< Daniyal 11 >
1 Mǝn Medialiⱪ Darius padixaⱨ bolƣan birinqi yilidila, uni mustǝⱨkǝmlǝx ⱨǝm küqǝytix üqün ornumdin ⱪozƣalƣanidim.
Мән Медиалиқ Дариус падиша болған биринчи жилидила, уни мустәһкәмләш һәм күчәйтиш үчүн орнумдин қозғалған едим.
2 Əmdi mǝn sanga ⱨǝⱪiⱪǝtni eytip berǝy: — Buningdin keyin Parsⱪa yǝnǝ üq padixaⱨ ⱨɵkümranliⱪⱪa qiⱪidu; keyin tɵtinqi padixaⱨ qiⱪip, baxⱪa padixaⱨlardinmu kɵptin kɵp mal-dunyani toplaydu; u mal-dunyaliridin ⱪudrǝt tepip, ⱨǝmmǝ yurtlarni Gretsiyǝgǝ jǝng ⱪilixⱪa ⱪozƣaydu.
Әнди мән саңа һәқиқәтни ейтип берәй: — Буниңдин кейин Парсқа йәнә үч падиша һөкүмранлиққа чиқиду; кейин төртинчи падиша чиқип, башқа падишалардинму көптин көп мал-дунияни топлайду; у мал-дуниялиридин қудрәт тепип, һәммә жутларни Гретсийәгә җәң қилишқа қозғайду.
3 Uningdin keyin küqlük bir padixaⱨ mǝydanƣa qiⱪidu. U zor padixaⱨliⱪni idarǝ ⱪilip, nemini halisa xuni ⱪilidu.
Униңдин кейин күчлүк бир падиша мәйданға чиқиду. У зор падишалиқни идарә қилип, немини халиса шуни қилиду.
4 Lekin u ⱨoⱪuⱪ yürgüzüwatⱪinida, padixaⱨliⱪi parqilinip asmanning tɵt xamal tǝripigǝ bɵlünüp ketidu. Uning tǝhtigǝ ǝwladliri warisliⱪ ⱪilalmaydu, keyinki padixaⱨliⱪ u ⱨɵküm sürgǝn waⱪtidikidǝk küqlük bolmaydu; qünki uning padixaⱨliⱪi aƣdurulup, baxⱪilarƣa tǝwǝ bolup ketidu.
Лекин у һоқуқ жүргүзүватқинида, падишалиғи парчилинип асманниң төрт шамал тәрипигә бөлүнүп кетиду. Униң тәхтигә әвлатлири варислиқ қилалмайду, кейинки падишалиқ у һөкүм сүргән вақтидикидәк күчлүк болмайду; чүнки униң падишалиғи ағдурулуп, башқиларға тәвә болуп кетиду.
5 Uningdiki sǝrdarlarning iqidin biri «jǝnubiy padixaⱨ» bolup küqiyidu; lekin yǝnǝ bir sǝrdar uningdinmu küqlük bolidu wǝ ɵzining tehimu qong padixaⱨliⱪini soraydu.
Униңдики сәрдарларниң ичидин бири «җәнубий падиша» болуп күчийиду; лекин йәнә бир сәрдар униңдинму күчлүк болиду вә өзиниң техиму чоң падишалиғини сорайду.
6 Birnǝqqǝ yil ɵtkǝndin keyin, [jǝnubiy padixaⱨ ximaliy padixaⱨ] bilǝn ittipaⱪ tüzidu; jǝnubiy padixaⱨning ⱪizi xu ittipaⱪni mustǝⱨkǝmlǝx üqün ximaliy padixaⱨning yeniƣa baridu. Lekin keyin bu ⱪiz erixkǝn ⱨoⱪuⱪidin mǝⱨrum ⱪilinidu; ximaliy padixaⱨ ɵzimu ⱨoⱪuⱪini ⱪolida tutalmay, mǝzmut turalmaydu. Bu ⱪiz wǝ uni elip kǝlgǝnlǝr, uning balisi ⱨǝm xu waⱪitlarda uni ⱪolliƣuqilarning ⱨǝmmisigǝ satⱪunluⱪ ⱪilinidu.
