< Samu'il 2 14 >

1 Əmdi Zǝruiyaning oƣli Yoab padixaⱨ ⱪǝlbining Abxalomƣa tǝlmüriwatⱪanliⱪini bayⱪidi.
Әнди Зәруияниң оғли Йоаб падиша қәлбиниң Абшаломға тәлмүриватқанлиғини байқиди.
2 Xuning üqün Yoab Tǝkoaƣa adǝm ǝwǝtip u yǝrdin danixmǝn bir hotunni ǝkǝldürüp uningƣa: Sǝndin ɵtünǝy, ɵzüngni matǝm tutⱪan kixidǝk kɵrsitip ⱪariliⱪ kiyimi kiyip, ɵzüngni ǝtirlik may bilǝn yaƣlimay, bǝlki ɵzüngni ɵlgüqi üqün uzun waⱪit ⱨazidar bolƣan ayaldǝk ⱪilip
Шуниң үчүн Йоаб Тәкоаға адәм әвәтип у йәрдин данишмән бир хотунни әкәлдүрүп униңға: Сәндин өтүнәй, өзүңни матәм тутқан кишидәк көрситип қарилиқ кийими кийип, өзүңни әтирлик май билән яғлимай, бәлки өзүңни өлгүчи үчүн узун вақит һазидар болған аялдәк қилип
3 [Dawut] padixaⱨning ⱪexiƣa berip uningƣa mundaⱪ degin, — dedi. Xundaⱪ ⱪilip, Yoab demǝkqi bolƣanlirini u ayalƣa ɵgǝtti.
[Давут] падишаниң қешиға берип униңға мундақ дегин, — деди. Шундақ қилип, Йоаб демәкчи болғанлирини у аялға үгәтти.
4 Xuning bilǝn Tǝkoaliⱪ bu ayal padixaⱨning aldiƣa berip, tǝzim ⱪilip, bax urup: I padixaⱨim, meni ⱪutⱪuziwalƣayla, — dedi.
Шуниң билән Тәкоалиқ бу аял падишаниң алдиға берип, тазим қилип, баш уруп: И падишасим, мени қутқузивалғайла, — деди.
5 Padixaⱨ uningdin: Nemǝ dǝrding bar? dǝp soridi. U jawap berip: Mǝn dǝrwǝⱪǝ bir tul hotunmǝn! Erim ɵlüp kǝtti;
Падиша униңдин: Немә дәрдиң бар? дәп сориди. У җавап берип: Мән дәрвәқә бир тул хотунмән! Ерим өлүп кәтти;
6 Dedǝklirining ikki oƣli bar idi. Ikkisi etizliⱪta uruxup ⱪelip, ariƣa qüxidiƣan adǝm bolmiƣaqⱪa, biri yǝnǝ birini urup ɵltürüp ⱪoydi.
Дедәклириниң икки оғли бар еди. Иккиси етизлиқта урушуп қелип, ариға чүшидиған адәм болмиғачқа, бири йәнә бирини уруп өлтүрүп қойди.
7 Mana, ⱨazir pütün ɵydikilǝr dedǝklirigǝ ⱪarxi ⱪopup, inisini ɵltürginini bizgǝ tutup bǝrgin; inisining jenini elip, ⱪǝtl ⱪilƣini üqün biz janƣa jan alimiz. Xuning bilǝnmu miras alƣuqini yoⱪitimiz, dǝwatidu. Ular xundaⱪ ⱪilip yalƣuz ⱪalƣan qoƣumni ɵqürüp, erimgǝ nǝ nam nǝ yǝr yüzidǝ ǝwladmu ⱪaldurƣili ⱪoymaydu, — dedi.
