< Samu'il 2 13 >

1 Dawutning oƣli Abxalomning Tamar degǝn qirayliⱪ bir singlisi bar idi. Bu ixlardin keyin, Dawutning oƣli Amnon uningƣa axiⱪ bolup ⱪaldi.
Давутниң оғли Абшаломниң Тамар дегән чирайлиқ бир сиңлиси бар еди. Бу ишлардин кейин, Давутниң оғли Амнон униңға ашиқ болуп қалди.
2 Amnon singlisi Tamarning ixⱪida xunqǝ dǝrd tarttiki, u kesǝl bolup ⱪaldi. Əmma Tamar tehi ⱪiz idi; xuning bilǝn Amnonƣa uni bir ix ⱪilix mumkin bolmaydiƣandǝk kɵründi.
Амнон сиңлиси Тамарниң ишқида шунчә дәрд тарттики, у кесәл болуп қалди. Амма Тамар техи қиз еди; шуниң билән Амнонға уни бир иш қилиш мүмкин болмайдиғандәк көрүнди.
3 Lekin Amnonning Yonadab isimlik bir dosti bar idi. U Dawutning akisi Ximeaⱨning oƣli idi. Bu Yonadab tolimu ⱨiyligǝr bir kixi idi.
Лекин Амнонниң Йонадаб исимлиқ бир дости бар еди. У Давутниң акиси Шимеаһниң оғли еди. Бу Йонадаб толиму һейлигәр бир киши еди.
4 U Amnonƣa: Sǝn padixaⱨning oƣli turup, nemixⱪa kündin küngǝ bundaⱪ jüdǝp ketisǝn? Ⱪeni, manga eytip bǝr, dedi. Amnon uningƣa: Mǝn inim Abxalomning singlisi Tamarƣa axiⱪ boldum, dedi.
У Амнонға: Сән падишаниң оғли туруп, немишкә күндин күнгә бундақ җүдәп кетисән? Қени, маңа ейтип бәр, деди. Амнон униңға: Мән иним Абшаломниң сиңлиси Тамарға ашиқ болдум, деди.
5 Yonadab uningƣa: Sǝn aƣrip orun tutup, yetip ⱪalƣan boluwal; atang seni kɵrgili kǝlgǝndǝ uningƣa: Singlim Tamar kelip manga tamaⱪ bǝrsun; uning tamaⱪ ǝtkinini kɵrüxüm üqün, aldimda tamaⱪ etip bǝrsun, mǝn uning ⱪolidin tamaⱪ yǝy, dǝp eytⱪin, dedi.
Йонадаб униңға: Сән ағрип орун тутуп, йетип қалған болувал; атаң сени көргили кәлгәндә униңға: Сиңлим Тамар келип маңа тамақ бәрсун; униң тамақ әткинини көрүшүм үчүн, алдимда тамақ етип бәрсун, мән униң қолидин тамақ йәй, дәп ейтқин, деди.
6 Xuning bilǝn Amnon yetiwelip ɵzini kesǝl kɵrsǝtti. Padixaⱨ uni kɵrgili kǝlgǝndǝ, Amnon padixaⱨⱪa: Ɵtünimǝn, singlim Tamar bu yǝrgǝ kelip, manga ikki ⱪoturmaq tǝyyar ⱪilip bǝrsun, andin mǝn uning ⱪolidin elip yǝy, dedi.
Шуниң билән Амнон йетивелип өзини кесәл көрсәтти. Падиша уни көргили кәлгәндә, Амнон падишаға: Өтүнимән, сиңлим Тамар бу йәргә келип, маңа икки қотурмач тәйяр қилип бәрсун, андин мән униң қолидин елип йәй, деди.
7 Xuning bilǝn Dawut ordisiƣa adǝm ǝwǝtip Tamarƣa: Sǝndin ɵtünimǝnki, akang Amnonning ɵyigǝ berip, uningƣa yegüdǝk bir nemǝ tǝyyarlap bǝrgin, dǝp eytti.
