< Samu'il 2 3 >
1 Ⱨalbuki, Saulning jǝmǝti bilǝn Dawutning jǝmǝti ottursidiki jǝng uzun waⱪitⱪiqǝ dawamlaxti; Dawutning jǝmǝti barƣanseri küqǝydi, lekin Saulning jǝmǝti barƣanseri ajizlaxmaⱪta idi.
Һалбуки, Саулниң җәмәти билән Давутниң җәмәти оттурсидики җәң узун вақитқичә давамлашти; Давутниң җәмәти барғансери күчәйди, лекин Саулниң җәмәти барғансери аҗизлашмақта еди.
2 Ⱨebronda Dawut bir ⱪanqǝ oƣulluⱪ boldi, uning tunjisi Amnon bolup, Yizrǝǝllik Aⱨinoamdin tuƣuldi;
Һебронда Давут бир қанчә оғуллуқ болди, униң тунҗиси Амнон болуп, Йизрәәллик Аһиноамдин туғулди;
3 ikkinqisi Kileab bolup Karmǝllik Nabalning ayali bolƣan Abigaildin tuƣuldi. Üqinqisi Abxalom idi. U Gǝxorning padixaⱨi Talmayning ⱪizi Maakaⱨdin tuƣulƣanidi,
иккинчиси Килеаб болуп Кармәллик Набалниң аяли болған Абигаилдин туғулди. Үчинчиси Абшалом еди. У Гәшорниң падишаси Талмайниң қизи Маакаһдин туғулған еди,
4 tɵtinqisi Adoniya bolup Ⱨaggittin tuƣulƣan idi. Bǝxinqisi Xǝfatiya bolup Abitaldin tuƣulƣan idi.
төртинчиси Адония болуп Һаггиттин туғулған еди. Бәшинчиси Шәфатия болуп Абиталдин туғулған еди.
5 Altinqisi Yitriam bolup Dawutning ayali Əglaⱨdin tuƣuldi. Dawutning bu altǝ oƣlining ⱨǝmmisi Ⱨebronda tuƣuldi.
Алтинчиси Йитриам болуп Давутниң аяли Әглаһдин туғулди. Давутниң бу алтә оғлиниң һәммиси Һебронда туғулди.
6 Saulning jǝmǝti bilǝn Dawutning jǝmǝti otturisidiki jǝng dawamida, Abnǝr Saulning jǝmǝtidǝ ɵz ⱨoⱪuⱪini küqǝytti.
Саулниң җәмәти билән Давутниң җәмәти оттурисидики җәң давамида, Абнәр Саулниң җәмәтидә өз һоқуқини күчәйтти.
7 Əmdi Saulning bir kiniziki bar idi; u Ayaⱨning ⱪizi bolup, ismi Rizpaⱨ idi. Bir küni Ixboxǝt Abnǝrgǝ: Nemixⱪa atamning keniziki bilǝn billǝ boldung? — dedi.
Әнди Саулниң бир кинизики бар еди; у Аяһниң қизи болуп, исми Ризпаһ еди. Бир күни Ишбошәт Абнәргә: Немишкә атамниң кенизиги билән биллә болдуң? — деди.
8 Abnǝr Ixboxǝtning bu sɵzlirigǝ intayin aqqiⱪlinip mundaⱪ dedi: — «Mǝn bügünki kündimu atang Saulning jǝmǝtigǝ, uning uruⱪ-tuƣⱪanliriƣa wǝ dostliriƣa meⱨribanliⱪ kɵrsitip, seni Dawutning ⱪoliƣa tapxurmiƣan tursam, meni Yǝⱨudaƣa tǝwǝ bir itining bexidǝk kɵrüp, bügün bu hotun üqün meni gunaⱨⱪa buyrumaⱪqimusǝn?
Абнәр Ишбошәтниң бу сөзлиригә интайин аччиқлинип мундақ деди: — «Мән бүгүнки күндиму атаң Саулниң җәмәтигә, униң уруқ-туққанлириға вә достлириға меһриванлиқ көрситип, сени Давутниң қолиға тапшурмиған турсам, мени Йәһудаға тәвә бир иштиниң бешидәк көрүп, бүгүн бу хотун үчүн мени гунаға буйрумақчимусән?
9 Mǝn Pǝrwǝrdigarning Dawutⱪa ⱪǝsǝm bilǝn wǝdǝ ⱪilƣinidǝk ⱪilmisam Huda mǝnki Abnǝrni ⱪattiⱪ ursun wǝ uningdin artuⱪ ursun!
