< Daniyal 7 >

1 Bǝlxazar Babilƣa padixaⱨ bolƣan birinqi yili Daniyal ornida yetip qüxidǝ birnǝqqǝ ƣayibanǝ alamǝtlǝrni kɵrdi. U qüxidǝ kɵrgǝnlirini mundaⱪ yǝkünlǝp hatiriliwaldi: —
Бәлшазар Бабилға падиша болған биринчи жили Даниял орнида йетип чүшидә бир нәччә ғайипанә аламәтләрни көрди. У чүшидә көргәнлирини мундақ йәкүнләп хатириливалди: —
2 Keqidǝ kɵrgǝn ƣayibanǝ kɵrünüxtǝ mǝnki Daniyal xuni kɵrdümki, asmanning tɵt tǝripidin xamal qiⱪip, «Uluƣ Dengiz» yüzigǝ urulmaⱪta idi.
Кечидә көргән ғайипанә көрүнүштә мәнки Даниял шуни көрдүмки, асманниң төрт тәрипидин шамал чиқип, «Улуқ Деңиз» йүзигә урулмақта еди.
3 Dengizdin xǝkilliri bir-birigǝ ohximaydiƣan tɵt zor mǝhluⱪ qiⱪti.
Деңиздин шәкиллири бир-биригә охшимайдиған төрт зор мәхлуқ чиқти.
4 Birinqi mǝhluⱪ xirƣa ohxaytti, lekin bürkütning ⱪaniti bar idi. Mǝn uningƣa ⱪarap turƣinimda, ⱪanatliri yulundi; andin u yǝrdin kɵtürülüp, ikki puti yǝrgǝ dǝssitilip adǝmdǝk turƣuzulup, uningƣa insaniy bir ⱪǝlb berildi.
Биринчи мәхлуқ ширға охшайтти, лекин бүркүтниң қанити бар еди. Мән униңға қарап турғинимда, қанатлири жулунди; андин у йәрдин көтирилип, икки пути йәргә дәсситилип адәмдәк турғузулуп, униңға инсаний бир қәлб берилди.
5 Mana yǝnǝ bir mǝhluⱪ, yǝni ikkinqisi eyiⱪⱪa ohxaytti. Uning bir tǝripi ikkinqi bir tǝripidin egizlitildi. Uning qixliri üq ⱪowurƣini qixlǝp turatti, bir awaz uningƣa: «Ornungdin tur, gɵxni yeyixingqǝ yǝwal!» — dedi.
Мана йәнә бир мәхлуқ, йәни иккинчиси ейиққа охшайтти. Униң бир тәрипи иккинчи бир тәрипидин егизлитилди. Униң чишлири үч қовурғини чишләп туратти, бир аваз униңға: «Орнуңдин тур, гөшни йейишиңчә йәвал!» — деди.
6 Ⱪarap turƣinimda, mana yǝnǝ bir mǝhluⱪ pǝyda boldi. U yilpizƣa ohxaytti, dümbisidǝ ⱪuxningkidǝk tɵt ⱪaniti bar idi; uning bexi tɵt idi. Uningƣa ⱨakimliⱪ ⱨoⱪuⱪi berildi.
Қарап турғинимда, мана йәнә бир мәхлуқ пәйда болди. У илпизға охшайтти, дүмбисидә қушниңкидәк төрт қанити бар еди; униң беши төрт еди. Униңға һакимлиқ һоқуқи берилди.
7 Uningdin keyin keqidiki ƣayibanǝ kɵrünüxlǝrdǝ ⱪarap turƣinimda, mana tɵtinqi bir mǝhluⱪ pǝyda boldi. U intayin ⱪorⱪunqluⱪ, dǝⱨxǝtlik wǝ ajayib küqlük idi. U yoƣan tɵmür qixliri bilǝn owni qaynap ezip yutup, ⱪalduⱪini putliri bilǝn dǝssǝp-qǝylǝytti. U aldinⱪi barliⱪ mǝhluⱪⱪa ohximaytti; uning on münggüzi bar idi.
Униңдин кейин кечидики ғайипанә көрүнүшләрдә қарап турғинимда, мана төртинчи бир мәхлуқ пәйда болди. У интайин қорқунучлуқ, дәһшәтлик вә әҗайип күчлүк еди. У йоған төмүр чишлири билән овни чайнап езип жутуп, қалдуғини путлири билән дәссәп-чәйләйтти. У алдинқи барлиқ мәхлуққа охшимайтти; униң он мүңгүзи бар еди.
