< Daniyal 3 >
1 Padixaⱨ Neboⱪadnǝsar altundin egizliki atmix gǝz, kǝngliki altǝ gǝz kelidiƣan bir ⱨǝykǝl yasap, Babil ɵlkisining Dura tüzlǝnglikigǝ ornatti.
Падиша Небоқаднәсар алтундин егизлиги атмиш гәз, кәңлиги алтә гәз келидиған бир һәйкәл ясап, Бабил өлкисиниң Дура түзләңлигигә орнатти.
2 Padixaⱨ barliⱪ wǝzir, waliy, ⱨakim, mǝsliⱨǝtqi, hǝziniqi, sotqi, soraⱪqilarni xundaⱪla ⱨǝrⱪaysi ɵlkilǝrdiki baxⱪa ǝmǝldarlarning ⱨǝmmisini padixaⱨ Neboⱪadnǝsar ornatⱪan bu altun ⱨǝykǝlni ɵz ilaⱨiƣa atax murasimiƣa ⱪatnixixⱪa pǝrman qüxürdi.
Падиша барлиқ вәзир, валий, һаким, мәслиһәтчи, ғәзничи, сотчи, сорақчиларни шундақла һәр қайси өлкиләрдики башқа әмәлдарларниң һәммисини падиша Небоқаднәсар орнатқан бу алтун һәйкәлни өз илаһиға аташ мурасимиға қатнишишқа пәрман чүшүрди.
3 Xuning bilǝn wǝzirlǝr, waliylar, ⱨakimlar, mǝsliⱨǝtqilǝr, hǝziniqilǝr, sotqilar, soraⱪqilar, xundaⱪla ⱨǝrⱪaysi ɵlkilǝrdiki baxⱪa ǝmǝldarlarning ⱨǝmmisi atax murasimiƣa jǝm boldi. Ular ⱨǝykǝlning aldida turdi.
Шуниң билән вәзирләр, валийлар, һакимлар, мәслиһәтчиләр, ғәзничиләр, сотчилар, сорақчилар, шундақла һәр қайси өлкиләрдики башқа әмәлдарларниң һәммиси аташ мурасимиға җәм болди. Улар һәйкәлниң алдида турди.
4 Jakarqi yuⱪiri awaz bilǝn: — Əy ⱨǝrⱪaysi ǝl-yurt, ⱨǝrⱪaysi taipilǝrdin kǝlgǝnlǝr, ⱨǝr hil tilda sɵzlixidiƣan ⱪowmlar,
Җакарчи жуқури аваз билән: — Әй һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләрдин кәлгәнләр, һәр хил тилда сөзлишидиған қовмлар,
5 silǝr sunay, nǝy, ⱪalun, lira, ziltar, bulman wǝ baxⱪa ⱨǝrhil sazlarning awazini angliƣan ⱨaman, yǝrgǝ bax urup padixaⱨ Neboⱪadnǝsar ornatⱪan altun ⱨǝykǝlgǝ sǝjdǝ ⱪilinglar.
силәр сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман, йәргә баш уруп падиша Небоқаднәсар орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилиңлар.
6 Kimki bax urup sǝjdǝ ⱪilmisa, xuan dǝⱨxǝtlik yalⱪunlap turƣan humdanƣa taxlinidu, — dǝp jakarlidi.
Кимки баш уруп сәҗдә қилмиса, шуан дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлиниду, — дәп җакалиди.
7 Xunga, sunay, nǝy, ⱪalun, lira, ziltar, bulman wǝ baxⱪa ⱨǝrhil sazlarning awazini angliƣan ⱨaman ⱨǝrⱪaysi ǝl-yurt, ⱨǝrⱪaysi taipilǝrdin kǝlgǝn, ⱨǝrhil tilda sɵzlixidiƣan ⱪowm yǝrgǝ bax urup Neboⱪadnǝsar ornatⱪan altun ⱨǝykǝlgǝ sǝjdǝ ⱪilixti.
Шуңа, сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләрдин кәлгән, һәр хил тилда сөзлишидиған қовм йәргә баш уруп Небоқаднәсар орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилишти.
8 U qaƣda, bǝzi kaldiylǝr aldiƣa qiⱪip Yǝⱨudiylar üstidin ǝrz ⱪildi.
У чағда, бәзи калдийләр алдиға чиқип Йәһудийлар үстидин әрз қилди.
9 Ular padixaⱨ Neboⱪadnǝsarƣa: — I aliyliri, mǝnggü yaxiƣayla!
Улар падиша Небоқаднәсарға: — И алийлири, мәңгү яшиғайла!