Шуниң билән Давут ордисиға адәм әвәтип Тамарға: Сәндин өтүнимәнки, акаң Амнонниң өйигә берип, униңға йегидәк бир немә тәйярлап бәргин, дәп ейтти.
8 Tamar Amnonning ɵyigǝ bardi; u yatⱪanidi. U un elip yuƣurup, ⱪoturmaqlarni kɵz aldida ǝtti.
Тамар Амнонниң өйигә барди; у ятқан еди. У ун елип жуғуруп, қотурмачларни көз алдида әтти.
9 Andin u ⱪoturmaqni ⱪazandin elip, uning aldiƣa ⱪoydi. Lekin u yigili unimidi; u: — Ⱨǝmmǝ adǝm mening ⱪeximdin qiⱪip kǝtsun, dedi. Xuning bilǝn ⱨǝmmǝ kixilǝr uning ⱪexidin qiⱪip kǝtti.
Андин у қотурмачни қазандин елип, униң алдиға қойди. Лекин у йигили унимиди; у: — Һәммә адәм мениң қешимдин чиқип кәтсун, деди. Шуниң билән һәммә кишиләр униң қешидин чиқип кәтти.
10 Andin Amnon Tamarƣa: Taamni iqkiriki ⱨujriƣa elip kirgin, andin ⱪolungdin elip yǝymǝn, — dedi. Tamar ɵzi ǝtkǝn ⱪoturmaqni iqkiriki ⱨujriƣa, akisi Amnonning ⱪexiƣa elip kirdi.
Андин Амнон Тамарға: Таамни ичкирики һуҗриға елип киргин, андин қолуңдин елип йәймән, — деди. Тамар өзи әткән қотурмачни ичкирики һуҗриға, акиси Амнонниң қешиға елип кирди.
11 Tamar ularni uningƣa yegüzüp ⱪoymaⱪqi boluwidi, u uni tutuwelip: I singlim, kǝl! Mǝn bilǝn yatⱪin! dedi.
Тамар уларни униңға йегүзүп қоймақчи болувиди, у уни тутувелип: И сиңлим, кәл! Мән билән ятқин! деди.
12 Lekin u uningƣa jawab berip: Yaⱪ, i aka, meni nomusⱪa ⱪoymiƣin! Israilda bundaⱪ ix yoⱪ! Sǝn bundaⱪ pǝskǝxlik ⱪilmiƣin!
Лекин у униңға җавап берип: Яқ, и ака, мени номусқа қоймиғин! Исраилда бундақ иш йоқ! Сән бундақ пәскәшлик қилмиғин!
13 Mǝn bu xǝrmǝndiqilikni ⱪandaⱪmu kɵtürüp yürǝlǝymǝn?! Sǝn bolsang Israilning arisidiki ǝhmǝⱪlǝrdin bolup ⱪalisǝn. Ɵtünüp ⱪalay, pǝⱪǝt padixaⱨⱪa desǝngla, u meni sanga tǝwǝ boluxtin tosimaydu, — dedi.
Мән бу шәрмәндичиликни қандақму көтирип жүрәләймән?! Сән болсаң Исраилниң арисидики ахмақлардин болуп қалисән. Өтүнүп қалай, пәқәт падишаға десәңла, у мени саңа тәвә болуштин тосимайду, — деди.
14 Lekin u uning sɵzigǝ ⱪulaⱪ salmidi. U uningdin küqlük kelip, uni zorlap ayaƣ asti ⱪilip uning bilǝn yatti.
Лекин у униң сөзигә қулақ салмиди. У униңдин күчлүк келип, уни зорлап аяқ асти қилип униң билән ятти.
15 Andin Amnon uningƣa intayin ⱪattiⱪ nǝprǝtlǝndi; uning uningƣa bolƣan nǝpriti uningƣa bolƣan ǝslidiki muⱨǝbbitidin ziyadǝ boldi. Amnon uningƣa: Ⱪopup, yoⱪal! — dedi.
