< Samu'il 2 7 >

1 Padixaⱨ ɵz ordisida turatti, Pǝrwǝrdigar uningƣa ǝtrapidiki barliⱪ düxmǝnliridin aram bǝrgǝndin keyin,
Падиша өз ордисида туратти, Пәрвәрдигар униңға әтрапидики барлиқ дүшмәнлиридин арам бәргәндин кейин,
2 padixaⱨ Natan pǝyƣǝmbǝrgǝ: Mana ⱪara, mǝn kedir yaƣiqidin yasalƣan ɵydǝ olturimǝn, lekin Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪi bir qidirning iqidǝ turuwatidu — dedi.
падиша Натан пәйғәмбәргә: Мана қара, мән кедир яғичидин ясалған өйдә олтиримән, лекин Худаниң әһдә сандуғи бир чидирниң ичидә туруватиду — деди.
3 Natan padixaⱨⱪa jawap berip: Kɵnglüngdǝ nemǝ oyliƣining bolsa, xuni ⱪilƣin; qünki Pǝrwǝrdigar sening bilǝn billidur — dedi.
Натан падишаға җавап берип: Көңлүңдә немә ойлиғиниң болса, шуни қилғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң билән биллидур — деди.
4 Lekin keqidǝ xundaⱪ boldiki, Pǝrwǝrdigarning sɵzi Natanƣa kelip mundaⱪ deyildi:
Лекин кечидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи Натанға келип мундақ дейилди:
5 — Berip ⱪulum Dawutⱪa degin: «Pǝrwǝrdigar: — «Sǝn dǝrwǝⱪǝ Manga turidiƣanƣa ɵy salmaⱪqimusǝn?» — dǝydu.
— Берип қулум Давутқа дегин: «Пәрвәрдигар: — «Сән дәрвәқә Маңа туридиғанға өй салмақчимусән?» — дәйду.
6 — «Mǝn Israillarni Misirdin qiⱪarƣandin tartip, bu küngiqǝ bir ɵydǝ olturmidim, bǝlki bir qedirni makan ⱪilip, kezip yürdüm.
— «Мән Исраилларни Мисирдин чиқарғандин тартип, бу күнгичә бир өйдә олтармидим, бәлки бир чедирни макан қилип, кезип жүрдүм.
7 Mǝn Ɵzüm barliⱪ Israillar bilǝn yürgǝn ⱨǝmmǝ yǝrlǝrdǝ, hǝlⱪim Israilni padiqi bolup beⱪixⱪa ǝmr ⱪilƣanlarƣa, yǝni Israilning ⱨǝrⱪandaⱪ ⱪǝbilisining bir [yetǝkqisigǝ]: Nemixⱪa Manga kedir yaƣaqtin bir ɵy yasimaysilǝr? — dǝp baⱪⱪanmu?
Мән Өзүм барлиқ Исраиллар билән жүргән һәммә йәрләрдә, хәлқим Исраилни падичи болуп беқишқа әмир қилғанларға, йәни Исраилниң һәр қандақ қәбилисиниң бир [йетәкчисигә]: Немишкә Маңа кедир яғачтин бир өй ясимайсиләр? — дәп баққанму?
8 Əmdi ⱪulum Dawutⱪa mundaⱪ degin: — Samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar: — Seni hǝlⱪim Israilƣa baxlamqi ⱪilip tiklǝx üqün seni yaylaⱪlardin, ⱪoy beⱪixtin elip kǝldim, — dǝydu,
Әнди қулум Давутқа мундақ дегин: — Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — Сени хәлқим Исраилға башламчи қилип тикләш үчүн сени яйлақлардин, қой беқиштин елип кәлдим, — дәйду,
9 — wǝ mǝyli ⱪǝyǝrgǝ barmiƣin, Mǝn ⱨaman sening bilǝn billǝ boldum wǝ sening aldingdin barliⱪ düxmǝnliringni yoⱪitip kǝldim; yǝr yüzidiki uluƣlar nam-xɵⱨrǝtkǝ igǝ bolƣandǝk seni uluƣ nam-xɵⱨrǝtkǝ sazawǝr ⱪildim.