Бир нәччә жил өткәндин кейин, [җәнубий падиша шималий падиша] билән иттипақ түзиду; җәнубий падишаниң қизи шу иттипақни мустәһкәмләш үчүн шималий падишаниң йениға бариду. Лекин кейин бу қиз еришкән һоқуқидин мәһрум қилиниду; шималий падиша өзиму һоқуқини қолида туталмай, мәзмут туралмайду. Бу қиз вә уни елип кәлгәнләр, униң балиси һәм шу вақитларда уни қоллиғучиларниң һәммисигә сатқунлуқ қилиниду.
7 Ⱨalbuki, uning [ata jǝmǝt] tuƣⱪinidin biri ⱪoxunning ⱨoⱪuⱪini ⱪoliƣa elip [padixaⱨ bolup], ximaliy padixaⱨning ⱪorƣiniƣa besip kirip, ularƣa ⱪarxi ⱨujum ⱪilip qong ƣǝlibǝ ⱪilidu.
Һалбуки, униң [ата җәмәт] туққинидин бири қошунниң һоқуқини қолиға елип [падиша болуп], шималий падишаниң қорғиниға бесип кирип, уларға қарши һуҗум қилип чоң ғәлибә қилиду.
8 U ularning ilaⱨ-butliri, ⱪuyma mǝbudliri wǝ buthaniliridiki altun-kümüxtin yasalƣan jam-ⱪaqilarni Misirƣa elip ketidu. U birnǝqqǝ yil ximaliy padixaⱨtin ɵzini neri ⱪilidu.
У уларниң илаһ-бутлири, қуйма мәбудлири вә бутханилиридики алтун-күмүчтин ясалған җам-қачиларни Мисирға елип кетиду. У бир нәччә жил шималий падишадин өзини нери қилиду.
9 Ximaliy padixaⱨ jǝnubiy padixaⱨning zeminiƣa besip kiridu, lekin ahiri ɵz yurtiƣa qekinidu.
Шималий падиша җәнубий падишаниң зиминиға бесип кириду, лекин ахири өз жутиға чекиниду.
10 Ximaliy padixaⱨning xaⱨzadiliri ⱪozƣilip, zor ⱪoxun tǝxkillǝydu. Xaⱨzadilǝrdin biri kǝlkündǝk kelip jǝnubⱪa besip kiridu. Keyin u yǝnǝ jǝng ⱪilip, düxmǝn ⱪorƣiniƣiqimu besip kiridu.
Шималий падишаниң шаһзадилири қозғилип, зор қошун тәшкилләйду. Шаһзадиләрдин бири кәлкүндәк келип җәнупқа бесип кириду. Кейин у йәнә җәң қилип, дүшмән қорғиниғичиму бесип кириду.
11 Jǝnubiy padixaⱨ ⱪattiⱪ ƣǝzǝptǝ ⱪoxun tartip jǝnggǝ atlinip, ximaliy padixaⱨⱪa ⱨujum ⱪilidu. Ximaliy padixaⱨ zor bir ⱪoxunni jǝnggǝ salidu, lekin uning xu zor ⱪoxuni mǝƣlup bolup ǝsirgǝ elinidu.
Җәнубий падиша қаттиқ ғәзәптә қошун тартип җәңгә атлинип, шималий падишаға һуҗум қилиду. Шималий падиша зор бир қошунни җәңгә салиду, лекин униң шу зор қошуни мәғлуп болуп әсиргә елиниду.
12 Xu zor ⱪoxunning ǝsirgǝ elinixi bilǝn jǝnubiy padixaⱨ intayin mǝƣrurlinidu. U tümǝnligǝn adǝmlǝrni yoⱪitidu, biraⱪ uning ƣǝlibisi uzun dawamlaxmaydu.
