< Samu'il 2 15 >
1 Bu ixlardin keyin Abxalom ɵzigǝ jǝng ⱨarwisi bilǝn atlarni tǝyyarlatti ⱨǝm ɵz aldida yügüridiƣan ǝllik ǝskǝrni bekitti.
Бу ишлардин кейин Абшалом өзигә җәң һарвуси билән атларни тәйярлатти һәм өз алдида жүгүридиған әллик әскәрни бекитти.
2 Abxalom tang sǝⱨǝrdǝ ⱪopup, dǝrwaziƣa baridiƣan yolning yenida turatti. Ⱪaqan birsi dǝwayimni kǝssun dǝp, padixaⱨⱪa ǝrz tutⱪili kǝlsǝ, Abxalom uni qaⱪirip: Sǝn ⱪaysi xǝⱨǝrdin kǝlding, — dǝp soraytti. U kixi: Ⱪulung Israilning palanqi ⱪǝbilisidin kǝldi, desǝ,
Абшалом таң сәһәрдә қопуп, дәрвазиға баридиған йолниң йенида туратти. Қачан бириси дәвайимни кәссун дәп, падишаға әрз тутқили кәлсә, Абшалом уни чақирип: Сән қайси шәһәрдин кәлдиң, — дәп сорайтти. У киши: Қулуң Исраилниң паланчи қәбилисидин кәлди, десә,
3 Abxalom uningƣa: Mana, dǝwayinglar durus wǝ ⱨǝⱪ ikǝn, lekin padixaⱨ tǝripidin ɵzigǝ wakalitǝn ǝrzingni anglaxⱪa ⱪoyulƣan adǝm yoⱪ, dǝytti.
Абшалом униңға: Мана, дәвайиңлар дурус вә һәқ екән, лекин падиша тәрипидин өзигә вакалитән әрзиңни аңлашқа қоюлған адәм йоқ, дәйтти.
4 Andin Abxalom yǝnǝ: Kaxki, mǝn zeminda soraⱪqi ⱪilinsam’idi, ⱨǝr kimning ǝrzi yaki dǝwayi bolup, mening ⱪeximƣa kǝlsǝ, uningƣa adalǝt kɵrsitǝttim! — dǝytti.
Андин Абшалом йәнә: Кашки, мән зиминда сорақчи қилинсам еди, һәр кимниң әрзи яки дәвайи болуп, мениң қешимға кәлсә, униңға адаләт көрситәттим! — дәйтти.
5 Birkim uningƣa tǝzim ⱪilƣili aldiƣa barsa, Abxalom ⱪolini uzutup, uni tutup sɵyǝtti.
Бирким униңға тазим қилғили алдиға барса, Абшалом қолини узутуп, уни тутуп сөйәтти.
6 Abxalom xundaⱪ ⱪilip padixaⱨning ⱨɵküm qiⱪirixiƣa kǝlgǝn Israilning ⱨǝrbir adǝmlirining kɵngüllirini utuwalatti.
Абшалом шундақ қилип падишаниң һөкүм чиқиришиға кәлгән Исраилниң һәр бир адәмлириниң көңүллирини утувалатти.
7 Tɵt yil ɵtkǝndǝ, Abxalom padixaⱨⱪa: Mening Ⱨebronda Pǝrwǝrdigarƣa iqkǝn ⱪǝsimimni ada ⱪilixim üqün, xu yǝrgǝ berixⱪa ijazǝt bǝrsǝng;
Төрт жил өткәндә, Абшалом падишаға: Мениң Һебронда Пәрвәрдигарға ичкән қәсимимни ада қилишим үчүн, шу йәргә беришқа иҗазәт бәрсәң;
8 qünki ⱪulung Suriyǝdiki Gǝxurda turƣinimda ⱪǝsǝm iqip: Əgǝr Pǝrwǝrdigar meni Yerusalemƣa ⱪaytursa, mǝn Pǝrwǝrdigarƣa ibadǝt ⱪilimǝn, dǝp eytⱪanidi, — dedi.
