< Padixaⱨlar 2 6 >

1 Pǝyƣǝmbǝrlǝrning xagirtliri Elixaƣa: — Mana bizgǝ sening aldingda turuwatⱪan yerimiz tar kǝldi.
Пәйғәмбәрләрниң шагиртлири Елишаға: — Мана бизгә сениң алдиңда туруватқан йеримиз тар кәлди.
2 Iordan dǝryasining boyiƣa berip, ⱨǝrbirimiz birdin yaƣaq elip, xu yǝrdǝ turidiƣanƣa bir turalƣu ɵy yasayli, — dedi. — Beringlar, dǝp jawab bǝrdi u.
Иордан дәриясиниң бойиға берип, һәр биримиз бирдин яғач елип, шу йәрдә туридиғанға бир туралғу өй ясайли, — деди. — Бериңлар, дәп җавап бәрди у.
3 Ularning biri yǝnǝ: — Iltipat ⱪilip ⱪǝminiliring bilǝn birgǝ barƣin, dedi. U: — Billǝ baray, dedi.
Уларниң бири йәнә: — Илтипат қилип қәминилириң билән биргә барғин, деди. У: — Биллә барай, деди.
4 U ular bilǝn mangdi. Ular Iordan dǝryasiƣa berip, dǝrǝh kesixkǝ baxlidi.
У улар билән маңди. Улар Иордан дәриясиға берип, дәрәқ кесишкә башлиди.
5 Lekin ularning biri dǝrǝh kesiwatⱪanda paltining bexi suƣa qüxüp kǝtti. U warⱪirap: — Way ƣojam, bu ɵtnǝ alƣan palta idi, dedi.
Лекин уларниң бири дәрәқ кесиватқанда палтиниң беши суға чүшүп кәтти. У вақирап: — Вай ғоҗам, бу өтнә алған палта еди, деди.
6 Hudaning adimi: Nǝgǝ qüxti, dǝp soridi. U qüxkǝn yǝrni kɵrsitip bǝrdi. U bir xahni kesip, uni suƣa taxliwidi, Paltining bexi lǝylǝp qiⱪti.
Худаниң адими: Нәгә чүшти, дәп сориди. У чүшкән йәрни көрситип бәрди. У бир шахни кесип, уни суға ташливиди, Палтиниң беши ләйләп чиқти.
7 U: Uni ⱪolungƣa alƣin, dewidi, u kixi ⱪolini uzutup uni tutuwaldi.
У: Уни қолуңға алғин, девиди, у киши қолини узутуп уни тутувалди.
8 Suriyǝning padixaⱨi Israil bilǝn jǝng ⱪiliwatatti. U ɵz hizmǝtkarliri bilǝn mǝsliⱨǝtlixip, palanqi-pokunqi yǝrdǝ bargaⱨ tikimǝn, dǝp bekitǝtti.
Сурийәниң падишаси Исраил билән җәң қиливататти. У өз хизмәткарлири билән мәслиһәтлишип, паланчи-покунчи йәрдә баргаһ тикимән, дәп бекитәтти.
9 Hudaning adimi Israilning padixaⱨiƣa hǝwǝr ǝwitip: — Sǝn palanqi-pokunqi yǝrgǝ berixtin eⱨtiyat ⱪilƣin, qünki Suriylǝr u yǝrgǝ qüxmǝkqi, dedi.
Худаниң адими Исраилниң падишасиға хәвәр әвитип: — Сән паланчи-покунчи йәргә бериштин еһтият қилғин, чүнки Сурийләр у йәргә чүшмәкчи, деди.
10 U waⱪitlarda Israilning padixaⱨi Hudaning adimi ɵzigǝ kɵrsǝtkǝn jayƣa adǝm ǝwǝtip u yǝrdiki adǝmlirigǝ eⱨtiyat ⱪilixni agaⱨlandurdi. Bundaⱪ ix birⱪanqǝ ⱪetim boldi.
У вақитларда Исраилниң падишаси Худаниң адими өзигә көрсәткән җайға адәм әвәтип у йәрдики адәмлиригә еһтият қилишни агаһландурди. Бундақ иш бир қанчә қетим болди.
11 Buning sǝwǝbidin Suriyǝning padixaⱨi kɵnglidǝ ⱪattiⱪ aqqiⱪlinip, ɵz hizmǝtkarlirini qaⱪirip ulardin: — Arimizdin kimning Israilning padixaⱨi tǝripidǝ turidiƣanliⱪini manga kɵrsitip bǝrmǝmsilǝr?! — dǝp soridi.
