< Rosullarning paaliyǝtliri 3 >
1 Bir küni ibadǝthanida dua ⱪilinidiƣan waⱪitta, yǝni qüxtin keyin saǝt üqtǝ, Petrus bilǝn Yuⱨannamu ibadǝthaniƣa qiⱪip barƣanidi.
Бир күни ибадәтханида дуа қилинидиған вақитта, йәни чүштин кейин саат үчтә, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға чиқип барған еди.
2 Xu pǝyttǝ bir tuƣma tokur adǝmmu bu yǝrgǝ elip keliniwatⱪanidi. Ⱨǝr küni, kixilǝr uni ibadǝthaniƣa kirgǝnlǝrdin sǝdiⱪǝ tilisun dǝp, ibadǝthanidiki «Güzǝl dǝrwaza» aldiƣa ǝkelip ⱪoyatti.
Шу пәйттә бир туғма токур адәмму бу йәргә елип келиниватқан еди. Һәр күни, кишиләр уни ибадәтханиға киргәнләрдин сәдиқә тилисун дәп, ибадәтханидики «Гөзәл дәрваза» алдиға әкелип қоятти.
3 U Petrus bilǝn Yuⱨannaning ibadǝthaniƣa kirip ketiwatⱪinini kɵrüp, ulardin sǝdiⱪǝ tilidi.
У Петрус билән Юһаннаниң ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди.
4 Petrus bilǝn Yuⱨanna uningƣa nǝzirini saldi. Petrus uningƣa: — Bizgǝ ⱪara! — dedi.
Петрус билән Юһанна униңға нәзирини салди. Петрус униңға: — Бизгә қара! — деди.
5 U ulardin bir nǝrsǝ kütüp, kɵzlirini üzmǝy ⱪarap turatti.
У улардин бир нәрсә күтүп, көзлирини үзмәй қарап туратти.
6 Biraⱪ Petrus uningƣa: — Mǝndǝ altun yaki kümüx yoⱪ; lekin ⱪolumda barini sanga berǝy. Nasarǝtlik Əysa Mǝsiⱨning nami bilǝn, ornungdin turup mang! — dewidi,
Бирақ Петрус униңға: — Мәндә алтун яки күмүч йоқ; лекин қолумда барини саңа берәй. Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, орнуңдин туруп маң! — девиди,
7 uni ong ⱪolidin tartip, yɵlǝp turƣuzdi. U adǝmning put wǝ oxuⱪ beƣixliri xuan küqlǝndürülüp,
уни оң қолидин тартип, йөләп турғузди. У адәмниң пут вә ошуқ беғишлири шуан күчләндүрүлүп,
8 ornidin dǝs turup mengixⱪa baxlidi. U mengip wǝ sǝkrǝp, Hudaƣa mǝdⱨiyǝ oⱪuƣan ⱨalda ular bilǝn billǝ ibadǝthana ⱨoylisiƣa kirdi.
орнидин дәс туруп меңишқа башлиди. У меңип вә сәкрәп, Худаға мәдһийә оқуған һалда улар билән биллә ибадәтхана һойлисиға кирди.
9 Barliⱪ halayiⱪ uning mengip Hudaƣa mǝdⱨiyǝ oⱪuƣanliⱪini kɵrüp
Барлиқ халайиқ униң меңип Худаға мәдһийә оқуғанлиғини көрүп
10 uning ibadǝthanidiki «güzǝl dǝrwaza» aldida sǝdiⱪǝ tilǝp olturidiƣan ⱨeliⱪi adǝm ikǝnlikini tonup, uningda yüz bǝrginigǝ ⱨǝyranuⱨǝs bolup dang ⱪetip ⱪelixti.
униң ибадәтханидики «гөзәл дәрваза» алдида сәдиқә тиләп олтиридиған һелиқи адәм екәнлигини тонуп, униңда йүз бәргинигә һәйрануһәс болуп даң қетип қелишти.
11 [Saⱪayƣan kixi] Petrus bilǝn Yuⱨannaƣa qing esilip turuwalƣanda, ⱨǝyran boluxⱪan barliⱪ hǝlⱪ ularning yeniƣa [ibadǝthanidiki] «Sulayman pexaywini» degǝn yǝrgǝ yügürüp kelixti.
[Сақайған киши] Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалғанда, һәйран болушқан барлиқ хәлиқ уларниң йениға [ибадәтханидики] «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгүрүп келишти.