Мән Пәрвәрдигарниң Давутқа қәсәм билән вәдә қилғинидәк қилмисам Худа мәнки Абнәрни қаттиқ урсун вә униңдин артуқ урсун!
10 — yǝni, padixaⱨliⱪni Saulning jǝmǝtidin yɵtkǝp, Dawutning tǝhtini Dandin Bǝǝr-Xebaƣiqǝ pütkül Israil bilǝn Yǝⱨudaning üstigǝ tiklimisǝm!».
— йәни, падишалиқни Саулниң җәмәтидин йөткәп, Давутниң тәхтини Дандин Бәәр-Шебағичә пүткүл Исраил билән Йәһуданиң үстигә тиклимисәм!».
11 Ixboxǝt Abnǝrdin ⱪorⱪup, uningƣa jawabǝn bir eƣiz sɵz ⱪilixⱪimu jür’ǝt ⱪilalmidi.
Ишбошәт Абнәрдин қорқуп, униңға җававән бир еғиз сөз қилишқиму җүръәт қилалмиди.
12 Abnǝr bolsa ɵzi üqün ǝlqilǝrni Dawutning ⱪexiƣa mangdurup uningƣa: Zemin kimningki? Mǝn bilǝn ǝⱨdǝ tüzgin, mening ⱪolum sening tǝripingdǝ bolup, pütkül Israilni sanga mayil ⱪilimǝn — dedi.
Абнәр болса өзи үчүн әлчиләрни Давутниң қешиға маңдуруп униңға: Зимин кимниңки? Мән билән әһдә түзгин, мениң қолум сениң тәрипиңдә болуп, пүткүл Исраилни саңа майил қилимән — деди.
13 Dawut jawab berip: — Bolidu, mǝn sǝn bilǝn ǝⱨdǝ ⱪilay. Pǝⱪǝt birla ixni tǝlǝp ⱪilay; mening ⱪeximƣa kǝlgǝndǝ Saulning ⱪizi Miⱪalni elip kǝlmisǝng, yüzümni kɵrǝlmǝysǝn, dedi.
Давут җавап берип: — Болиду, мән сән билән әһдә қилай. Пәқәт бирла ишни тәләп қилай; мениң қешимға кәлгәндә Саулниң қизи Миқални елип кәлмисәң, йүзүмни көрәлмәйсән, деди.
14 Andin Dawut Ixboxǝtning ⱪexiƣa ǝlqilǝrni mangdurup: Mǝn bir yüz Filistiyning hǝtniliki bǝdili bilǝn alƣan ayalim Miⱪalni manga ⱪayturup bǝrgin — dedi.
Андин Давут Ишбошәтниң қешиға әлчиләрни маңдуруп: Мән бир йүз Филистийниң хәтнилиги бәдили билән алған аялим Миқални маңа қайтуруп бәргин — деди.
15 Ixboxǝt adǝm ǝwǝtip Miⱪalni uning eridin, yǝni Laixning oƣli Paltiyǝldin elip kǝldi.
Ишбошәт адәм әвәтип Миқални униң еридин, йәни Лаишниң оғли Палтийәлдин елип кәлди.
16 Lekin uning eri Bahurimƣiqǝ uning kǝynidin yiƣliƣan peti ǝgixip mangdi. Ahir berip Abnǝr uningƣa: — Yenip kǝtkin, dewidi, u ⱪaytip kǝtti.
Лекин униң ери Бахуримғичә униң кәйнидин жиғлиған пети әгишип маңди. Ахир берип Абнәр униңға: — Йенип кәткин, девиди, у қайтип кәтти.
17 Əmdi Abnǝr Israilning aⱪsaⱪalliriƣa: Silǝr burun Dawut üstimizgǝ padixaⱨ bolsun, degǝn arzu-istǝktǝ boldunglar.
Әнди Абнәр Исраилниң ақсақаллириға: Силәр бурун Давут үстимизгә падиша болсун, дегән арзу-истәктә болдуңлар.
18 Əmdi ⱨazir ⱨǝrikǝt ⱪilinglar; qünki Pǝrwǝrdigar Dawut toƣrisida: — Ⱪul-bǝndǝm Dawutning ⱪoli bilǝn Israil hǝlⱪimni Filistiylǝrning ⱪolidin, xundaⱪla barliⱪ düxmǝnlirining ⱪolidin ⱪutⱪuzimǝn, — degǝnidi.