Андин Амнон униңға интайин қаттиқ нәпрәтләнди; униң униңға болған нәприти униңға болған әслидики муһәббитидин зиядә болди. Амнон униңға: Қопуп, йоқал! — деди.
16 Tamar uningƣa: Yaⱪ! Meni ⱨǝydigǝn gunaⱨing sǝn ⱨeli manga ⱪilƣan xu ixtin bǝttǝrdur, dedi. Lekin Amnon uningƣa ⱪulaⱪ salmidi,
Тамар униңға: Яқ! Мени һайдиған гунайиң сән һели маңа қилған шу иштин бәттәрдур, деди. Лекин Амнон униңға қулақ салмиди,
17 bǝlki hizmitidiki yax yigitni qaⱪirip: Bu [hotunni] manga qaplaxturmay, sirtⱪa qiⱪiriwǝt, andin ixikni taⱪap ⱪoy, dedi.
бәлки хизмитидики яш жигитни чақирип: Бу [хотунни] маңа чаплаштурмай, сиртқа чиқиривәт, андин ишикни тақап қой, деди.
18 Tamar tolimu rǝngdar bir kɵnglǝk kiygǝnidi; qünki padixaⱨning tehi yatliⱪ bolmiƣan ⱪizliri xundaⱪ kiyim kiyǝtti. Amnonning hizmǝtkari uni ⱪoƣlap qiⱪirip, ixikni taⱪiwaldi.
Тамар толиму рәңдар бир көйнәк кийгән еди; чүнки падишаниң техи ятлиқ болмиған қизлири шундақ кийим кийәтти. Амнонниң хизмәткари уни қоғлап чиқирип, ишикни тақивалди.
19 Tamar bexiƣa kül qeqip, kiygǝn rǝngdar kɵnglikini yirtip, ⱪolini bexiƣa ⱪoyup yiƣliƣan peti ketiwatatti.
Тамар бешиға күл чечип, кийгән рәңдар көйнигини житип, қолини бешиға қоюп жиғлиған пети кетивататти.
20 Akisi Abxalom uningƣa: Akang Amnon sǝn bilǝn yattimu? Ⱨazirqǝ jim turƣin, singlim. U sening akang ǝmǝsmu? Bu ixni kɵnglüggǝ almiƣin, — dedi. Tamar akisi Abxalomning ɵyidǝ kɵngli sunuⱪ ⱨalda turup ⱪaldi.
Акиси Абшалом униңға: Акаң Амнон сән билән яттиму? Һазирчә җим турғин, сиңлим. У сениң акаң әмәсму? Бу ишни көңлүггә алмиғин, — деди. Тамар акиси Абшаломниң өйидә көңли сунуқ һалда туруп қалди.
21 Dawut padixaⱨmu bolƣan barliⱪ ixlarni anglap intayin aqqiⱪlandi.
Давут падишаму болған барлиқ ишларни аңлап интайин аччиқланди.
22 Abxalom bolsa Amnonƣa ya yahxi, ya yaman ⱨeq gǝp ⱪilmidi. Qünki Abxalom singlisi Tamarni Amnonning horliƣanliⱪidin uni ɵq kɵrǝtti.
Абшалом болса Амнонға я яхши, я яман һеч гәп қилмиди. Чүнки Абшалом сиңлиси Тамарни Амнонниң хорлиғанлиғидин уни өч көрәтти.
23 Toluⱪ ikki yil ɵtüp, Əfraimƣa yeⱪin Baal-Ⱨazorda Abxalomning ⱪirⱪiƣuqiliri ⱪoylirini ⱪirⱪiwatatti; u padixaⱨning ⱨǝmmǝ oƣullirini tǝklip ⱪildi.
Толуқ икки жил өтүп, Әфраимға йеқин Баал-Һазорда Абшаломниң қирқиғучилири қойлирини қирқивататти; у падишаниң һәммә оғуллирини тәклип қилди.
