zeminidin aldiraxliⱪta qiⱪting; xuning bilǝn sǝn ɵmrüngning barliⱪ künliridǝ Misir zeminidin qiⱪⱪan xu künni yadingda tutⱪaysǝn.
шундақла сән һеч қандақ болдурулған нанни йемәслигиң керәк; сән униң билән йәттә күн петир нан, йәни «күлпәт нени»ни йейишиң керәк; чүнки сән Мисир зиминидин алдирашлиқта чиқтиң; шуниң билән сән өмрүңниң барлиқ күнлиридә Мисир зиминидин чиққан шу күнни ядиңда тутқайсән.
4 Yǝttǝ kün qegraliring iqidǝ, ɵyüngdǝ ⱨeqⱪandaⱪ eqitⱪu tepilmisun; sǝn birinqi küni kǝqtǝ ⱪilƣan ⱪurbanliⱪ gɵxlǝrni ǝtigǝngǝ ⱪaldurmasliⱪing kerǝk.
Йәттә күн чегаралириң ичидә, өйүңдә һеч қандақ ечитқу тепилмисун; сән биринчи күни кәчтә қилған қурбанлиқ гөшләрни әтигәнгә қалдурмаслиғиң керәк.
5 Sǝn ɵtüp ketix ⱨeyti ⱪurbanliⱪini Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga tǝⱪdim ⱪilidiƣan xǝⱨǝr-yeziliringning ⱨǝrⱪandiⱪida ⱪilsang bolmaydu;
Сән өтүп кетиш һейти қурбанлиғини Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған шәһәр-йезилириңниң һәр қандиқида қилсаң болмайду;
6 bǝlki ɵtüp ketix ⱨeyti ⱪurbanliⱪini sǝn Pǝrwǝrdigar Hudaying Ɵz namini turƣuzux üqün tallaydiƣan jaydila ⱪil; uni kǝqⱪurun, kün petix waⱪtida, yǝni Misirdin qiⱪⱪandiki waⱪitⱪa ohxax waⱪitta ⱪilisǝn.
бәлки өтүп кетиш һейти қурбанлиғини сән Пәрвәрдигар Худайиң Өз намини турғузуш үчүн таллайдиған җайдила қил; уни кәчқурун, күн петиш вақтида, йәни Мисирдин чиққандики вақитқа охшаш вақитта қилисән.
7 Uni Pǝrwǝrdigar Hudaying tallaydiƣan jayda pixurup yegin; andin ǝtigǝndǝ qedirliringƣa ⱪaytsang bolidu.
Уни Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайда пиширип йегин; андин әтигәндә чедирлириңға қайтсаң болиду.
8 Sǝn altǝ kün petir nan yǝysǝn; yǝttinqi küni Pǝrwǝrdigar Hudaying aldida tǝntǝnilik sorun küni bolidu; sǝn ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmaysǝn.
Сән алтә күн петир нан йәйсән; йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиң алдида тәнтәнилик сорун күни болиду; сән һеч қандақ иш-әмгәк қилмайсән.
9 Andin yǝttǝ ⱨǝptini sanaysǝn; axliⱪⱪa orƣaⱪ salƣandin baxlap yǝttǝ ⱨǝptini sanaxⱪa baxlaysǝn;
Андин йәттә һәптини санайсән; ашлиққа оғақ салғандин башлап йәттә һәптини санашқа башлайсән;
10 andin sǝn «ⱨǝptilǝr ⱨeyti»ni Pǝrwǝrdigar Hudaying aldida ⱪolungdiki ihtiyariy ⱨǝdiyǝ bilǝn ɵtküzisǝn; Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga bǝrikǝtliginigǝ ⱪarap uni ihtiyarǝn sunisǝn.
андин сән «һәптиләр һейти»ни Пәрвәрдигар Худайиң алдида қолуңдики ихтиярий һәдийә билән өткүзисән; Пәрвәрдигар Худайиң саңа бәрикәтлигинигә қарап уни ихтиярән сунисән.
11 Xuning bilǝn sǝn Pǝrwǝrdigar Hudaying aldida, U Ɵz namini turƣuzuxⱪa tallaydiƣan jayda xadlinisǝn; sǝn ɵzüng, oƣlung, ⱪizing, ⱪulung, dediking, sǝn bilǝn bir yǝrdǝ turuwatⱪan Lawiylar, aranglardiki musapirlar, yetim-yesirlǝr wǝ tul hotunlar xadlinisilǝr.
Шуниң билән сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида, У Өз намини турғузушқа таллайдиған җайда шатлинисән; сән өзүң, оғлуң, қизиң, қулуң, дедигиң, сән билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар, араңлардики мусапирлар, житим-йесирләр вә тул хотунлар шатлинисиләр.
12 Sǝn xuning bilǝn ǝslidǝ Misirda ⱪul bolƣanliⱪingni esinggǝ kǝltürüp, bu barliⱪ bǝlgilimilǝrni tutup ǝmǝl ⱪilƣin.
Сән шуниң билән әслидә Мисирда қул болғанлиғиңни есиңгә кәлтүрүп, бу барлиқ бәлгүлимиләрни тутуп әмәл қилғин.