чүнки қулуң Сурийәдики Гәшурда турғинимда қәсәм ичип: Әгәр Пәрвәрдигар мени Йерусалимға қайтурса, мән Пәрвәрдигарға ибадәт қилимән, дәп ейтқан еди, — деди.
9 Padixaⱨ uningƣa: Tinq-aman berip kǝlgin, dewidi, u ⱪozƣilip Ⱨebronƣa kǝtti.
Падиша униңға: Теч-аман берип кәлгин, девиди, у қозғилип Һебронға кәтти.
10 Lekin Abxalom Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililirigǝ mǝhpiy ǝlqilǝrni mangdurup: Burƣa awazini angliƣininglarda: «Abxalom Ⱨebronda padixaⱨ boldi!» dǝp elan ⱪilinglar, dedi.
Лекин Абшалом Исраилниң һәммә қәбилилиригә мәхпий әлчиләрни маңдуруп: Бурға авазини аңлиғиниңларда: «Абшалом Һебронда падиша болди!» дәп елан қилиңлар, деди.
11 Əmdi ikki yüz adǝm tǝklip bilǝn Abxalom bilǝn birgǝ Yerusalemdin barƣanidi. Ular ⱨǝⱪiⱪiy ǝⱨwaldin bihǝwǝr bolƣaqⱪa, saddiliⱪ bilǝn barƣanidi.
Әнди икки йүз адәм тәклип билән Абшалом билән биргә Йерусалимдин барған еди. Улар һәқиқий әһвалдин бехәвәр болғачқа, саддилиқ билән барған еди.
12 Abxalom ⱪurbanliⱪ ɵtküzgǝndǝ, u adǝm ǝwǝtip Dawutning mǝsliⱨǝtqisi bolƣan Giloⱨluⱪ Aⱨitofǝlni ɵz xǝⱨiri Giloⱨdin elip kǝldi. Xuning bilǝn ⱪǝst barƣanseri küqǝydi, Abxalomƣa ǝgǝxkǝnlǝr barƣanseri kɵpüyüwatatti.
Абшалом қурбанлиқ өткүзгәндә, у адәм әвәтип Давутниң мәслиһәтчиси болған Гилоһлуқ Аһитофәлни өз шәһири Гилоһдин елип кәлди. Шуниң билән қәст барғансери күчәйди, Абшаломға әгәшкәнләр барғансери көпүйүвататти.
13 Dawutⱪa bir hǝwǝrqi kelip: Israilning adǝmlirining kɵngülliri Abxalomƣa mayil boldi, — dedi.
Давутқа бир хәвәрчи келип: Исраилниң адәмлириниң көңүллири Абшаломға майил болди, — деди.
14 Xuning bilǝn Dawut Yerusalemda uning bilǝn bolƣan ⱨǝmmǝ ⱪul-hizmǝtkarliriƣa: Ⱪopup ⱪaqayli! Bolmisa, Abxalomdin ⱪutulalmaymiz. Ittik ketǝyli; bolmisa, u tuyuⱪsiz üstimizgǝ besip kelip, bizgǝ bala kǝltürüp xǝⱨǝr hǝlⱪini ⱪiliq bisi bilǝn uridu, dedi.
Шуниң билән Давут Йерусалимда униң билән болған һәммә қул-хизмәткарлириға: Қопуп қачайли! Болмиса, Абшаломдин қутулалмаймиз. Иштик кетәйли; болмиса, у туюқсиз үстимизгә бесип келип, бизгә бала кәлтүрүп шәһәр хәлқини қилич биси билән уриду, деди.
15 Padixaⱨning ⱪul-hizmǝtkarliri padixaⱨⱪa: Ƣojam padixaⱨ nemǝ bekitsǝ, xuni ⱪilimiz, dedi.
Падишаһниң қул-хизмәткарлири падишаға: Ғоҗам падиша немә бекитсә, шуни қилимиз, деди.