12 Bu ǝⱨwalni kɵrgǝn Petrus halayiⱪⱪa mundaⱪ dedi: — I Israillar! Bu ixⱪa nemanqǝ ⱨǝyran bolisilǝr? Biz huddi ɵz küq-kudritimiz yaki ihlasmǝnlikimizgǝ tayinip bu adǝmni mangdurƣandǝk bizgǝ nemanqǝ tikilip ⱪaraysilǝr?
Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: — И Исраиллар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Биз худди өз күч-кудритимиз яки ихласмәнлигимизгә тайинип бу адәмни маңдурғандәк бизгә неманчә тикилип қарайсиләр?
13 Əmǝliyǝttǝ bolsa, ata-bowilirimizning Hudasi, yǝni Ibraⱨim, Isⱨaⱪ wǝ Yaⱪupning Hudasi Ɵz hizmǝtkari bolƣan Əysani xan-xǝrǝp bilǝn uluƣliƣan. Biraⱪ silǝr bolsanglar uni [rimliⱪlarƣa] tutup bǝrdinglar; andin [waliy] Pilatus uni ⱪoyup berixni ⱨɵküm ⱪilƣandin keyin, silǝr Pilatusning aldida uningdin tenip rǝt ⱪilixtinglar.
Әмәлийәттә болса, ата-бовилиримизниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худаси Өз хизмәткари болған Әйсани шан-шәрәп билән улуқлиған. Бирақ силәр болсаңлар уни [римлиқларға] тутуп бәрдиңлар; андин [валий] Пилатус уни қоюп беришни һөкүм қилғандин кейин, силәр Пилатусниң алдида униңдин тенип рәт қилиштиңлар.
14 Mana silǝr Muⱪǝddǝs wǝ Ⱨǝⱪⱪaniy Bolƣuqidin tenip, uni rǝt ⱪilip [Pilatustin] uning orniƣa bir ⱪatilni ⱪoyup berixni tǝlǝp ⱪildinglar.
Мана силәр Муқәддәс вә Һәққаний Болғучидин тенип, уни рәт қилип [Пилатустин] униң орниға бир қатилни қоюп беришни тәләп қилдиңлар.
15 Xundaⱪ ⱪilip, ⱨayatliⱪni barliⱪⱪa Kǝltürgüqini ɵltürdünglar! Biraⱪ Huda uni ɵlümdin tirildürdi, biz mana buningƣa guwaⱨqidurmiz.
Шундақ қилип, һаятлиқни барлиққа Кәлтүргүчини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа уни өлүмдин тирилдүрди, биз мана буниңға гувачидурмиз.
16 Mana uning namiƣa ⱪilƣan etiⱪad arⱪiliⱪ, uning nami silǝr kɵrüwatⱪan wǝ tonuydiƣan bu adǝmgǝ dǝrman kirgüzdi; uning arⱪiliⱪ bolƣan etiⱪad u kixini kɵz aldinglarda sǝllimaza saⱪ-salamǝt ⱪildi.
Мана униң намиға қилған етиқат арқилиқ, униң нами силәр көрүватқан вә тонуйдиған бу адәмгә дәрман киргүзди; униң арқилиқ болған етиқат у кишини көз алдиңларда сәллимаза сақ-саламәт қилди.
17 Əmdi ⱪerindaxlar, silǝrning wǝ xuningdǝk silǝrning baxliⱪliringlarningmu bu ixni ƣǝplǝttǝ ⱪilƣanliⱪinglarni bilimǝn.
Әнди қериндашлар, силәрниң вә шуниңдәк силәрниң башлиқлириңларниңму бу ишни ғәпләттә қилғанлиғиңларни билимән.
18 Lekin Huda barliⱪ pǝyƣǝmbǝrlǝrning aƣzi bilǝn aldin’ala jakarliƣanlirini, yǝni uning Mǝsiⱨining azab-oⱪubǝt tartidiƣanliⱪini xu yol bilǝn ǝmǝlgǝ axurdi.
Лекин Худа барлиқ пәйғәмбәрләрниң ағзи билән алдин-ала җакалиғанлирини, йәни униң Мәсиһиниң азап-оқубәт тартидиғанлиғини шу йол билән әмәлгә ашурди.