24 Abxalom padixaⱨning ⱪexiƣa kelip: Mana ⱪulliri ⱪoylirini ⱪirⱪitiwatidu, padixaⱨ wǝ hizmǝtkarlirining silining ⱪulliri bilǝn billǝ berixini ɵtünimǝn, — dedi.
Абшалом падишаниң қешиға келип: Мана қуллири қойлирини қирқитиватиду, падиша вә хизмәткарлириниң силиниң қуллири билән биллә беришини өтүнимән, — деди.
25 Padixaⱨ Abxalomƣa: Yaⱪ, oƣlum, biz ⱨǝmmimiz barmayli, sanga eƣirqiliⱪ qüxüp ⱪalmisun, — dedi. Abxalom xunqǝ desimu, u barƣili unimidi, bǝlki uningƣa amǝt tilidi.
Падиша Абшаломға: Яқ, оғлум, биз һәммимиз бармайли, саңа еғирчилиқ чүшүп қалмисун, — деди. Абшалом шунчә десиму, у барғили унимиди, бәлки униңға амәт тилиди.
26 Lekin Abxalom: Əgǝr berixⱪa unimisila, akam Amnonni biz bilǝn barƣili ⱪoysila, — dedi. Padixaⱨ uningdin: Nemixⱪa u sening bilǝn baridu?» — dǝp soridi.
Лекин Абшалом: Әгәр беришқа унимисила, акам Амнонни биз билән барғили қойсила, — деди. Падиша униңдин: Немишкә у сениң билән бариду?» — дәп сориди.
27 Əmma Abxalom uni kɵp zorliƣini üqün u Amnonning, xundaⱪla padixaⱨning ⱨǝmmǝ oƣullirining uning bilǝn billǝ berixiƣa ⱪoxuldi.
Амма Абшалом уни көп зорлиғини үчүн у Амнонниң, шундақла падишаниң һәммә оғуллириниң униң билән биллә беришиға қошулди.
28 Abxalom ɵz ƣulamliriƣa buyrup: Sǝgǝk turunglar, Amnon xarab iqip hux kǝyp bolƣanda, mǝn silǝrgǝ Amnonni urunglar desǝm, uni dǝrⱨal ɵltürünglar. Ⱪorⱪmanglar! Bularni silǝrgǝ buyruƣuqi mǝn ǝmǝsmu? Jür’ǝtlik bolup baturluⱪ kɵrsitinglar — dedi.
Абшалом өз ғуламлириға буйруп: Сәгәк туруңлар, Амнон шарап ичип хуш кәйп болғанда, мән силәргә Амнонни уруңлар десәм, уни дәрһал өлтүрүңлар. Қорқмаңлар! Буларни силәргә буйруғучи мән әмәсму? Җүръәтлик болуп батурлуқ көрситиңлар — деди.
29 Xuning bilǝn Abxalomning ƣulamliri Amnonƣa Abxalom ɵzi buyruƣandǝk ⱪildi. Xuan padixaⱨning ⱨǝmmǝ oƣulliri ⱪopup, ⱨǝr biri ɵz ⱪeqiriƣa minip ⱪaqti.
Шуниң билән Абшаломниң ғуламлири Амнонға Абшалом өзи буйруғандәк қилди. Шуан падишаниң һәммә оғуллири қопуп, һәр бири өз қечириға минип қачти.
30 Xundaⱪ boldiki, ular tehi yolda ⱪeqip ketiwatⱪanda, «Abxalom padixaⱨning ⱨǝmmǝ oƣullirini ɵltürdi. Ularning ⱨeq biri ⱪalmidi» degǝn hǝwǝr Dawutⱪa yǝtküzüldi.
Шундақ болдики, улар техи йолда қечип кетиватқанда, «Абшалом падишаниң һәммә оғуллирини өлтүрди. Уларниң һеч бири қалмиди» дегән хәвәр Давутқа йәткүзүлди.
31 Padixaⱨ ⱪopup kiyimlirini yirtip yǝrdǝ düm yatti; uning ⱨǝmmǝ ⱪul-hizmǝtkarliri bolsa kiyimliri yirtiⱪ ⱨalda yenida turatti.
