< Samu'il 2 1 >

1 Saul ɵlgǝndin keyin, Dawut Amalǝklǝrni ⱪirƣin ⱪilip yenip kǝlgǝndǝ, u Ziklagda ikki kün turdi.
Саул өлгәндин кейин, Давут Амаләкләрни қирғин қилип йенип кәлгәндә, у Зиклагда икки күн турди.
2 Üqinqi küni xundaⱪ boldiki, mana Saulning lǝxkǝrgaⱨidin kiyimi yirtiⱪ wǝ bexiƣa topa-qang qaqⱪan bir adǝm kǝldi. U Dawutning ⱪexiƣa kǝlgǝndǝ, yǝrgǝ yiⱪilip bax urdi.
Үчинчи күни шундақ болдики, мана Саулниң ләшкәргаһидин кийими житиқ вә бешиға топа-чаң чачқан бир адәм кәлди. У Давутниң қешиға кәлгәндә, йәргә жиқилип баш урди.
3 Dawut uningdin: Nǝdin kǝlding? dǝp soridi. U jawap berip: Israilning lǝxkǝrgaⱨidin ⱪeqip kǝldim — dedi.
Давут униңдин: Нәдин кәлдиң? дәп сориди. У җавап берип: Исраилниң ләшкәргаһидин қечип кәлдим — деди.
4 Dawut uningdin: Ix ⱪandaⱪ boldi? Manga dǝp bǝrgin, dedi. U: Hǝlⱪ jǝngdin ⱪaqti, hǝlⱪtin bǝk jiⱪ kixi soⱪuxta ɵldi. Saul bilǝn oƣli Yonatanmu ɵldi, — dedi.
Давут униңдин: Иш қандақ болди? Маңа дәп бәргин, деди. У: Хәлиқ җәңдин қачти, хәлиқтин бәк җиқ киши соқушта өлди. Саул билән оғли Йонатанму өлди, — деди.
5 Dawut hǝwǝr elip kǝlgǝn yigittin: Saul bilǝn oƣli Yonatanning ɵlginini ⱪandaⱪ bilding? — dǝp soridi.
Давут хәвәр елип кәлгән жигиттин: Саул билән оғли Йонатанниң өлгинини қандақ билдиң? — дәп сориди.
6 Uningƣa hǝwǝr bǝrgǝn yigit: Mǝn tasadipiy Gilboa teƣiƣa qiⱪⱪanidim, mana Saul nǝyzigǝ yɵlinip turuptu; jǝng ⱨarwiliri wǝ atliⱪlar uningƣa ⱨujum ⱪilip uni ⱪoƣlawatatti.
Униңға хәвәр бәргән жигит: Мән тәсадипий Гилбоа теғиға чиққан едим, мана Саул нәйзигә йөлинип турупту; җәң һарвулири вә атлиқлар униңға һуҗум қилип уни қоғлавататти.
7 U kǝynigǝ ⱪarap meni kɵrüp qaⱪirdi. Mǝn «Mana mǝn», dedim.
У кәйнигә қарап мени көрүп чақирди. Мән «Мана мән», дедим.
8 U: Ɵzüng kim bolisǝn, dǝp mǝndin soriwidi, mǝn Amalǝklǝrdinmǝn, dedim.
У: Өзүң ким болисән, дәп мәндин соривиди, мән Амаләкләрдинмән, дедим.
9 U yǝnǝ manga: Üstümdǝ turup meni ɵltürüwǝtkin; gǝrqǝ jenim mǝndǝ bolsimu, mǝn bǝk azaplinip ketiwatimǝn — dedi.
У йәнә маңа: Үстүмдә туруп мени өлтүрүвәткин; гәрчә җеним мәндә болсиму, мән бәк азаплинип кетиватимән — деди.
10 Xunga mǝn uning üstidǝ turup, uni ɵltürdüm, qünki, u xu ⱨalda yiⱪilsila, tirik ⱪalmaydiƣanliⱪini bilǝttim. Andin bexidiki tajni wǝ bilikidiki bilǝzükni elip muxu yǝrgǝ ƣojamƣa elip kǝldim, — dedi.
