< Amos 4 >

1 I Baxandiki inǝklǝr, Samariyǝ teƣida turup, namratlarni harlawatⱪan, miskinlǝrni eziwatⱪanlar, Hojiliriƣa: «[Xarabni] elip kelinglar, biz iqimiz» dǝydiƣanlar, Bu sɵzni anglanglar: —
И Башандики инәкләр, Самарийә теғида туруп, намратларни харлаватқан, мискинләрни езиватқанлар, Ғоҗилириға: «[Шарапни] елип келиңлар, биз ичимиз» дәйдиғанлар, Бу сөзни аңлаңлар: —
2 Rǝb Pǝrwǝrdigar Ɵz pak-muⱪǝddǝsliki bilǝn ⱪǝsǝm iqkǝnki, Mana, bexinglarƣa xundaⱪ künlǝr qüxiduki, U silǝrni ilmǝklǝr bilǝn, Nǝslinglarni qanggaklar bilǝn elip ketidu.
Рәб Пәрвәрдигар Өз пак-муқәддәслиги билән қәсәм ичкәнки, Мана, бешиңларға шундақ күнләр чүшидуки, У силәрни илмәкләр билән, Нәслиңларни чаңгаклар билән елип кетиду.
3 Ⱨǝm silǝr [ayallar] ⱨǝrbiringlar sepilning xoraliridin ⱪisilip ɵtüp, Udul mengip tikiwetisilǝr; Wǝ silǝr Ⱨarmon tǝrǝpkǝ qɵrüwetilisilǝr, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Һәм силәр [аяллар] һәр бириңлар сепилниң шоралиридин қисилип өтүп, Удул меңип тикиветисиләр; Вә силәр Һармон тәрәпкә чөрүветилисиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
4 Əmdi Bǝyt-Əlgǝ kelinglar, asiyliⱪ ⱪilinglar! Gilgaldimu asiyliⱪni kɵpǝytinglar! Ətigǝndǝ ⱪurbanliⱪliringlarni, Ⱨǝr üqinqi küni silǝrning «ondin bir» ülüx ɵxriliringlarni elip kelinglar,
Әнди Бәйт-Әлгә келиңлар, асийлиқ қилиңлар! Гилгалдиму асийлиқни көпәйтиңлар! Әтигәндә қурбанлиқлириңларни, Һәр үчинчи күни силәрниң «ондин бир» үлүш өшрилириңларни елип келиңлар,
5 «Tǝxǝkkür ⱪurbanliⱪi»ni hemirturuq bilǝn billǝ kɵydürünglar — Silǝr «halis ⱪurbanliⱪlar»inglarni jakarlap mahtinip yürünglar; Qünki bundaⱪ ⱪilixⱪa amraⱪsilǝr, i Israillar! — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
«Тәшәккүр қурбанлиғи»ни хемиртуруч билән биллә көйдүрүңлар — Силәр «халис қурбанлиқлар»иңларни җакалап махтинип жүрүңлар; Чүнки бундақ қилишқа амрақсиләр, и Исраиллар! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
6 «Mǝn ⱨǝmmǝ xǝⱨǝrliringlarda «qixning pakizliⱪi»ni qüxürdüm, Ⱨǝmmǝ yeringlarda silǝrni ax-nanƣa bolƣan ⱨajǝtmǝn ⱪildim; Biraⱪ silǝr yǝnila yenimƣa ⱪaytmidinglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar;
«Мән һәммә шәһәрлириңларда «чишниң пакизлиғи»ни чүшүрдүм, Һәммә йериңларда силәрни аш-нанға болған һаҗәтмән қилдим; Бирақ силәр йәнила йенимға қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
7 Ⱨosulƣa üq ayla ⱪalƣan bolsimu, silǝrdin yamƣurni tartiwelip bǝrmidim; Bir xǝⱨǝr üstigǝ yamƣur yaƣdurdum, Yǝnǝ bir xǝⱨǝrgǝ yaƣdurmidim; Bir parqǝ yǝr üstigǝ yamƣur yaƣdi; Yǝnǝ bir parqǝ yǝr yamƣursiz ⱪaƣjirap ⱪaldi;
Һосулға үч айла қалған болсиму, силәрдин ямғурни тартивелип бәрмидим; Бир шәһәр үстигә ямғур яғдурдум, Йәнә бир шәһәргә яғдурмидим; Бир парчә йәр үстигә ямғур яғди; Йәнә бир парчә йәр ямғурсиз қағҗирап қалди;
8 Xuning bilǝn ikki, üq xǝⱨǝrning [puⱪraliri] su tilǝp baxⱪa bir xǝⱨǝrgǝ ǝlǝngxip bardi, Lekin ⱪanmidi; Biraⱪ silǝr yenimƣa yǝnila ⱪaytmidinglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar;
