< Amos 2 >
1 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: —«Moabning üq gunaⱨi, bǝrⱨǝⱪ tɵt gunaⱨi üqün, uningƣa qüxidiƣan jazani yandurmaymǝn, Qünki u Edomning padixaⱨining ustihanlirini kɵydürüp ⱨak ⱪiliwǝtti.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —«Моабниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки у Едомниң падишасиниң устиханлирини көйдүрүп һак қиливәтти.
2 Ⱨǝm Mǝn Moab üstigǝ ot ǝwǝtimǝn, Ot Keriotning ordilirini yutuwalidu; Wǝ Moab quⱪan-sürǝnlǝr bilǝn, ⱪiya-qiyalar bilǝn, kanay sadasi bilǝn ɵlidu.
Һәм Мән Моаб үстигә от әвәтимән, От Кериотниң ордилирини жутувалиду; Вә Моаб чуқан-сүрәнләр билән, қия-чиялар билән, канай садаси билән өлиду.
3 Wǝ Mǝn ularning ⱨakimini arisidin üzüp taxlaymǝn, Uning ǝmirlirini uning bilǝn billǝ ɵltürüwetimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Вә Мән уларниң һакимини арисидин үзүп ташлаймән, Униң әмирлирини униң билән биллә өлтүрүветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
4 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Yǝⱨudaning üq gunaⱨi, bǝrⱨǝⱪ tɵt gunaⱨi üqün, uningƣa qüxidiƣan jazani yandurmaymǝn, Qünki ular Pǝrwǝrdigarning Tǝwrat-ⱪanunini kǝmsitti, Uningdiki bǝlgilimilǝrgǝ ǝmǝl ⱪilmidi; Ularning sahtiliⱪliri ɵzlirini adaxturup ⱪoydi; ularning ata-bowilirimu bularƣa ǝgixip mangƣanidi.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Йәһуданиң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки улар Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунини кәмситти, Униңдики бәлгүлимиләргә әмәл қилмиди; Уларниң сахтилиқлири өзлирини адаштуруп қойди; уларниң ата-бовилириму буларға әгишип маңған еди.
5 Ⱨǝm Mǝn Yǝⱨuda üstigǝ ot ǝwǝtimǝn, Ot Yerusalemning ordilirini yutuwalidu.
Һәм Мән Йәһуда үстигә от әвәтимән, От Йерусалимниң ордилирини жутувалиду.
6 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Israilning üq gunaⱨi, bǝrⱨǝⱪ tɵt gunaⱨi üqün, uni jazasidin ⱪayturmaymǝn, Qünki ular ⱨǝⱪⱪaniylarni kümüxkǝ setiwǝtti, Yoⱪsul adǝmni bir jüp qoruⱪⱪa setiwǝtti;
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраилниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, уни җазасидин қайтурмаймән, Чүнки улар һәққанийларни күмүчкә сетивәтти, Йоқсул адәмни бир җүп чоруққа сетивәтти;
7 Ular namratlarning bexidiki qang-topilirini box ⱪoyuwǝtmǝydu, Ajiz mɵminlǝrning nesiwisini ⱪayriwalidu; Ata-bala ikkisi Mening muⱪǝddǝs namimni bulƣap, ohxax bir ⱪizning yeniƣa tǝng baridu.
Улар намратларниң бешидики чаң-топилирини бош қоювәтмәйду, Аҗиз мөминләрниң несивисини қайривалиду; Ата-бала иккиси Мениң муқәддәс намимни булғап, охшаш бир қизниң йениға тәң бариду.
8 Ular [ⱪizlarni] ⱨǝmmǝ ⱪurbangaⱨning yeniƣa elip berip, Ⱪǝrzgǝ rǝnigǝ ⱪoyƣan kiyim-keqǝklǝr üstidǝ ular bilǝn yatidu; Ular ɵz ilaⱨining ɵyidǝ jǝrimanǝ bilǝn alƣan xarabni iqmǝktǝ.
Улар [қизларни] һәммә қурбангаһниң йениға елип берип, Қәризгә рәнигә қойған кийим-кечәкләр үстидә улар билән ятиду; Улар өз илаһиниң өйидә җәриманә билән алған шарапни ичмәктә.
9 Biraⱪ Mǝn Amoriylarni ularning aldidin ⱨalak ⱪilƣanmǝn, Amoriylar kedir dǝrihidǝk egiz, dub dǝrihidǝk küqlük bolƣan bolsimu, Mǝn üstidin uning mewisini, astidin yiltizlirini ⱨalak ⱪildim.
Бирақ Мән Аморийларни уларниң алдидин һалак қилғанмән, Аморийлар кедир дәриғидәк егиз, дуб дәриғидәк күчлүк болған болсиму, Мән үстидин униң мевисини, астидин йилтизлирини һалак қилдим.
10 Ⱨǝm Amoriylarning zeminini igilixinglar üqün, Silǝrni Misir zeminidin elip qiⱪip, Ⱪiriⱪ yil qɵl-bayawanda yetǝklidim.
Һәм Аморийларниң зиминини егилишиңлар үчүн, Силәрни Мисир зиминидин елип чиқип, Қириқ жил чөл-баяванда йетәклидим.
11 Silǝrning oƣulliringlardin bǝzilirini pǝyƣǝmbǝr boluxⱪa, Yigitliringlardin bǝzilirini «Nazariy» boluxⱪa turƣuzdum. Xundaⱪ ǝmǝsmu, i Israil baliliri? — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Силәрниң оғуллириңлардин бәзилирини пәйғәмбәр болушқа, Жигитлириңлардин бәзилирини «Назарий» болушқа турғуздум. Шундақ әмәсму, и Исраил балилири? — дәйду Пәрвәрдигар.
12 Biraⱪ silǝr Nazariylarƣa xarab iqküzdunglar, Ⱨǝm pǝyƣǝmbǝrlǝrgǝ: «pǝyƣǝmbǝrlik ⱪilmanglar» — dǝp buyrudunglar.
Бирақ силәр Назарийларға шарап ичкүздуңлар, Һәм пәйғәмбәрләргә: «пәйғәмбәрлик қилмаңлар» — дәп буйрудуңлар.
13 Mana, Mǝn silǝrni basimǝn, Huddi liⱪ ɵnqǝ besilƣan ⱨarwa yǝrni basⱪandǝk, silǝrni besip turimǝn;
Мана, Мән силәрни басимән, Худди лиқ өнчә бесилған һарву йәрни басқандәк, силәрни бесип туримән;
14 Ⱨǝm qapⱪurlarningmu ⱪaqar yoli yoⱪaydu, Palwan ɵz küqini ixlitǝlmǝydu, Zǝbǝrdǝs batur ɵz jenini ⱪutⱪuzalmaydu.
Һәм чапқурларниңму қачар йоли йоқайду, Палван өз күчини ишлитәлмәйду, Зәбәрдәс батур өз җенини қутқузалмайду.
15 Oⱪyani tutⱪuqi tik turalmaydu; Yǝltapan ⱪaqalmaydu, Atⱪa mingüqi ɵz jenini ⱪutⱪuzalmaydu.
Оқяни тутқучи тик туралмайду; Йәлтапан қачалмайду, Атқа мингүчи өз җенини қутқузалмайду.
16 Palwanlar arisidiki ǝng jigǝrlik baturmu xu künidǝ yalingaq ⱪeqip ketidu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Палванлар арисидики әң җигәрлик батурму шу күнидә ялаңач қечип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.