< Samu'il 2 11 >

1 Xundaⱪ boldiki, yengi yilning bexida, padixaⱨlar jǝnggǝ atlanƣan waⱪitta Dawut Yoabni adǝmliri bilǝn ⱨǝmdǝ ⱨǝmmǝ Israilni jǝnggǝ mangdurdi; ular Ammoniylarning zeminini wǝyran ⱪilip, Rabbaⱨ xǝⱨirini muⱨasirigǝ aldi. Lekin Dawut Yerusalemda ⱪaldi.
Шундақ болдики, йеңи жилниң бешида, падишалар җәңгә атланған вақитта Давут Йоабни адәмлири билән һәмдә һәммә Исраилни җәңгә маңдурди; улар Аммонийларниң зиминини вәйран қилип, Раббаһ шәһирини муһасиригә алди. Лекин Давут Йерусалимда қалди.
2 Bir küni kǝqtǝ Dawut kariwattin ⱪopup, padixaⱨ ordisining ɵgizisidǝ aylinip yürǝtti; ɵgzidin u munqida yuyuniwatⱪan bir ayalni kɵrdi. Bu ayal bǝk qirayliⱪ idi.
Бир күни кәчтә Давут кариваттин қопуп, падиша ордисиниң өгизисидә айлинип жүрәтти; өгүздин у мунчида жуюниватқан бир аялни көрди. Бу аял бәк чирайлиқ еди.
3 Dawut adǝm ǝwǝtip, ayalning hǝwirini soridi; birsi uningƣa: — Bu Eliamning ⱪizi, Ⱨittiy Uriyaning ayali Bat-Xeba ǝmǝsmu? — dedi.
Давут адәм әвәтип, аялниң хәвирини сориди; бириси униңға: — Бу Елиамниң қизи, Һиттий Урияниң аяли Бат-Шеба әмәсму? — деди.
4 Dawut kixi ǝwǝtip, uni ⱪexiƣa ǝkǝltürdi (u waⱪitta u adǝttin pakliniwatⱪanidi). U uning ⱪexiƣa kǝlgǝndǝ, Dawut uning bilǝn billǝ boldi; andin u ɵz ɵyigǝ yenip kǝtti.
Давут киши әвәтип, уни қешиға әкәлтүрди (у вақитта у адәттин паклиниватқан еди). У униң қешиға кәлгәндә, Давут униң билән биллә болди; андин у өз өйигә йенип кәтти.
5 Xuning bilǝn u ayal ⱨamilidar boldi, ⱨǝm Dawutⱪa: Mening boyumda ⱪaptu, dǝp hǝwǝr ǝwǝtti.
Шуниң билән у аял һамилдар болди, һәм Давутқа: Мениң боюмда қапту, дәп хәвәр әвәтти.
6 Xuning bilǝn Dawut Yoabⱪa hǝwǝr yǝtküzüp: Ⱨittiy Uriyani mening ⱪeximƣa ǝwǝtinglar, dedi. Yoab Uriyani Dawutning ⱪexiƣa mangdurdi.
Шуниң билән Давут Йоабқа хәвәр йәткүзүп: Һиттий Урияни мениң қешимға әвәтиңлар, деди. Йоаб Урияни Давутниң қешиға маңдурди.
7 Uriya Dawutning ⱪexiƣa kǝlgǝndǝ, u Yoabning ⱨalini, hǝlⱪning ⱨalini wǝ jǝng ǝⱨwalini soridi.
Урия Давутниң қешиға кәлгәндә, у Йоабниң һалини, хәлиқниң һалини вә җәң әһвалини сориди.
8 Andin Dawut Uriyaƣa: Ɵz ɵyünggǝ berip putliringni yuƣin, dedi. Uriya padixaⱨning ordisidin qiⱪⱪanda, padixaⱨ kǝynidin uningƣa bir sowƣa ǝwǝtti.
Андин Давут Урияға: Өз өйүңгә берип путлириңни жуйғин, деди. Урия падишаниң ордисидин чиққанда, падиша кәйнидин униңға бир соға әвәтти.
9 Lekin Uriya ɵz ɵyigǝ barmay, padixaⱨning ordisining dǝrwazisida, ƣojisining baxⱪa ⱪul-hizmǝtkarlirining arisida yatti.
Лекин Урия өз өйигә бармай, падишаниң ордисиниң дәрвазисида, ғоҗисиниң башқа қул-хизмәткарлириниң арисида ятти.