10 Aliyliri sunay, nǝy, ⱪalun, lira, ziltar, bulman wǝ baxⱪa ⱨǝrhil sazlarning awazini angliƣan ⱨaman ⱨǝmmǝylǝn yǝrgǝ bax urup altun ⱨǝykǝlgǝ sǝjdǝ ⱪilsun,
Алийлири сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман һәммәйлән йәргә баш уруп алтун һәйкәлгә сәҗдә қилсун,
11 xundaⱪla kimki yǝrgǝ bax urup sǝjdǝ ⱪilmisa, u dǝⱨxǝtlik yalⱪunlap turƣan humdanƣa taxlansun dǝp pǝrman ⱪilƣanidila.
шундақла кимки йәргә баш уруп сәҗдә қилмиса, у дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлансун дәп пәрман қилған едила.
12 Sili Babil ɵlkisining mǝmuriy ixlirini baxⱪuruxⱪa tǝyinligǝn birnǝqqǝ Yǝⱨudiy, yǝni Xadrak, Mixak, Əbǝdnegolar bar; i aliyliri, bu adǝmlǝr siligǝ ⱨɵrmǝtsizlik ⱪiliwatidu. Ular padixaⱨning ilaⱨlirining ibaditidǝ bolmidi yaki padixaⱨ ornatⱪan altun ⱨǝykǝlgimu sǝjdǝ ⱪilmaydu, — dedi.
Сили Бабил өлкисиниң мәмурий ишлирини башқурушқа тайинлиған бир нәччә Йәһудий, йәни Шадрак, Мишак, Әбәднеголар бар; и алийлири, бу адәмләр силигә һөрмәтсизлик қиливатиду. Улар падишаниң илаһлириниң ибадитидә болмиди яки падиша орнатқан алтун һәйкәлгиму сәҗдә қилмайду, — деди.
13 Xuni anglap padixaⱨ Neboⱪadnǝsar dǝrƣǝzǝp bolup, Xadrak, Mixak, Əbǝdnegolarni ɵz aldiƣa kǝltürüxni ǝmr ⱪildi. Xuning bilǝn ular bu üqǝylǝnni padixaⱨ aldiƣa ǝpkǝldi.
Шуни аңлап падиша Небоқаднәсар дәрғәзәп болуп, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни өз алдиға кәлтүрүшни әмир қилди. Шуниң билән улар бу үчәйләнни падиша алдиға әпкәлди.
14 Neboⱪadnǝsar ularƣa: — Xadrak, Mixak, Əbǝddnego, silǝr rasttin mening ilaⱨlirimning hizmitidǝ bolmidinglarmu ⱨǝm mǝn ornatⱪan altun ⱨǝykǝlgǝ sǝjdǝ ⱪilmidinglarmu?
Небоқаднәсар уларға: — Шадрак, Мишак, Әбәдднего, силәр растин мениң илаһлиримниң хизмитидә болмидиңларму һәм мән орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмидиңларму?
15 Ⱨazir silǝr sunay, nǝy, ⱪalun, lira, ziltar, bulman wǝ baxⱪa ⱨǝrhil sazlarning awazini angliƣan ⱨaman, mǝn yasatⱪan ⱨǝykǝlgǝ sǝjdǝ ⱪilixⱪa tǝyyar tursanglar, yahxi. Lekin sǝjdǝ ⱪilmisanglar, silǝr dǝrⱨal dǝⱨxǝtlik yalⱪunlap turƣan humdanƣa taxlinisilǝr. Xu qaƣda ⱪandaⱪ ilaⱨ kelip silǝrni qanggilimdin ⱪutⱪuzuwalidikin, ⱪeni?! — dedi.
Һазир силәр сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман, мән ясатқан һәйкәлгә сәҗдә қилишқа тәйяр турсаңлар, яхши. Лекин сәҗдә қилмисаңлар, силәр дәрһал дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлинисиләр. Шу чағда қандақ илаһ келип силәрни чаңгилимдин қутқузувалидикин, қени?! — деди.
16 Xadrak, Mixak, Əbǝdnegolar padixaⱨⱪa jawabǝn: — I Neboⱪadnǝsar, bu ixta biz ɵzimizni aⱪliximiz ⱨajǝtsiz.
Шадрак, Мишак, Әбәднеголар падишаға җававән: — И Небоқаднәсар, бу ишта биз өзимизни ақлишимиз һаҗәтсиз.
17 Biz sǝjdǝ ⱪilip keliwatⱪan Hudayimiz bizni dǝⱨxǝtlik yalⱪunlap turƣan humdandin ⱪutⱪuzalaydu; i aliyliri, U qoⱪum ɵzlirining ilkidin bizni ⱪutⱪuzidu.