Буниң сәвәвидин Сурийәниң падишаси көңлидә қаттиқ аччиқлинип, өз хизмәткарлирини чақирип улардин: — Аримиздин кимниң Исраилниң падишаси тәрипидә туридиғанлиғини маңа көрситип бәрмәмсиләр?! — дәп сориди.
12 Lekin hizmǝtkarlirining biri: — I ƣojam padixaⱨ undaⱪ ǝmǝs; bǝlki Israilda turidiƣan Elixa degǝn pǝyƣǝmbǝr sǝn yatⱪan ⱨujrangda ⱪilƣan sɵzliringni Israil padixaⱨiƣa eytip beridu, — dedi.
Лекин хизмәткарлириниң бири: — И ғоҗам падиша ундақ әмәс; бәлки Исраилда туридиған Елиша дегән пәйғәмбәр сән ятқан һоҗраңда қилған сөзлириңни Исраил падишасиға ейтип бериду, — деди.
13 U: Berip uning nǝdǝ ikǝnlikini paylap kelinglar, mǝn adǝm mangdurup uni tutup kelǝy, dedi. Ular: — U Dotan xǝⱨiridǝ ikǝn, dǝp hǝwǝr ⱪildi.
У: Берип униң нәдә екәнлигини пайлап келиңлар, мән адәм маңдуруп уни тутуп келәй, деди. Улар: — У Дотан шәһиридә екән, дәп хәвәр қилди.
14 Xuning bilǝn u xu yǝrgǝ atliⱪlar, jǝng ⱨarwiliri wǝ zor bir ⱪoxunni mangdurdi. Ular keqisi yetip kelip xǝⱨǝrni ⱪorxiwaldi.
Шуниң билән у шу йәргә атлиқлар, җәң һарвулири вә зор бир қошунни маңдурди. Улар кечиси йетип келип шәһәрни қоршивалди.
15 Hudaning adimining maliyi sǝⱨǝrdǝ turup qiⱪsa, mana, bir atliⱪlar wǝ jǝng ⱨarwiliri ⱪoxuni xǝⱨǝrni ⱪorxiwalƣanidi. Malay uningƣa: Apla, i ƣojam, ⱪandaⱪ ⱪilarmiz? — dedi.
Худаниң адиминиң малийи сәһәрдә туруп чиқса, мана, бир атлиқлар вә җәң һарвулири қошуни шәһәрни қоршивалған еди. Малай униңға: Апла, и ғоҗам, қандақ қилармиз? — деди.
16 Lekin u: Ⱪorⱪmiƣin; mana biz bilǝn birgǝ bolƣanlar ular bilǝn birgǝ bolƣanlardin kɵptur, dedi.
Лекин у: Қорқмиғин; мана биз билән биргә болғанлар улар билән биргә болғанлардин көптур, деди.
17 Əmdi Elixa dua ⱪilip: I Pǝrwǝrdigar, malayimning kɵzlirini kɵrǝlǝydiƣan ⱪilip aqⱪaysǝn, dedi. U waⱪitta Pǝrwǝrdigar yigitning kɵzlirini aqti wǝ u ǝyni ǝⱨwalni kɵrdi; mana, pütkül taƣ Elixani qɵridǝp turƣan yalⱪunluⱪ at wǝ jǝng ⱨarwiliri bilǝn tolƣanidi.
Әнди Елиша дуа қилип: И Пәрвәрдигар, малайимниң көзлирини көрәләйдиған қилип ачқайсән, деди. У вақитта Пәрвәрдигар жигитниң көзлирини ачти вә у әйни әһвални көрди; мана, пүткүл тағ Елишани чөридәп турған ялқунлуқ ат вә җәң һарвулири билән толған еди.
18 Suriylǝr qüxüp u tǝrǝpkǝ kǝlgǝndǝ, Elixa Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪilip: Bu hǝlⱪni korluⱪ bilǝn urƣin, dedi. Xuning bilǝn U Elixaning tiliki boyiqǝ ularni korluⱪ bilǝn urdi.
Сурийләр чүшүп у тәрәпкә кәлгәндә, Елиша Пәрвәрдигарға дуа қилип: Бу хәлиқни корлуқ билән урғин, деди. Шуниң билән У Елишаниң тилиги бойичә уларни корлуқ билән урди.
19 Elixa ularƣa: Bu [silǝr izdigǝn] yol ǝmǝs wǝ [silǝr izdigǝn] xǝⱨǝr ǝmǝs; mening kǝynimdin ǝgixinglar, silǝrni silǝr izdigǝn adǝmning ⱪexiƣa baxlap baray, dǝp ularni Samariyǝgǝ baxlap bardi.
