< Padixaⱨlar 2 9 >
1 Elixa pǝyƣǝmbǝr pǝyƣǝmbǝrlǝrning xagirtliridin birini qaⱪirip, uningƣa: — «Belingni baƣlap bu may ⱪaqisini ⱪolungƣa elip, Gileadtiki Ramotⱪa barƣin.
Елиша пәйғәмбәр пәйғәмбәрләрниң шагиртлиридин бирини чақирип, униңға: — «Белиңни бағлап бу май қачисини қолуңға елип, Гилеадтики Рамотқа барғин.
2 U yǝrgǝ barƣanda Nimxining nǝwrisi, Yǝⱨoxafatning oƣli Yǝⱨuni tepip, ɵyigǝ kirip, uni ɵz buradǝrliri arisidin ornidin turƣuzup, iqkiriki ɵygǝ baxlap kir.
У йәргә барғанда Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһуни тепип, өйигә кирип, уни өз бурадәрлири арисидин орнидин турғузуп, ичкирики өйгә башлап кир.
3 Andin ⱪaqidiki mayni bexiƣa ⱪuyup: Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn seni Israilƣa padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪildim, degin; xuni dǝp bolupla ixikni eqip, ⱪeqip qiⱪⱪin, ⱨayal bolma» — dedi.
Андин қачидики майни бешиға қуюп: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилдим, дегин; шуни дәп болупла ишикни ечип, қечип чиққин, һаял болма» — деди.
4 Xuning bilǝn xu yax pǝyƣǝmbǝr yigit Gileadtiki Ramotⱪa bardi.
Шуниң билән шу яш пәйғәмбәр жигит Гилеадтики Рамотқа барди.
5 U yǝrgǝ kǝlgǝndǝ, mana, ⱪoxunning sǝrdarliri u yǝrdǝ olturatti. U: — I sǝrdar, sanga bir sɵzüm bar, dedi. Yǝⱨu: — Ⱪaysimizƣa? — dǝp soridi. U: — Sanga, i sǝrdar, dedi.
У йәргә кәлгәндә, мана, қошунниң сәрдарлири у йәрдә олтиратти. У: — И сәрдар, саңа бир сөзүм бар, деди. Йәһу: — Қайсимизға? — дәп сориди. У: — Саңа, и сәрдар, деди.
6 U ⱪopup ɵygǝ kirdi. Yigit bexiƣa mayni ⱪuyup uningƣa mundaⱪ dedi: Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn seni Pǝrwǝrdigarning hǝlⱪigǝ, yǝni Israilƣa padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪildim.
У қопуп өйгә кирди. Жигит бешиға майни қуюп униңға мундақ деди: Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сени Пәрвәрдигарниң хәлқигә, йәни Исраилға падиша болушқа мәсиһ қилдим.
7 Sǝn ɵz ƣojang Aⱨabning jǝmǝtini yoⱪitisǝn; qünki ɵz ⱪullirim pǝyƣǝmbǝrlǝrning ⱪeni üqün wǝ Pǝrwǝrdigarning ⱨǝmmǝ ⱪullirining ⱪeni üqün Yizǝbǝldin intiⱪam alay.
Сән өз ғоҗаң Аһабниң җәмәтини йоқитисән; чүнки өз қуллирим пәйғәмбәрләрниң қени үчүн вә Пәрвәрдигарниң һәммә қуллириниң қени үчүн Йизәбәлдин интиқам алай.
8 Aⱨabning pütkül jǝmǝti yoⱪilidu; Aⱨabning jǝmǝtidin Israildiki ⱨǝmmǝ ǝrkǝklǝrni ⱨǝtta ajiz yaki meyip bolsun ⱨǝmmisini ⱨalak ⱪilimǝn.
Аһабниң пүткүл җәмәти йоқилиду; Аһабниң җәмәтидин Исраилдики һәммә әркәкләрни һәтта аҗиз яки мәйип болсун һәммисини һалак қилимән.
9 Mǝn Aⱨabning jǝmǝtini Nibatning oƣli Yǝroboamning jǝmǝtidǝk wǝ Ahiyaⱨning oƣli Baaxaning jǝmǝtidǝk yoⱪ ⱪilimǝn.
Мән Аһабниң җәмәтини Нибатниң оғли Йәробоамниң җәмәтидәк вә Ахияһниң оғли Баашаниң җәмәтидәк йоқ қилимән.