Биз сәҗдә қилип келиватқан Худайимиз бизни дәһшәтлик ялқунлап турған хумдандин қутқузалайду; и алийлири, У чоқум өзлириниң илкидин бизни қутқузиду.
18 Lekin bizni ⱪutⱪuzmiƣan tǝⱪdirdimu, aliylirigǝ mǝlum bolsunki, biz yǝnila ilaⱨlirining hizmitidǝ bolmaymiz wǝ sili ornatⱪan altun ⱨǝykǝlgǝ sǝjdǝ ⱪilmaymiz, — dedi.
Лекин бизни қутқузмиған тәғдирдиму, алийлиригә мәлум болсунки, биз йәнила илаһлириниң хизмитидә болмаймиз вә сили орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмаймиз, — деди.
19 Buni angliƣan ⱨaman padixaⱨ Neboⱪadnǝsarning tǝri buzulup, Xadrak, Mixak, Əbǝdnegolarƣa ⱪattiⱪ ƣǝzǝplǝndi. Xuning bilǝn adǝmlirigǝ humdanni adǝttikidin yǝttǝ ⱨǝssǝ ⱪattiⱪ ⱪizitixni buyrudi.
Буни аңлиған һаман падиша Небоқаднәсарниң тәри бузулуп, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарға қаттиқ ғәзәпләнди. Шуниң билән адәмлиригә хумданни адәттикидин йәттә һәссә қаттиқ қизитишни буйруди.
20 U ⱪoxunidiki ǝng ⱪawul palwanlarƣa Xadrak, Mixak, Əbǝdnegolarni baƣlap, dǝⱨxǝtlik yalⱪunlap turƣan humdanƣa taxlaxni buyrudi.
У қошунидики әң қавул палванларға Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни бағлап, дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлашни буйруди.
21 Xuning bilǝn ular tonliri, ixtanliri, sǝlliliri wǝ baxⱪa libas kiyimliri selinmiƣan ⱨalda baƣlinip dǝⱨxǝtlik yalⱪunlap turƣan humdanƣa taxlandi.
Шуниң билән улар тонлири, иштанлири, сәллилири вә башқа либас кийимлири селинмиған һалда бағлинип дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташланди.
22 Padixaⱨning ǝmrining ⱪattiⱪliⱪi bilǝn humdandiki ot intayin yalⱪunlap yenip turatti, xunglaxⱪa humdandin qiⱪiwatⱪan yalⱪun Xadrak, Mixak, Əbǝdnegolarni kɵtürgǝn ǝskǝrlǝrni kɵydürüp taxlidi.
Падишаһниң әмриниң қаттиқлиғи билән хумдандики от интайин ялқунлап йенип туратти, шуңлашқа хумдандин чиқиватқан ялқун Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни көтәргән әскәрләрни көйдүрүп ташлиди.
23 Xundaⱪ ⱪilip Xadrak, Mixak, Əbǝdnego üqǝylǝn baƣlaⱪliⱪ ⱨalda dǝⱨxǝtlik yalⱪunlap turƣan humdanƣa qüxüp kǝtti.
Шундақ қилип Шадрак, Мишак, Әбәднего үчәйлән бағлақлиқ һалда дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға чүшүп кәтти.
24 Andin Neboⱪadnǝsar qɵqügǝn ⱨalda ornidin qaqrap turup, mǝsliⱨǝtqi wǝzirliridin: — Biz baƣlap ot iqigǝ taxliƣinimiz üq adǝm ǝmǝsmu? — dǝp soridi. — Ular jawabǝn «Xundaⱪ, i aliyliri! — dedi.
Андин Небоқаднәсар чөчүгән һалда орнидин чачрап туруп, мәслиһәтчи вәзирлиридин: — Биз бағлап от ичигә ташлиғинимиз үч адәм әмәсму? — дәп сориди. — Улар җававән «Шундақ, и алийлири! — деди.
25 Padixaⱨ jawabǝn: — Mana, mǝn tɵt adǝmning baƣlaⱪsiz ⱨalda ot iqidǝ ǝrkin mengip yürüwatⱪinini kɵrüwatimǝnƣu, ular ⱪilqǝ kɵygǝndǝk ǝmǝs; ⱨǝmdǝ tɵtinqi kixi ilaⱨlarning oƣlidǝk turidu! — dedi.
Падиша җававән: — Мана, мән төрт адәмниң бағлақсиз һалда от ичидә әркин меңип жүрүватқинини көрүватимәнғу, улар қилчә көйгәндәк әмәс; һәмдә төртинчи киши илаһларниң оғлидәк туриду! — деди.