Падиша қопуп кийимлирини житип йәрдә дүм ятти; униң һәммә қул-хизмәткарлири болса кийимлири житиқ һалда йенида туратти.
32 Əmma Dawutning akisi Ximeaⱨning oƣli Yonadab uningƣa: — Ƣojam, ular padixaⱨning oƣulliri bolƣan ⱨǝmmǝ yigitlǝrni ɵltürdi, dǝp hiyal ⱪilmisila. Qünki pǝⱪǝt Amnon ɵldi; u ix Amnonning Abxalomning singlisi Tamarni har ⱪilƣan kündin baxlap Abxalomning aƣzidin qiⱪarmiƣan niyiti idi.
Амма Давутниң акиси Шимеаһниң оғли Йонадаб униңға: — Ғоҗам, улар падишаниң оғуллири болған һәммә жигитләрни өлтүрди, дәп хиял қилмисила. Чүнки пәқәт Амнон өлди; у иш Амнонниң Абшаломниң сиңлиси Тамарни хар қилған күндин башлап Абшаломниң ағзидин чиқармиған нийити еди.
33 Əmdi ƣojam padixaⱨ «Padixaⱨning ⱨǝmmǝ oƣulliri ɵldi» degǝn oyda bolup kɵngüllirini biaram ⱪilmisila. Qünki pǝⱪǝt Amnonla ɵldi — dedi.
Әнди ғоҗам падиша «Падишаһниң һәммә оғуллири өлди» дегән ойда болуп көңүллирини беарам қилмисила. Чүнки пәқәт Амнонла өлди — деди.
34 Abxalom bolsa ⱪeqip kǝtkǝnidi. [Yerusalemdiki] kɵzǝtqi ƣulam ⱪariwidi, mana, ƣǝrb tǝripidin taƣning yenidiki yol bilǝn nurƣun adǝmlǝr keliwatatti.
Абшалом болса қечип кәткән еди. [Йерусалимдики] күзәтчи ғулам қаривиди, мана, ғәрип тәрипидин тағниң йенидики йол билән нурғун адәмләр келивататти.
35 Yonadab padixaⱨⱪa: Mana, padixaⱨning oƣulliri kǝldi. Dǝl ⱪulliri degǝndǝk boldi — dedi.
Йонадаб падишаға: Мана, падишаниң оғуллири кәлди. Дәл қуллири дегәндәк болди — деди.
36 Sɵzini tügitip turiwidi, padixaⱨning oƣulliri kelip ⱪattiⱪ yiƣa-zar ⱪildi. Padixaⱨ bilǝn hizmǝtkarlirimu ⱪattiⱪ yiƣlaxti.
Сөзини түгитип туривиди, падишаниң оғуллири келип қаттиқ жиға-зерә қилди. Падиша билән хизмәткарлириму қаттиқ жиғлашти.
37 Lekin Abxalom bolsa Gǝxurning padixaⱨi, Ammiⱨudning oƣli Talmayning ⱪexiƣa bardi. Dawut oƣli üqün ⱨǝr küni ⱨaza tutup ⱪayƣurdi.
Лекин Абшалом болса Гәшурниң падишаси, Аммиһудниң оғли Талмайниң қешиға барди. Давут оғли үчүн һәр күни һаза тутуп қайғурди.
38 Abxalom ⱪeqip, Gǝxurƣa berip u yǝrdǝ üq yil turdi.
Абшалом қечип, Гәшурға берип у йәрдә үч жил турди.
39 Dawut padixaⱨning ⱪǝlbi Abxalomning yeniƣa berixⱪa intizar boldi; qünki u Amnonƣa nisbǝtǝn tǝsǝlli tapⱪanidi, qünki u ɵlgǝnidi.
Давут падишаниң қәлби Абшаломниң йениға беришқа интизар болди; чүнки у Амнонға нисбәтән тәсәлли тапқан еди, чүнки у өлгән еди.

< Samu'il 2 13 >