10 Itlar Yizǝbǝlni Yizrǝǝldiki xu parqǝ yǝrdǝ yǝydu. Ⱨeqkim uni dǝpnǝ ⱪilmaydu». Xuni dǝp bolupla yigit ixikni eqip ⱪeqip kǝtti.
Иштлар Йизәбәлни Йизрәәлдики шу парчә йәрдә йәйду. Һеч ким уни дәпнә қилмайду». Шуни дәп болупла жигит ишикни ечип қечип кәтти.
11 Yǝⱨu ɵz ƣojisining hizmǝtkarlirining ⱪexiƣa yenip qiⱪⱪanda, ular uningdin: — Ⱨǝmmǝ ix tinqliⱪmu? Bu tǝlwǝ seni nemǝ ix bilǝn izdǝp kǝptu? — dǝp soridi. U ularƣa: Silǝr xu kixi wǝ uning sǝpsǝtǝlirini bilisilǝr, — dedi.
Йәһу өз ғоҗисиниң хизмәткарлириниң қешиға йенип чиққанда, улар униңдин: — Һәммә иш течлиқму? Бу тәлвә сени немә иш билән издәп кәпту? — дәп сориди. У уларға: Силәр шу киши вә униң сәпсәтәлирини билисиләр, — деди.
12 Ular: Yalƣan eytma! Bizgǝ dǝp bǝrginǝ! dewidi, u: — U manga mundaⱪ-mundaⱪ dǝp, Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Seni Israilning üstidǝ padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪildim» dǝp eytti — dedi.
Улар: Ялған ейтма! Бизгә дәп бәргинә! девиди, у: — У маңа мундақ-мундақ дәп, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сени Исраилниң үстидә падиша болушқа мәсиһ қилдим» дәп ейтти — деди.
13 Xuning bilǝn ularning ⱨǝmmisi tonlirini selip, pǝlǝmpǝydǝ yeyip uningƣa payandaz ⱪildi. Ular kanay qelip: «Yǝⱨu padixaⱨ boldi!» dǝp jakarlaxti.
Шуниң билән уларниң һәммиси тонлирини селип, пәләмпәйдә йейип униңға паяндаз қилди. Улар канай челип: «Йәһу падиша болди!» дәп җакалашти.
14 Xuning bilǝn Nimxining nǝwrisi, Yǝⱨoxafatning oƣli Yǝⱨu Yoramni ⱪǝstlimǝkqi boldi. U waⱪitta Yoram bilǝn barliⱪ Israillar Gileadtiki Ramotta turup, u jayni Suriyǝning padixaⱨi Ⱨazaǝlning ⱨujumidin muⱨapizǝt ⱪiliwatatti.
Шуниң билән Нимшиниң нәвриси, Йәһошафатниң оғли Йәһу Йорамни қәстлимәкчи болди. У вақитта Йорам билән барлиқ Исраиллар Гилеадтики Рамотта туруп, у җайни Сурийәниң падишаси Һазаәлниң һуҗумидин муһапизәт қиливататти.
15 Əmdi Yoram padixaⱨ Suriyǝning padixaⱨi Ⱨazaǝl bilǝn soⱪuxⱪanda Suriylǝrdin yegǝn zǝhmidin saⱪiyix üqün Yizrǝǝlgǝ yenip kǝlgǝnidi. Yǝⱨu bolsa [ɵzigǝ ǝgǝxkǝnlǝrgǝ]: Silǝrgǝ layiⱪ kɵrünsǝ, Yizrǝǝlgǝ berip hǝwǝr bǝrgüdǝk ⱨeqkimni xǝⱨǝrdin ⱪaqurmanglar, degǝnidi.
Әнди Йорам падиша Сурийәниң падишаси Һазаәл билән соқушқанда Сурийләрдин йегән зәхмидин сақийиш үчүн Йизрәәлгә йенип кәлгән еди. Йәһу болса [өзигә әгәшкәнләргә]: Силәргә лайиқ көрүнсә, Йизрәәлгә берип хәвәр бәргидәк һеч кимни шәһәрдин қачурмаңлар, дегән еди.
16 Yǝⱨu bir jǝng ⱨarwisini ⱨǝydǝp Yizrǝǝlgǝ bardi, qünki Yoram u yǝrdǝ kesǝl bilǝn yatⱪanidi (Yǝⱨudaning padixaⱨi Aⱨaziya Yoramni yoⱪliƣili qüxüp kǝlgǝnidi).