Мана, һазир пүтүн өйдикиләр дедәклиригә қарши қопуп, инисини өлтүргинини бизгә тутуп бәргин; инисиниң җенини елип, қәтл қилғини үчүн биз җанға җан алимиз. Шуниң биләнму мирас алғучини йоқитимиз, дәватиду. Улар шундақ қилип ялғуз қалған чоғумни өчүрүп, еримгә нә нам нә йәр йүзидә әвлатму қалдурғили қоймайду, — деди.
8 Padixaⱨ ayalƣa: Ɵyünggǝ barƣin, mǝn ǝⱨwalƣa ⱪarap sǝn toƣruluⱪ ⱨɵküm qiⱪirimǝn, — dedi.
Падиша аялға: Өйүңгә барғин, мән әһвалға қарап сән тоғрилиқ һөкүм чиқиримән, — деди.
9 Tǝkoaliⱪ ayal padixaⱨⱪa: I, ƣojam padixaⱨ, bu ixta gunaⱨ bolsa, ⱨǝmmisi mening bilǝn atamning jǝmǝti üstidǝ bolsun, padixaⱨ wǝ uning tǝhti bilǝn munasiwǝtsiz bolsun, — dedi.
Тәкоалиқ аял падишаға: И, ғоҗам падиша, бу ишта гуна болса, һәммиси мениң билән атамниң җәмәти үстидә болсун, падиша вә униң тәхти билән мунасивәтсиз болсун, — деди.
10 Padixaⱨ: Birǝr kim sanga [bu toƣruluⱪ] gǝp ⱪilsa, uni mening ⱪeximƣa elip kǝlgin, u seni yǝnǝ awarǝ ⱪilmaydiƣan bolidu, — dedi.
Падишаһ: Бирәр ким саңа [бу тоғрилиқ] гәп қилса, уни мениң қешимға елип кәлгин, у сени йәнә аварә қилмайдиған болиду, — деди.
11 Ayal jawab berip: Undaⱪta padixaⱨ Pǝrwǝrdigar Hudalirini yad ⱪilƣayla, ⱪanƣa ⱪan intiⱪam alƣuqilarning oƣlumni yoⱪatmasliⱪi üqün, ularning ⱨalak ⱪilixiƣa yol ⱪoymiƣayla, — dedi. Padixaⱨ: Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, Sening oƣlungning bir tal qeqi yǝrgǝ qüxmǝydu, — dedi.
Аял җавап берип: Ундақта падиша Пәрвәрдигар Худалирини яд қилғайла, қанға қан интиқам алғучиларниң оғлумни йоқатмаслиғи үчүн, уларниң һалак қилишиға йол қоймиғайла, — деди. Падишаһ: Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Сениң оғлуңниң бир тал чечи йәргә чүшмәйду, — деди.
12 Lekin ayal: Dedǝkliri ƣojam padixaⱨⱪa yǝnǝ bir sɵzni degili ⱪoyƣayla, dewidi, u: Eytⱪin — dedi.
Лекин аял: Дедәклири ғоҗам падишаға йәнә бир сөзни дегили қойғайла, девиди, у: Ейтқин — деди.
13 Ayal yǝnǝ mundaⱪ dedi: Əmdi sili nemixⱪa Hudaning hǝlⱪigǝ xuningƣa ohxax ziyanliⱪ bir ixni niyǝt ⱪildila? Padixaⱨ xu gepi bilǝn ɵzini gunaⱨkar ⱪilip bekitiwatidu, qünki u ɵzi paliƣan kixini ⱪayturup ǝkǝlmidi.
Аял йәнә мундақ деди: Әнди сили немишкә Худаниң хәлқигә шуниңға охшаш зиянлиқ бир ишни нийәт қилдила? Падиша шу гепи билән өзини гунакар қилип бекитиватиду, чүнки у өзи палиған кишини қайтуруп әкәлмиди.
14 Dǝrwǝⱪǝ ⱨǝmmimiz qoⱪum ɵlüp, yǝrgǝ tɵkülgǝn, ⱪaytidin yiƣiwalƣili bolmaydiƣan sudǝk bolimiz. Lekin Huda adǝmning jenini elixⱪa ǝmǝs, bǝlki Ɵz palanƣinini Ɵzigǝ ⱪayturup ǝkilixkǝ ilaj ⱪilidu.