— вә мәйли қәйәргә бармиғин, Мән һаман сениң билән биллә болдум вә сениң алдиңдин барлиқ дүшмәнлириңни йоқитип кәлдим; йәр йүзидики улуқлар нам-шөһрәткә егә болғандәк сени улуқ нам-шөһрәткә сазавәр қилдим.
10 Mǝn hǝlⱪim bolƣan Israilƣa bir jayni bekitip, ularni xu yǝrdǝ tikip ɵstürimǝn; xuning bilǝn ular ɵz zeminida turidiƣan, parakǝndiqilikkǝ uqrimaydiƣan bolidu. Rǝzillǝr dǝslǝptidikidǝk, xundaⱪla Mǝn hǝlⱪim Israil üstigǝ ⱨɵkümranliⱪ ⱪilixⱪa ⱨakimlarni tǝyinligǝn künlǝrdikidǝk, ularƣa ⱪaytidin zulum salmaydu. Mǝn ⱨazir sanga ⱨǝmmǝ düxmǝnliringdin aram bǝrdim. Əmdi Mǝnki Pǝrwǝrdigar sanga xuni eytip ⱪoyayki, Mǝn sening üqün bir ɵyni ⱪurup berimǝn!» — dǝydu.
Мән хәлқим болған Исраилға бир җайни бекитип, уларни шу йәрдә тикип өстүримән; шуниң билән улар өз зиминида туридиған, паракәндичиликкә учримайдиған болиду. Рәзилләр дәсләптидикидәк, шундақла Мән хәлқим Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилишқа һакимларни тайинлиған күнләрдикидәк, уларға қайтидин зулум салмайду. Мән һазир саңа һәммә дүшмәнлириңдин арам бәрдим. Әнди Мәнки Пәрвәрдигар саңа шуни ейтип қояйки, Мән сениң үчүн бир өйни қуруп беримән!» — дәйду.
12 «Künliring toxup, ata-bowiliring bilǝn [ɵlümdǝ] uhliƣiningda, Mǝn ɵz puxtingdin bolƣan nǝslingni sening ornungda turƣuzup, padixaⱨliⱪini mǝzmut ⱪilimǝn.
«Күнлириң тошуп, ата-бовилириң билән [өлүмдә] ухлиғиниңда, Мән өз пуштиңдин болған нәслиңни сениң орнуңда турғузуп, падишалиғини мәзмут қилимән.
13 Mening namim üqün bir ɵyni yasiƣuqi u bolidu, wǝ Mǝn uning padixaⱨliⱪ tǝhtini ǝbǝdgiqǝ mustǝⱨkǝm ⱪilimǝn.
Мениң намим үчүн бир өйни ясиғучи у болиду, вә Мән униң падишалиқ тәхтини әбәткичә мустәһкәм қилимән.
14 Mǝn uningƣa ata bolimǝn, u Manga oƣul bolidu. Əgǝr u ⱪǝbiⱨlik ⱪilsa, uningƣa insanlarning tayiⱪi bilǝn wǝ adǝm balilirining sawaⱪ-dumbalaxliri bilǝn tǝrbiyǝ berimǝn.
Мән униңға ата болимән, у Маңа оғул болиду. Әгәр у қәбиһлик қилса, униңға инсанларниң тайиғи билән вә адәм балилириниң савақ-думбалашлири билән тәрбийә беримән.
15 Əmma Mǝn sening aldingda ɵrüwǝtkǝn Sauldin meⱨir-xǝpⱪitimni juda ⱪilƣinimdǝk, uningdin meⱨir-xǝpⱪitimni juda ⱪilmaymǝn.
Амма Мән сениң алдиңда өрүвәткән Саулдин меһри-шәпқитимни җуда қилғинимдәк, униңдин меһри-шәпқитимни җуда қилмаймән.
16 Xuning bilǝn sening ɵyüng wǝ sening padixaⱨliⱪing aldingda ⱨǝmixǝ mǝzmut ⱪilinidu; tǝhting ǝbǝdgiqǝ mǝzmut turƣuzulidu».