Шуңа мән униң үстидә туруп, уни өлтүрдүм, чүнки, у шу һалда жиқилсила, тирик қалмайдиғанлиғини биләттим. Андин бешидики таҗни вә билигидики биләйүзүкни елип мошу йәргә ғоҗамға елип кәлдим, — деди.
11 Xuan Dawut ɵz kiyimlirini yirtip, tilma-tilma ⱪiliwǝtti; uning bilǝn bolƣan barliⱪ adǝmlǝrmu ⱨǝm xundaⱪ ⱪildi.
Шуан Давут өз кийимлирини житип, тилма-тилма қиливәтти; униң билән болған барлиқ адәмләрму һәм шундақ қилди.
12 Ular Saul bilǝn oƣli Yonatan üqün, Pǝrwǝrdigarning hǝlⱪi üqün, xundaⱪla Israilning jǝmǝti üqün matǝm tutup aⱨ-zar kɵtürüp kǝqkiqǝ roza tutti; qünki ular ⱪiliq astida yiⱪilip ⱪaza ⱪilƣanidi.
Улар Саул билән оғли Йонатан үчүн, Пәрвәрдигарниң хәлқи үчүн, шундақла Исраилниң җәмәти үчүн матәм тутуп аһ-зар көтирип кәчкичә роза тутти; чүнки улар қилич астида жиқилип қаза қилған еди.
13 Dawut uning ɵzigǝ hǝwǝr bǝrgǝn yigittin: Ⱪǝyǝrdin sǝn? — dǝp soridi. U: Mǝn bir Amalǝk musapirning oƣlimǝn — dedi.
Давут униң өзигә хәвәр бәргән жигиттин: Қәйәрдин сән? — дәп сориди. У: Мән бир Амаләк мусапирниң оғлимән — деди.
14 Dawut uningƣa: Sǝn ⱪandaⱪmu Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨ ⱪilƣinini ⱨalak ⱪilixⱪa ⱪolungni sozuxtin ⱪorⱪmiding? — dedi.
Давут униңға: Сән қандақму Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғинини һалак қилишқа қолуңни созуштин қорқмидиң? — деди.
15 Andin Dawut ɵz ƣulamliridin birini qaⱪirip uningƣa: Buyaⱪⱪa kǝl, uningƣa etilip berip, uni ɵltürgin — dǝp buyrudi. Xuning bilǝn u uni uruwidi, [Amalǝk] ɵldi.
Андин Давут өз ғуламлиридин бирини чақирип униңға: Буяққа кәл, униңға етилип берип, уни өлтүргин — дәп буйруди. Шуниң билән у уни урувиди, [Амаләк] өлди.
16 Dawut uningƣa: Ⱪan ⱪǝrzing bexingƣa qüxsun! Qünki ɵz aƣzing Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨ ⱪilƣinini ɵltürgininggǝ guwaⱨliⱪ berip ǝyiblidi, — dedi.
Давут униңға: Қан қәрзиң бешиңға чүшсун! Чүнки өз ағзиң Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғинини өлтүргиниңгә гувалиқ берип әйиплиди, — деди.
17 Xuning bilǝn Dawut Saul bilǝn oƣli Yonatan üqün matǝm tutup mundaⱪ bir nǝzmǝ oⱪudi
Шуниң билән Давут Саул билән оғли Йонатан үчүн матәм тутуп мундақ бир нәзмә оқуди
18 (u «Oⱪya» dǝp atalƣan bu nǝzmini pütkül Yǝⱨuda hǝlⱪigǝ ɵgitinglar, dǝp buyrudi. Dǝrwǝⱪǝ u «Yaxar» degǝn kitabta pütülgǝnidi): —
(у «Оқя» дәп аталған бу нәзмини пүткүл Йәһуда хәлқигә үгитиңлар, дәп буйруди. Дәрвәқә у «Яшар» дегән китапта пүтүлгән еди): —
19 — I Israil, sening güzǝl ǝzizing yuⱪiri jayliringda ⱪirƣin bolup yatidu! Palwanlar xundaⱪ dǝⱨxǝtlik yiⱪildiƣu!?
— И Исраил, сениң гөзәл әзизиң жуқури җайлириңда қирғин болуп ятиду! Палванлар шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу!?