Йәһу бир җәң һарвусини һайдап Йизрәәлгә барди, чүнки Йорам у йәрдә кесәл билән ятқан еди (Йәһуданиң падишаси Аһазия Йорамни йоқлиғили чүшүп кәлгән еди).
17 Əmdi kɵzǝtqi Yizrǝǝlning munarida turup, Yǝⱨu ⱪatarliⱪ bir top adǝmlǝrni kɵrdi. U: «Bir top adǝmlǝrni kɵrdum» dedi. Yoram: Bir atliⱪ kixini ularning aldiƣa ǝwǝtinglar, u ulardin: — Ⱨǝmmǝ ix tinqliⱪmu? — dǝp sorisun, dedi.
Әнди күзәтчи Йизрәәлниң мунарида туруп, Йәһу қатарлиқ бир топ адәмләрни көрди. У: «Бир топ адәмләрни көрдум» деди. Йорам: Бир атлиқ кишини уларниң алдиға әвәтиңлар, у улардин: — Һәммә иш течлиқму? — дәп сорисун, деди.
18 Xuning bilǝn atliⱪ bir kixi ularning aldiƣa berip: — Padixaⱨ, ⱨǝmmǝ ix tinqliⱪmu, dǝp soridi, dedi. Yǝⱨu: — Tinqliⱪmu, ǝmǝsmu, buning bilǝn nemǝ karing? Burulup mening kǝynimdin mang, — dedi. Kɵzǝtqi [padixaⱨⱪa] hǝwǝr berip: — Hǝwǝrqi ularning ⱪexiƣa bardi, lekin ⱪaytip kǝlmidi» — dedi.
Шуниң билән атлиқ бир киши уларниң алдиға берип: — Падишаһ, һәммә иш течлиқму, дәп сориди, деди. Йәһу: — Течлиқму, әмәсму, буниң билән немә кариң? Бурулуп мениң кәйнимдин маң, — деди. Күзәтчи [падишаға] хәвәр берип: — Хәвәрчи уларниң қешиға барди, лекин қайтип кәлмиди» — деди.
19 Xuning bilǝn u yǝnǝ bir atliⱪ kixini mangdurdi. U ularning aldiƣa berip: — Padixaⱨ, ⱨǝmmǝ ix tinqliⱪmu, dǝp soridi, dedi. Yǝⱨu: — Tinqliⱪmu, ǝmǝsmu, buning bilǝn nemǝ karing? Burulup mening kǝynimdin mang, dedi.
Шуниң билән у йәнә бир атлиқ кишини маңдурди. У уларниң алдиға берип: — Падишаһ, һәммә иш течлиқму, дәп сориди, деди. Йәһу: — Течлиқму, әмәсму, буниң билән немә кариң? Бурулуп мениң кәйнимдин маң, деди.
20 Kɵzǝtqi [padixaⱨⱪa] hǝwǝr berip: — Hǝwǝrqi ularning ⱪexiƣa bardi, lekin ⱪaytip kǝlmidi. Əmdi ularning ⱨarwa ⱨǝydixi Nimxining oƣli Yǝⱨuning ⱨǝydixidǝk ikǝn, qünki u tǝlwilǝrqǝ ⱨǝydǝydu, dedi.
Күзәтчи [падишаға] хәвәр берип: — Хәвәрчи уларниң қешиға барди, лекин қайтип кәлмиди. Әнди уларниң һарву һайдиши Нимшиниң оғли Йәһуниң һайдишидәк екән, чүнки у тәлвиләрчә һайдайду, деди.
21 Yoram: — Ⱨarwini ⱪetinglar, dǝp buyruwidi, uning jǝng ⱨarwisini ⱪetip tǝyyarlidi. Andin Israilning padixaⱨi Yoram bilǝn Yǝⱨudaning padixaⱨi Aⱨaziya, ⱨǝrbiri ɵz jǝng ⱨarwisiƣa olturup, Yǝⱨuning aldiƣa berixⱪa qiⱪti; ular uning bilǝn Yizrǝǝllik Nabotning etizliⱪida uqraxti.
Йорам: — Һарвуни қетиңлар, дәп буйрувиди, униң җәң һарвусини қетип тәйярлиди. Андин Исраилниң падишаси Йорам билән Йәһуданиң падишаси Аһазия, һәр бири өз җәң һарвусиға олтирип, Йәһуниң алдиға беришқа чиқти; улар униң билән Йизрәәллик Наботниң етизлиғида учрашти.
