< Timotiyƣa 2 4 >
1 Mǝn Huda ⱨǝmdǝ tiriklǝr bilǝn ɵlüklǝrni soraⱪ ⱪilixⱪa tǝyyar turidiƣan Mǝsiⱨ Əysaning aldida, xundaⱪla Uning ⱪayta ayan boluxi wǝ Uning Ɵz padixaⱨliⱪi bilǝn sanga xundaⱪ agaⱨ ⱪilip tapilaymǝnki,
Мән Худа һәмдә тирикләр билән өлүкләрни сорақ қилишқа тәйяр туридиған Мәсиһ Әйсаниң алдида, шундақла Униң қайта аян болуши вә Униң Өз падишалиғи билән саңа шундақ агаһ қилип тапилаймәнки,
2 [Hudaning] sɵz-kalamini jakarla; waⱪit-pursǝt yar bǝrsun-bǝrmisun, uningƣa jiddiy ⱪara. Toluⱪ sǝwr-taⱪǝt wǝ tǝlim-ǝⱪidǝ bilǝn nǝsiⱨǝt ⱪilƣin, tǝnbiⱨ bǝrgin, riƣbǝtlǝndürgin.
[Худаниң] сөз-каламини җакала; вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун, униңға җиддий қара. Толуқ сәвир-тақәт вә тәлим-әқидә билән несиһәт қилғин, тәнбиһ бәргин, риғбәтләндүргин.
3 Qünki xundaⱪ bir zaman keliduki, insanlar saƣlam tǝlimni anglaxⱪa qidimay, bǝlki ⱪulaⱪliriƣa hux yaⱪidiƣan sɵzlǝrni anglax üqün ǝtrapiƣa ɵz xǝⱨwǝt-ⱨǝwǝslirigǝ uyƣun tǝlim bǝrgüqilǝrni toplaydu.
Чүнки шундақ бир заман келидуки, инсанлар сағлам тәлимни аңлашқа чидимай, бәлки қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн әтрапиға өз шәһвәт-һәвәслиригә уйғун тәлим бәргүчиләрни топлайду.
4 Ular ⱨǝⱪiⱪǝtkǝ ⱪulaⱪ salmay, ǝpsanilǝrni tingxaxⱪa burmilinip ketidu.
Улар һәқиқәткә қулақ салмай, әпсаниләрни тиңшашқа бурмилинип кетиду.
5 Lekin sǝn ⱨǝrⱪandaⱪ ǝⱨwalda oyƣaⱪ tur, harliⱪ-muxǝⱪⱪǝtlǝrgǝ bǝrdaxliⱪ bǝr, hux hǝwǝrqining wǝzipisini orunda, tapxurulƣan hizmitingni ⱨǝr tǝrǝptin toluⱪ ada ⱪilƣin.
Лекин сән һәр қандақ әһвалда ойғақ тур, харлиқ-мушәққәтләргә бәрдашлиқ бәр, хуш хәвәрчиниң вәзиписини орунда, тапшурулған хизмитиңни һәр тәрәптин толуқ ада қилғин.
6 Qünki ɵzümgǝ kǝlsǝm, jenim ⱪurbanliⱪning «xarab ⱨǝdiyǝ»sidǝk tɵkülidiƣan waⱪti yetip kǝldi, mening bu dunyadin ketix waⱪtimmu yeⱪinlaxti.
Чүнки өзүмгә кәлсәм, җеним қурбанлиқниң «шарап һәдийә»сидәк төкүлидиған вақти йетип кәлди, мениң бу дуниядин кетиш вақтимму йеқинлашти.
7 Güzǝl kürǝxni mǝn ⱪilip boldum, yügürüx musabiⱪisining mǝnzilini besip boldum, birdinbir etiⱪadni qing saⱪlap kǝldim.
Гөзәл күрәшни мән қилип болдум, жүгүрүш мусабиқисиниң мәнзилини бесип болдум, бирдин-бир етиқатни чиң сақлап кәлдим.
8 Ⱨazir ⱨǝⱪⱪaniyliⱪning [ƣǝlibǝ] taji mǝn üqün saⱪlinip turmaⱪta. Uni, ⱨǝⱪⱪaniy soraⱪqi bolƣan Rǝb xu künidǝ manga, xundaⱪla yalƣuz mangila ǝmǝs, Uning kelip ayan boluxiƣa tǝlpünüp turƣanlarning ⱨǝmmisigǝ in’am ⱪilip kiygüzidu.
Һазир һәққанийлиқниң [ғәлибә] таҗи мән үчүн сақлинип турмақта. Уни, һәққаний сорақчи болған Рәб шу күнидә маңа, шундақла ялғуз маңила әмәс, Униң келип аян болушиға тәлпүнүп турғанларниң һәммисигә инъам қилип кийгүзиду.
9 Imkaniyǝtning bariqǝ yenimƣa tezdin yetip kǝl.
Имканийәтниң баричә йенимға тездин йетип кәл.