Шу зор қошунниң әсиргә елиниши билән җәнубий падиша интайин мәғрурлиниду. У түмәнлигән адәмләрни йоқитиду, бирақ униң ғәлибиси узун давамлашмайду.
13 Qünki ximaliy padixaⱨ yurtiƣa ⱪaytip, burunⱪidinmu kɵp wǝ küqlük ⱪoxun tǝxkillǝydu. Bekitilgǝn yillar toxⱪandin keyin u zor ⱪudrǝtlik ⱪoxunni kɵp tǝminatlar bilǝn ⱪoxup baxlap kelidu.
Чүнки шималий падиша жутиға қайтип, бурунқидинму көп вә күчлүк қошун тәшкилләйду. Бекитилгән жиллар тошқандин кейин у зор қудрәтлик қошунни көп тәминатлар билән қошуп башлап келиду.
14 U qaƣda nurƣun kixilǝr jǝnubiy padixaⱨⱪa ⱪarxi turup uningƣa ⱪarxi ⱪozƣilang kɵtüridu. [I Daniyal —] sening hǝlⱪing iqidiki zorawanlar muxu ƣayibanǝ alamǝttiki bexarǝtni ǝmǝlgǝ axurmaⱪqi bolup, yoƣanqiliⱪ ⱪilidu, lekin ular mǝƣlup bolidu.
У чағда нурғун кишиләр җәнубий падишаға қарши туруп униңға қарши қозғилаң көтириду. [И Даниял —] сениң хәлқиң ичидики зораванлар мошу ғайипанә аламәттики бешарәтни әмәлгә ашурмақчи болуп, йоғанчилиқ қилиду, лекин улар мәғлуп болиду.
15 Ximaliy padixaⱨ potǝy selip mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrni muⱨasirǝ ⱨujumi ⱪilip besiwalidu. Jǝnubdiki küqlǝr, ⱨǝtta ǝng hil ⱪoxunlarmu bǝrdaxliⱪ berǝlmǝydu, ularning ⱪarxiliⱪ ⱪilƣudǝk küqi ⱪalmaydu.
Шималий падиша потәй селип мустәһкәм шәһәрни муһасирә һуҗуми қилип бесивалиду. Җәнупдики күчләр, һәтта әң хил қошунларму бәрдашлиқ берәлмәйду, уларниң қаршилиқ қилғидәк күчи қалмайду.
16 Ximaldiki tajawuzqi bolsa ɵzi haliƣanqǝ ix ⱪilidu, uningƣa ⱨeqkim ⱪarxiliⱪ ⱪilalmaydu. U «güzǝl zemin»ni ixƣal ⱪilidu; uning ⱪolida uni wǝyran ⱪilƣuqi küq bolidu.
Шималдики таҗавузчи болса өзи халиғанчә иш қилиду, униңға һеч ким қаршилиқ қилалмайду. У «гөзәл зимин»ни ишғал қилиду; униң қолида уни вәйран қилғучи күч болиду.
17 [Ximaliy padixaⱨ] bǝl baƣlap padixaⱨliⱪidiki barliⱪ küqlǝrni sǝpǝrwǝr ⱪilip [Misirƣa] yol alidu; u [Misir] bilǝn ǝⱨdǝ tüzidu, ɵzi ǝⱨdidǝ turƣandǝk ⱪilidu. Biraⱪ [Misirning] ⱨakimiyitini aƣdrurux üqün u ayallirining bir ⱪizini [Misir] padixaⱨiƣa beridu. Lekin [ⱪizi] atisi tǝrǝptǝ turmaydu, uni ⱪollimaydu.