Шуниң билән сениң өйүң вә сениң падишалиғиң алдиңда һемишә мәзмут қилиниду; тәхтиң әбәткичә мәзмут турғузулиду».
17 Natan bu barliⱪ sɵzlǝr wǝ barliⱪ wǝⱨiyni ⱨeqnemǝ ⱪaldurmay, Dawutⱪa eytip bǝrdi.
Натан бу барлиқ сөзләр вә барлиқ вәһийни һеч немә қалдурмай, Давутқа ейтип бәрди.
18 Andin Dawut padixaⱨ kirip, Pǝrwǝrdigarning aldida olturup mundaⱪ dedi: «I, Rǝb Pǝrwǝrdigar, mǝn zadi kim idim, mening ɵyüm nemǝ idi, Sǝn meni muxu dǝrijigǝ kɵturgüdǝk?
Андин Давут падиша кирип, Пәрвәрдигарниң алдида олтирип мундақ деди: «И, Рәб Пәрвәрдигар, мән зади ким едим, мениң өйүм немә еди, Сән мени мошу дәриҗигә көтургидәк?
19 Lekin, i Rǝb Pǝrwǝrdigar, [mening bu mǝrtiwǝm] Sening nǝziringdǝ kiqikkinǝ bir ix ⱨesablandi; qünki Sǝn mǝn ⱪulungning ɵyining yiraⱪ kǝlgüsi toƣruluⱪ sɵzliding; bu ⱨǝmmila adǝmgǝ daim bolidiƣan ixmu, i, Rǝb Pǝrwǝrdigar?
Лекин, и Рәб Пәрвәрдигар, [мениң бу мәртивәм] Сениң нәзириңдә кичиккинә бир иш һесапланди; чүнки Сән мән қулуңниң өйиниң жирақ кәлгүси тоғрилиқ сөзлидиң; бу һәммила адәмгә дайим болидиған ишму, и, Рәб Пәрвәрдигар?
20 Əmdi Dawut Sanga yǝnǝ nemǝ desun? Sǝn Ɵz ⱪulungni tonuysǝn, i, Rǝb Pǝrwǝrdigar!
Әнди Давут Саңа йәнә немә десун? Сән Өз қулуңни тонуйсән, и, Рәб Пәрвәрдигар!
21 Sǝn sɵz-wǝdǝng wǝjidin, Ɵz kɵnglüngdikigǝ asasǝn bu uluƣ ixning ⱨǝmmisini ⱪulung bilsun dǝp bekitip ⱪilƣansǝn.
Сән сөз-вәдәң вәҗидин, Өз көңлүңдикигә асасән бу улуқ ишниң һәммисини қулуң билсун дәп бекитип қилғансән.
22 Xunga Sǝn uluƣsǝn, i Pǝrwǝrdigar; ⱪulaⱪlirimiz barliⱪ angliƣinidǝk, Sening tǝngdixing yoⱪ, Sǝndin baxⱪa ⱨeqⱪandaⱪ ilaⱨ yoⱪtur.
Шуңа Сән улуқсән, и Пәрвәрдигар; қулақлиримиз барлиқ аңлиғинидәк, Сениң тәңдишиң йоқ, Сәндин башқа һеч қандақ илаһ йоқтур.
23 Hǝlⱪing Israildǝk yǝnǝ baxⱪa bir ǝl barmu, ular jaⱨanda alaⱨidǝ turidu? — Qünki [Sǝn] Huda ularni Misirdin ⱪutⱪuzup Ɵzünggǝ has bir hǝlⱪ ⱪilix üqün, xundaⱪla nam-xɵⱨrǝtkǝ igǝ bolux üqün, Ɵzüng barding; Sǝn Ɵzüng üqün Misirdin, ǝllǝrdin wǝ ularning ilaⱨliridin ⱪutⱪuzup qiⱪⱪan hǝlⱪing aldida zemining üqün uluƣ wǝ dǝⱨxǝtlik ixlarni ⱪilding.