Дәрвәқә һәммимиз чоқум өлүп, йәргә төкүлгән, қайтидин жиғивалғили болмайдиған судәк болимиз. Лекин Худа адәмниң җенини елишқа әмәс, бәлки Өз паланғинини Өзигә қайтуруп әкилишкә илаҗ қилиду.
15 Əmǝliyǝttǝ, mening ƣojam padixaⱨⱪa xu ix toƣrisidin sɵz ⱪilƣili keliximning sǝwǝbi, hǝlⱪ meni ⱪorⱪatti. Lekin dedǝkliri: Bu gǝpni padixaⱨⱪa eytay! Padixaⱨ bǝlkim ɵz qɵrisining iltimasini bǝja kǝltürǝr, degǝn oyda boldi.
Әмәлийәттә, мениң ғоҗам падишаға шу иш тоғрисидин сөз қилғили келишимниң сәвәви, хәлиқ мени қорқатти. Лекин дедәклири: Бу гәпни падишаға ейтай! Падиша бәлким өз чөрисиниң илтимасини беҗа кәлтүрәр, дегән ойда болди.
16 Qünki padixaⱨ anglixi mumkin, qɵrisini ⱨǝm oƣlumni Hudaning mirasidin tǝng yoⱪatmaⱪqi bolƣan kixining ⱪolidin ⱪutⱪuzup ⱪalar.
Чүнки падиша аңлиши мүмкин, чөрисини һәм оғлумни Худаниң мирасидин тәң йоқатмақчи болған кишиниң қолидин қутқузуп қалар.
17 Xunga dedǝkliri, ƣojam padixaⱨning sɵzi manga aramliⱪ berǝr, dǝp oylidim. Qünki ƣojam padixaⱨ Hudaning bir pǝrixtisidǝk yahxi-yamanni pǝrⱪ ǝtküqidur. Pǝrwǝrdigar Hudaliri sili bilǝn billǝ bolƣay!
Шуңа дедәклири, ғоҗам падишаниң сөзи маңа арамлиқ берәр, дәп ойлидим. Чүнки ғоҗам падиша Худаниң бир пәриштисидәк яхши-яманни пәриқ әткүчидур. Пәрвәрдигар Худалири сили билән биллә болғай!
18 Padixaⱨ ayalƣa jawab berip: Sǝndin ɵtünimǝnki, mǝn sǝndin sorimaⱪqi bolƣan ixni mǝndin yoxurmiƣaysǝn, dedi. Ayal: Ƣojam padixaⱨ sɵz ⱪilsila, dedi.
Падиша аялға җавап берип: Сәндин өтүнимәнки, мән сәндин соримақчи болған ишни мәндин йошурмиғайсән, деди. Аял: Ғоҗам падиша сөз қилсила, деди.
19 Padixaⱨ: Bu gǝpliringning ⱨǝmmisi Yoabning kɵrsǝtmisimu, ⱪandaⱪ? — dedi. Ayal jawab berip: I, ƣojam padixaⱨ, silining janliri bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, ƣojam padixaⱨ eytⱪanliri ongƣimu, solƣimu ⱪaymaydiƣan ⱨǝⱪiⱪǝttur. Dǝrwǝⱪǝ silining ⱪulliri Yoab manga xuni tapilap, bu sɵzlǝrni dedǝklirining aƣziƣa saldi.
Падишаһ: Бу гәплириңниң һәммиси Йоабниң көрсәтмисиму, қандақ? — деди. Аял җавап берип: И, ғоҗам падиша, силиниң җанлири билән қәсәм қилимәнки, ғоҗам падиша ейтқанлири оңғиму, солғиму қаймайдиған һәқиқәттур. Дәрвәқә силиниң қуллири Йоаб маңа шуни тапилап, бу сөзләрни дедәклириниң ағзиға салди.
