< Padixaⱨlar 2 7 >

1 Elixa: Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar! Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ətǝ muxu waⱪitlarda Samariyǝning dǝrwazisida bir halta aⱪ un bir xǝkǝlgǝ wǝ ikki halta arpa bir xǝkǝlgǝ setilidu, — dedi.
Елиша: Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әтә мошу вақитларда Самарийәниң дәрвазисида бир халта ақ ун бир шәкәлгә вә икки халта арпа бир шәкәлгә сетилиду, — деди.
2 Əmma padixaⱨ belikini tutup mangƣan ⱪoxun ǝmǝldari bolsa, Hudaning adimigǝ: Mana, ⱨǝtta Pǝrwǝrdigar asmanƣa tünglük aqsimu, undaⱪ ixning boluxi mumkinmu?! dedi. U: — Sǝn ɵz kɵzüng bilǝn kɵrisǝn, lekin xuningdin yemǝysǝn, dedi.
Амма падиша белигини тутуп маңған қошун әмәлдари болса, Худаниң адимигә: Мана, һәтта Пәрвәрдигар асманға түңлүк ачсиму, ундақ ишниң болуши мүмкинму?! деди. У: — Сән өз көзүң билән көрисән, лекин шуниңдин йемәйсән, деди.
3 Əmdi dǝrwazining tüwidǝ tɵt mahaw kesili bar adǝm olturatti. Ular bir-birigǝ: Nemǝ üqün muxu yǝrdǝ ɵlümni kütüp olturimiz?
Әнди дәрвазиниң түвидә төрт мохо кесили бар адәм олтиратти. Улар бир-биригә: Немә үчүн мошу йәрдә өлүмни күтүп олтиримиз?
4 Xǝⱨǝrgǝ kirǝyli desǝk, xǝⱨǝrdǝ aqarqiliⱪ bolƣaqⱪa, u yǝrdǝ ɵlimiz; bu yǝrdǝ oltursaⱪmu ɵlimiz. Ⱪopup Suriylǝrning lǝxkǝrgaⱨiƣa ketǝyli. Ular bizni ayisa tirik ⱪalimiz; bizni ɵltürǝyli desǝ ɵlimiz, halas, — deyixti.
Шәһәргә кирәйли десәк, шәһәрдә ачарчилиқ болғачқа, у йәрдә өлимиз; бу йәрдә олтарсақму өлимиз. Қопуп Сурийләрниң ләшкәргаһиға кетәйли. Улар бизни айиса тирик қалимиз; бизни өлтүрәйли десә өлимиз, халас, — дейишти.
5 Xuni dǝp ular kǝqⱪurun Suriylǝrning lǝxkǝrgaⱨiƣa barƣili ⱪopti. Lǝxkǝrgaⱨining ⱪexiƣa yetip kǝlgǝndǝ, mana ⱨeq kixi yoⱪ idi.
Шуни дәп улар кәчқурун Сурийләрниң ләшкәргаһиға барғили қопти. Ләшкәргаһиниң қешиға йетип кәлгәндә, мана һеч киши йоқ еди.
6 Qünki Pǝrwǝrdigar Suriylǝrning lǝxkǝrgaⱨiƣa jǝng ⱨarwiliri, atlar wǝ zor qong ⱪoxunning sadasini anglatⱪanidi. Xuni anglap ular bir-birigǝ: Mana, Israilning padixaⱨi bixǝk Ⱨittiylarning padixaⱨlirini wǝ Misirliⱪlarning padixaⱨlirini üstimizgǝ ⱨujum ⱪilƣili yalliwaptu, deyixti;
Чүнки Пәрвәрдигар Сурийләрниң ләшкәргаһиға җәң һарвулири, атлар вә зор чоң қошунниң садасини аңлатқан еди. Шуни аңлап улар бир-биригә: Мана, Исраилниң падишаси бишәк Һиттийларниң падишалирини вә Мисирлиқларниң падишалирини үстимизгә һуҗум қилғили ялливапту, дейишти;
7 kǝqⱪurun ⱪozƣilip qedirlirini, at bilǝn exǝklirini taxlap lǝxkǝrgaⱨni xu peti ⱪoyup, ɵz janlirini ⱪutⱪuzux üqün bǝdǝr ⱪaqⱪanidi.
кәчқурун қозғилип чедирлирини, ат билән ешәклирини ташлап ләшкәргаһни шу пети қоюп, өз җанлирини қутқузуш үчүн бәдәр қачқан еди.