22 Yoram Yǝⱨuni kɵrgǝndǝ, «I Yǝⱨu, ⱨǝmmǝ ix tinqliⱪmu? dǝp soridi. U: — Anang Yizǝbǝlning ⱪilƣan buzuⱪqiliⱪliri wǝ jadugǝrliki xunqǝ jiⱪ tursa, ⱪandaⱪmu tinqliⱪ bolidu?! — dedi.
Йорам Йәһуни көргәндә, «И Йәһу, һәммә иш течлиқму? дәп сориди. У: — Анаң Йизәбәлниң қилған бузуқчилиқлири вә җадугәрлиги шунчә җиқ турса, қандақму течлиқ болиду?! — деди.
23 Xuning bilǝn Yoram ⱨarwini yandurup Aⱨaziyaƣa: «I Aⱨaziya, asiyliⱪ!» dǝp warⱪirap bǝdǝr ⱪaqti.
Шуниң билән Йорам һарвуни яндуруп Аһазияға: «И Аһазия, асийлиқ!» дәп вақирап бәдәр қачти.
24 Yǝⱨu oⱪyasini ⱪoliƣa elip, oⱪ selip Yoramning [kǝyni tǝripidin] uning ikki mürisining ariliⱪidin atti. Ya oⱪi uning yürikidin texip qiⱪti wǝ u ɵz ⱨarwisiƣa yiⱪilip qüxti.
Йәһу оқясини қолиға елип, оқ селип Йорамниң [кәйни тәрипидин] униң икки мүрисиниң арилиғидин атти. Я оқи униң жүригидин тешип чиқти вә у өз һарвусиға жиқилип чүшти.
25 Yǝⱨu ɵz yenidiki ǝmǝldari Bidkarƣa: Uni elip Yizrǝǝllik Nabotning etizliⱪiƣa taxliƣin. Yadingda bolsunki, mǝn bilǝn sǝn uning atisi Aⱨabning kǝynidin billǝ mangƣanda, Pǝrwǝrdigar uning toƣrisida mundaⱪ bir ⱨɵküm-wǝⱨiyni eytⱪan: —
Йәһу өз йенидики әмәлдари Бидкарға: Уни елип Йизрәәллик Наботниң етизлиғиға ташлиғин. Ядиңда болсунки, мән билән сән униң атиси Аһабниң кәйнидин биллә маңғанда, Пәрвәрдигар униң тоғрисида мундақ бир һөкүм-вәһийни ейтқан: —
26 «Mǝn tünügün Nabotning ⱪeni bilǝn uning oƣullirining ⱪenini kɵrdüm, dǝydu Pǝrwǝrdigar: Mana bu [ⱪan ⱪǝrzini] dǝl bu etizliⱪta sanga yandurimǝn, dǝydu Pǝrwǝrdigar». Əmdi Pǝrwǝrdigarning xu sɵzi boyiqǝ, uni elip xu yǝrgǝ taxliƣin, — dedi.
«Мән түнүгүн Наботниң қени билән униң оғуллириниң қенини көрдүм, дәйду Пәрвәрдигар: Мана бу [қан қәрзини] дәл бу етизлиқта саңа яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар». Әнди Пәрвәрдигарниң шу сөзи бойичә, уни елип шу йәргә ташлиғин, — деди.
27 Yǝⱨudaning padixaⱨi Aⱨaziya buni kɵrgǝndǝ «Baƣdiki rawaⱪ yoli» bilǝn ⱪaqti. Lekin Yǝⱨu uning kǝynidin ⱪoƣlap: «Uni etinglar!» dǝp buyruwidi, ular uni Ibleamning yenida, Gur egizlikigǝ qiⱪⱪan yolda atti. U Mǝgiddoƣiqǝ ⱪeqip u yǝrdǝ ɵldi.
Йәһуданиң падишаси Аһазия буни көргәндә «Бағдики равақ йоли» билән қачти. Лекин Йәһу униң кәйнидин қоғлап: «Уни етиңлар!» дәп буйрувиди, улар уни Иблеамниң йенида, Гур егизлигигә чиққан йолда атти. У Мәгиддоғичә қечип у йәрдә өлди.
28 Xuning bilǝn uning hizmǝtkarliri uning jǝsitini jǝng ⱨarwisiƣa selip, Yerusalemƣa elip berip, «Dawutning xǝⱨiri»dǝ ata-bowilirining yeniƣa ɵz ⱪǝbrisidǝ dǝpnǝ ⱪildi
Шуниң билән униң хизмәткарлири униң җәситини җәң һарвусиға селип, Йерусалимға елип берип, «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң йениға өз қәбридә дәпнә қилди
29 (Aⱨabning oƣli Yoramning sǝltǝnitining on birinqi yilida Aⱨaziya Yǝⱨudaƣa padixaⱨ bolƣanidi).