Әнди һазир һәрикәт қилиңлар; чүнки Пәрвәрдигар Давут тоғрисида: — Қул-бәндәм Давутниң қоли билән Исраил хәлқимни Филистийләрниң қолидин, шундақла барлиқ дүшмәнлириниң қолидин қутқузимән, — дегән еди.
19 Abnǝr yǝnǝ Binyaminlarning ⱪuliⱪiƣimu muxu sɵzlǝrni eytti. Andin Israil bilǝn Binyaminning pütkül jǝmǝtining arzu-istǝklirini Dawutning ⱪuliⱪiƣa eytixⱪa Ⱨebronƣa bardi.
Абнәр йәнә Биняминларниң қулиқиғиму мошу сөзләрни ейтти. Андин Исраил билән Биняминниң пүткүл җәмәтиниң арзу-истәклирини Давутниң қулиқиға ейтишқа Һебронға барди.
20 xundaⱪ ⱪilip Abnǝr yigirmǝ adǝmning ⱨǝmraⱨliⱪida Ⱨebronƣa Dawutning ⱪexiƣa kǝlgǝndǝ Dawut Abnǝr wǝ uning adǝmlirigǝ bir ziyapǝt tǝyyarlidi.
шундақ қилип Абнәр жигирмә адәмниң һәмраһлиғида Һебронға Давутниң қешиға кәлгәндә Давут Абнәр вә униң адәмлиригә бир зияпәт тәйярлиди.
21 Abnǝr Dawutⱪa: Mǝn ⱪozƣilip pütkül Israilni ƣojam padixaⱨning aldiƣa jǝm ⱪilay, ular sening bilǝn ǝⱨdǝ ⱪilixsun, andin sǝn ɵz kɵnglüng haliƣanning barliⱪi üstidin sǝltǝnǝt ⱪilalaydiƣan bolisǝn, dedi. Xuning bilǝn Dawut Abnǝrni yolƣa selip ⱪoydi, u aman-esǝn ⱪaytip kǝtti.
Абнәр Давутқа: Мән қозғилип пүткүл Исраилни ғоҗам падишаниң алдиға җәм қилай, улар сениң билән әһдә қилишсун, андин сән өз көңлүң халиғанниң барлиғи үстидин сәлтәнәт қилалайдиған болисән, деди. Шуниң билән Давут Абнәрни йолға селип қойди, у аман-есән қайтип кәтти.
22 Mana, xu ǝsnada Dawutning adǝmliri bilǝn Yoab bir yǝrgǝ ⱨujum ⱪilip nurƣun olja elip ⱪaytip kǝldi. Lekin Abnǝr xu qaƣda Ⱨebronda Dawutning ⱪexida yoⱪ idi; qünki Dawutning uzitip ⱪoyuxi bilǝn aman-esǝn ⱪaytip kǝtkǝnidi.
Мана, шу әснада Давутниң адәмлири билән Йоаб бир йәргә һуҗум қилип нурғун олҗа елип қайтип кәлди. Лекин Абнәр шу чағда Һебронда Давутниң қешида йоқ еди; чүнки Давутниң узитип қоюши билән аман-есән қайтип кәткән еди.
23 Yoab wǝ uning bilǝn bolƣan pütkül ⱪoxun yetip kǝlgǝndǝ, hǝlⱪ uningƣa: Nǝrning oƣli Abnǝr padixaⱨning ⱪexiƣa kǝldi, padixaⱨ uni yolƣa selip ⱪoyuxi bilǝn u aman-esǝn ⱪaytip kǝtti — dedi.
Йоаб вә униң билән болған пүткүл қошун йетип кәлгәндә, хәлиқ униңға: Нәрниң оғли Абнәр падишаниң қешиға кәлди, падиша уни йолға селип қоюши билән у аман-есән қайтип кәтти — деди.
24 Andin Yoab padixaⱨning ⱪexiƣa berip: Bu sening nemǝ ⱪilƣining?! Mana, Abnǝr ⱪexingƣa kǝptu! Nemixⱪa uni yolƣa selip ⱪoydung? U ⱨazir ketiptu!
Андин Йоаб падишаниң қешиға берип: Бу сениң немә қилғиниң?! Мана, Абнәр қешиңға кәпту! Немишкә уни йолға селип қойдуң? У һазир кетипту!