Хәлқиң Исраилдәк йәнә башқа бир әл барму, улар җаһанда алаһидә туриду? — Чүнки [Сән] Худа уларни Мисирдин қутқузуп Өзүңгә хас бир хәлиқ қилиш үчүн, шундақла нам-шөһрәткә егә болуш үчүн, Өзүң бардиң; Сән Өзүң үчүн Мисирдин, әлләрдин вә уларниң илаһлиридин қутқузуп чиққан хәлқиң алдида зиминиң үчүн улуқ вә дәһшәтлик ишларни қилдиң.
24 Sǝn hǝlⱪing Israilni Ɵzüng üqün ǝbǝdgiqǝ bir hǝlⱪ boluxⱪa bekitting; Sǝn, i Pǝrwǝrdigar, ularning Hudasi boldung.
Сән хәлқиң Исраилни Өзүң үчүн әбәткичә бир хәлиқ болушқа бекиттиң; Сән, и Пәрвәрдигар, уларниң Худаси болдуң.
25 Əmdi ⱨazir, i Pǝrwǝrdigar Huda, Ɵz ⱪulung wǝ uning ɵyi toƣrisida eytⱪan wǝdǝnggǝ ǝbǝdgiqǝ mǝzmut ǝmǝl ⱪilƣin; Sǝn degǝnliring boyiqǝ ixni ada ⱪilƣaysǝn!
Әнди һазир, и Пәрвәрдигар Худа, Өз қулуң вә униң өйи тоғрисида ейтқан вәдәңгә әбәткичә мәзмут әмәл қилғин; Сән дегәнлириң бойичә ишни ада қилғайсән!
26 Sening naming ǝbǝdgiqǝ uluƣlinip: — Samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Israilning üstidǝ turidiƣan Hudadur, dǝp eytilsun, xundaⱪla Ɵz ⱪulungning ɵy-sulalisi sening aldingda mǝzmut turƣuzulsun.
Сениң намиң әбәткичә улуқлинип: — Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Исраилниң үстидә туридиған Худадур, дәп ейтилсун, шундақла Өз қулуңниң өй-сулалиси сениң алдиңда мәзмут турғузулсун.
27 Qünki Sǝn, i samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, Israilning Hudasi Ɵz ⱪulungƣa: Mǝn sanga bir ɵy-sulalǝ ⱪurup berimǝn, dǝp wǝⱨiy ⱪilding; xunga ⱪulung bu duani sening aldingda ⱪilixⱪa jür’ǝt ⱪildi.
Чүнки Сән, и самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси Өз қулуңға: Мән саңа бир өй-сулалә қуруп беримән, дәп вәһий қилдиң; шуңа қулуң бу дуани сениң алдиңда қилишқа җүръәт қилди.
28 Əmdi sǝn, i Rǝb Pǝrwǝrdigar, birdinbir Hudadursǝn, Sening sɵzliring ⱨǝⱪiⱪǝttur wǝ Sǝn bu bǝht-iltipatni Ɵz ⱪulungƣa wǝdǝ ⱪilding;
Әнди сән, и Рәб Пәрвәрдигар, бирдин-бир Худадурсән, Сениң сөзлириң һәқиқәттур вә Сән бу бәхит-илтипатни Өз қулуңға вәдә қилдиң;
29 xunga ⱪulungning ɵy-jǝmǝtini Sening aldingda mǝnggü turuxⱪa nesip ⱪilip bǝrikǝtligǝysǝn; qünki Sǝn, i Rǝb Pǝrwǝrdigar, buni wǝdǝ ⱪilƣansǝn; bu bǝht-iltipating bilǝn Ɵz ⱪulungning ɵy-jǝmǝti ǝbǝdgiqǝ bǝht-iltipatⱪa nesip bolidu».
шуңа қулуңниң өй-җәмәтини Сениң алдиңда мәңгү турушқа несип қилип бәрикәтлигәйсән; чүнки Сән, и Рәб Пәрвәрдигар, буни вәдә қилғансән; бу бәхит-илтипатиң билән Өз қулуңниң өй-җәмәти әбәткичә бәхит-илтипатқа несип болиду».

< Samu'il 2 7 >