8 Mǝn bu münggüzlǝrni kɵzitiwatⱪinimda, mana münggüzlǝrning arisidin yǝnǝ bir kiqik münggüz ɵsüp qiⱪti. Bu kiqik münggüzning aldida ǝslidiki münggüzlǝrdin üqi yuluwetildi. Bu kiqik münggüzning adǝmningkidǝk kɵzi wǝ qong sɵzlǝydiƣan aƣzi bar idi.
Мән бу мүңгүзләрни күзитиватқинимда, мана мүңгүзләрниң арисидин йәнә бир кичик мүңгүз өсүп чиқти. Бу кичик мүңгүзниң алдида әслидики мүңгүзләрдин үчи жулуветилди. Бу кичик мүңгүзниң адәмниңкидәк көзи вә чоң сөзләйдиған ағзи бар еди.
9 Mǝn ⱪarap turƣinimda, u yǝrgǝ birnǝqqǝ tǝhtning ⱪoyulƣanliⱪini kɵrdüm; ularning biridǝ, «Əzǝldin Bar Bolƣuqi» orun elip olturuptu. Uning kiyimliri ⱪardǝk ap’aⱪ, qaqliri ap’aⱪ ⱪoza yungidǝk idi. Uning tǝhti ot lawuldap turƣan yalⱪunlar bolup, lawuldap kɵyüwatⱪan ot qaⱪlirining üstidǝ idi.
Мән қарап турғинимда, у йәргә бир нәччә тәхтниң қоюлғанлиғини көрдүм; уларниң биридә, «Әзәлдин Бар Болғучи» орун елип олтирипту. Униң кийимлири қардәк аппақ, чачлири аппақ қоза жуңидәк еди. Униң тәхти от лавулдап турған ялқунлар болуп, лавулдап көйүватқан от чақлириниң үстидә еди.
10 Uning aldidin goya rawan eⱪip turƣan dǝryadǝk ot yalⱪuni lawuldap eⱪip turatti; Uning hizmitidǝ turƣuqilar tümǝn mingliƣan idi, Uning aldida yüz milyonliƣan ⱨazir turƣuqilar bar idi. Soraⱪ baxlanƣanliⱪi jakarlinip, dǝsturlar eqildi.
Униң алдидин гоя раван еқип турған дәриядәк от ялқуни лавулдап еқип туратти; Униң хизмитидә турғучилар түмән миңлиған еди, Униң алдида йүз миллионлиған һазир турғучилар бар еди. Сорақ башланғанлиғи җакалинип, дәстурлар ечилди.
11 Ⱨeliⱪi kiqik münggüzning yoƣan gǝplǝrni ⱪiliwatⱪan awazidin diⱪⱪitim xuningƣa tartilip ⱪarap turattim. Ⱪarap turƣinimda, tɵtinqi mǝhluⱪ ɵltürülüp, uning jǝsiti ⱨalak ⱪilinip, otⱪa taxlap kɵydürülüxkǝ tapxuruldi.
Һелиқи кичик мүңгүзниң йоған гәпләрни қиливатқан авазидин диққитим шуниңға тартилип қарап тураттим. Қарап турғинимда, төртинчи мәхлуқ өлтүрүлүп, униң җәсити һалак қилинип, отқа ташлап көйдүрүлүшкә тапшурулди.
12 Ⱪalƣan üq mǝhluⱪ bolsa, ⱨakimiyitidin mǝⱨrum ⱪilindi, lekin ularning ɵmri yǝnǝ bir mǝzgil uzartildi.
Қалған үч мәхлуқ болса, һакимийитидин мәһрум қилинди, лекин уларниң өмри йәнә бир мәзгил узартилди.
13 Keqidiki ƣayibanǝ kɵrünüxlǝrdǝ mana, mǝn goya Insan Oƣliƣa ohxax bir zatning asmandiki bulutlar bilǝn kǝlginini kɵrdüm. U «Əzǝldin Bar Bolƣuqi»ning yeniƣa berip, uning aldiƣa ⱨazir ⱪilindi.
Кечидики ғайипанә көрүнүшләрдә мана, мән гоя Инсан Оғлиға охшаш бир затниң асмандики булутлар билән кәлгинини көрдүм. У «Әзәлдин Бар Болғучи»ниң йениға берип, униң алдиға һазир қилинди.
14 Ⱨǝr ǝl-yurt, ⱨǝr taipǝ, ⱨǝr hil tilda sɵzlixidiƣan ⱪowmlar uning hizmitidǝ bolsun dǝp, sǝltǝnǝt, xɵⱨrǝt wǝ padixaⱨliⱪ ⱨoⱪuⱪi uningƣa berildi. Uning sǝltǝniti mǝnggü solaxmas sǝltǝnǝttur, uning padixaⱨliⱪi mǝnggü ⱨalak ⱪilinmas.