20 Yoabning bundaⱪ ⱪilixi bu ixni ⱨǝl ⱪilix üqün idi. Ƣojamning danaliⱪi Hudaning bir pǝrixtisiningkidǝk ikǝn, zeminda yüz beriwatⱪan ⱨǝmmǝ ixlarni bilidikǝn, — dedi.
Йоабниң бундақ қилиши бу ишни һәл қилиш үчүн еди. Ғоҗамниң даналиғи Худаниң бир пәриштисиниңкидәк екән, зиминда йүз бериватқан һәммә ишларни билидикән, — деди.
21 Xuning bilǝn padixaⱨ Yoabⱪa: Maⱪul! Mana, bu ixⱪa ijazǝt bǝrdim. Berip u yigit Abxalomni elip kǝlgin, dedi.
Шуниң билән падиша Йоабқа: Мақул! Мана, бу ишқа иҗазәт бәрдим. Берип у жигит Абшаломни елип кәлгин, деди.
22 Yoab yǝrgǝ yiⱪilip bax urup, padixaⱨⱪa bǝht-bǝrikǝt tilidi. Andin Yoab: I ƣojam padixaⱨ, ɵz ⱪulungning tǝlipigǝ ijazǝt bǝrginingdin, ɵz ⱪulungning sening aldingda iltipat tapⱪinini bügün bildim, — dedi.
Йоаб йәргә жиқилип баш уруп, падишаға бәхит-бәрикәт тилиди. Андин Йоаб: И ғоҗам падиша, өз қулуңниң тәливигә иҗазәт бәргиниңдин, өз қулуңниң сениң алдиңда илтипат тапқинини бүгүн билдим, — деди.
23 Andin Yoab ⱪozƣilip, Gǝxurƣa berip Abxalomni Yerusalemƣa elip kǝldi.
Андин Йоаб қозғилип, Гәшурға берип Абшаломни Йерусалимға елип кәлди.
24 Əmma padixaⱨ: — U mening yüzümni kɵrmǝy, ɵz ɵyigǝ barsun, degǝnidi. Xunga Abxalom padixaⱨning yüzini kɵrmǝy, ɵz ɵyigǝ kǝtti.
Амма падиша: — У мениң йүзүмни көрмәй, өз өйигә барсун, дегән еди. Шуңа Абшалом падишаниң йүзини көрмәй, өз өйигә кәтти.
25 Əmdi pütkül Israil tǝwǝsidǝ Abxalomdǝk qirayliⱪ dǝp mahtalƣan adǝm yoⱪ idi. Tapinidin tartip qoⱪⱪusiƣiqǝ uningda ⱨeq ǝyib yoⱪ idi.
Әнди пүткүл Исраил тәвәсидә Абшаломдәк чирайлиқ дәп махталған адәм йоқ еди. Тапинидин тартип чоққусиғичә униңда һеч әйип йоқ еди.
26 Uning qeqini qüxürgǝndǝ (u ⱨǝr yilning ahirida qeqini qüxürǝtti; qeqi eƣirlixip kǝtkǝqkǝ, xunga uni qüxürǝtti), qeqini padixaⱨning «ɵlqǝm taraza»si bilǝn tartsa ikki yüz xǝkǝl qiⱪatti.
Униң чечини чүшүргәндә (у һәр жилниң ахирида чечини чүшүрәтти; чечи еғирлишип кәткәчкә, шуңа уни чүшүрәтти), чечини падишаниң «өлчәм тараза»си билән тартса икки йүз шәкәл чиқатти.
27 Abxalomdin üq oƣul wǝ Tamar isimlik bir ⱪiz tuƣuldi. Ⱪizi tolimu qirayliⱪ idi.
Абшаломдин үч оғул вә Тамар исимлиқ бир қиз туғулди. Қизи толиму чирайлиқ еди.