19 Xuning üqün gunaⱨinglarning ɵqürüwetilixi üqün ⱨazir towa ⱪilip yolliringlardin burulunglar! Xundaⱪ ⱪilƣanda, insanlarning jenini yengilanduridiƣan pǝsil-künlǝr Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuridin qiⱪip kelidu
Шуниң үчүн гунайиңларниң өчүрүветилиши үчүн һазир товва қилип йоллириңлардин бурулуңлар! Шундақ қилғанда, инсанларниң җенини йеңиландуридиған пәсил-күнләр Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип келиду
20 wǝ u silǝr üqün aldin tiklǝngǝn Mǝsiⱨ, yǝni Əysani ⱪexinglarƣa ⱪaytidin ǝwǝtidu.
вә у силәр үчүн алдин тикләнгән Мәсиһ, йәни Әйсани қешиңларға қайтидин әвәтиду.
21 Ⱨazirqǝ bolsa, Hudaning dǝslǝptiki zamanlardin tartip muⱪǝddǝs pǝyƣǝmbǝrlirining aƣzi bilǝn eytⱪinidǝk, ⱨǝmmǝ mǝwjudatlar yengilinidiƣan waⱪit kǝlmigüqǝ, ǝrxlǝr uni ⱪobul ⱪilip, uningƣa makan bolidu. (aiōn )
Һазирчә болса, Худаниң дәсләптики заманлардин тартип муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи билән ейтқинидәк, һәммә мәвҗудатлар йеңилинидиған вақит кәлмигичә, әршләр уни қобул қилип, униңға макан болиду. (aiōn )
22 Musa dǝrwǝⱪǝ mundaⱪ degǝnidi: — «Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ɵz ⱪerindaxliringlar arisidin manga ohxax bir pǝyƣǝmbǝr turƣuzidu. Uning silǝrgǝ eytⱪan barliⱪ sɵzlirini anglap, uningƣa toluⱪ itaǝt ⱪilixinglar kerǝk!
Муса дәрвәқә мундақ дегән еди: — «Пәрвәрдигар Худайиңлар өз қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәр турғузиду. Униң силәргә ейтқан барлиқ сөзлирини аңлап, униңға толуқ итаәт қилишиңлар керәк!
23 Qünki bu pǝyƣǝmbǝrning sɵzini anglimaydiƣanlarning ⱨǝrbiri hǝlⱪ ⱪataridin üzüp taxlinidu».
Чүнки бу пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанларниң һәр бири хәлиқ қатаридин үзүп ташлиниду».
24 Dǝrwǝⱪǝ, Samuil [pǝyƣǝmbǝr] wǝ uningdin keyin kelip bexarǝtlǝrni yǝtküzgǝn pǝyƣǝmbǝrlǝrning ⱨǝmmisi bu künlǝr toƣrisida aldin eytⱪan.
Дәрвәқә, Самуил [пәйғәмбәр] вә униңдин кейин келип бешарәтләрни йәткүзгән пәйғәмбәрләрниң һәммиси бу күнләр тоғрисида алдин-ала ейтқан.
25 Silǝr bu pǝyƣǝmbǝrlǝrning pǝrzǝntlirisilǝr wǝ Huda ata-bowanglar bilǝn tüzgǝn ǝⱨdining pǝrzǝntliridursilǝr — bu ǝⱨdǝ boyiqǝ Huda Ibraⱨimƣa: «Sening nǝsling arⱪiliⱪ yǝr yüzidiki barliⱪ ailǝ-jǝmǝtlǝrgǝ bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilinidu» dǝp wǝdǝ bǝrgǝn.
Силәр бу пәйғәмбәрләрниң пәрзәнтлирисиләр вә Худа ата-боваңлар билән түзгән әһдиниң пәрзәнтлиридурсиләр — бу әһдә бойичә Худа Ибраһимға: «Сениң нәслиң арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-җәмәтләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду» дәп вәдә бәргән.
26 Xunga Huda ⱨǝrbiringlarni ɵz rǝzillikliringlardin ⱪayturup, silǝrgǝ bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilix üqün, hizmǝtkari Əysani turƣuzup, uni awwal silǝrgǝ ǝwǝtti.
Шуңа Худа һәр бириңларни өз рәзилликлириңлардин қайтуруп, силәргә бәхит-бәрикәт ата қилиш үчүн, хизмәткари Әйсани турғузуп, уни авал силәргә әвәтти.