Шуниң билән икки, үч шәһәрниң [пухралири] су тиләп башқа бир шәһәргә әләңшип барди, Лекин қанмиди; Бирақ силәр йенимға йәнила қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
9 Mǝn silǝrni judun ⱨǝm ⱨal apiti bilǝn urdum; «Ƣajiliƣuqi ⱪurt»lar nurƣunliƣan beƣinglar, üzümzarliringlar, ǝnjür dǝrǝhliringlar ⱨǝm zǝytün dǝrǝhliringlarni yǝp kǝtti; Biraⱪ silǝr yenimƣa yǝnila ⱪaytmidinglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar;
Мән силәрни җудун һәм һал апити билән урдум; «Ғаҗилиғучи қурут»лар нурғунлиған беғиңлар, үзүмзарлириңлар, әнҗир дәрәқлириңлар һәм зәйтүн дәрәқлириңларни йәп кәтти; Бирақ силәр йенимға йәнила қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
10 Mǝn aranglarƣa Misirƣa qüxürülgǝn apǝtlǝrdǝk apǝtni ǝwǝttim; Yigitliringlarni ⱪiliq bilǝn ɵltürgüzdum, Atliringlarni olja boluxⱪa ⱪoyuwǝttim; Mǝn ⱪarargaⱨinglardin [jǝsǝtlǝrning] sesiⱪqiliⱪini purutuwǝttim, Uni dimiƣinglarƣimu kirgüzdum, Biraⱪ silǝr yenimƣa yǝnila ⱪaytmidinglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar;
Мән араңларға Мисирға чүшүрүлгән апәтләрдәк апәтни әвәттим; Жигитлириңларни қилич билән өлтүргүздум, Атлириңларни олҗа болушқа қоювәттим; Мән қараргаһиңлардин [җәсәтләрниң] сесиқчилиғини пурутувәттим, Уни димиғиңларғиму киргүздум, Бирақ силәр йенимға йәнила қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
11 Mǝn aranglardin bǝzilǝrni Huda Sodom wǝ Gomorra xǝⱨǝrlirini ɵrüwǝtkinidǝk ɵrüwǝttim, Xuning bilǝn silǝr ottin tartiwelinƣan bir ququla otundǝk bolup ⱪaldinglar; Biraⱪ yenimƣa yǝnila ⱪaytmidinglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar;
Мән араңлардин бәзиләрни Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини өрүвәткинидәк өрүвәттим, Шуниң билән силәр оттин тартивелинған бир чучула отундәк болуп қалдиңлар; Бирақ йенимға йәнила қайтмидиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар;
12 Xunga Mǝn sanga xundaⱪ ⱪilixim kerǝk dǝwatimǝn, i Israil; Mǝn buni sanga ⱪilidiƣanliⱪim tüpǝylidin, Hudaying bilǝn kɵrüxüxkǝ tǝyyarlan, i Israil!
Шуңа Мән саңа шундақ қилишим керәк дәватимән, и Исраил; Мән буни саңа қилидиғанлиғим түпәйлидин, Худайиң билән көрүшүшкә тәйярлан, и Исраил!
13 Qünki mana, taƣlarni Xǝkillǝndürgüqi, Xamalni Yaratⱪuqi, Insanƣa ɵzlirining oy-pikrining nemǝ ikǝnlikini Ayan Ⱪilƣuqi, Tang sǝⱨǝrni ⱪarangƣuluⱪⱪa Aylandurƣuqi, Yǝr yüzidiki yuⱪiri jaylarning üstidǝ dǝssǝp yürgüqi dǝl Xudur, Pǝrwǝrdigar, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda Uning namidur!
Чүнки мана, тағларни Шәкилләндүргүчи, Шамални Яратқучи, Инсанға өзлириниң ой-пикриниң немә екәнлигини Аян Қилғучи, Таң сәһәрни қараңғулуққа Айландурғучи, Йәр йүзидики жуқури җайларниң үстидә дәссәп жүргүчи дәл Шудур, Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Униң намидур!

< Amos 4 >