10 Qünki Demas bu ⱨazirⱪi dunyani tama ⱪilƣanliⱪi üqün meni taxlap Tesalonika xǝⱨirigǝ kǝtti. Kriskis Galatiya ɵlkisigǝ, Titus Dalmatiya ɵlkisigǝ kǝtti. (aiōn )
Чүнки Демас бу һазирқи дунияни тама қилғанлиғи үчүн мени ташлап Тесалоника шәһиригә кәтти. Крискис Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. (aiōn )
11 Yenimda yalƣuz Luⱪa ⱪaldi. Markusni ɵzüng bilǝn birgǝ elip kǝl, qünki u hizmǝtlirimdǝ manga kɵp ǝsⱪatidu.
Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзүң билән биргә елип кәл, чүнки у хизмәтлиримдә маңа көп әсқатиду.
12 Tikikusni bolsa Əfǝsus xǝⱨirigǝ ǝwǝtiwǝttim.
Тикикусни болса Әфәсус шәһиригә әвәтивәттим.
13 Kelixingdǝ Troas xǝⱨiridǝ Karpusning yeniƣa ⱪaldurup ⱪoyƣan yepinqam bilǝn kitablarni, bolupmu oram terǝ yazmilarni billǝ alƣaq kǝlgin.
Келишиңдә Троас шәһиридә Карпусниң йениға қалдуруп қойған йепинчам билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин.
14 Miskǝr Iskǝndǝr manga tola ǝskilik ⱪildi. Rǝb uningƣa ⱪilmixliriƣa layiⱪ yandurmay ⱪalmaydu.
Мискәр Искәндәр маңа тола әскилик қилди. Рәб униңға қилмишлириға лайиқ яндурмай қалмайду.
15 Sǝn ⱨǝm uningdin ⱨoxyar bol; qünki u biz yǝtküzgǝn sɵzlirimizgǝ ⱪattiⱪ ⱪarxiliⱪ kɵrsǝtti.
Сән һәм униңдин һошияр бол; чүнки у биз йәткүзгән сөзлиримизгә қаттиқ қаршилиқ көрсәтти.
16 Tunji ⱪetimliⱪ soraⱪta mening aⱪliniximƣa yardǝm ⱪilidiƣan ⱨeqkim qiⱪmidi, ⱨǝmmisi meni taxlap kǝtti. Bu ix ularƣa ⱨesablanmiƣay!
Тунҗи қетимлиқ сорақта мениң ақлинишимға ярдәм қилидиған һеч ким чиқмиди, һәммиси мени ташлап кәтти. Бу иш уларға һесапланмиғай!
17 Lekin Rǝb mening bilǝn billǝ turup, mǝn arⱪiliⱪ Injil jakari toluⱪ ⱪilinip, bu yǝrdiki barliⱪ yat ǝlliklǝrdin bolƣanlarning anglixi üqün meni küqlǝndürdi; xuning bilǝn mǝn xirning aƣzidin ⱪutⱪuziwelindim.
Лекин Рәб мениң билән биллә туруп, мән арқилиқ Инҗил җакари толуқ қилинип, бу йәрдики барлиқ ят әлликләрдин болғанларниң аңлиши үчүн мени күчләндүрди; шуниң билән мән ширниң ағзидин қутқузивелиндим.
18 Rǝb meni barliⱪ rǝzil ixtin ⱪutⱪuzup, ǝrxtiki padixaⱨliⱪiƣa saⱪ yǝtküzidu! Xan-xǝrǝp Uningƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ mǝnsup bolƣay! Amin! (aiōn )
Рәб мени барлиқ рәзил иштин қутқузуп, әрштики падишалиғиға сақ йәткүзиду! Шан-шәрәп Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай! Амин! (aiōn )
19 Priska bilǝn Akwilaƣa wǝ Onesiforning ailisidikilǝrgǝ mǝndin salam eyt.
Приска билән Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә мәндин салам ейт.
20 Erastus Korint xǝⱨiridǝ ⱪaldi. Lekin Trofimus kesǝl bolup ⱪalƣanliⱪtin, uni Miletus xǝⱨiridǝ ⱪaldurup ⱪoydum.
Ерастус Коринт шәһиридә қалди. Лекин Трофимус кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милетус шәһиридә қалдуруп қойдум.
21 Ⱪix qüxüp kǝtküqǝ imkaniyǝtning bariqǝ bu yǝrgǝ kǝlgin. Yubulus, Pudis, Linos, Klawdiya wǝ barliⱪ ⱪerindaxlardin sanga salam.
Қиш чүшүп кәткичә имканийәтниң баричә бу йәргә кәлгин. Юбулус, Пудис, Линос, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам.
22 Rǝb Əysa Mǝsiⱨ roⱨing bilǝn billǝ bolƣay! Meⱨir-xǝpⱪǝt silǝr bilǝn billǝ bolƣay!
Рәб Әйса Мәсиһ роһуң билән биллә болғай! Меһри-шәпқәт силәр билән биллә болғай!