(Аһабниң оғли Йорамниң сәлтәнитиниң он биринчи жилида Аһазия Йәһудаға падиша болған еди).
30 Yǝⱨu ǝmdi Yizrǝǝlgǝ kǝldi, Yizǝbǝl xuni anglap kɵzlirigǝ sürmǝ sürüp, qaqlirini tarap, derizidin ⱪarap turatti.
Йәһу әнди Йизрәәлгә кәлди, Йизәбәл шуни аңлап көзлиригә сүрмә сүрүп, чачлирини тарап, деризидин қарап туратти.
31 Yǝⱨu dǝrwazidin kirgǝndǝ u uningƣa: I Zimri, ɵz ƣojangning ⱪatili, ⱨǝmmǝ ix tinqliⱪmu? — dǝp soridi.
Йәһу дәрвазидин киргәндә у униңға: И Зимри, өз ғоҗаңниң қатили, һәммә иш течлиқму? — дәп сориди.
32 Yǝⱨu bexini kɵtürüp, derizigǝ ⱪarap turup: — Mǝn tǝrǝptǝ turidiƣan kim bar? dǝp soriwidi, ikki-üq aƣwat derizidin uningƣa ⱪaridi.
Йәһу бешини көтирип, деризигә қарап туруп: — Мән тәрәптә туридиған ким бар? дәп соривиди, икки-үч ағват деризидин униңға қариди.
33 U: Xu ayalni tɵwǝngǝ taxlanglar, deyixigila, ular uni tɵwǝngǝ taxlidi. Xuning bilǝn uning ⱪeni ⱨǝm tamƣa ⱨǝm atlarƣa qeqildi. U uni atliriƣa dǝssitip üstidin ɵtüp kǝtti.
У: Шу аялни төвәнгә ташлаңлар, дейишигила, улар уни төвәнгә ташлиди. Шуниң билән униң қени һәм тамға һәм атларға чечилди. У уни атлириға дәсситип үстидин өтүп кәтти.
34 Andin u ɵygǝ kirip yǝp-iqkǝndin keyin: Bu lǝniti ayalning jǝsitini tǝkxürüp, uni dǝpnǝ ⱪilinglar. Qünki nemila bolmisun u padixaⱨning mǝlikisidur, dedi.
Андин у өйгә кирип йәп-ичкәндин кейин: Бу ләнити аялниң җәситини тәкшүрүп, уни дәпнә қилиңлар. Чүнки немила болмисун у падишаниң мәликисидур, деди.
35 Lekin ular uni dǝpnǝ ⱪiliwetǝyli dǝp beriwidi, uning bax sɵngiki, ayaƣliri wǝ ⱪolining alⱪinidin baxⱪa ⱨeq yerini tapalmidi.
Лекин улар уни дәпнә қиливетәйли дәп беривиди, униң баш сүйиги, аяқлири вә қолиниң алқинидин башқа һеч йерини тапалмиди.
36 Ular yenip kelip bu hǝwǝrni uningƣa degǝndǝ u: — Bu ix Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪuli Tixbiliⱪ Iliyas arⱪiliⱪ eytⱪan munu sɵzining ǝmǝlgǝ axuruluxidur: — «Itlar Yizrǝǝldiki xu parqǝ yǝrdǝ Yizǝbǝlning gɵxini yǝydu.
Улар йенип келип бу хәвәрни униңға дегәндә у: — Бу иш Пәрвәрдигар Өз қули Тишбилиқ Илияс арқилиқ ейтқан муну сөзиниң әмәлгә ашурулушидур: — «Иштлар Йизрәәлдики шу парчә йәрдә Йизәбәлниң гөшини йәйду.
37 Yizǝbǝlning ɵlüki sirtta, Yizrǝǝldiki xu parqǝ yǝrdǝ ⱪiƣdǝk yeyilip ketidu wǝ xuning bilǝn ⱨeqkim: «U Yizǝbǝl ikǝn» deyǝlmǝydu» — dedi.
Йизәбәлниң өлүги сиртта, Йизрәәлдики шу парчә йәрдә қиғдәк йейилип кетиду вә шуниң билән һеч ким: «У Йизәбәл екән» дейәлмәйду» — деди.