13 Sǝn «kǝpilǝr ⱨeyti»ni yǝttǝ kün ɵtküzisǝn; sǝn haman wǝ xarab kɵlqikingni yiƣⱪan qeƣingda, oƣlung, ⱪizing, ⱪulung, dediking, xǝⱨǝr dǝrwazisi iqidǝ turidiƣan Lawiylar, musapirlar, yetim-yesirlǝr wǝ tul hotunlar xu ⱨeytta xadlinisilǝr.
Сән «кәпиләр һейти»ни йәттә күн өткүзисән; сән хаман вә шарап көлчигиңни жиққан чеғиңда, оғлуң, қизиң, қулуң, дедигиң, шәһәр дәрвазиси ичидә туридиған Лавийлар, мусапирлар, житим-йесирләр вә тул хотунлар шу һейтта шатлинисиләр.
15 Pǝrwǝrdigar tallaydiƣan jayda sǝn yǝttǝ kün Pǝrwǝrdigar Hudaying aldida ⱨeyt ɵtküzisǝn; qünki Pǝrwǝrdigar Hudaying barliⱪ mǝⱨsulatliringda, ⱪolung ⱪilƣan ixlarda seni bǝrikǝtlǝydu wǝ sǝn dǝrwǝⱪǝ pütünlǝy xadlinisǝn.
Пәрвәрдигар таллайдиған җайда сән йәттә күн Пәрвәрдигар Худайиң алдида һейт өткүзисән; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң барлиқ мәһсулатлириңда, қолуң қилған ишларда сени бәрикәтләйду вә сән дәрвәқә пүтүнләй шатлинисән.
16 Yilda üq ⱪetim, petir nan ⱨeyti, ⱨǝptilǝr ⱨeyti wǝ kǝpilǝr ⱨeytida sening barliⱪ ǝrkǝkliring Pǝrwǝrdigar Hudaying aldida, u tallaydiƣan jayda ⱨazir boluxi kerǝk; ular Pǝrwǝrdigar aldida ⱪuruⱪ ⱪol ⱨazir bolsa bolmaydu;
Жилда үч қетим, петир нан һейти, һәптиләр һейти вә кәпиләр һейтида сениң барлиқ әркәклириң Пәрвәрдигар Худайиң алдида, у таллайдиған җайда һазир болуши керәк; улар Пәрвәрдигар алдида қуруқ қол һазир болса болмайду;
17 bǝlki Pǝrwǝrdigar Hudayingning sanga tǝⱪdim ⱪilƣan bǝrikiti boyiqǝ ⱨǝrbiri ⱪolidin kelixiqǝ sunsun.
бәлки Пәрвәрдигар Худайиңниң саңа тәқдим қилған бәрикити бойичә һәр бири қолидин келишичә сунсун.
18 Hǝlⱪning üstidin adalǝt yürgüzüp adil ⱨɵküm qiⱪirix üqün, sǝn Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga tǝⱪdim ⱪilidiƣan barliⱪ xǝⱨǝr-yeziliring iqidǝ ⱨǝrbir ⱪǝbilidǝ soraⱪqi wǝ ǝmǝldarlarni bekitixing kerǝk.
Хәлиқниң үстидин адаләт жүргүзүп адил һөкүм чиқириш үчүн, сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған барлиқ шәһәр-йезилириң ичидә һәр бир қәбилидә сорақчи вә әмәлдарларни бекитишиң керәк.
19 Adalǝtni burmilisang bolmaydu; adǝmlǝrgǝ yüz-hatirǝ ⱪilsang bolmaydu; para alsang bolmaydu; para bolsa aⱪilanilǝrning kɵzlirini kor ⱪilidu ⱨǝm adillarning sɵzlirini burmilaydu.
Адаләтни бурмилисаң болмайду; адәмләргә йүз-хатирә қилсаң болмайду; пара алсаң болмайду; пара болса ақиланиләрниң көзлирини кор қилиду һәм адилларниң сөзлирини бурмилайду.
20 Sǝn mutlǝⱪ adalǝtni izdixing kerǝk; xundaⱪ ⱪilsang ⱨayat kɵrisǝn ⱨǝmdǝ Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga tǝⱪdim ⱪilidiƣan zeminni igilǝysǝn.
Сән мутләқ адаләтни издишиң керәк; шундақ қилсаң һаят көрисән һәмдә Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған зиминни егиләйсән.
21 Sǝn ɵzüng üqün yasaydiƣan Pǝrwǝrdigar Hudayingning ⱪurbangaⱨining ǝtrapiƣa «axǝraⱨ» buti ⱪilinidiƣan ⱨeqⱪandaⱪ dǝrǝh tikmǝsliking kerǝk
Сән өзүң үчүн ясайдиған Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһиниң әтрапиға «ашәраһ» бути қилинидиған һеч қандақ дәрәқ тикмәслигиң керәк
22 wǝ ɵzüng üqün ⱨeqⱪandaⱪ but tüwrüki tiklimǝsliking kerǝk; undaⱪ nǝrsilǝr Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa yirginqliktur.
вә өзүң үчүн һеч қандақ бут түврүги тиклимәслигиң керәк; ундақ нәрсиләр Пәрвәрдигар Худайиңға жиркиничликтур.