< Samu'il 2 5 >
1 Andin keyin Israilning barliⱪ ⱪǝbililiri Ⱨebronƣa Dawutning ⱪexiƣa kelip: Ⱪarisila, biz ɵzlirining ǝt-sɵngǝkliridurmiz!
Андин кейин Исраилниң барлиқ қәбилилири Һебронға Давутниң қешиға келип: Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз!
2 Burun Saul bizning üstimizdǝ sǝltǝnǝt ⱪilƣandimu Israil hǝlⱪigǝ jǝnggǝ qiⱪip-kirixkǝ yolbaxqi bolƣan ɵzliri idila; Pǝrwǝrdigar siligǝ: Sǝn Mening hǝlⱪim Israilning padiqisi bolup, ularni baⱪisǝn, Israilning ǝmiri bolisǝn, degǝnidi — dedi.
Бурун Саул бизниң үстимиздә сәлтәнәт қилғандиму Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила; Пәрвәрдигар силигә: Сән Мениң хәлқим Исраилниң падичиси болуп, уларни бақисән, Исраилниң әмри болисән, дегән еди — деди.
3 Xuning bilǝn Israilning ⱨǝmmǝ aⱪsaⱪalliri Ⱨebronƣa padixaⱨning ⱪexiƣa kǝldi; Dawut padixaⱨ Ⱨebronda, Pǝrwǝrdigarning aldida ular bilǝn ǝⱨdǝ tüzüxti. Andin ular Dawutni Israilƣa padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪildi.
Шуниң билән Исраилниң һәммә ақсақаллири Һебронға падишаниң қешиға кәлди; Давут падиша Һебронда, Пәрвәрдигарниң алдида улар билән әһдә түзүшти. Андин улар Давутни Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилди.
4 Dawut padixaⱨ bolƣanda ottuz yaxⱪa kirgǝn bolup, ⱪiriⱪ yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Давут падиша болғанда оттуз яшқа киргән болуп, қириқ жил сәлтәнәт қилди.
5 U Ⱨebronda Yǝⱨudaning üstidǝ yǝttǝ yil altǝ ay sǝltǝnǝt ⱪilip, Yerusalemda pütkül Israil bilǝn Yǝⱨudaning üstidǝ ottuz üq yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
У Һебронда Йәһуданиң үстидә йәттә жил алтә ай сәлтәнәт қилип, Йерусалимда пүткүл Исраил билән Йәһуданиң үстидә оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.
6 Padixaⱨ ɵz adǝmliri bilǝn Yerusalemƣa qiⱪip, xu zeminda turƣan Yǝbusiylar bilǝn jǝng ⱪilƣili bardi. Ular Dawutⱪa: Sǝn bu yǝrgǝ kirǝlmǝysǝn, bǝlki ⱨǝtta korlar bilǝn aⱪsaⱪlar seni qekindüridu! — dedi. Qünki ular: «Dawut bu yǝrgǝ ⱪǝt’iy kirǝlmǝydu», dǝp oylaytti.
Падиша өз адәмлири билән Йерусалимға чиқип, шу зиминда турған Йәбусийлар билән җәң қилғили барди. Улар Давутқа: Сән бу йәргә кирәлмәйсән, бәлки һәтта корлар билән ақсақлар сени чекиндүриду! — деди. Чүнки улар: «Давут бу йәргә қәтъий кирәлмәйду», дәп ойлайтти.
7 Lekin Dawut Zion ⱪorƣinini aldi (bu yǝr Dawutning xǝⱨiri dǝp atilidu).
Лекин Давут Зион қорғинини алди (бу йәр Давутниң шәһири дәп атилиду).
8 Dawut u küni: Kimki Yǝbusiylarni uray desǝ sünggüq bilǝn qiⱪixi kerǝk, andin u Dawut ⱪin-ⱪinidin ɵq kɵridiƣan bu kor, aⱪsaⱪlar bilǝn [ⱨesablixalaydu], dedi. Xuning bilǝn «Ⱪorlar ya aⱪsaⱪlar ɵygǝ kirmisun» dǝydiƣan maⱪal pǝyda boldi.
Давут у күни: Кимки Йәбусийларни урай десә сүңгүч билән чиқиши керәк, андин у Давут қин-қинидин өч көридиған бу кор, ақсақлар билән [һесаплишалайду], деди. Шуниң билән «Қорлар я ақсақлар өйгә кирмисун» дәйдиған мақал пәйда болди.
9 Xundaⱪ ⱪilip Dawut ⱪorƣanda turdi wǝ u yǝrni «Dawutning xǝⱨiri» dǝp atidi. Dawut xǝⱨǝrning ǝtrapiƣa Millodin tartip iq tǝrǝpkiqǝ imarǝt saldi.
Шундақ қилип Давут қорғанда турди вә у йәрни «Давутниң шәһири» дәп атиди. Давут шәһәрниң әтрапиға Миллодин тартип ич тәрәпкичә имарәт салди.
10 Dawut barƣanseri ⱪudrǝt tapti; samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda Pǝrwǝrdigar uning bilǝn billǝ idi.
Давут барғансери қудрәт тапти; самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
11 Turning padixaⱨi Ⱨiram Dawutning ⱪexiƣa ǝlqilǝrni ǝwǝtti wǝ ular bilǝn ⱪoxup, kedir yaƣaqliri, yaƣaqqilar wǝ taxqilarni ǝwǝtti; ular Dawut üqün bir orda yasap bǝrdi.
Турниң падишаси Һирам Давутниң қешиға әлчиләрни әвәтти вә улар билән қошуп, кедир яғачлири, яғаччилар вә ташчиларни әвәтти; улар Давут үчүн бир орда ясап бәрди.
