< Amos 1 >

1 Uzziya Yǝⱨudaƣa, Yoaxning oƣli Yǝroboam Israilƣa padixaⱨ bolƣan waⱪitlarda, yǝr tǝwrǝxtin ikki yil ilgiri, Tǝkoadiki qarwiqilar arisidiki Amosning Israil toƣruluⱪ eytⱪan sɵzliri: —
Уззия Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, йәр тәврәштин икки жил илгири, Тәкоадики чарвичилар арисидики Амосниң Исраил тоғрилиқ ейтқан сөзлири: —
2 U: «Pǝrwǝrdigar Zion teƣidin ⱨɵrkirǝydu, Yerusalemdin awazini ⱪoyuwetidu; Padiqilarning otlaⱪliri matǝm tutidu, Karmǝl qoⱪⱪisi ƣazanglixidu» — dedi.
У: «Пәрвәрдигар Зион теғидин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду; Падичиларниң отлақлири матәм тутиду, Кармәл чоққиси ғазаңлишиду» — деди.
3 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Dǝmǝxⱪning üq gunaⱨi, bǝrⱨǝⱪ tɵt gunaⱨi üqün, uningƣa qüxidiƣan jazani yandurmaymǝn, Qünki ular Gileadtikilǝrni tɵmür tirniliⱪ sɵrǝmlǝr bilǝn soⱪⱪanidi;
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Дәмәшқниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар Гилеадтикиләрни төмүр тирнилиқ сөрәмләр билән соққан еди;
4 Xundaⱪla Ⱨazaǝlning ɵyigǝ bir ot ǝwǝtimǝn, U Bǝn-Ⱨadadning ordilirini yutuwalidu.
Шундақла Һазаәлниң өйигә бир от әвәтимән, У Бән-Һададниң ордилирини жутувалиду.
5 Dǝmǝxⱪ dǝrwazisidiki tɵmür baldaⱪni sunduriwetimǝn, Awǝn jilƣisida turƣuqini, Bǝyt-Edǝndǝ xaⱨanǝ ⱨasisini tutⱪuqini üzüp taxlaymǝn; Suriyǝning hǝlⱪi ǝsirgǝ qüxüp kirƣa elip ketilidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Дәмәшқ дәрвазисидики төмүр балдақни сундуриветимән, Авән җилғисида турғучини, Бәйт-Едәндә шаһанә һасисини тутқучини үзүп ташлаймән; Сурийәниң хәлқи әсиргә чүшүп кирға елип кетилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
6 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Gaza xǝⱨirining üq gunaⱨi, bǝrⱨǝⱪ tɵt gunaⱨi üqün, uningƣa qüxidiƣan jazani yandurmaymǝn, Qünki ular Edomƣa tapxurup berixkǝ, barliⱪ tutⱪunlarni ǝsir ⱪilip elip kǝtti.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Газа шәһириниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар Едомға тапшуруп беришкә, барлиқ тутқунларни әсир қилип елип кәтти.
7 Ⱨǝm Mǝn Gazaning sepiliƣa ot ǝwǝtimǝn, U uning ordilirini yutuwalidu;
Һәм Мән Газаниң сепилиға от әвәтимән, У униң ордилирини жутувалиду;
8 Mǝn Axdodta turƣuqini, Axkelonda xaⱨanǝ ⱨasini tutⱪuqini üzüp taxlaymǝn, Əkron xǝⱨirigǝ ⱪarxi ⱪol kɵtürimǝn; Filistiylǝrning ⱪalduⱪi yoⱪilidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
Мән Ашдодта турғучини, Ашкелонда шаһанә һасини тутқучини үзүп ташлаймән, Әкрон шәһиригә қарши қол көтиримән; Филистийләрниң қалдуғи йоқилиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
9 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Turning üq gunaⱨi, bǝrⱨǝⱪ tɵt gunaⱨi üqün, uningƣa qüxidiƣan jazani yandurmaymǝn, Qünki ular barliⱪ tutⱪunlarni Edomƣa tapxuruwǝtti, Xundaⱪla ⱪerindaxliⱪ ǝⱨdisini esigǝ almidi.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Турниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар барлиқ тутқунларни Едомға тапшурувәтти, Шундақла қериндашлиқ әһдисини есигә алмиди.
10 Ⱨǝm Mǝn Turning sepiliƣa ot ǝwǝtimǝn, Ot uning ordilirini yutuwalidu.
Һәм Мән Турниң сепилиға от әвәтимән, От униң ордилирини жутувалиду.
11 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Edomning üq gunaⱨi, bǝrⱨǝⱪ tɵt gunaⱨi üqün, uningƣa qüxidiƣan jazani yandurmaymǝn, Qünki u barliⱪ rǝⱨim-xǝpⱪǝtni taxliwetip, Ⱪiliq bilǝn ɵz ⱪerindixini ⱪoƣliƣan; U yirilƣudǝk ƣǝzǝptǝ bolup, Dǝrƣǝziptǝ bolƣan ⱨalitini ⱨǝmixǝ saⱪlaydu;
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Едомниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки у барлиқ рәһим-шәпқәтни ташливетип, Қилич билән өз қериндишини қоғлиған; У йирилғидәк ғәзәптә болуп, Дәрғәзиптә болған һалитини һемишә сақлайду;
12 Ⱨǝm Mǝn Teman xǝⱨirigǝ ot ǝwǝtimǝn, Ot Bozraⱨning ordilirini yutuwalidu».
Һәм Мән Теман шәһиригә от әвәтимән, От Бозраһниң ордилирини жутувалиду».
13 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Ammonning üq gunaⱨi, bǝrⱨǝⱪ tɵt gunaⱨi üqün, uningƣa qüxidiƣan jazani yandurmaymǝn, Qünki ular qegrimizni kengǝytimiz dǝp, Gileadtiki ⱨamilidar ayallarning ⱪorsaⱪlirini yeriwǝtti.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Аммонниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар чегаримизни кеңәйтимиз дәп, Гилеадтики һамилдар аялларниң қосақлирини йеривәтти.
14 Ⱨǝm Mǝn Rabbaⱨning sepiliƣa ot yaⱪimǝn, Jǝng künidǝ ⱪiya-qiyalar iqidǝ, Ⱪara ⱪuyunning künidǝ ⱪattiⱪ boran iqidǝ, Ot uning ordilirini yutuwalidu;
Һәм Мән Раббаһниң сепилиға от яқимән, Җәң күнидә қия-чиялар ичидә, Қара қуюнниң күнидә қаттиқ боран ичидә, От униң ордилирини жутувалиду;
15 Ⱨǝm ularning padixaⱨi ǝsirgǝ qüxidu, — U ǝmirliri bilǝn billǝ ǝsirgǝ qüxidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Һәм уларниң падишаси әсиргә чүшиду, — У әмирлири билән биллә әсиргә чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар.

< Amos 1 >