< Ⱪanun xǝrⱨi 14 >

1 Silǝr Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning pǝrzǝntliridursilǝr; ɵlgǝnlǝr üqün bǝdininglarni ⱨeq kǝsmǝslikinglar kerǝk wǝ yaki manglay qeqinglarni ⱪirip taⱪir ⱪilmasliⱪinglar kerǝk;
Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң пәрзәнтлиридурсиләр; өлгәнләр үчүн бәдиниңларни һеч кәсмәслигиңлар керәк вә яки маңлай чечиңларни қирип тақир қилмаслиғиңлар керәк;
2 qünki sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa atalƣan muⱪǝddǝs bir hǝlⱪtursǝn; Pǝrwǝrdigar yǝr yüzidiki barliⱪ hǝlⱪlǝr arisidin Ɵzining alaⱨidǝ gɵⱨiri bolƣan bir hǝlⱪ boluxi üqün seni talliƣandur.
чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән; Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр арисидин Өзиниң алаһидә гөһири болған бир хәлиқ болуши үчүн сени таллиғандур.
3 Sǝn ⱨeqⱪandaⱪ yirginqlik nǝrsini yemǝsliking kerǝk.
Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини йемәслигиң керәк.
4 Tɵwǝndikilǝr silǝr yeyixkǝ bolidiƣan ⱨaywanlar: — kala, ⱪoy, ɵqkǝ;
Төвәндикиләр силәр йейишкә болидиған һайванлар: — кала, қой, өчкә;
5 keyik, jǝrǝn, buƣa, yawa ɵqkǝ, aⱨu, bɵkǝn, yawa ⱪoy,
кейик, җәрән, буға, явайи өчкә, аһу, бөкән, явайи қой,
6 xundaⱪla ⱨaywanlar iqidǝ tuyaⱪliri pütünlǝy aqimaⱪ (tuyaⱪliri pütünlǝy yeriⱪ) ⱨǝm kɵxigüqi ⱨaywanlarning ⱨǝrhilini yesǝnglar bolidu.
шундақла һайванлар ичидә туяқлири пүтүнләй ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) һәм көшигүчи һайванларниң һәр хилини йесәңлар болиду.
7 Lekin, kɵxigüqi yaki aqimaⱪ tuyaⱪliⱪ ⱨaywanlardin tɵwǝndikilǝrni yemǝslikinglar kerǝk: — Tɵgǝ, toxⱪan wǝ suƣur (qünki ular kɵxigüqi bolƣini bilǝn tuyiⱪi aqimaⱪ ǝmǝstur. Xunga ular silǝrgǝ ⱨaram bolidu).
Лекин, көшигүчи яки ачимақ туяқлиқ һайванлардин төвәндикиләрни йемәслигиңлар керәк: — Төгә, тошқан вә суғур (чүнки улар көшигүчи болғини билән туйиғи ачимақ әмәстур. Шуңа улар силәргә һарам болиду).
8 Qoxⱪa bolsa tuyaⱪliri aqimaⱪ bolƣini bilǝn kɵximigini üqün silǝrgǝ ⱨaram bolidu. Xundaⱪ ⱨaywanlarning gɵxini yemǝslikinglar kerǝk wǝ ⱨǝm ɵlüklirigǝ tǝgmǝslikinglar kerǝk.
Чошқа болса туяқлири ачимақ болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду. Шундақ һайванларниң гөшини йемәслигиңлар керәк вә һәм өлүклиригә тәгмәслигиңлар керәк.
9 Suda yaxaydiƣan janiwarlardin tɵwǝndikilǝrni yeyixkǝ bolidu: — sudiki janiwarlardin ⱪaniti wǝ ⱪasiraⱪliri bolƣanlarni yeyixkǝ bolidu,
Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду,
10 lekin ⱪaniti wǝ ⱪasiraⱪliri bolmiƣanlarni yemǝslikinglar kerǝk; ular silǝrgǝ nisbǝtǝn ⱨaram bolidu.
лекин қанити вә қасирақлири болмиғанларни йемәслигиңлар керәк; улар силәргә нисбәтән һарам болиду.
11 Barliⱪ ⱨalal ⱪuxlarni yesǝnglar bolidu;
Барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду;
12 biraⱪ tɵwǝndiki uqar-ⱪanatlarni yemǝslikinglar kerǝk: yǝni bürküt, tapⱪux-ƣeqirlar, dengiz bürküti,
бирақ төвәндики учар-қанатларни йемәслигиңлар керәк: йәни бүркүт, тапқуш-ғечирлар, деңиз бүркүти,
13 ⱪarliƣaq ⱪuyruⱪluⱪ sar, laqin, ⱪorultaz-tapⱪuxlar wǝ ularning hilliri,
қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин, қорултаз-тапқушлар вә уларниң хиллири,
14 ⱨǝmmǝ ⱪaƣa-ⱪozƣunlar wǝ ularning hilliri,
һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири,
15 müxükyapilaⱪ, tɵgiⱪux, qayka, sar wǝ ularning hilliri,
мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири,
16 ⱨuwⱪux, ibis, aⱪ ⱪu,
һувқуш, ибис, ақ қу,
17 saⱪiyⱪux, beliⱪ’alƣuq, ⱪarna,
сақийқуш, белиқъалғуч, қарна,
18 lǝylǝk, turna wǝ uning hilliri, ⱨɵpüp bilǝn xǝpǝrǝng degǝnlǝr silǝrgǝ ⱨaram sanalsun.
ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп билән шәпәрәң дегәнләр силәргә һарам саналсун.