Һәр әл-жут, һәр таипә, һәр хил тилда сөзлишидиған қовмлар униң хизмитидә болсун дәп, сәлтәнәт, шөһрәт вә падишалиқ һоқуқи униңға берилди. Униң сәлтәнити мәңгү солашмас сәлтәнәттур, униң падишалиғи мәңгү һалак қилинмас.
15 Mǝnki Daniyalning wujudum, dil-roⱨim bǝk biaramliⱪⱪa qɵmdi, kallamdiki ƣayibanǝ alamǝtlǝr meni intayin alaⱪzadǝ ⱪildi.
Мәнки Даниялниң вуҗудум, дил-роһум бәк беарамлиққа чөмди, калламдики ғайипанә аламәтләр мени интайин алақзадә қилди.
16 Mǝn yeⱪin turƣuqilardin birining aldiƣa berip, bu ƣayibanǝ alamǝtlǝrning ⱨǝⱪiⱪiti toƣruluⱪ soridim. U manga tǝbir berip qüxǝndürüp mundaⱪ dedi: —
Мән йеқин турғучилардин бириниң алдиға берип, бу ғайипанә аламәтләрниң һәқиқити тоғрилиқ соридим. У маңа тәбир берип чүшәндүрүп мундақ деди: —
17 «Bu tɵt zor mǝhluⱪ kǝlgüsidǝ dunyada bax kɵtüridiƣan tɵt padixaⱨni kɵrsitidu.
«Бу төрт зор мәхлуқ кәлгүсидә дунияда баш көтиридиған төрт падишани көрситиду.
18 Lekin Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining muⱪǝddǝs bǝndiliri padixaⱨliⱪ ⱨoⱪuⱪini ⱪobul ⱪilidu, ular uningƣa mǝnggü igidarqiliⱪ ⱪilidu, ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ xundaⱪ bolidu».
Лекин Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини қобул қилиду, улар униңға мәңгү егидарчилиқ қилиду, әбәдил-әбәткичә шундақ болиду».
19 Mǝn baxⱪa üq mǝhluⱪⱪa ohximaydiƣan tɵtinqi mǝhluⱪ, yǝni zor ⱪorⱪunqluⱪ, tɵmür qixliⱪ, mis tirnaⱪliⱪ, owni qaynap ezip yutup, andin ⱪalduⱪlirini ayaƣliri bilǝn dǝssǝp-qǝylǝydiƣan ⱨeliⱪi mǝhluⱪ toƣrisidiki ⱨǝⱪiⱪǝtni,
Мән башқа үч мәхлуққа охшимайдиған төртинчи мәхлуқ, йәни зор қорқунучлуқ, төмүр чишлиқ, мис тирнақлиқ, овни чайнап езип жутуп, андин қалдуқлирини аяқлири билән дәссәп-чәйләйдиған һелиқи мәхлуқ тоғрисидики һәқиқәтни,
20 xundaⱪla uning bexidiki on münggüzining wǝ keyin ɵsüp qiⱪⱪan kiqik münggüz toƣrisidiki ⱨǝⱪiⱪǝtni tehimu eniⱪ bilmǝkqi boldum — uning, yǝni ⱨeliⱪi kiqikining aldida ǝslidǝ bar bolƣan baxⱪa üq münggüz yuluwetilgǝn, kɵzliri wǝ yoƣan gǝp ⱪilidiƣan aƣzi bar bolup, ǝnǝ baxⱪa münggüzlǝrgǝ ⱪariƣanda tehimu ⱨǝywǝtlik idi.
шундақла униң бешидики он мүңгүзиниң вә кейин өсүп чиққан кичик мүңгүз тоғрисидики һәқиқәтни техиму ениқ билмәкчи болдум — униң, йәни һелиқи кичигиниң алдида әслидә бар болған башқа үч мүңгүз жулуветилгән, көзлири вә йоған гәп қилидиған ағзи бар болуп, әнә башқа мүңгүзләргә қариғанда техиму һәйвәтлик еди.
21 Ⱪarap turƣinimda, u kiqik münggüz Hudaning muⱪǝddǝs bǝndiliri bilǝn jǝng ⱪilip ulardin üstünlükkǝ igǝ boldi;
Қарап турғинимда, у кичик мүңгүз Худаниң муқәддәс бәндилири билән җәң қилип улардин үстүнлүккә егә болди;
22 «Əzǝldin Bar Bolƣuqi» kǝlgǝndǝ, ⱨɵküm ⱪilix ⱨoⱪuⱪi Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining muⱪǝddǝs bǝndilirigǝ berildi. Xuning bilǝn bekitilgǝn waⱪti kelip, [Hudaning] muⱪǝddǝs bǝndiliri padixaⱨliⱪ ⱨoⱪuⱪini ɵtküziwaldi.