8 Mahaw kesili bar adǝmlǝr lǝxkǝrgaⱨning yeniƣa kelip, bir qedirƣa kirip, yǝp-iqip uningdin kümüx bilǝn altunni wǝ kiyimlǝrni elip yoxurup ⱪoyuxti. Andin ular yenip kelip, yǝnǝ bir qedirƣa kirip u yǝrdiki oljinimu elip yoxurup ⱪoyuxti.
Мохо кесили бар адәмләр ләшкәргаһниң йениға келип, бир чедирға кирип, йәп-ичип униңдин күмүч билән алтунни вә кийимләрни елип йошуруп қоюшти. Андин улар йенип келип, йәнә бир чедирға кирип у йәрдики олҗиниму елип йошуруп қоюшти.
9 Andin ular bir-birigǝ: Bizning bundaⱪ ⱪilƣinimiz durus ǝmǝs. Bügün ⱪutluⱪ hǝwǝr bar kündur, lekin biz tinmay turuwatimiz. Sǝⱨǝrgiqǝ ⱪalsaⱪ bu yamanliⱪ beximizƣa qüxidu. Uning üqün ǝmdi berip padixaⱨning ordisidikilǝrgǝ bu hǝwǝrni yǝtküzǝyli, dedi.
Андин улар бир-биригә: Бизниң бундақ қилғинимиз дурус әмәс. Бүгүн қутлуқ хәвәр бар күндур, лекин биз тинмай туруватимиз. Сәһәргичә қалсақ бу яманлиқ бешимизға чүшиду. Униң үчүн әнди берип падишаниң ордисидикиләргә бу хәвәрни йәткүзәйли, деди.
10 Xuning bilǝn ular berip xǝⱨǝrning dǝrwazisidiki pasibanlarni qaⱪirip ularƣa: Biz Suriylǝrning lǝxkǝrgaⱨiƣa qiⱪsaⱪ, mana ⱨeqkim yoⱪ ikǝn, ⱨǝtta adǝmning xǝpǝsimu yoⱪtur; bǝlki atlar baƣlaⱪliⱪ, exǝklǝr baƣlaⱪliⱪ bolup, qedirlar ǝyni peti turidu, dedi.
Шуниң билән улар берип шәһәрниң дәрвазисидики пасибанларни чақирип уларға: Биз Сурийләрниң ләшкәргаһиға чиқсақ, мана һеч ким йоқ екән, һәтта адәмниң шәпәсиму йоқтур; бәлки атлар бағлақлиқ, ешәкләр бағлақлиқ болуп, чедирлар әйни пети туриду, деди.
11 Dǝrwazidiki pasibanlar xu hǝwǝrni towlap elan ⱪilip, padixaⱨning ordisiƣa hǝwǝr yǝtküzdi.
Дәрвазидики пасибанлар шу хәвәрни товлап елан қилип, падишаниң ордисиға хәвәр йәткүзди.
12 Padixaⱨ keqisi ⱪopup hizmǝtkarliriƣa: — Mǝn Suriylǝrning bizgǝ nemǝ ⱪilmaⱪqi bolƣinini silǝrgǝ dǝp berǝy. Ular bizning aqarqiliⱪta ⱪalƣinimizni bilip, lǝxkǝrgaⱨdin qiⱪip dalada mɵkünüwelip: — Israillar xǝⱨǝrdin qiⱪsa, biz ularni tirik tutup, andin xǝⱨǝrgǝ kirǝlǝymiz, deyixkǝn gǝp, dedi.
Падиша кечиси қопуп хизмәткарлириға: — Мән Сурийләрниң бизгә немә қилмақчи болғинини силәргә дәп берәй. Улар бизниң ачарчилиқта қалғинимизни билип, ләшкәргаһдин чиқип далада мөкүнүвелип: — Исраиллар шәһәрдин чиқса, биз уларни тирик тутуп, андин шәһәргә кирәләймиз, дейишкән гәп, деди.
13 Hizmǝtkarliridin biri jawab berip: — Birnǝqqǝ kixini xǝⱨǝrdǝ ⱪalƣan atlardin bǝxni elip (ularning aⱪiwiti bu yǝrdǝ ⱪalƣan Israilning barliⱪ kixiliriningkidin, ⱨǝtta ⱨalak bolƣanlarningkidin bǝttǝr bolmaydu!), ularni kɵrüp kelixkǝ ǝwǝtǝyli, dedi.
Хизмәткарлиридин бири җавап берип: — Бир нәччә кишини шәһәрдә қалған атлардин бәшни елип (уларниң ақивити бу йәрдә қалған Исраилниң барлиқ кишилириниңкидин, һәтта һалак болғанларниңкидин бәттәр болмайду!), уларни көрүп келишкә әвәтәйли, деди.