25 Sǝn Nǝrning oƣli Abnǝrni bilisǝnƣu! Uning kelixi jǝzmǝn seni aldax üqün, sening qiⱪip-kiridiƣan yolungni, xundaⱪla barliⱪ ix-paaliyitingni biliwelix üqündur, — dedi.
Сән Нәрниң оғли Абнәрни билисәнғу! Униң келиши җәзмән сени алдаш үчүн, сениң чиқип-киридиған йолуңни, шундақла барлиқ иш-паалийитиңни биливелиш үчүндур, — деди.
26 Yoab Dawutning ⱪexidin qiⱪixi bilǝn u hǝwǝrqilǝrni Abnǝrning kǝynidin mangdurdi. Ular uni Siraⱨ ⱪuduⱪining yenidin yandurup elip kǝldi; lekin Dawut bu ixtin bihǝwǝr idi.
Йоаб Давутниң қешидин чиқиши билән у хәвәрчиләрни Абнәрниң кәйнидин маңдурди. Улар уни Сираһ қудуғиниң йенидин яндуруп елип кәлди; лекин Давут бу иштин бехәвәр еди.
27 Abnǝr Ⱨebronƣa yenip kǝlgǝndǝ Yoab uni xǝⱨǝr ⱪowuⱪida uqritip, «Sanga dǝydiƣan mǝhpiy sɵzüm bar idi» dǝp uni bir qǝtkǝ ǝkilip u yǝrdǝ inisi Asaⱨǝlning ⱪan ⱪisasini elix üqün ⱪorsiⱪiƣa piqaⱪ saldi, xuning bilǝn u ɵldi.
Абнәр Һебронға йенип кәлгәндә Йоаб уни шәһәр қовуқида учритип, «Саңа дәйдиған мәхпий сөзүм бар еди» дәп уни бир чәткә әкилип у йәрдә иниси Асаһәлниң қан қисасини елиш үчүн қосиғиға пичақ салди, шуниң билән у өлди.
28 Keyin, Dawut bu ixni anglap: Mǝn wǝ padixaⱨliⱪim Pǝrwǝrdigarning aldida Nǝrning oƣli Abnǝrning aⱪⱪan ⱪeni üqün mǝnggü bigunaⱨdurmiz;
Кейин, Давут бу ишни аңлап: Мән вә падишалиғим Пәрвәрдигарниң алдида Нәрниң оғли Абнәрниң аққан қени үчүн мәңгү бегунадурмиз;
29 [uning ⱪenini aⱪⱪuzux] gunaⱨi Yoabning bexiƣa wǝ atisining jǝmǝtining bexiƣa ⱪaynam bolup qüxsun; Yoabning ailisidin aⱪma yara kesili, yaki mahaw kesili, yaki ⱨasiƣa tayanƣuqi, ⱪiliqtin ɵlgüqi yaki ax-tülüksizlǝr ɵksümisun! — dedi.
[униң қенини аққузуш] гунайи Йоабниң бешиға вә атисиниң җәмәтиниң бешиға қайнам болуп чүшсун; Йоабниң аилисидин ақма яра кесили, яки мохо кесили, яки һасиға таянғучи, қиличтин өлгүчи яки аш-түлүксизләр өксүмисун! — деди.
30 Xundaⱪ ⱪilip, Abnǝr Gibeondiki jǝngdǝ ularning inisi Asaⱨǝlni ɵltürgini üqün, Yoab bilǝn inisi Abixay uni ɵltürdi.
Шундақ қилип, Абнәр Гибеондики җәңдә уларниң иниси Асаһәлни өлтүргини үчүн, Йоаб билән иниси Абишай уни өлтүрди.
31 Dawut Yoabⱪa wǝ uningƣa ǝgǝxkǝn barliⱪ hǝlⱪⱪǝ: Kiyimliringlarni yirtinglar! Bɵz kiyim kiyinglar! Abnǝrning [meyiti] aldida matǝm tutunglar! dedi. Dawut padixaⱨ [Abnǝrning] jinazisining kǝynidin mangdi.
Давут Йоабқа вә униңға әгәшкән барлиқ хәлиққә: Кийимлириңларни житиңлар! Бөз кийим кийиңлар! Абнәрниң [мейити] алдида матәм тутуңлар! деди. Давут падиша [Абнәрниң] җиназисиниң кәйнидин маңди.