[Шималий падиша] бәл бағлап падишалиғидики барлиқ күчләрни сәпәрвәр қилип [Мисирға] йол алиду; у [Мисир] билән әһдә түзиду, өзи әһдидә турғандәк қилиду. Бирақ [Мисирниң] һакимийитини ағдруруш үчүн у аяллириниң бир қизини [Мисир] падишасиға бериду. Лекин [қизи] атиси тәрәптә турмайду, уни қоллимайду.
18 Keyin u dengiz boyidiki yurtlarƣa ⱨujum ⱪilip, nurƣun adǝmlǝrni ǝsirgǝ alidu. Lekin yat bir sǝrdar uning kixilǝrni har ⱪilixlirini qǝklǝydu wǝ ǝksiqǝ, uning bu harlaxlirini ɵzigǝ yanduridu.
Кейин у деңиз бойидики жутларға һуҗум қилип, нурғун адәмләрни әсиргә алиду. Лекин ят бир сәрдар униң кишиләрни хар қилишлирини чәкләйду вә әксичә, униң бу харлашлирини өзигә яндуриду.
19 U ɵz yurtidiki ⱪorƣanlarƣa qekinip kelidu. Lekin ahirida u putlinip yoⱪilip ketidu.
У өз жутидики қорғанларға чекинип келиду. Лекин ахирида у путлинип йоқилип кетиду.
20 Keyin uning orniƣa yǝnǝ bir padixaⱨ tǝhtkǝ olturidu; u padixaⱨliⱪning ǝng xan-xǝrǝplik jayiƣa bir zalim alwangbegini ǝwǝtidu. Lekin u uzun ɵtmǝyla, malimanqiliⱪmu bolmay, jǝngmu bolmay ɵltürülidu».
Кейин униң орниға йәнә бир падиша тәхткә олтириду; у падишалиқниң әң шан-шәрәплик җайиға бир залим алваңбегини әвәтиду. Лекин у узун өтмәйла, малиманчилиқму болмай, җәңму болмай өлтүрүлиду».
21 — «Xuningdin keyin pǝs bir adǝm uning orniƣa qiⱪip ximaliy padixaⱨliⱪni alidu; ǝmma padixaⱨliⱪning ⱨɵrmǝt-xɵⱨriti uningƣa ⱨeq tǝwǝ bolmaydu, dǝp ⱪarilidu; lekin u hǝlⱪning asayixliⱪ pǝytidin paydilinip, yalaⱪqiliⱪ wasitiliri bilǝn ⱨakimiyǝtni tartiwalidu.
— «Шуниңдин кейин пәс бир адәм униң орниға чиқип шималий падишалиқни алиду; амма падишалиқниң һөрмәт-шөһрити униңға һеч тәвә болмайду, дәп қарилиду; лекин у хәлиқниң асайишлиқ пәйтидин пайдилинип, ялақчилиқ васитилири билән һакимийәтни тартивалиду.
22 Zeminiƣa kǝlkündǝk besip kirgǝn küqlǝrni u ⱨǝm kǝlkündǝk ⱨujum ⱪilip yoⱪitidu, xuningdǝk u ⱨǝttaki «[Hudaning] ǝⱨdisidǝ bekitilgǝn ǝmir»nimu yoⱪitidu.
Зиминиға кәлкүндәк бесип киргән күчләрни у һәм кәлкүндәк һуҗум қилип йоқитиду, шуниңдәк у һәттаки «[Худаниң] әһдисидә бекитилгән әмир»ниму йоқитиду.
23 Xǝrtnamǝ tüzüx arⱪiliⱪ u baxⱪa yurtlarni aldaydu; adǝmliri kiqik bir ⱪoxun bolsimu, lekin uning küqi awup-awup, ⱪudrǝt tapidu.
Шәртнамә түзүш арқилиқ у башқа жутларни алдайду; адәмлири кичик бир қошун болсиму, лекин униң күчи көпийип-көпийип, қудрәт тапиду.