16 Xuning bilǝn padixaⱨ pütün ailisidikilǝrni elip, qiⱪip kǝtti; ǝmma padixaⱨ kenizǝkliridin onni ordiƣa ⱪaraxⱪa ⱪoydi.
Шуниң билән падиша пүтүн аилисидикиләрни елип, чиқип кәтти; амма падиша кенизәклиридин онни ордиға қарашқа қойди.
17 Padixaⱨ qiⱪip kǝtkǝndǝ ⱨǝmmǝ hǝlⱪ uningƣa ǝgǝxti; ular Bǝyt-Mǝrⱨakta turup ⱪaldi.
Падиша чиқип кәткәндә һәммә хәлиқ униңға әгәшти; улар Бәйт-Мәрһакта туруп қалди.
18 Ⱨǝmmǝ hizmǝtkarliri uning bilǝn billǝ [Kidron eⱪinidin] ɵtüwatatti; barliⱪ Kǝrǝtiylǝr, barliⱪ Pǝlǝtiylǝr, barliⱪ Gatliⱪlar, yǝni Gat xǝⱨiridin qiⱪip uningƣa ǝgǝxkǝn altǝ yüz adǝm padixaⱨning aldida mangatti.
Һәммә хизмәткарлири униң билән биллә [Кидрон еқинидин] өтүвататти; барлиқ Кәрәтийләр, барлиқ Пәләтийләр, барлиқ Гатлиқлар, йәни Гат шәһиридин чиқип униңға әгәшкән алтә йүз адәм падишаниң алдида маңатти.
19 Padixaⱨ Gatliⱪ Ittayƣa: Sǝn nemixⱪa biz bilǝn barisǝn? Yenip berip padixaⱨning ⱪexida turƣin; qünki sǝn ɵz yurtungdin musapir bolup palanƣansǝn.
Падиша Гатлиқ Иттайға: Сән немишкә биз билән барисән? Йенип берип падишаниң қешида турғин; чүнки сән өз жутуңдин мусапир болуп паланғансән.
20 Sǝn pǝⱪǝt tünügünla kǝlding, mǝn bügün ⱪandaⱪsigǝ seni ɵzüm bilǝn billǝ sǝrsan ⱪilay? Mǝn bolsam, nǝgǝ baralisam, xu yǝrgǝ barimǝn. Ⱪerindaxliringni elip yenip kǝtkin; Hudaning rǝⱨim-xǝpⱪiti wǝ ⱨǝⱪiⱪiti sanga yar bolƣay! — dedi.
Сән пәқәт түнүгүнла кәлдиң, мән бүгүн қандақсигә сени өзүм билән биллә сәрсан қилай? Мән болсам, нәгә баралисам, шу йәргә баримән. Қериндашлириңни елип йенип кәткин; Худаниң рәһим-шәпқити вә һәқиқити саңа яр болғай! — деди.
21 Lekin Ittay padixaⱨⱪa jawab berip: Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn wǝ ƣojam padixaⱨning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, mǝyli ⱨayat yaki mamat bolsun, ƣojam padixaⱨ ⱪǝyǝrdǝ bolsa, ⱪulung xu yǝrdimu bolidu! — dedi.
Лекин Иттай падишаға җавап берип: Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә ғоҗам падишаниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мәйли һаят яки мамат болсун, ғоҗам падиша қәйәрдә болса, қулуң шу йәрдиму болиду! — деди.
22 Dawut Ittayƣa: Əmdi sǝnmu berip [eⱪindin] ɵtkin, dedi. Xuning bilǝn Gatliⱪ Ittay ⱨǝmmǝ adǝmliri wǝ uning bilǝn mangƣan barliⱪ bala-qaⱪiliri ɵtüp kǝtti.
Давут Иттайға: Әнди сәнму берип [еқиндин] өткин, деди. Шуниң билән Гатлиқ Иттай һәммә адәмлири вә униң билән маңған барлиқ бала-җақилири өтүп кәтти.