32 Ular Abnǝrni Ⱨebronda dǝpnǝ ⱪildi, padixaⱨ Abnǝrning ⱪǝbrisining yenida awazini kɵtürüp yiƣlidi; hǝlⱪning ⱨǝmmisimu yiƣlaxti.
Улар Абнәрни Һебронда дәпнә қилди, падиша Абнәрниң қәбриниң йенида авазини көтирип жиғлиди; хәлиқниң һәммисиму жиғлашти.
33 Padixaⱨ Abnǝr üqün mǝrsiyǝ oⱪup: — «Abnǝrning ǝhmǝⱪtǝk ɵlgini toƣrimu?
Падиша Абнәр үчүн мәрсийә оқуп: — «Абнәрниң ахмақтәк өлгини тоғриму?
34 Ⱪolliring baƣlaƣliⱪ bolmisimu, Putlurung ixkǝllik bolmisimu, Lekin sǝn kixilǝrning rǝzillǝrning ⱪolida yiⱪilƣinidǝk, yiⱪilip ɵlgǝnsǝn!» — dedi. Xuning bilǝn hǝlⱪning ⱨǝmmisi uning üqün yǝnǝ yiƣlaxti.
Қоллириң бағлағлиқ болмисиму, Путлуруң ишкәллик болмисиму, Лекин сән кишиләрниң рәзилләрниң қолида жиқилғинидәк, жиқилип өлгәнсән!» — деди. Шуниң билән хәлиқниң һәммиси униң үчүн йәнә жиғлашти.
35 Andin barliⱪ hǝlⱪ Dawutning yeniƣa kelip, uningƣa kün patⱪuqǝ tamaⱪ yeyixni ɵtündi. Əmma Dawut ⱪǝsǝm iqip: Mǝn kün patmasta ya nan ya baxⱪa ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsini tetisam, Huda meni ursun yaki uningdin artuⱪ jazalisun, — dedi.
Андин барлиқ хәлиқ Давутниң йениға келип, униңға күн патқичә тамақ йейишни өтүнди. Амма Давут қәсәм ичип: Мән күн патмаста я нан я башқа һәр қандақ нәрсини тетисам, Худа мени урсун яки униңдин артуқ җазалисун, — деди.
36 Barliⱪ hǝlⱪ buni bayⱪap, bu ixtin razi boldi; ǝmǝliyǝttǝ padixaⱨ ⱪilƣan ⱨǝrbir ix barliⱪ hǝlⱪni razi ⱪilatti.
Барлиқ хәлиқ буни байқап, бу иштин рази болди; әмәлийәттә падиша қилған һәр бир иш барлиқ хәлиқни рази қилатти.
37 Xuning bilǝn barliⱪ hǝlⱪ, xundaⱪla pütkül Israil xu küni Nǝrning oƣli Abnǝrning ɵltürülixining padixaⱨning kɵrsǝtmisi ǝmǝslikini bilip yǝtti.
Шуниң билән барлиқ хәлиқ, шундақла пүткүл Исраил шу күни Нәрниң оғли Абнәрниң өлтүрүлишиниң падишаниң көрсәтмиси әмәслигини билип йәтти.
38 Padixaⱨ ɵz hizmǝtkarliriƣa: Bilǝmsilǝr? Bügün Israilda bir sǝrdar, uluƣ bir zat yiⱪildi!
Падиша өз хизмәткарлириға: Биләмсиләр? Бүгүн Исраилда бир сәрдар, улуқ бир зат жиқилди!
39 Gǝrqǝ mǝn Mǝsiⱨ ⱪilinip padixaⱨ tiklǝngǝn bolsammu, mǝn ajiz bir bǝndimǝn. Bu adǝmlǝr, yǝni Zǝruiyaning oƣullirining wǝⱨxiyilikini mǝn kɵtürǝlmigüdǝkmǝn; Pǝrwǝrdigar rǝzillik ⱪilƣuqining rǝzillikini ɵz bexiƣa ⱪaytursun! — dedi.
Гәрчә мән Мәсиһ қилинип падиша тикләнгән болсамму, мән аҗиз бир бәндимән. Бу адәмләр, йәни Зәруияниң оғуллириниң вәһшийилигини мән көтирәлмигидәкмән; Пәрвәрдигар рәзиллик қилғучиниң рәзиллигини өз бешиға қайтурсун! — деди.