Елиша уларға: Бу [силәр издигән] йол әмәс вә [силәр издигән] шәһәр әмәс; мениң кәйнимдин әгишиңлар, силәрни силәр издигән адәмниң қешиға башлап барай, дәп уларни Самарийәгә башлап барди.
20 Wǝ xundaⱪ boldiki, ular Samariyǝgǝ kirgǝndǝ Elixa: I Pǝrwǝrdigar, ularning kɵzlirini kɵrǝlǝydiƣan ⱪilip aqⱪaysǝn, dedi. Pǝrwǝrdigar ularning kɵzlirini aqti; wǝ mana, ular Samariyǝning otturisida turatti.
Вә шундақ болдики, улар Самарийәгә киргәндә Елиша: И Пәрвәрдигар, уларниң көзлирини көрәләйдиған қилип ачқайсән, деди. Пәрвәрдигар уларниң көзлирини ачти; вә мана, улар Самарийәниң оттурисида туратти.
21 Israilning padixaⱨi ularni kɵrgǝndǝ Elixadin: I atam, ularni ɵltürüwetǝymu? Ularni ɵltürüwetǝymu? dǝp soridi.
Исраилниң падишаси уларни көргәндә Елишадин: И атам, уларни өлтүрүветәйму? Уларни өлтүрүветәйму? дәп сориди.
22 U: — Sǝn ularni ɵltürmǝ; ⱨǝtta ɵzüng ⱪiliq wǝ oⱪyaying bilǝn ǝsir ⱪilƣanliringni ɵltürmǝydiƣan yǝrdǝ, bularni ɵltürüxkǝ bolamti? Əksiqǝ, ularning aldiƣa nan, su ⱪoyƣin; xuning bilǝn ular yǝp-iqip ɵz ƣojisiƣa yenip kǝtsun, dedi.
У: — Сән уларни өлтүрмә; һәтта өзүң қилич вә оқяйиң билән әсир қилғанлириңни өлтүрмәйдиған йәрдә, буларни өлтүрүшкә боламти? Әксичә, уларниң алдиға нан, су қойғин; шуниң билән улар йәп-ичип өз ғоҗисиға йенип кәтсун, деди.
23 Xundaⱪ ⱪilip, u ularƣa qong ziyapǝt bǝrdi; ular yǝp-iqip bolƣandin keyin, andin ularni yolƣa saldi. Ular ƣojisining yeniƣa ⱪaytti. Xuningdin keyin Suriyǝdin bulangqilar xaykiliri Israilning zeminiƣa ⱪayta besip kirmidi.
Шундақ қилип, у уларға чоң зияпәт бәрди; улар йәп-ичип болғандин кейин, андин уларни йолға салди. Улар ғоҗисиниң йениға қайтти. Шуниңдин кейин Сурийәдин булаңчилар шайкилири Исраилниң зиминиға қайта бесип кирмиди.
24 Keyin xundaⱪ boldiki, Suriyǝning padixaⱨi Bǝn-Ⱨadad pütkül ⱪoxunini yiƣip Samariyǝni muⱨasirigǝ aldi.
Кейин шундақ болдики, Сурийәниң падишаси Бән-Һадад пүткүл қошунини жиғип Самарийәни муһасиригә алди.
25 Xuning bilǝn Samariyǝdǝ zor aqarqiliⱪ boldi. Ular uni xunqǝ uzun ⱪamal ⱪildiki, bir exǝk bexi sǝksǝn xǝkǝl kümüxkǝ, wǝ kǝptǝr mayiⱪining bir qinisining tɵttin biri bǝx xǝkǝl kümüxkǝ yaraytti.
Шуниң билән Самарийәдә зор ачарчилиқ болди. Улар уни шунчә узун қамал қилдики, бир ешәк беши сәксән шәкәл күмүчкә, вә кәптәр майиқиниң бир чинисиниң төрттин бири бәш шәкәл күмүчкә ярайтти.
26 Israilning padixaⱨi sepilning üstidin ɵtkǝndǝ, bir ayal uningƣa: I ƣojam padixaⱨ, yardǝm bǝrginǝ! dǝp pǝryad kɵtürdi.
Исраилниң падишаси сепилниң үстидин өткәндә, бир аял униңға: И ғоҗам падиша, ярдәм бәргинә! дәп пәряд көтәрди.