10 Ular Dawutⱪa: Uriya ɵz ɵyigǝ barmidi, dǝp hǝwǝr bǝrdi. Dawut Uriyadin: Sǝn yiraⱪ sǝpǝrdin kǝlding ǝmǝsmu? Nemixⱪa ɵz ɵyünggǝ kǝtmiding? — dǝp soridi.
Улар Давутқа: Урия өз өйигә бармиди, дәп хәвәр бәрди. Давут Уриядин: Сән жирақ сәпәрдин кәлдиң әмәсму? Немишкә өз өйүңгә кәтмидиң? — дәп сориди.
11 Uriya Dawutⱪa: Mana, ǝⱨdǝ sanduⱪi, Israillar wǝ Yǝⱨudalar bolsa kǝpilǝrdǝ turup, ƣojam Yoab bilǝn ƣojamning hizmǝtkarliri oquⱪ dalada qedir tikip yetiwatsa, mǝn yǝp-iqip, ayalim bilǝn yetixⱪa ɵyümgǝ baraymu? Sening jening bilǝn wǝ ⱨayating bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, mǝn undaⱪ ixni ⱪilmaymǝn — dedi.
Урия Давутқа: Мана, әһдә сандуғи, Исраиллар вә Йәһудалар болса кәпиләрдә туруп, ғоҗам Йоаб билән ғоҗамниң хизмәткарлири очуқ далада чедир тикип йетиватса, мән йәп-ичип, аялим билән йетишқа өйүмгә барайму? Сениң җениң билән вә һаятиң билән қәсәм қилимәнки, мән ундақ ишни қилмаймән — деди.
12 Dawut Uriyaƣa: Bügün bu yǝrdǝ ⱪalƣin, ǝtǝ seni kǝtküzwetimǝn, — dedi. Uriya u küni wǝ ǝtisi Yerusalemda ⱪaldi.
Давут Урияға: Бүгүн бу йәрдә қалғин, әтә сени кәткүзветимән, — деди. Урия у күни вә әтиси Йерусалимда қалди.
13 Dawut uni qaⱪirip ⱨǝmdastihan ⱪilip, yǝp-iqküzüp mǝst ⱪildi. Lekin xu keqisi Uriya ɵz ɵyigǝ barmay, qiⱪip ƣojisining ⱪul-hizmǝtkarlirining arisida ɵz kariwitida uhlidi.
Давут уни чақирип һәмдәстихан қилип, йәп-ичкүзүп мәс қилди. Лекин шу кечиси Урия өз өйигә бармай, чиқип ғоҗисиниң қул-хизмәткарлириниң арисида өз каривитида ухлиди.
14 Ətisi Dawut Yoabⱪa hǝt yezip, Uriyaning alƣaq ketixigǝ bǝrdi.
Әтиси Давут Йоабқа хәт йезип, Урияниң алғач кетишигә бәрди.
15 Hǝttǝ u: Uriyani soⱪux ǝng kǝskin bolidiƣan aldinⱪi sǝptǝ turƣuzƣin, andin uning ɵltürülüxi üqün uningdin qekinip turunglar, dǝp yazƣanidi.
Хәттә у: Урияни соқуш әң кәскин болидиған алдинқи сәптә турғузғин, андин униң өлтүрүлүши үчүн униңдин чекинип туруңлар, дәп язған еди.
16 Xuning bilǝn Yoab xǝⱨǝrni kɵzitip, Uriyani palwanlar [kǝskin soⱪuxⱪan] yǝrgǝ mangdurdi.
Шуниң билән Йоаб шәһәрни күзитип, Урияни палванлар [кәскин соқушқан] йәргә маңдурди.
17 Xǝⱨǝrdiki adǝmlǝr qiⱪip, Yoab bilǝn soⱪuxⱪanda hǝlⱪtin, yǝni Dawutning adǝmliridin birnǝqqisi yiⱪildi; Uriyamu ɵldi.
Шәһәрдики адәмләр чиқип, Йоаб билән соқушқанда хәлиқтин, йәни Давутниң адәмлиридин бир нәччиси жиқилди; Урияму өлди.
18 Yoab adǝm ǝwǝtip jǝngning ⱨǝmmǝ wǝⱪǝliridin Dawutⱪa hǝwǝr bǝrdi.
Йоаб адәм әвәтип җәңниң һәммә вақиәлиридин Давутқа хәвәр бәрди.
