< Tesalonikaliⱪlarƣa 2 1 >
1 Mǝnki Pawlus, Silas ⱨǝmdǝ Timotiydin Huda’Atimiz wǝ Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨdǝ bolƣan, Tesalonika xǝⱨiridiki jamaǝtkǝ salam.
Мәнки Павлус, Силас һәмдә Тимотийдин ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдә болған, Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам.
2 Huda’Atimiz wǝ Rǝb Əysa Mǝsiⱨtin silǝrgǝ meⱨir-xǝpⱪǝt wǝ hatirjǝmlik ata ⱪilinƣay!
ХудаАтимиз вә Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик ата қилинғай!
3 Silǝr üqün Hudaƣa ⱨǝrdaim tǝxǝkkür eytiximizƣa toƣra kelidu (ⱨǝmdǝ xundaⱪ ⱪilix tolimu layiⱪtur), i ⱪerindaxlar, — qünki etiⱪadinglar küqlük ɵsmǝktǝ ⱨǝmdǝ bir-biringlarƣa bolƣan meⱨir-muⱨǝbbitinglarmu exip taxmaⱪta.
Силәр үчүн Худаға һәрдайим тәшәккүр ейтишимизға тоғра келиду (һәмдә шундақ қилиш толиму лайиқтур), и қериндашлар, — чүнки етиқатиңлар күчлүк өсмәктә һәмдә бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму ешип ташмақта.
4 Xuning bilǝn biz ɵzimiz silǝrning bexinglarƣa qüxkǝn, xundaⱪla bǝrdaxliⱪ beriwatⱪan barliⱪ ziyankǝxlik wǝ japa-eƣirqiliⱪlar iqidǝ kɵrsǝtkǝn sǝwr-qidamliⱪ wǝ etiⱪadinglar üqün, Hudaning ⱨǝrⱪaysi jamaǝtliridǝ silǝrdin pǝhirlinimiz;
Шуниң билән биз өзимиз силәрниң бешиңларға чүшкән, шундақла бәрдашлиқ бериватқан барлиқ зиянкәшлик вә җапа-еғирчилиқлар ичидә көрсәткән сәвир-чидамлиқ вә етиқатиңлар үчүн, Худаниң һәр қайси җамаәтлиридә силәрдин пәхирлинимиз;
5 bu ixlar Hudaning kelidiƣan adil ⱨɵkümini kɵrsitidiƣan roxǝn bir alamǝttur wǝ xundaⱪla, bu ixlar silǝrning Hudaning padixaⱨliⱪiƣa layiⱪ ⱨesablinixinglar üqün bolidu; silǝr mana xu padixaⱨliⱪ üqün zulum-zǝhmǝt qekiwatisilǝr;
бу ишлар Худаниң келидиған адил һөкүмини көрситидиған рошән бир аламәттур вә шундақла, бу ишлар силәрниң Худаниң падишалиғиға лайиқ һесаплинишиңлар үчүн болиду; силәр мана шу падишалиқ үчүн зулум-зәхмәт чекиватисиләр;
6 xundaⱪ ikǝn, silǝrgǝ eƣirqiliⱪ salƣuqilarƣa Huda eƣirqiliⱪ salsa, ⱨǝm xundaⱪla Rǝb Əysa ⱪudrǝtlik pǝrixtiliri bilǝn ǝrxtin ⱪayta kɵrüngǝn qaƣda, eƣirqiliⱪⱪa uqriƣan silǝrgǝ biz bilǝn tǝng aramliⱪ bǝrsǝ durus ix bolmamdu?
шундақ екән, силәргә еғирчилиқ салғучиларға Худа еғирчилиқ салса, һәм шундақла Рәб Әйса қудрәтлик пәриштилири билән әрштин қайта көрүнгән чағда, еғирчилиққа учриған силәргә биз билән тәң арамлиқ бәрсә дурус иш болмамду?
8 Xu qaƣda U Hudani tonumaydiƣanlardin, xundaⱪla Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨning hux hǝwirigǝ itaǝt ⱪilmaydiƣanlardin yalⱪunluⱪ ot bilǝn intiⱪam alidu.
Шу чағда У Худани тонумайдиғанлардин, шундақла Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хуш хәвиригә итаәт қилмайдиғанлардин ялқунлуқ от билән интиқам алиду.
9 Bundaⱪ kixilǝr Rǝbning ⱨuzuridin wǝ küq-ⱪudritining xan-xǝripidin mǝⱨrum ⱪilinip, mǝnggülük ⱨalakǝt jazasini tartidu. (aiōnios )
Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду. (aiōnios )
10 U waⱪitta U Ɵzining barliⱪ muⱪǝddǝs bǝndiliridǝ uluƣlinip, xu künidǝ barliⱪ ixǝngǝnlǝrdǝ (silǝr dǝrwǝⱪǝ bizning guwaⱨliⱪimizƣa ixǝngǝndursilǝr) Ɵzining karamǝtlikini kɵrsitip, mǝdⱨiyilǝngili kelidu.
У вақитта У Өзиниң барлиқ муқәддәс бәндилиридә улуқлинип, шу күнидә барлиқ ишәнгәнләрдә (силәр дәрвәқә бизниң гувалиғимизға ишәнгәндурсиләр) Өзиниң карамәтлигини көрситип, мәдһийиләнгили келиду.
11 Xuning üqün, biz silǝr üqün daim xundaⱪ dua ⱪilimizki, silǝrni qaⱪirƣan bizning Hudayimiz silǝrni Ɵz [uluƣ] qaⱪiriⱪiƣa layiⱪ ⱨesablap, yahxiliⱪⱪa intilgǝn barliⱪ güzǝl mǝⱪsǝt-muddialiringlarni wǝ etiⱪadinglardin qiⱪⱪan barliⱪ hizmǝtliringlarni küq-ⱪudriti bilǝn ǝmǝlgǝ axurƣay.
Шуниң үчүн, биз силәр үчүн дайим шундақ дуа қилимизки, силәрни чақирған бизниң Худайимиз силәрни Өз [улуғ] чақириқиға лайиқ һесаплап, яхшилиққа интилгән барлиқ гөзәл мәхсәт-муддиалириңларни вә етиқатиңлардин чиққан барлиқ хизмәтлириңларни күч-қудрити билән әмәлгә ашурғай.
12 Xuning bilǝn, Hudayimizning wǝ Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨning meⱨir-xǝpⱪiti arⱪiliⱪ Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨning nami silǝrdǝ xan-xǝrǝp bolup uluƣlinidu wǝ silǝrmu Uningda xan-xǝrǝpkǝ erixisilǝr.
Шуниң билән, Худайимизниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами силәрдә шан-шәрәп болуп улуқлиниду вә силәрму Униңда шан-шәрәпкә еришисиләр.