23 Ⱨǝmmǝ hǝlⱪ ɵtüwatⱪanda, pütkül xu yurttikilǝr ⱪattiⱪ awaz bilǝn yiƣlidi. Padixaⱨ ɵzimu Kidron eⱪinidin ɵtkǝndǝ, barliⱪ hǝlⱪ qɵllük tǝripigǝ ⱪarap yol aldi.
Һәммә хәлиқ өтүватқанда, пүткүл шу жуттикиләр қаттиқ аваз билән жиғлиди. Падиша өзиму Кидрон еқинидин өткәндә, барлиқ хәлиқ чөллүк тәрипигә қарап йол алди.
24 Wǝ mana, Zadok bilǝn Lawiylarmu Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini kɵtürüp billǝ kǝldi; ular Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini yǝrdǝ ⱪoydi. Barliⱪ hǝlⱪ xǝⱨǝrdin qiⱪip ɵtküqǝ Abiyatar bolsa, ⱪurbanliⱪlarni sunup turatti.
Вә мана, Задок билән Лавийларму Худаниң әһдә сандуғини көтирип биллә кәлди; улар Худаниң әһдә сандуғини йәрдә қойди. Барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиқип өткичә Абиятар болса, қурбанлиқларни сунуп туратти.
25 Padixaⱨ Zadokⱪa: Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini xǝⱨǝrgǝ yandurup elip kirgin. Mǝn ǝgǝr Pǝrwǝrdigarning kɵzliridǝ iltipat tapsam, U qoⱪum meni yandurup kelidu wǝ U manga ǝⱨdǝ sanduⱪini wǝ Ɵz makanini yǝnǝ kɵrgüzidu;
Падиша Задокқа: Худаниң әһдә сандуғини шәһәргә яндуруп елип киргин. Мән әгәр Пәрвәрдигарниң көзлиридә илтипат тапсам, У чоқум мени яндуруп келиду вә У маңа әһдә сандуғини вә Өз маканини йәнә көргүзиду;
26 lekin U mening toƣramda: Sǝndin hursǝnlikim yoⱪ, desǝ, mana mǝn; U meni ⱪandaⱪ ⱪilixni layiⱪ kɵrsǝ, xundaⱪ ⱪilsun, — dedi.
лекин У мениң тоғрамда: Сәндин хурсәнлигим йоқ, десә, мана мән; У мени қандақ қилишни лайиқ көрсә, шундақ қилсун, — деди.
27 Padixaⱨ kaⱨin Zadokⱪa: Sǝn aldin kɵrgüqi ǝmǝsmu? Sǝn wǝ ɵz oƣlung Ahimaaz wǝ Abiyatarning oƣli Yonatan, yǝni ikkinglarning ikki oƣlunglar sanga ⱨǝmraⱨ bolup tinq-aman xǝⱨǝrgǝ ⱪaytⱪin.
Падиша каһин Задокқа: Сән алдин көргүчи әмәсму? Сән вә өз оғлуң Ахимааз вә Абиятарниң оғли Йонатан, йәни иккиңларниң икки оғлуңлар саңа һәмраһ болуп теч-аман шәһәргә қайтқин.
28 Mana, mǝn silǝrdin hǝwǝr kǝlgüqǝ qɵldiki ɵtkǝllǝrdǝ kütüp turay, — dedi.
Мана, мән силәрдин хәвәр кәлгичә чөлдики өткәлләрдә күтүп турай, — деди.
29 Xuning bilǝn Zadok bilǝn Abiyatar Hudaning ǝⱨdǝ sanduⱪini Yerusalemƣa ⱪayturup berip, u yǝrdǝ ⱪaldi.
Шуниң билән Задок билән Абиятар Худаниң әһдә сандуғини Йерусалимға қайтуруп берип, у йәрдә қалди.
30 Lekin Dawut Zǝytun teƣiƣa qiⱪⱪanda, bexini yepip yalang ayaƣ bolup yiƣlawatatti; uning bilǝn bolƣan ⱨǝmmǝ hǝlⱪning ⱨǝrbiri bexini yepip yiƣlap qiⱪiwatatti.