24 U halayiⱪning asayixliⱪ pǝytidin paydilinip, ǝng bay ɵlkilǝrgǝ tajawuz ⱪilip kirip, atiliri yaki atilirining atiliri zadi ⱪilip baⱪmiƣan ixlarni ⱪilidu, yǝni u oljini, ƣǝnimǝtlǝrni wǝ nurƣun bayliⱪlarni ⱪol astidikilirigǝ ülǝxtürüp beridu; mǝlum bir mǝzgilgiqǝ ⱪorƣanlarƣimu ⱨujum ⱪilix ⱪǝstidǝ bolidu.
У халайиқниң асайишлиқ пәйтидин пайдилинип, әң бай өлкиләргә таҗавуз қилип кирип, атилири яки атилириниң атилири зади қилип бақмиған ишларни қилиду, йәни у олҗини, ғәнимәтләрни вә нурғун байлиқларни қол астидикилиригә үләштүрүп бериду; мәлум бир мәзгилгичә қорғанларғиму һуҗум қилиш қәстидә болиду.
25 U ɵz küqini ixⱪa selip qong ƣǝyrǝt bilǝn ⱪozƣilip, zor ⱪoxunni baxlap, jǝnubiy padixaⱨⱪa ⱨujum ⱪilidu. Jǝnubiy padixaⱨmu naⱨayiti zor ⱪudrǝtlik bir ⱪoxun bilǝn jǝnggǝ atlinidu. Lekin jǝnubiy padixaⱨ hainlarning yoxurun suyiⱪǝstigǝ uqrap, muwǝppǝⱪiyǝt ⱪazinalmaydu.
У өз күчини ишқа селип чоң ғәйрәт билән қозғилип, зор қошунни башлап, җәнубий падишаға һуҗум қилиду. Җәнубий падишаму наһайити зор қудрәтлик бир қошун билән җәңгә атлиниду. Лекин җәнубий падиша хаинларниң йошурун сүйқәстигә учрап, мувәппәқийәт қазиналмайду.
26 Qünki uning nazu-nemǝtlirini yegǝnlǝr uni yiⱪitidu. Uning ⱪoxuni ⱨǝmmǝ yǝrgǝ tarⱪilidu; nurƣunliri ɵltürülidu.
Чүнки униң назу-немәтлирини йегәнләр уни жиқитиду. Униң қошуни һәммә йәргә тарқилиду; нурғунлири өлтүрүлиду.
27 Keyin, bu ikki padixaⱨ bir-birini ⱪǝstlixip, yaman niyǝt bilǝn bir dastihanda tamaⱪ yeyixip, bir-birigǝ yalƣan gǝp ⱪilixidu; lekin bu ixlar ⱨeqkimgǝ payda yǝtküzmǝydu, qünki bu ixlarning ahiri pǝⱪǝt bǝlgilǝngǝn waⱪittila bolidu.
Кейин, бу икки падиша бир-бирини қәстлишип, яман нийәт билән бир дәстиханда тамақ йейишип, бир-биригә ялған гәп қилишиду; лекин бу ишлар һеч кимгә пайда йәткүзмәйду, чүнки бу ишларниң ахири пәқәт бәлгүләнгән вақиттила болиду.
28 [Ximaliy padixaⱨ] nurƣun mal-mülüklǝrni elip ɵz yurtiƣa ⱪaytidu. U kɵnglidǝ Hudaning hǝlⱪi bilǝn tüzgǝn muⱪǝddǝs ǝⱨdigǝ ⱪarxi turidu; xuning bilǝn u ǝⱨdigǝ ⱪarxi ⱨǝrikǝtlǝrni ⱪilip, andin ɵz yurtiƣa ⱪaytidu.
[Шималий падиша] нурғун мал-мүлүкләрни елип өз жутиға қайтиду. У көңлидә Худаниң хәлқи билән түзгән муқәддәс әһдигә қарши туриду; шуниң билән у әһдигә қарши һәрикәтләрни қилип, андин өз жутиға қайтиду.