12 Dawut Pǝrwǝrdigarning ɵzini Israilƣa padixaⱨ tiklǝp, ɵz hǝlⱪi Israil üqün ɵzining padixaⱨliⱪini güllǝndürgǝnlikini bilip yǝtti.
Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраилға падиша тикләп, өз хәлқи Исраил үчүн өзиниң падишалиғини гүлләндүргәнлигини билип йәтти.
13 Dawut Ⱨebrondin kǝlgǝndin keyin Yerusalemdin yǝnǝ ayallarni wǝ kenizǝklǝrni aldi; xuning bilǝn Dawutⱪa yǝnǝ kɵp oƣul-ⱪizlar tuƣuldi.
Давут Һеброндин кәлгәндин кейин Йерусалимдин йәнә аялларни вә кенизәкләрни алди; шуниң билән Давутқа йәнә көп оғул-қизлар туғулди.
14 Yerusalemda uningdin tuƣulƣanlarning isimliri mana mundaⱪ idi: Xammua, Xobab, Natan, Sulayman,
Йерусалимда униңдин туғулғанларниң исимлири мана мундақ еди: Шаммуа, Шобаб, Натан, Сулайман,
15 Ibⱨar, Elixua, Nǝfǝg, Yafiya,
Ибһар, Елишуа, Нәфәг, Яфия,
16 Elixama, Eliada wǝ Elifǝlǝt.
Елишама, Елиада вә Елифәләт.
17 Filistiylǝr Dawutning Israilƣa padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨlǝnginini angliƣanda, ular ⱨǝmmisi Dawutni tutⱪili qiⱪti, Dawut buni anglapla, ⱪorƣanƣa qüxti.
Филистийләр Давутниң Исраилға падиша болушқа мәсиһләнгинини аңлиғанда, улар һәммиси Давутни тутқили чиқти, Давут буни аңлапла, қорғанға чүшти.
18 Filistiylǝr kelip «Rǝfayim jilƣisi»da yeyilip turdi;
Филистийләр келип «Рәфайим җилғиси»да йейилип турди;
19 Dawut Pǝrwǝrdigardin yol sorap: Filistiylǝrgǝ ⱪarxi atlinaymu? Ularni ⱪolumƣa tapxurarsǝnmu? — dedi. Pǝrwǝrdigar Dawutⱪa: Qiⱪⱪin! Qünki, Mǝn Filistiylǝrni jǝzmǝn ⱪolungƣa tapxurimǝn — dedi.
Давут Пәрвәрдигардин йол сорап: Филистийләргә қарши атлинайму? Уларни қолумға тапшурарсәнму? — деди. Пәрвәрдигар Давутқа: Чиққин! Чүнки, Мән Филистийләрни җәзмән қолуңға тапшуримән — деди.
20 U waⱪitta Dawut Baal-Pǝrazimƣa bardi. U yǝrdǝ Dawut ularni tarmar ⱪildi. U: — «Pǝrwǝrdigar mening aldimda düxmǝnlirim üstigǝ huddi kǝlkün yarni elip kǝtkǝndǝk bɵsüp kirdi» — dedi. Xuning bilǝn u yǝrni «Baal-Pǝrazim» dǝp atidi.
У вақитта Давут Баал-Пәразимға барди. У йәрдә Давут уларни тар мар қилди. У: — «Пәрвәрдигар мениң алдимда дүшмәнлирим үстигә худди кәлкүн ярни елип кәткәндәк бөсүп кирди» — деди. Шуниң билән у йәрни «Баал-Пәразим» дәп атиди.
21 Filistiylǝr u yǝrdǝ ɵz mǝbudlirini taxlap kǝtti; Dawut bilǝn adǝmliri ularni elip kǝtti.
Филистийләр у йәрдә өз мәбудлирини ташлап кәтти; Давут билән адәмлири уларни елип кәтти.
22 Əmdi Filistiylǝr yǝnǝ qiⱪip «Rǝfayim jilƣisi»da yeyilip turdi.
Әнди Филистийләр йәнә чиқип «Рәфайим җилғиси»да йейилип турди.
23 Dawut Pǝrwǝrdigardin yol soridi. Pǝrwǝrdigar: Sǝn u yǝrgǝ qiⱪmay, bǝlki ularning kǝynidin aylinip ɵtüp üjmǝ dǝrǝhlirining udulidin ⱨujum ⱪilƣin — dedi,
Давут Пәрвәрдигардин йол сориди. Пәрвәрдигар: Сән у йәргә чиқмай, бәлки уларниң кәйнидин айлинип өтүп үҗмә дәрәқлириниң удулидин һуҗум қилғин — деди,
24 Xundaⱪ boliduki, sǝn üjmǝ dǝrǝhlikining üstidin ayaƣ tiwixini anglixing bilǝnla dǝrⱨal atlan; qünki xu tapta Pǝrwǝrdigar Filistiylǝrning ⱪoxuniƣa ⱨujumƣa qiⱪⱪan bolidu, — dedi.
Шундақ болидуки, сән үҗмә дәрәқлигиниң үстидин аяқ тивишини аңлишиң биләнла дәрһал атлан; чүнки шу тапта Пәрвәрдигар Филистийләрниң қошуниға һуҗумға чиққан болиду, — деди.
25 Dawut Pǝrwǝrdigarning uningƣa ǝmr ⱪilƣinidǝk ⱪilip, Filistiylǝrni Gibeondin Gǝzǝrgiqǝ ⱪoƣlap ⱪirdi.
Давут Пәрвәрдигарниң униңға әмир қилғинидәк қилип, Филистийләрни Гибеондин Гәзәргичә қоғлап қирди.