20 Gat xǝⱨiridǝ bu hǝwǝrni bǝrmǝnglar, Axkelonning koqilirida uni elan ⱪilmanglar, Filistiyining ⱪizliri xadlanmisun, Hǝtnisizlǝrning ⱪizliri tǝntǝnǝ ⱪilmisun!
Гат шәһиридә бу хәвәрни бәрмәңлар, Ашкелонниң кочилирида уни елан қилмаңлар, Филистийиниң қизлири шатланмисун, Хәтнисизләрниң қизлири тәнтәнә қилмисун!
21 I Gilboa taƣliri, üstünglarƣa nǝ xǝbnǝm bolmisun, nǝ yamƣur qüxmisun, Nǝ silǝrdǝ kɵtürülmǝ ⱨǝdiyǝlǝr üqün ⱨosul beridiƣan etizlar yǝnǝ kɵrünmisun! Qünki u yǝrdǝ palwanlarning ⱪalⱪini bulƣandi; Saulning ⱪalⱪini yaƣ bilǝn sürülmǝydiƣan boldi.
И Гилбоа тағлири, үстүңларға нә шәбнәм болмисун, нә ямғур чүшмисун, Нә силәрдә көтирилмә һәдийәләр үчүн һосул беридиған етизлар йәнә көрүнмисун! Чүнки у йәрдә палванларниң қалқини булғанди; Саулниң қалқини яғ билән сүрүлмәйдиған болди.
22 Ⱪirilidiƣanlarning ⱪenini tɵkmǝy, Palwanlarning tenidiki yeƣini qapmay, Yonatanning oⱪyasi ⱨeqⱪaqan [jǝngdin] yanƣan ǝmǝs, Saulning ⱪiliqi ⱨeqⱪaqan ⱪiniƣa ⱪaytⱪan ǝmǝs.
Қирилидиғанларниң қенини төкмәй, Палванларниң тенидики йеғини чапмай, Йонатанниң оқяси һеч қачан [җәңдин] янған әмәс, Саулниң қиличи һеч қачан қиниға қайтқан әмәс.
23 Saul bilǝn Yonatan ⱨayat waⱪtida sɵyümlük ⱨǝm yeⱪimliⱪ idi, Ular ɵlümidimu bir-biridin ayrilmidi; Ular bürkütlǝrdin qaⱪⱪan, xirlardin küqlük idi.
Саул билән Йонатан һаят вақтида сөйүмлүк һәм йеқимлиқ еди, Улар өлүмидиму бир-биридин айрилмиди; Улар бүркүтләрдин чаққан, ширлардин күчлүк еди.
24 I Israil ⱪizliri, Saul üqün yiƣlanglar, U silǝrni bezǝp ⱪizƣuq kiyimlǝrni kiydürüp, Kiyimliringlarni altun zibu-zinnǝt bilǝn zinnǝtligǝnidi.
И Исраил қизлири, Саул үчүн жиғлаңлар, У силәрни безәп қизғуч кийимләрни кийдүрүп, Кийимлириңларни алтун зибу-зиннәт билән зиннәтлигән еди.
25 Palwanlar kǝskin jǝngdǝ xundaⱪ dǝⱨxǝtlik yiⱪildiƣu!? Yonatan yuⱪiri jayliringda ⱪirƣin bolup yatidu!
Палванлар кәскин җәңдә шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу!? Йонатан жуқури җайлириңда қирғин болуп ятиду!
26 Sǝn üqün ⱨǝsrǝttǝ ⱪaldim, i inim Yonatan! Manga xunqǝ sɵyümlük iding! Manga bolƣan muⱨǝbbiting ⱪaltis idi, Ⱨǝtta ⱪiz-ayallarning muⱨǝbbitidin artuⱪ idi.
Сән үчүн һәсрәттә қалдим, и иним Йонатан! Маңа шунчә сөйүмлүк едиң! Маңа болған муһәббитиң қалтис еди, Һәтта қиз-аялларниң муһәббитидин артуқ еди.
27 Palwanlar xundaⱪ dǝⱨxǝtlik yiⱪildiƣu! Jǝng ⱪoralliri xundaⱪ dǝⱨxǝtlik wǝyran ⱪilindiƣu!»
Палванлар шундақ дәһшәтлик жиқилдиғу! Җәң қураллири шундақ дәһшәтлик вәйран қилиндиғу!»

< Samu'il 2 1 >