Лекин Давут Зәйтун теғиға чиққанда, бешини йепип ялаң аяқ болуп жиғлавататти; униң билән болған һәммә хәлиқниң һәр бири бешини йепип жиғлап чиқивататти.
31 Birsi kelip Dawutⱪa: Aⱨitofǝlmu Abxalomning ⱪǝstigǝ ⱪatnaxⱪanlar iqidǝ ikǝn, dedi. Xuning bilǝn Dawut dua ⱪilip: I Pǝrwǝrdigar, Aⱨitofǝlning mǝsliⱨǝtini ǝhmǝⱪanilikkǝ aylandurƣaysǝn, dedi.
Бириси келип Давутқа: Аһитофәлму Абшаломниң қәстигә қатнашқанлар ичидә екән, деди. Шуниң билән Давут дуа қилип: И Пәрвәрдигар, Аһитофәлниң мәслиһәтини ахмақаниликкә айландурғайсән, деди.
32 Dawut taƣning qoⱪⱪisiƣa, yǝni adǝttǝ u mǝhsus Hudaƣa ibadǝt ⱪilidiƣan jayƣa yǝtkǝndǝ, Arkiliⱪ Ⱨuxay toni yirtiⱪ, bexiƣa topa-qang qeqilƣan ⱨalda uning aldiƣa kǝldi.
Давут тағниң чоққисиға, йәни адәттә у мәхсус Худаға ибадәт қилидиған җайға йәткәндә, Аркилиқ Һушай тони житиқ, бешиға топа-чаң чечилған һалда униң алдиға кәлди.
33 Dawut uningƣa: Mening bilǝn barsang, manga yük bolup ⱪalisǝn;
Давут униңға: Мениң билән барсаң, маңа жүк болуп қалисән;
34 lekin xǝⱨǝrgǝ ⱪaytip berip Abxalomƣa: I padixaⱨ, mǝn bügüngǝ ⱪǝdǝr atangning ⱪul-hizmǝtkari bolƣandǝk, ǝmdi sening ⱪul-hizmǝtkaring bolay, disǝng, sǝn mǝn üqün Aⱨitofǝlning mǝsliⱨǝtini bikar ⱪiliwetǝlǝysǝn.
лекин шәһәргә қайтип берип Абшаломға: И падиша, мән бүгүнгә қәдәр атаңниң қул-хизмәткари болғандәк, әнди сениң қул-хизмәткариң болай, дисәң, сән мән үчүн Аһитофәлниң мәслиһәтини бекар қиливетәләйсән.
35 Mana Zadok wǝ Abiyatar degǝn kaⱨinlarmu xu yǝrdǝ sǝn bilǝn billǝ bolidu ǝmǝsmu? Padixaⱨning ordisidin nemǝ anglisang, Zadok bilǝn Abiyatar kaⱨinlarƣa eytⱪin.
Мана Задок вә Абиятар дегән каһинларму шу йәрдә сән билән биллә болиду әмәсму? Падишаһниң ордисидин немә аңлисаң, Задок билән Абиятар каһинларға ейтқин.
36 mana, ularning ikki oƣli, yǝni Zadokning oƣli Ahimaaz bilǝn Abiyatarning oƣli Yonatanmu xu yǝrdǝ ularning yenida turidu. Ⱨǝrnemǝ anglisang, ular arⱪiliⱪ manga hǝwǝr yǝtküzgin — dedi.
мана, уларниң икки оғли, йәни Задокниң оғли Ахимааз билән Абиятарниң оғли Йонатанму шу йәрдә уларниң йенида туриду. Һәр немә аңлисаң, улар арқилиқ маңа хәвәр йәткүзгин — деди.
37 Xuning bilǝn Dawutning dosti Ⱨuxay xǝⱨǝrgǝ bardi; Abxalommu dǝl xu qaƣda Yerusalemƣa kirdi.
Шуниң билән Давутниң дости Һушай шәһәргә барди; Абшаломму дәл шу чағда Йерусалимға кирди.