«Әзәлдин Бар Болғучи» кәлгәндә, һөкүм қилиш һоқуқи Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилиригә берилди. Шуниң билән бекитилгән вақти келип, [Худаниң] муқәддәс бәндилири падишалиқ һоқуқини өткүзивалди.
23 [Tǝbir bǝrgüqi] qüxǝndürüp yǝnǝ mundaⱪ dedi: — «tɵtinqi mǝhluⱪ kǝlgüsi dunyada bax kɵtüridiƣan tɵtinqi bir padixaⱨliⱪ bolup, u baxⱪa ⱨǝrⱪandaⱪ padixaⱨliⱪlarƣa ohximaydu. U pütkül dunyani yutup, uni ayaƣ asti ⱪilip, kukum-talⱪan ⱪilidu.
[Тәбир бәргүчи] чүшәндүрүп йәнә мундақ деди: — «төртинчи мәхлуқ кәлгүси дунияда баш көтиридиған төртинчи бир падишалиқ болуп, у башқа һәр қандақ падишалиқларға охшимайду. У пүткүл дунияни жутуп, уни аяқ асти қилип, кукум-талқан қилиду.
24 On münggüz bolsa, bu padixaⱨliⱪtin qiⱪidiƣan ⱨɵkümranliⱪ ⱪilidiƣan on padixaⱨni kɵrsitidu. Keyin yǝnǝ bir padixaⱨ mǝydanƣa qiⱪidu, u ilgiriki padixaⱨlarƣa ohximaydu; u üq padixaⱨni ɵzigǝ boysunduridu.
Он мүңгүз болса, бу падишалиқтин чиқидиған һөкүмранлиқ қилидиған он падишани көрситиду. Кейин йәнә бир падиша мәйданға чиқиду, у илгәрки падишаларға охшимайду; у үч падишани өзигә бойсундуриду.
25 U Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqiƣa ⱪarxi kupurluⱪ sɵzlǝrni ⱪilidu ⱨǝmdǝ Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining muⱪǝddǝs bǝndilirini ⱨalsizlanduridu. U kalendarni, ⱨeyt-ayǝmlǝrni wǝ muⱪǝddǝs ⱪanunlarni ɵzgǝrtiwetixni ⱪǝstlǝydu. Hudaning muⱪǝddǝs bǝndiliri «üq yerim waⱪit» uning ⱨɵkümranliⱪiƣa tapxurulidu.
У Һәммидин Алий Болғучиға қарши күпүрлүк сөзләрни қилиду һәмдә Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилирини һалсизландуриду. У календарни, һейт-айәмләрни вә муқәддәс қанунларни өзгәртиветишни қәстләйду. Худаниң муқәддәс бәндилири «үч йерим вақит» униң һөкүмранлиғиға тапшурулиду.
26 Andin Hudaning soti eqilidu, buning bilǝn uning idarǝ ⱪilix ⱨoⱪuⱪi tartiwelinip, mǝnggülük üzül-kesil yoⱪitilidu.
Андин Худаниң соти ечилиду, буниң билән униң идарә қилиш һоқуқи тартивелинип, мәңгүлүк үзүл-кесил йоқитилиду.
27 Lekin uning padixaⱨliⱪining ⱨoⱪuⱪi, yǝni dunyadiki ⱨǝrⱪaysi padixaⱨliⱪlarning sǝltǝniti wǝ xɵⱨriti Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining muⱪǝddǝs bǝndilirigǝ, yǝni Hudaning Ɵz hǝlⱪigǝ ɵtküzülidu. Uning padixaⱨliⱪi mǝnggü bir padixaⱨliⱪtur, dunyadiki pütün ⱨɵkümdarlar Uning hizmitidǝ bolup uningƣa itaǝt ⱪilidu».
Лекин униң падишалиғиниң һоқуқи, йәни дуниядики һәр қайси падишалиқларниң сәлтәнити вә шөһрити Һәммидин Алий Болғучиниң муқәддәс бәндилиригә, йәни Худаниң Өз хәлқигә өткүзүлиду. Униң падишалиғи мәңгү бир падишалиқтур, дуниядики пүтүн һөкүмдарлар Униң хизмитидә болуп униңға итаәт қилиду».
28 Bu ix mana muxu yǝrgiqǝ boldi. Mǝnki Daniyal, ɵz oylirim ɵzümni alaⱪzadǝ ⱪildi, qirayim tatirip kǝtti. Biraⱪ bu ixni ⱪǝlbimdǝ püküp saⱪlidim.
Бу иш мана мошу йәргичә болди. Мәнки Даниял, өз ойлирим өзүмни алақзадә қилди, чирайим татирип кәтти. Бирақ бу ишни қәлбимдә пүкүп сақлидим.

< Daniyal 7 >