26 Xuning bilǝn Neboⱪadnǝsar dǝⱨxǝtlik yalⱪunlap turƣan humdanning aƣziƣa yeⱪin kelip: — Xadrak, Mixak, Əbǝdnego! Ⱨǝmmidin Aliy Ilaⱨning ⱪulliri, qiⱪinglar, mayaⱪⱪa kelinglar! — dǝp towlidi. Xuning bilǝn Xadrak, Mixak wǝ Əbǝdnego ottin qiⱪti.
Шуниң билән Небоқаднәсар дәһшәтлик ялқунлап турған хумданниң ағзиға йеқин келип: — Шадрак, Мишак, Әбәднего! Һәммидин Алий Илаһниң қуллири, чиқиңлар, маяққа келиңлар! — дәп товлиди. Шуниң билән Шадрак, Мишак вә Әбәднего оттин чиқти.
27 Barliⱪ wǝzirlǝr, waliylar, ⱨakimlar wǝ padixaⱨning mǝsliⱨǝtqi wǝzirliri yiƣilip kelixip bu üqǝylǝngǝ tikilixip ⱪaraxti; ularning ⱪilqǝ kɵygǝn yeri yoⱪ idi, qaq-saⱪallirimu kɵymigǝn, kiyim-keqǝklirimu xu peti idi, üsti-bexidimu is-tütünning puriⱪi yoⱪ idi.
Барлиқ вәзирләр, валийлар, һакимлар вә падишаниң мәслиһәтчи вәзирлири жиғилип келишип бу үчәйләнгә тикилишип қарашти; уларниң қилчә көйгән йери йоқ еди, чач-сақаллириму көймигән, кийим-кечәклириму шу пети еди, үсти-бешидиму ис-түтүнниң пуриғи йоқ еди.
28 Neboⱪadnǝsar mundaⱪ dedi: — Xadrak, Mixak, Əbǝdnegolarning Hudasiƣa xükür-sanalar bolƣay! U Ɵz pǝrixtisini ǝwǝtip, Ɵzigǝ tayanƣan ⱪullirini ⱪutⱪuziwaldi. Ular ɵzlirining ilaⱨidin baxⱪa ⱨeqⱪandaⱪ ilaⱨⱪa hizmǝt ⱪilmasliⱪ üqün wǝ yaki bax urup sǝjdǝ ⱪilmasliⱪ üqün, pǝⱪǝt ɵz Hudayimizningla ibaditidǝ bolimiz dǝp padixaⱨning pǝrmaniƣa hilapliⱪ ⱪilip ⱨayatini tǝwǝkkul ⱪildi.
Небоқаднәсар мундақ деди: — Шадрак, Мишак, Әбәднеголарниң Худасиға шүкүр-саналар болғай! У Өз пәриштисини әвәтип, Өзигә таянған қуллирини қутқузивалди. Улар өзлириниң илаһидин башқа һеч қандақ илаһқа хизмәт қилмаслиқ үчүн вә яки баш уруп сәҗдә қилмаслиқ үчүн, пәқәт өз Худайимизниңла ибадитидә болимиз дәп падишаниң пәрманиға хилаплиқ қилип һаятини тәвәккул қилди.
29 Əmdi mǝn xundaⱪ pǝrman qüxürimǝnki: Ⱪaysi ǝl-yurt bolsun, ⱪaysi taipilǝrdin kǝlgǝn bolsun, ⱪaysi tilda sɵzlixidiƣanlar bolsun, Xadrak, Mixak, Əbǝdnegolarning Hudasiƣa ⱪara qaplaydikǝn, pütün teni ⱪiyma-qiyma ⱪilinsun, ɵyliri ⱨajǝthaniƣa aylandurulsun! Qünki bundaⱪ ⱪutⱪuzalaydiƣan baxⱪa ilaⱨ yoⱪ.
Әнди мән шундақ пәрман чүшүримәнки: Қайси әл-жут болсун, қайси таипиләрдин кәлгән болсун, қайси тилда сөзлишидиғанлар болсун, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарниң Худасиға қара чаплайдикән, пүтүн тени қийма-чийма қилинсун, өйлири һаҗәтханиға айландурулсун! Чүнки бундақ қутқузалайдиған башқа илаһ йоқ.
30 Xuning bilǝn padixaⱨ Xadrak, Mixak, Əbǝdnego üqǝylǝnni ɵstürüp, Babil ɵlkisidǝ yuⱪiri mǝnsǝpkǝ tǝyinlidi.
Шуниң билән падиша Шадрак, Мишак, Әбәднего үчәйләнни өстүрүп, Бабил өлкисидә жуқури мәнсәпкә тайинлиди.