28 Abxalom padixaⱨning yüzini kɵrmǝy, Yerusalemda toptoƣra ikki yil toxⱪuqǝ turdi;
Абшалом падишаниң йүзини көрмәй, Йерусалимда топтоғра икки жил тошқичә турди;
29 Abxalom Yoabⱪa adǝm mangdurup, ɵzini padixaⱨning ⱪexiƣa ǝwǝtixini ɵtündi, ǝmma u kǝlgili unimidi. Abxalom ikkinqi ⱪetim uning yeniƣa adǝm ǝwǝtti, lekin Yoab kelixni halimidi.
Абшалом Йоабқа адәм маңдуруп, өзини падишаниң қешиға әвәтишини өтүнди, амма у кәлгили унимиди. Абшалом иккинчи қетим униң йениға адәм әвәтти, лекин Йоаб келишни халимиди.
30 Xuning bilǝn Abxalom ɵz hizmǝtkarliriƣa: — Yoabning meningkigǝ yandax arpa teriⱪliⱪ bir parqǝ etizliⱪi bar. Berip uningƣa ot ⱪoyunglar, dǝp buyrudi. Xundaⱪ ⱪilip, Abxalomning hizmǝtkarliri Yoabning bu bir parqǝ etizliⱪiƣa ot ⱪoydi.
Шуниң билән Абшалом өз хизмәткарлириға: — Йоабниң мениңкигә яндаш арпа териқлиқ бир парчә етизлиғи бар. Берип униңға от қоюңлар, дәп буйруди. Шундақ қилип, Абшаломниң хизмәткарлири Йоабниң бу бир парчә етизлиғиға от қойди.
31 Andin Yoab ⱪozƣilip Abxalomning ɵyigǝ kirip uningdin: Nemixⱪa hizmǝtkarliring etizliⱪimƣa ot ⱪoydi! — dǝp soridi.
Андин Йоаб қозғилип Абшаломниң өйигә кирип униңдин: Немишкә хизмәткарлириң етизлиғимға от қойди! — дәп сориди.
32 Abxalom Yoabⱪa jawab berip: Mana, mǝn sanga adǝm ǝwǝtip: Ⱪeximƣa kǝlsun, andin padixaⱨning ⱪexiƣa manga wakalitǝn barƣuzup uningƣa: Mǝn nemixⱪa Gǝxurdin yenip kǝlgǝndimǝn? U yǝrdǝ ⱪalsam, yahxi bolattikǝn, dǝp eytⱪuzmaⱪqi idim. Əmdi padixaⱨ bilǝn didarlaxsam dǝymǝn; mǝndǝ ⱪǝbiⱨlik bolsa, u meni ɵltürsun, — dedi.
Абшалом Йоабқа җавап берип: Мана, мән саңа адәм әвәтип: Қешимға кәлсун, андин падишаниң қешиға маңа вакалитән барғузуп униңға: Мән немишкә Гәшурдин йенип кәлгәндимән? У йәрдә қалсам, яхши болаттикән, дәп ейтқузмақчи едим. Әнди падиша билән дидарлашсам дәймән; мәндә қәбиһлик болса, у мени өлтүрсун, — деди.
33 Xuning bilǝn Yoab padixaⱨning ⱪexiƣa berip, uningƣa bu hǝwǝrni yǝtküzdi. Padixaⱨ Abxalomni qaⱪirdi; u padixaⱨning ⱪexiƣa kelip, padixaⱨning aldida tǝzim ⱪilip bax urdi; padixaⱨ Abxalomni sɵydi.
Шуниң билән Йоаб падишаниң қешиға берип, униңға бу хәвәрни йәткүзди. Падиша Абшаломни чақирди; у падишаниң қешиға келип, падишаниң алдида тазим қилип баш урди; падиша Абшаломни сөйди.

< Samu'il 2 14 >