19 U hǝwǝrqigǝ mundaⱪ tapilidi: Padixaⱨⱪa jǝngning ⱨǝmmǝ wǝⱪǝlirini dǝp bolƣiningda,
У хәвәрчигә мундақ тапилиди: Падишаға җәңниң һәммә вақиәлирини дәп болғиниңда,
20 ǝgǝr padixaⱨ ƣǝzǝplinip seningdin: Soⱪuxⱪanda nemixⱪa xǝⱨǝr sepiliƣa xundaⱪ yeⱪin bardinglar? Ularning sepilidin ya atidiƣanliⱪini bilmǝmtinglar?
әгәр падиша ғәзәплинип сениңдин: Соқушқанда немишкә шәһәр сепилиға шундақ йеқин бардиңлар? Уларниң сепилидин я атидиғанлиғини билмәмтиңлар?
21 Yǝrubbǝxǝtning oƣli Abimǝlǝkni kim ɵltürginini bilmǝmsǝn? Bir hotun sepildin uningƣa bir parqǝ yarƣunqaⱪ texini etip, u Tǝbǝz xǝⱨiridǝ ɵlmidimu? Nemixⱪa sepilƣa undaⱪ yeⱪin bardinglar? — Desǝ, sǝn: Silining ⱪulliri Ⱨittiy Uriyamu ɵldi, dǝp eytⱪin — dedi.
Йәруббәшәтниң оғли Абимәләкни ким өлтүргинини билмәмсән? Бир хотун сепилдин униңға бир парчә ярғунчақ тешини етип, у Тәбәз шәһиридә өлмидиму? Немишкә сепилға ундақ йеқин бардиңлар? — Десә, сән: Силиниң қуллири Һиттий Урияму өлди, дәп ейтқин — деди.
22 Hǝwǝrqi berip Yoab uningƣa tapxurup ǝwǝtkǝn hǝwǝrning ⱨǝmmisini Dawutⱪa dǝp bǝrdi.
Хәвәрчи берип Йоаб униңға тапшуруп әвәткән хәвәрниң һәммисини Давутқа дәп бәрди.
23 Hǝwǝrqi Dawutⱪa: Düxmǝnlǝr bizdin küqlük kelip, dalada bizgǝ ⱨujum ⱪildi; lekin biz ularƣa zǝrbǝ berip qekindürüp, xǝⱨǝrning dǝrwazisiƣiqǝ ⱪoƣliduⱪ.
Хәвәрчи Давутқа: Дүшмәнләр биздин күчлүк келип, далада бизгә һуҗум қилди; лекин биз уларға зәрбә берип чекиндүрүп, шәһәрниң дәрвазисиғичә қоғлидуқ.
24 Andin ya atⱪuqilar sepildin ⱪul-hizmǝtkarliringƣa ya etip, padixaⱨning ⱪul-hizmǝtkarliridin birnǝqqini ɵltürdi. Ⱪulliri Uriyamu ɵldi — dedi.
Андин я атқучилар сепилдин қул-хизмәткарлириңға я етип, падишаниң қул-хизмәткарлиридин бир нәччини өлтүрди. Қуллири Урияму өлди — деди.
25 Dawut hǝwǝrqigǝ: Yoabⱪa mundaⱪ degin: — Bu ix nǝziringdǝ eƣir bolmisun, ⱪiliq ya uni ya buni yǝydu; xǝⱨǝrgǝ bolƣan ⱨujuminglarni ⱪattiⱪ ⱪilip, uni ƣulitinglar, dǝp eytip uni jür’ǝtlǝndürgin — dedi.
Давут хәвәрчигә: Йоабқа мундақ дегин: — Бу иш нәзириңдә еғир болмисун, қилич я уни я буни йәйду; шәһәргә болған һуҗумиңларни қаттиқ қилип, уни ғулитиңлар, дәп ейтип уни җүръәтләндүргин — деди.
26 Uriyaning ayali eri Uriyaning ɵlginini anglap, eri üqün matǝm tutti.
Урияниң аяли ери Урияниң өлгинини аңлап, ери үчүн матәм тутти.
27 Matǝm künliri ɵtkǝndǝ Dawut adǝm ǝwǝtip uni ordisiƣa kǝltürdi. Xuning bilǝn u Dawutning ayali bolup, uningƣa bir oƣul tuƣdi. Lekin Dawutning ⱪilƣan ixi Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil idi.
Матәм күнлири өткәндә Давут адәм әвәтип уни ордисиға кәлтүрди. Шуниң билән у Давутниң аяли болуп, униңға бир оғул туғди. Лекин Давутниң қилған иши Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил еди.

< Samu'il 2 11 >