19 Ⱨǝrbir ⱪanatliⱪ ɵmüligüqi ⱨaxarǝtlǝr bolsa silǝrgǝ nisbǝtǝn ⱨaram bolidu; ularni yemǝslikinglar kerǝk.
Һәр бир қанатлиқ өмүлигүчи һашарәтләр болса силәргә нисбәтән һарам болиду; уларни йемәслигиңлар керәк.
20 Silǝr barliⱪ ⱨalal ⱪuxlarni yesǝnglar bolidu.
Силәр барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду.
21 Silǝr ⱨeqⱪandaⱪ ɵlük janwarni yemǝslikinglar kerǝk; silǝr undaⱪ nǝrsini xǝⱨǝr-yezanglar iqidǝ turuwatⱪan musapirlarƣa beringlar; ular uningdin yesǝ bolidu yaki uni yat ǝlliklǝrkǝ setiwǝtsimu bolidu; qünki sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa atalƣan muⱪǝddǝs bir hǝlⱪtursǝn. Sǝn oƣlaⱪni anisining sütidǝ ⱪaynitip pixursang bolmaydu.
Силәр һеч қандақ өлүк җанварни йемәслигиңлар керәк; силәр ундақ нәрсини шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан мусапирларға бериңлар; улар униңдин йесә болиду яки уни ят әлликләркә сетивәтсиму болиду; чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән. Сән оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарсаң болмайду.
22 Sǝn jǝzmǝn ⱨǝr yili etizdiki ⱨǝmmǝ teriⱪqiliⱪ mǝⱨsulatliringning ondin birini ayrixing kerǝk;
Сән җәзмән һәр жили етиздики һәммә териқчилиқ мәһсулатлириңниң ондин бирини айришиң керәк;
23 sǝn xularni, yǝni axliⱪing, yengi xarabing, zǝytun meyingning ondin birini Pǝrwǝrdigar Hudayingning aldida, yǝni U Ɵz namini ⱪalduruxⱪa tallaydiƣan jayda yǝ, xundaⱪla kala-ⱪoy padiliridin ayrilƣan tunji balilirini xu yǝrdǝ yǝ; xundaⱪ ⱪilsang Pǝrwǝrdigar Hudayingdin daim ⱪorⱪuxni ɵginisǝn.
сән шуларни, йәни ашлиғиң, йеңи шарабиң, зәйтун мейиңниң ондин бирини Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида, йәни У Өз намини қалдурушқа таллайдиған җайда йә, шундақла кала-қой падилиридин айрилған тунҗа балилирини шу йәрдә йә; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиңдин дайим қорқушни үгинисән.
24 Wǝ Pǝrwǝrdigar Hudaying seni bǝrikǝtligǝndǝ, U Ɵz namini ⱪalduruxⱪa talliƣan xu jay sǝndin intayin yiraⱪ bolup, mǝⱨsulatliringni xu yǝrgǝ apiralmiƣudǝk bolsang,
Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигәндә, У Өз намини қалдурушқа таллиған шу җай сәндин интайин жирақ болуп, мәһсулатлириңни шу йәргә апиралмиғидәк болсаң,
25 sǝn xu qaƣda uni pulƣa setip, pulni ⱪolungƣa tengip, Pǝrwǝrdigar Hudaying talliƣan jayƣa barƣin wǝ
сән шу чағда уни пулға сетип, пулни қолуңға теңип, Пәрвәрдигар Худайиң таллиған җайға барғин вә
26 wǝ kɵnglüng nemǝ tartsa, mǝyli kala, ⱪoy, mǝy-xarab, musǝllǝs bolsun, yaki xuningdǝk kɵnglüng tartⱪan ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsini xu pulƣa alsang bolidu; andin sǝn wǝ ɵyüngdikilǝr xu yǝrdǝ uningdin yǝp-iqip, Pǝrwǝrdigar Hudaying aldida xad-huram bolisilǝr.
вә көңлүң немә тартса, мәйли кала, қой, мәй-шарап, мусәлләс болсун, яки шуниңдәк көңлүң тартқан һәр қандақ нәрсини шу пулға алсаң болиду; андин сән вә өйүңдикиләр шу йәрдә униңдин йәп-ичип, Пәрвәрдигар Худайиң алдида шат-хурам болисиләр.
27 Xǝⱨǝr-yeziliringda turuwatⱪan Lawiylarni untumasliⱪing kerǝk, qünki aranglarda uning ⱨeqⱪandaⱪ nesiwisi yaki mirasi yoⱪ.
Шәһәр-йезилириңда туруватқан Лавийларни унтумаслиғиң керәк, чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ.
28 Ⱨǝr üq yilning ahirida sǝn xu yildiki mǝⱨsulatliringdin ondin birini ɵxrǝ ⱪilip qiⱪar; sǝn uni xǝⱨǝr-yeziliring iqidǝ topla;
Һәр үч жилниң ахирида сән шу жилдики мәһсулатлириңдин ондин бирини өшрә қилип чиқар; сән уни шәһәр-йезилириң ичидә топла;
29 xuning bilǝn Lawiylar (qünki aranglarda uning ⱨeqⱪandaⱪ nesiwisi yaki mirasi yoⱪ), musapir, yetim-yesirlǝr wǝ tul hotunlar kelip uningdin yǝp toyunsun; xundaⱪ ⱪilsang Pǝrwǝrdigar Hudaying ⱪolungdiki barliⱪ mewini bǝrikǝtlǝydu.
шуниң билән Лавийлар (чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ), мусапир, житим-йесирләр вә тул хотунлар келип униңдин йәп тоюнсун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң қолуңдики барлиқ мевини бәрикәтләйду.

< Ⱪanun xǝrⱨi 14 >