29 Bǝlgilǝngǝn waⱪitta ximaliy padixaⱨ yǝnila jǝnubⱪa tajawuz ⱪilidu; lekin bu ⱪetimⱪi ǝⱨwal ilgirikigǝ wǝ yǝnǝ kelip ǝng ahirⱪi ⱪetimⱪisidiki bilǝnmu ohximaydu.
Бәлгүләнгән вақитта шималий падиша йәнила җәнупқа таҗавуз қилиду; лекин бу қетимқи әһвал илгәркигә вә йәнә келип әң ахирқи қетимқисидики биләнму охшимайду.
30 Qünki Kittim arilidin qiⱪⱪan kemilǝr ⱨujum ⱪilip kelidu. Xunga u dǝrd-ǝlǝm bilǝn qekinidu wǝ [Hudaning] Ɵz hǝlⱪi bilǝn tüzgǝn muⱪǝddǝs ǝⱨdisigǝ ⱪarap intayin ƣǝzǝplinidu, uningƣa ⱪarxi haliƣinini ⱪilidu; xundaⱪla qekinip yanƣanda muⱪǝddǝs ǝⱨdigǝ asiyliⱪ ⱪilƣuqilarni ǝtiwarlaydu.
Чүнки Киттим арилидин чиққан кемиләр һуҗум қилип келиду. Шуңа у дәрд-әләм билән чекиниду вә [Худаниң] Өз хәлқи билән түзгән муқәддәс әһдисигә қарап интайин ғәзәплиниду, униңға қарши халиқинини қилиду; шундақла чекинип янғанда муқәддәс әһдигә асийлиқ қилғучиларни әтиварлайду.
31 Uning tǝripidǝ turƣan birnǝqqǝ küqlǝr ⱪorƣan bolƣan muⱪǝddǝs ibadǝthanini bulƣaydu, «kündilik ⱪurbanliⱪ»ni ǝmǝldin ⱪalduridu wǝ «wǝyran ⱪilƣuqi yirginqlik nomussizliⱪ»ni uning orniƣa ⱪoyidu.
Униң тәрипидә турған бир нәччә күчләр қорған болған муқәддәс ибадәтханини булғайду, «күндилик қурбанлиқ»ни әмәлдин қалдуриду вә «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ни униң орниға қойиду.
32 U muⱪǝddǝs ǝⱨdigǝ hainliⱪ ⱪilƣuqilarni huxamǝt-ⱨiyligǝrlik bilǝn qiriklǝxtüridu; lekin ɵz Hudasini dost tutⱪuqi hǝlⱪ bolsa ⱪǝysǝrlik bilǝn ⱨǝrikǝt ⱪilidu.
У муқәддәс әһдигә хаинлиқ қилғучиларни хушамәт-һейлигәрлик билән чирикләштүриду; лекин өз Худасини дост тутқучи хәлиқ болса қәйсәрлик билән һәрикәт қилиду.
33 Hǝlⱪ iqidiki aⱪillar nurƣun ⱪerindaxliriƣa tǝlim yǝtküzidu; lekin birnǝqqǝ künlǝr ularning bǝziliri ⱪiliqta yiⱪilidu, otta kɵydürülüp ɵltürülidu, zindanƣa qüxidu yaki bulang-talangƣa uqraydu.
Хәлиқ ичидики ақиллар нурғун қериндашлириға тәлим йәткүзиду; лекин бир нәччә күнләр уларниң бәзилири қиличта жиқилиду, отта көйдүрүлүп өлтүрүлиду, зинданға чүшиду яки булаң-талаңға учрайду.
34 Yiⱪilƣan waⱪitlirida, Hudaning hǝlⱪi azƣinǝ yardǝmgǝ igǝ bolidu. Əmma nurƣun kixlǝr ularning ⱪatiriƣa huxamǝt-ⱨiyligǝrlik bilǝn soⱪunup kiridu.