14 Xuning bilǝn ular ikki jǝng ⱨarwisi bilǝn ularƣa ⱪatidiƣan atlarni tǝyyar ⱪildi. Padixaⱨ ularni Suriylǝrning ⱪoxunining kǝynidin ǝwǝtip: — Berip ǝⱨwalni kɵrüp kelinglar, dǝp buyrudi.
Шуниң билән улар икки җәң һарвуси билән уларға қатидиған атларни тәйяр қилди. Падиша уларни Сурийләрниң қошуниниң кәйнидин әвәтип: — Берип әһвални көрүп келиңлар, дәп буйруди.
15 Bular ularning izidin Iordan dǝryasiƣiqǝ ⱪoƣlap bardi; wǝ mana, pütkül yol boyi Suriylǝr aldirap ⱪaqⱪanda taxliwǝtkǝn kiyim-keqǝk wǝ ⱨǝrhil ǝswab-üskünilǝr bilǝn tolƣanidi. Əlqilǝr yenip kelip padixaⱨⱪa xuni hǝwǝr ⱪildi.
Булар уларниң изидин Иордан дәриясиғичә қоғлап барди; вә мана, пүткүл йол бойи Сурийләр алдирап қачқанда ташливәткән кийим-кечәк вә һәр хил әсвап-үскүниләр билән толған еди. Әлчиләр йенип келип падишаға шуни хәвәр қилди.
16 U waⱪitta hǝlⱪ qiⱪip Suriylǝrning lǝxkǝrgaⱨidin oljilarni talidi; xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning eytⱪan sɵzidǝk, bir halta aⱪ un bir xǝkǝlgǝ, ikki halta arpa bir xǝkǝlgǝ setildi.
У вақитта хәлиқ чиқип Сурийләрниң ләшкәргаһидин олҗиларни талиди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзидәк, бир халта ақ ун бир шәкәлгә, икки халта арпа бир шәкәлгә сетилди.
17 Əmdi padixaⱨ bilikini tutup mangƣan ⱨeliⱪi ǝmǝldarni dǝrwazini baxⱪuruxⱪa tǝyinlǝp ⱪoyƣanidi. Əmdi halayiⱪ dǝrwazidin [etilip qiⱪⱪanda] uni dǝssǝp-qǝyliwǝtti wǝ xuning bilǝn u ɵldi. Bu ix padixaⱨ Hudaning adimini tutmaⱪqi bolup, uning aldiƣa barƣanda, dǝl Elixa eytⱪandǝk boldi.
Әнди падиша билигини тутуп маңған һелиқи әмәлдарни дәрвазини башқурушқа тайинлап қойған еди. Әнди халайиқ дәрвазидин [етилип чиққанда] уни дәссәп-чәйливәтти вә шуниң билән у өлди. Бу иш падиша Худаниң адимини тутмақчи болуп, униң алдиға барғанда, дәл Елиша ейтқандәк болди.
18 Xuning bilǝn Hudaning adimi padixaⱨⱪa eytⱪan xu sɵz ǝmǝlgǝ axuruldi: «Ətǝ muxu waⱪitlarda Samariyǝning dǝrwazisida ikki halta arpa bir xǝkǝlgǝ wǝ bir halta aⱪ un bir xǝkǝlgǝ setilidu».
Шуниң билән Худаниң адими падишаға ейтқан шу сөз әмәлгә ашурулди: «Әтә мошу вақитларда Самарийәниң дәрвазисида икки халта арпа бир шәкәлгә вә бир халта ақ ун бир шәкәлгә сетилиду».
19 Əmma ⱨeliⱪi ǝmǝldar Hudaning adimigǝ: — «Mana, ⱨǝtta Pǝrwǝrdigar asmanƣa tünglük aqsimu, undaⱪ bir ixning boluxi mumkinmu?!» degǝnidi. U: — «Sǝn ɵz kɵzüng bilǝn kɵrisǝn, lekin xuningdin yemǝysǝn», degǝnidi.
Амма һелиқи әмәлдар Худаниң адимигә: — «Мана, һәтта Пәрвәрдигар асманға түңлүк ачсиму, ундақ бир ишниң болуши мүмкинму?!» дегән еди. У: — «Сән өз көзүң билән көрисән, лекин шуниңдин йемәйсән», дегән еди.
20 Uningƣa ⱨǝm dǝl xundaⱪ boldi; qünki hǝlⱪ uni dǝrwazida dǝssǝp ɵltürgǝnidi.
Униңға һәм дәл шундақ болди; чүнки хәлиқ уни дәрвазида дәссәп өлтүргән еди.

< Padixaⱨlar 2 7 >