< Ⱪanun xǝrⱨi 10 >
1 Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar manga: «Ɵzüng üqün awwalⱪidǝk ikki tax tahtayni oyup qiⱪip, taƣⱪa yenimƣa kǝl. Ɵzünggǝ yaƣaqtin bir sanduⱪ yasiƣin.
Шу чағда Пәрвәрдигар маңа: «Өзүң үчүн авалқидәк икки таш тахтайни оюп чиқип, таққа йенимға кәл. Өзүңгә яғачтин бир сандуқ ясиғин.
2 Mǝn bu tahtaylarƣa sǝn qeⱪiwǝtkǝn awwalⱪi tahtaylardiki sɵzlǝrni yazimǝn; sǝn ularni sanduⱪⱪa ⱪoyisǝn» — dedi.
Мән бу тахтайларға сән чеқивәткән авалқи тахтайлардики сөзләрни язимән; сән уларни сандуққа қойисән» — деди.
3 Xuning bilǝn mǝn akatsiyǝ yaƣiqidin bir sanduⱪ yasidim, awwalⱪidǝk ikki tax tahtay oyup qiⱪtim; ikki tahtayni ⱪolumda kɵtürüp taƣⱪa qiⱪtim.
Шуниң билән мән акатсийә яғичидин бир сандуқ ясидим, авалқидәк икки таш тахтай оюп чиқтим; икки тахтайни қолумда көтирип таққа чиқтим.
4 Pǝrwǝrdigar ǝslidǝ ot iqidin taƣda jamaǝt yiƣilƣan kündǝ silǝrgǝ eytⱪan xu on ǝmrni awwalⱪi pütüktǝk tahtaylarƣa yazdi; Pǝrwǝrdigar ularni manga tapxurdi.
Пәрвәрдигар әслидә от ичидин тағда җамаәт жиғилған күндә силәргә ейтқан шу он әмирни авалқи пүтүктәк тахтайларға язди; Пәрвәрдигар уларни маңа тапшурди.
5 Mǝn burulup taƣdin qüxüp tahtaylarni ɵzüm yasiƣan sanduⱪⱪa ⱪoydum; Pǝrwǝrdigar manga tapiliƣinidǝk ular tehi uningda turmaⱪta.
Мән бурулуп тағдин чүшүп тахтайларни өзүм ясиған сандуққа қойдум; Пәрвәрдигар маңа тапилиғинидәк улар техи униңда турмақта.
6 Xu qaƣda Israillar Bǝǝrot-Bǝnǝ-Yaakandin Mosǝraⱨⱪa yol elip mangdi; Ⱨarun xu yǝrdǝ ɵldi wǝ xu yǝrdǝ dǝpnǝ ⱪilindi; uning oƣli Əliazar uning ornini besip kaⱨinliⱪ ⱪildi.
Шу чағда Исраиллар Бәәрот-Бәнә-Яакандин Мосәраһқа йол елип маңди; Һарун шу йәрдә өлди вә шу йәрдә дәпнә қилинди; униң оғли Әлиазар униң орнини бесип каһинлиқ қилди.
7 Israillar xu yǝrdin Gudgodaⱨⱪa, andin Gudgodaⱨtin Yotbataⱨⱪa sǝpǝr ⱪildi (Yotbataⱨ eriⱪ-eⱪini mol yǝrdur).
Исраиллар шу йәрдин Гудгодаһқа, андин Гудгодаһтин Йотбатаһқа сәпәр қилди (Йотбатаһ ериқ-еқини мол йәрдур).
8 Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüxkǝ, Pǝrwǝrdigarning aldida hizmitidǝ turup uning namida bǝht-bǝrikǝt tilǝxkǝ Lawiy ⱪǝbilisini ɵzigǝ tallap ayridi. Wǝ bügüngǝ ⱪǝdǝr xundaⱪ boluwatidu.
Шу чағда Пәрвәрдигар әһдә сандуғини көтиришкә, Пәрвәрдигарниң алдида хизмитидә туруп униң намида бәхит-бәрикәт тиләшкә Лавий қәбилисини өзигә таллап айриди. Вә бүгүнгә қәдәр шундақ болуватиду.
9 Xunga Lawiy ⱪǝbilisining [Israil] ⱪerindaxliri iqidǝ nesiwisi yaki mirasi yoⱪtur; Pǝrwǝrdigar uningƣa eytⱪandǝk, Pǝrwǝrdigar Ɵzi uning mirasidur.
Шуңа Лавий қәбилисиниң [Исраил] қериндашлири ичидә несивиси яки мираси йоқтур; Пәрвәрдигар униңға ейтқандәк, Пәрвәрдигар Өзи униң мирасидур.
10 Mǝn ǝmdi awwalⱪi künlǝrdikidǝk ⱪiriⱪ keqǝ-kündüz Pǝrwǝrdigar aldida taƣda turdum; Pǝrwǝrdigar xu qaƣdimu tilikimgǝ ⱪulaⱪ saldi; u silǝrni yoⱪatmidi.
Мән әнди авалқи күнләрдикидәк қириқ кечә-күндүз Пәрвәрдигар алдида тағда турдум; Пәрвәрдигар шу чағдиму тилигимгә қулақ салди; у силәрни йоқатмиди.
11 Pǝrwǝrdigar manga: «Ornungdin tur, hǝlⱪni baxlap aldida yol alƣin; xuning bilǝn ular Mǝn ularƣa tǝⱪdim ⱪilixⱪa ata-bowiliriƣa ⱪǝsǝm ⱪilip wǝdǝ ⱪilƣan zeminni igilǝx üqün uningƣa kirsun» — dedi.
Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин тур, хәлиқни башлап алдида йол алғин; шуниң билән улар Мән уларға тәқдим қилишқа ата-бовилириға қәсәм қилип вәдә қилған зиминни егиләш үчүн униңға кирсун» — деди.
12 Əmdi, i Israil, Pǝrwǝrdigar Hudaying sǝndin nemǝ tǝlǝp ⱪilidu? — Ⱨaling yahxi bolsun dǝp mening bügün silǝrgǝ muxu tapiliƣanlirimdin baxⱪa nǝrsini tǝlǝp ⱪilarmu? — Uning tǝlǝp ⱪilƣini bolsa Pǝrwǝrdigar Hudayingdin ⱪorⱪup, Uning kɵrsǝtkǝn barliⱪ yollirida mengip, Uni sɵyüp, pütkül ⱪǝlbing wǝ pütkül jening bilǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingning hizmitidǝ bolup, Pǝrwǝrdigarning ǝmrliri wǝ bǝlgilimilirini tutuxtin ibarǝt ǝmǝsmu?
Әнди, и Исраил, Пәрвәрдигар Худайиң сәндин немә тәләп қилиду? — Һалиң яхши болсун дәп мениң бүгүн силәргә мошу тапилиғанлиримдин башқа нәрсини тәләп қиларму? — Униң тәләп қилғини болса Пәрвәрдигар Худайиңдин қорқуп, Униң көрсәткән барлиқ йоллирида меңип, Уни сөйүп, пүткүл қәлбиң вә пүткүл җениң билән Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмитидә болуп, Пәрвәрдигарниң әмирлири вә бәлгүлимилирини тутуштин ибарәт әмәсму?
14 Mana, asmanlar wǝ asmanlarning asmini Pǝrwǝrdigar Hudayingƣa mǝnsuptur; yǝr yüzi wǝ uningdiki ⱨǝmmǝ nǝrsilǝrmu Uningƣa mǝnsuptur.
Мана, асманлар вә асманларниң асмини Пәрвәрдигар Худайиңға мәнсуптур; йәр йүзи вә униңдики һәммә нәрсиләрму Униңға мәнсуптур.
15 Ⱨalbuki, Pǝrwǝrdigar pǝⱪǝt ata-bowiliringlardin sɵyünüp, ularni sɵydi wǝ xuning bilǝn bügünkidǝk barliⱪ ǝllǝr arisidin ata-bowiliringlarning keyinki nǝslini, yǝni silǝrni tallidi.
Һалбуки, Пәрвәрдигар пәқәт ата-бовилириңлардин сөйүнүп, уларни сөйди вә шуниң билән бүгүнкидәк барлиқ әлләр арисидин ата-бовилириңларниң кейинки нәслини, йәни силәрни таллиди.
16 Xunga kɵnglünglarni hǝtnilik ⱪilinglar, boynunglarni yǝnǝ ⱪattiⱪ ⱪilmanglar.
Шуңа көңлүңларни хәтнилик қилиңлар, бойнуңларни йәнә қаттиқ қилмаңлар.
17 Qünki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar hudalarning Hudasi, rǝblǝrning Rǝbbi, uluƣ Ilaⱨ, Ⱪudrǝtlik wǝ Dǝⱨxǝtlik Bolƣuqi, insanlarning yüz-hatirisini ⱪilmiƣuqi, ⱨeqⱪandaⱪ parini almiƣuqidur;
Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар худаларниң Худаси, рәбләрниң Рәбби, улуқ Илаһ, Қудрәтлик вә Дәһшәтлик Болғучи, инсанларниң йүз-хатирисини қилмиғучи, һеч қандақ парини алмиғучидур;
18 U yetim-yesir wǝ tul hotunlarning dǝwasini soraydu, musapirni sɵyüp uningƣa yemǝk-iqmǝk wǝ kiyim-keqǝkni bǝrgüqidur.
У житим-йесир вә тул хотунларниң дәвасини сорайду, мусапирни сөйүп униңға йемәк-ичмәк вә кийим-кечәкни бәргүчидур.
19 Xunga silǝrmu musapirni sɵyüxünglar kerǝk; qünki silǝrmu Misir zeminida musapir idinglar.
Шуңа силәрму мусапирни сөйүшүңлар керәк; чүнки силәрму Мисир зиминида мусапир едиңлар.
20 Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudayingdin ⱪorⱪⱪin; sǝn Uning ibaditidǝ bolƣin, Uningƣa baƣlanƣin wǝ [pǝⱪǝt] Uning namidila ⱪǝsǝm iqkin.
Сән Пәрвәрдигар Худайиңдин қорққин; сән Униң ибадитидә болғин, Униңға бағланғин вә [пәқәт] Униң намидила қәсәм ичкин.
21 U sǝn üqün ɵz kɵzüng bilǝn kɵrgǝn bu uluƣ wǝ dǝⱨxǝtlik ixlarni ⱪilƣan; U sǝn mǝdⱨiyilǝydiƣan, sening Hudayingdur;
У сән үчүн өз көзүң билән көргән бу улуқ вә дәһшәтлик ишларни қилған; У сән мәдһийиләйдиған, сениң Худайиңдур;
22 ata-bowiliring jǝmiy yǝtmix jan Misirƣa qüxkǝnidi; wǝ ⱨazir Pǝrwǝrdigar Hudaying seni asmandiki yultuzlardǝk kɵp ⱪildi.
ата-бовилириң җәмий йәтмиш җан Мисирға чүшкән еди; вә һазир Пәрвәрдигар Худайиң сени асмандики юлтузлардәк көп қилди.