27 U: Əgǝr Pǝrwǝrdigar sanga yardǝm bǝrmisǝ, mǝn sanga ⱪandaⱪ yardǝm ⱪilay? Ya hamandin ya üzüm kɵlqikidin yardǝm tepilamdu?, — dedi.
У: Әгәр Пәрвәрдигар саңа ярдәм бәрмисә, мән саңа қандақ ярдәм қилай? Я хамандин я үзүм көлчигидин ярдәм тепиламду?, — деди.
28 Padixaⱨ ǝmdi uningdin yǝnǝ: Nemǝ dǝrding bar? dǝp soridi. U: Mana bu hotun manga: Oƣlungni bǝrgin, biz uni bügün yǝyli. Ətǝ bolsa mening oƣlumni yǝymiz, dedi.
Падиша әнди униңдин йәнә: Немә дәрдиң бар? дәп сориди. У: Мана бу хотун маңа: Оғлуңни бәргин, биз уни бүгүн йәйли. Әтә болса мениң оғлумни йәймиз, деди.
29 U waⱪitta biz mening oƣlumni ⱪaynitip pixurup yeduⱪ. Ətisi mǝn uningƣa: Əmdi sǝn oƣlungni bǝrgin, uni yǝyli desǝm, u ɵz oƣlini yoxurup ⱪoydi, — dedi.
У вақитта биз мениң оғлумни қайнитип пиширип йедуқ. Әтиси мән униңға: Әнди сән оғлуңни бәргин, уни йәйли десәм, у өз оғлини йошуруп қойди, — деди.
30 Padixaⱨ ayalning sɵzini anglap kiyimlirini yirtip-yirtiwǝtti. U sepilda ketiwatⱪanda, hǝlⱪ uning kiyimining iqigǝ, yǝni etigǝ bɵz kiygǝnlikini kɵrüp ⱪaldi.
Падиша аялниң сөзини аңлап кийимлирини житип-житивәтти. У сепилда кетиватқанда, хәлиқ униң кийиминиң ичигә, йәни етигә бөз кийгәнлигини көрүп қалди.
31 [Padixaⱨ]: — Əgǝr Xafatning oƣli Elixaning bexi bügün tenidǝ ⱪalsa, Huda mening beximni alsun wǝ uningdinmu artuⱪ jazalisun! — dedi.
[Падишаһ]: — Әгәр Шафатниң оғли Елишаниң беши бүгүн тенидә қалса, Худа мениң бешимни алсун вә униңдинму артуқ җазалисун! — деди.
32 Əmma Elixa ɵz ɵyidǝ olturatti; aⱪsaⱪallarmu uning bilǝn billǝ olturƣanidi. Padixaⱨ uning aldiƣa bir adǝmni mangdurƣanidi. Lekin u hǝwǝrqi u yǝrgǝ yetip barmayla, Elixa aⱪsaⱪallarƣa: — Mana bu jallatning balisining beximni alƣili adǝm mangdurƣanliⱪini kɵrdünglarmu? Əmdi hǝwǝrqi kǝlgǝndǝ ixikni qing taⱪap iqidin tiriwelinglar. Mana uning kǝynidin kǝlgǝn ƣojisining ⱪǝdimining awazi angliniwatmamdu? — dedi.
Амма Елиша өз өйидә олтиратти; ақсақалларму униң билән биллә олтарған еди. Падиша униң алдиға бир адәмни маңдурған еди. Лекин у хәвәрчи у йәргә йетип бармайла, Елиша ақсақалларға: — Мана бу җаллатниң балисиниң бешимни алғили адәм маңдурғанлиғини көрдүңларму? Әнди хәвәрчи кәлгәндә ишикни чиң тақап ичидин тиривелиңлар. Мана униң кәйнидин кәлгән ғоҗисиниң қедиминиң авази аңлиниватмамду? — деди.
33 U ular bilǝn sɵzlixiwatⱪanda, mana hǝwǝrqi uning ⱪexiƣa qüxüp kelip: «Padixaⱨ: «Mana bu balayi’apǝtning ɵzi Pǝrwǝrdigar tǝripidin kǝldi; mǝn zadi nemǝ dǝp Pǝrwǝrdigarƣa yǝnǝ ümid baƣliyalarmǝn?» dǝydu, dedi.
У улар билән сөзлишиватқанда, мана хәвәрчи униң қешиға чүшүп келип: «Падишаһ: «Мана бу балаю-апәтниң өзи Пәрвәрдигар тәрипидин кәлди; мән зади немә дәп Пәрвәрдигарға йәнә үмүт бағлиялармән?» дәйду, деди.

< Padixaⱨlar 2 6 >