< Samu'il 2 4 >
1 Saulning oƣli Abnǝrning Ⱨebronda ɵlginini angliƣanda ⱪoli boxixip kǝtti, barliⱪ Israil dǝkkǝ-dükkigǝ qüxti.
Саулниң оғли Абнәрниң Һебронда өлгинини аңлиғанда қоли бошишип кәтти, барлиқ Исраил дәккә-дүккигә чүшти.
2 Saulning oƣlining ⱪoxunining aldin yürǝr ⱪismida ikki sǝrdari bolup, birining ismi Baanaⱨ, yǝnǝ birining ismi Rǝkab idi. Ular Binyamin ⱪǝbilisidin bolƣan Bǝǝrotluⱪ Rimmonning oƣulliri idi (qünki Bǝǝrot Binyamin ⱪǝbilisigǝ tǝwǝ ⱨesablinatti;
Саулниң оғлиниң қошуниниң алдин жүрәр қисмида икки сәрдари болуп, бириниң исми Баанаһ, йәнә бириниң исми Рәкаб еди. Улар Бинямин қәбилисидин болған Бәәротлуқ Риммонниң оғуллири еди (чүнки Бәәрот Бинямин қәбилисигә тәвә һесаплинатти;
3 lekin Bǝǝrotluⱪlar Gittaimƣa ⱪeqip berip u yǝrdǝ bu küngiqǝ musapirdǝk yaxawatidu).
лекин Бәәротлуқлар Гиттаимға қечип берип у йәрдә бу күнгичә мусапирдәк яшаватиду).
4 Saulning oƣli Yonatanning bir oƣli bolup, puti aⱪsaⱪ idi. Saul bilǝn Yonatanning ɵlgǝnliki toƣruluⱪ hǝwǝr Yizrǝǝlgǝ yǝtkǝndǝ, u bǝx yaxⱪa kirgǝn idi. Inik anisi uni elip ⱪaqti; lekin xundaⱪ boldiki, u aldirap yügürgǝqkǝ, bala qüxup ketip, aⱪsaⱪ bolup ⱪalƣanidi. Uning ismi Mǝfiboxǝt idi.
Саулниң оғли Йонатанниң бир оғли болуп, пути ақсақ еди. Саул билән Йонатанниң өлгәнлиги тоғрилиқ хәвәр Йизрәәлгә йәткәндә, у бәш яшқа киргән еди. Иник аниси уни елип қачти; лекин шундақ болдики, у алдирап жүгүргәчкә, бала чүшуп кетип, ақсақ болуп қалған еди. Униң исми Мәфибошәт еди.
5 Əmdi bir küni Bǝǝrotloⱪ Rimmonning oƣulliri Rǝkab bilǝn Baanaⱨ qingⱪi qüx waⱪtida Ixboxǝtning ɵyigǝ bardi. Ixboxǝt qüxlük uyⱪuda uhlawatⱪanidi.
Әнди бир күни Бәәротлоқ Риммонниң оғуллири Рәкаб билән Баанаһ чиңқи чүш вақтида Ишбошәтниң өйигә барди. Ишбошәт чүшлүк уйқида ухлаватқан еди.
6 Ular buƣday alimiz degǝnni baⱨanǝ ⱪilip, ɵyining iqkirigǝ kirip, Ixboxǝtning ⱪorsiⱪiƣa [piqaⱪ] sanjidi. Andin Rǝkab wǝ Baanaⱨ ⱪeqip kǝtti
Улар буғдай алимиз дегәнни банә қилип, өйиниң ичкиригә кирип, Ишбошәтниң қосиғиға [пичақ] санҗиди. Андин Рәкаб вә Баанаһ қечип кәтти
7 (ular Ixboxǝt ⱨujrisida kariwatta yatⱪinida, ɵygǝ kirip, uni ɵltürgǝnidi). Ular uning kallisini kesip, andin kallisini elip keqiqǝ Arabaⱨ tüzlǝnglikidin mengip ɵtti.
(улар Ишбошәт һуҗрисида кариватта ятқинида, өйгә кирип, уни өлтүргән еди). Улар униң каллисини кесип, андин каллисини елип кечичә Арабаһ түзләңлигидин меңип өтти.
8 Ular Ixboxǝtning kallisini Ⱨebronƣa, Dawutning ⱪexiƣa elip berip, padixaⱨⱪa: Mana, bu janablirining jenini izdigǝn düxmǝnliri Saulning oƣli Ixboxǝtning kallisi! Bügün Pǝrwǝrdigar ƣojam padixaⱨni Saul bilǝn nǝslidin intiⱪam elixⱪa muyǝssǝr ⱪildi — dedi.
Улар Ишбошәтниң каллисини Һебронға, Давутниң қешиға елип берип, падишаға: Мана, бу җанаблириниң җенини издигән дүшмәнлири Саулниң оғли Ишбошәтниң каллиси! Бүгүн Пәрвәрдигар ғоҗам падишани Саул билән нәслидин интиқам елишқа муйәссәр қилди — деди.
9 Dawut Bǝǝrotluⱪ Rimmonning oƣulliri Rǝkab bilǝn inisi Baanaⱨƣa: Meni barliⱪ ⱪiyinqiliⱪlardin ⱪutⱪuzƣan Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki,
Давут Бәәротлуқ Риммонниң оғуллири Рәкаб билән иниси Баанаһға: Мени барлиқ қийинчилиқлардин қутқузған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки,
10 burun birsi Dawutⱪa hux hǝwǝr elip kǝldim, dǝp oylap, manga: — Mana, Saul ɵldi, dǝp kǝlgǝndǝ, mǝn uni elip Ziklagta ɵltürüwǝttim. Bǝrⱨǝⱪ, mana bu uning yǝtküzgǝn hǝwirining mukapati bolƣanidi!
бурун бириси Давутқа хуш хәвәр елип кәлдим, дәп ойлап, маңа: — Мана, Саул өлди, дәп кәлгәндә, мән уни елип Зиклагта өлтүрүвәттим. Бәрһәқ, мана бу униң йәткүзгән хәвириниң мукапати болған еди!
11 Əmdi mǝn xundaⱪ ⱪilƣan yǝrdǝ, rǝzil adǝmlǝr ɵz ɵyidǝ orunda yatⱪan bir ⱨǝⱪⱪaniy kixini ɵltürgǝn bolsa, mǝn nemǝ ⱪilay?! Uning aⱪⱪan ⱪan ⱪǝrzini silǝrning ⱪolunglardin elip, silǝrni yǝr yüzidin yoⱪatmamdim? — dedi.
Әнди мән шундақ қилған йәрдә, рәзил адәмләр өз өйидә орунда ятқан бир һәққаний кишини өлтүргән болса, мән немә қилай?! Униң аққан қан қәрзини силәрниң қолуңлардин елип, силәрни йәр йүзидин йоқатмамдим? — деди.
12 Dawut ƣulamliriƣa buyruⱪ ⱪiliwidi, ular bularni ⱪǝtl ⱪildi. Ularning ⱪol-putlirini kesip, ularni Ⱨebrondiki kɵlning yenida esip ⱪoydi; lekin ular Ixboxǝtning bexini elip Ⱨebronda Abnǝrning ⱪǝbrisidǝ dǝpnǝ ⱪildi.
Давут ғуламлириға буйруқ қиливиди, улар буларни қәтл қилди. Уларниң қол-путлирини кесип, уларни Һеброндики көлниң йенида есип қойди; лекин улар Ишбошәтниң бешини елип Һебронда Абнәрниң қәбридә дәпнә қилди.