Жиқилған вақитлирида, Худаниң хәлқи азғинә ярдәмгә егә болиду. Амма нурғун кишләр уларниң қатириға хушамәт-һейлигәрлик билән соқунуп кириду.
35 Bǝzi aⱪillar yiⱪilidu. Lekin ularning yiⱪilixi ɵzlirining sinilixi, tawlinix-tazilinixi, ⱪiyamǝt künigiqǝ paklinixi üqündur. Qünki ahirǝt Huda bǝlgiligǝn waⱪittila kelidu.
Бәзи ақиллар жиқилиду. Лекин уларниң жиқилиши өзлириниң синилиши, тавлиниш-тазилиниши, қиямәт күнигичә паклиниши үчүндур. Чүнки ахирәт Худа бәлгүлигән вақиттила келиду.
36 Ximaliy padixaⱨ ɵz mǝyliqǝ ⱪiliweridu; u tǝkǝbburlixip, ɵzini ⱨǝrⱪandaⱪ ilaⱨlardinmu uluƣlap üstün ⱪoyup, ⱨǝtta ⱨǝmmǝ Ilaⱨlarning Ilaⱨi Bolƣuqiƣa ajayib kupurluⱪ sɵz ⱪilidu; taki Hudaning ƣǝzipi toluⱪ tɵkülgǝn künigiqǝ u dawamliⱪ zor ronaⱪ tapidu. Qünki Hudaning bekitkini ǝmǝlgǝ axmay ⱪalmaydu.
Шималий падиша өз мәйличә қиливериду; у тәкәббурлишип, өзини һәр қандақ илаһлардинму улуқлап үстүн қоюп, һәтта һәммә Илаһларниң Илаһи Болғучиға әҗайип күпүрлүк сөз қилиду; таки Худаниң ғәзиви толуқ төкүлгән күнигичә у давамлиқ зор ронақ тапиду. Чүнки Худаниң бекиткини әмәлгә ашмай қалмайду.
37 Bu padixaⱨ ata-bowiliri qoⱪunƣan ilaⱨlarƣimu pisǝnt ⱪilmaydu, ayallarƣimu ⱨeqⱪandaⱪ ⱨǝwǝs ⱪilmaydu. Əmǝliyǝttǝ u ⱨǝrⱪandaⱪ ilaⱨni ⱨɵrmǝtlimǝydu, qünki u ɵzini ⱨǝrⱪandaⱪ ilaⱨtin uluƣ dǝp ⱪaraydu.
Бу падиша ата-бовилири чоқунған илаһларғиму писәнт қилмайду, аялларғиму һеч қандақ һәвәс қилмайду. Әмәлийәттә у һәр қандақ илаһни һөрмәтлимәйду, чүнки у өзини һәр қандақ илаһтин улуқ дәп қарайду.
38 Bularning ornida u «küqlǝr ilaⱨi»ni ⱨɵrmǝtlǝydu; uning ata-bowilirimu ǝzǝldin qoⱪunmiƣan bu ilaⱨni bolsa u altun, kümüx, yaⱪut wǝ baxⱪa ⱪimmǝtlik sowƣatlarni tǝⱪdim ⱪilip ⱨɵrmǝtlǝydu.
Буларниң орнида у «күчләр илаһи»ни һөрмәтләйду; униң ата-бовилириму әзәлдин чоқунмиған бу илаһни болса у алтун, күмүч, яқут вә башқа қиммәтлик соғатларни тәқдим қилип һөрмәтләйду.
39 U ǝng mustǝⱨkǝm ⱪorƣanlarni xundaⱪ bir ƣǝyriy ilaⱨⱪa tayinip igilǝydu. Kimki uning ⱨɵkümranliⱪiƣa beⱪinsa, u xularƣa xǝrǝplik mǝnsǝp beridu, ularni kɵpqilikni baxⱪuridiƣan ⱪilidu wǝ in’am süpitidǝ yǝr-zeminni tǝⱪsim ⱪilip beridu.
У әң мустәһкәм қорғанларни шундақ бир ғәйрий илаһқа тайинип егиләйду. Кимки униң һөкүмранлиғиға беқинса, у шуларға шәрәплик мәнсәп бериду, уларни көпчиликни башқуридиған қилиду вә инъам сүпитидә йәр-зиминни тәқсим қилип бериду.
40 Ahir zaman kǝlgǝndǝ, jǝnubiy padixaⱨ ǝskǝr qiⱪirip uningƣa ⱨujum ⱪilidu. Ximaliy padixaⱨ jǝng ⱨarwiliri, atliⱪ ǝskǝrlǝr wǝ nurƣun kemilǝr bilǝn ⱪuyundǝk uningƣa ⱪayturma zǝrbǝ beridu. U barliⱪ yurtlarƣa tajawuz ⱪilip, kǝlkündǝk texip kǝng yǝr-zeminlarni basidu.
Ахир заман кәлгәндә, җәнубий падиша әскәр чиқирип униңға һуҗум қилиду. Шималий падиша җәң һарвулири, атлиқ әскәрләр вә нурғун кемиләр билән қуюндәк униңға қайтурма зәрбә бериду. У барлиқ жутларға таҗавуз қилип, кәлкүндәк тешип кәң йәр-зиминларни басиду.
41 U ⱨǝtta «güzǝl zemin»ƣa besip kiridu; nurƣun ǝllǝr azdurulup yiⱪitilidu. Lekin bular, yǝni Edomlar, Moablar wǝ Ammonlarning qongliri uning ⱪolidin ⱪutulup ⱪalidu.
У һәтта «гөзәл зимин»ға бесип кириду; нурғун әлләр аздурулуп жиқитилиду. Лекин булар, йәни Едомлар, Моаблар вә Аммонларниң чоңлири униң қолидин қутулуп қалиду.
42 Ximaliy padixaⱨ barliⱪ dɵlǝtlǝrgǝ ⱪolini sozidu, Misir zeminimu ⱪeqip ⱪutulalmaydu.
Шималий падиша барлиқ дөләтләргә қолини созиду, Мисир зиминиму қечип қутулалмайду.
43 U Misirning altun-kümüx bayliⱪliri wǝ baxⱪa ⱪimmǝt baⱨaliⱪ buyumlirini talan-taraj ⱪilidu. Liwiyǝliklǝr wǝ Efiopiyiliklǝr uningƣa boysunup ǝgixidu.
У Мисирниң алтун-күмүч байлиқлири вә башқа қиммәт баһалиқ буюмлирини талан-тараҗ қилиду. Ливийәликләр вә Ефиопийиликләр униңға бойсунуп әгишиду.
44 Keyin xǝrⱪ wǝ ximaldin kǝlgǝn xǝpilǝr uni alaⱪzadǝ ⱪilidu. U tehimu dǝrƣǝzǝp bolup nurƣun kixini ⱪirƣinqiliⱪ ⱪilip ɵltürimǝn dǝp jǝng ⱪozƣaydu
Кейин шәриқ вә шималдин кәлгән шәпиләр уни алақзадә қилиду. У техиму дәрғәзәп болуп нурғун кишини қирғинчилиқ қилип өлтүримән дәп җәң қозғайду
45 Wǝ dengizlarning otturisida, kɵrkǝm muⱪǝddǝs taƣ tǝripigǝ orda qedirlirini tikidu. Lekin uning ǝjili xu yǝrdǝ toxidu wǝ ⱨeqkim uni ⱪutⱪuzmaydu».
Вә деңизларниң оттурисида, көркәм муқәддәс тағ тәрипигә орда чедирлирини тикиду. Лекин униң әҗили шу йәрдә тошиду вә һеч ким уни қутқузмайду».