< Padixaⱨlar 2 4 >

1 Pǝyƣǝmbǝr xagirtliridin birining tul ⱪalƣan hotuni Elixaƣa pǝryad ⱪilip: Sening ⱪulung bolƣan mening erim ɵlüptu. Bilisǝnki, sening ⱪulung Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪⱪan adǝm idi. Əmdi ⱪǝrz igisi mening ikki oƣlumni ⱪulluⱪⱪa alƣili kǝldi.
Пәйғәмбәр шагиртлиридин бириниң тул қалған хотуни Елишаға пәряд қилип: Сениң қулуң болған мениң ерим өлүпту. Билисәнки, сениң қулуң Пәрвәрдигардин қорққан адәм еди. Әнди қәриз егиси мениң икки оғлумни қуллуққа алғили кәлди.
2 Elixa uningdin: Sening üqün nemǝ ⱪilay? Deginǝ, ɵyüngdǝ nemǝng bar? — dǝp soridi. U: Dedikingning ɵyidǝ kiqik bir koza maydin baxⱪa ⱨeqnǝrsǝ yoⱪ, — dedi.
Елиша униңдин: Сениң үчүн немә қилай? Дегинә, өйүңдә немәң бар? — дәп сориди. У: Дедигиңниң өйидә кичик бир коза майдин башқа һеч нәрсә йоқ, — деди.
3 U: Berip ⱨǝmmǝ ⱪoxniliringdin qɵgün-koza, yǝni box qɵgün-kozilarni ɵtnǝ alƣin, ular az bolmisun.
У: Берип һәммә хошнилириңдин чөгүн-коза, йәни бош чөгүн-козиларни өтнә алғин, улар аз болмисун.
4 Andin ɵzüng bilǝn oƣulliring ɵygǝ kirgin, ixikni yepip ⱨǝmmǝ qɵgün-kozilarƣa may ⱪaqiliƣin. Toxⱪanlirini bir qǝtkǝ elip ⱪoyƣin, — dedi.
Андин өзүң билән оғуллириң өйгә киргин, ишикни йепип һәммә чөгүн-козиларға май қачилиғин. Тошқанлирини бир чәткә елип қойғин, — деди.
5 Xuning bilǝn u u yǝrdin ayrilip oƣulliri bilǝn ɵygǝ kirip ixikni yapti. Oƣulliri qɵgün-kozilarni uning aldiƣa elip kǝlgǝndǝ, u may ⱪuydi.
Шуниң билән у у йәрдин айрилип оғуллири билән өйгә кирип ишикни япти. Оғуллири чөгүн-козиларни униң алдиға елип кәлгәндә, у май қуйди.
6 Wǝ xundaⱪ boldiki, qɵgün-kozilarning ⱨǝmmisi tolƣanda u oƣliƣa: Yǝnǝ bir koza elip kǝl, dedi. Əmma oƣli: Əmdi koza ⱪalmidi, dedi. U waⱪitta may tohtap ⱪaldi.
Вә шундақ болдики, чөгүн-козиларниң һәммиси толғанда у оғлиға: Йәнә бир коза елип кәл, деди. Амма оғли: Әнди коза қалмиди, деди. У вақитта май тохтап қалди.
7 Əmdi u berip Hudaning adimigǝ hǝwǝr yǝtküzdi. U: Berip mayni setiwǝt, ⱪǝrzingni tügǝtkin; andin ⱪalƣan pul bilǝn ɵzüng wǝ oƣulliringning jenini beⱪinglar, dedi.
Әнди у берип Худаниң адимигә хәвәр йәткүзди. У: Берип майни сетивәт, қәрзиңни түгәткин; андин қалған пул билән өзүң вә оғуллириңниң җенини беқиңлар, деди.
8 Bir küni Elixa Xunǝm xǝⱨirigǝ bardi. U yǝrdǝ bir bay ayal bar idi wǝ u uni ɵz ɵyidǝ tamaⱪⱪa tutup ⱪaldi. Xuningdin keyin ⱨǝrⱪaqan u yǝrdin ɵtüp mangsa, u uning ɵyigǝ kirip ƣizalinatti.
Бир күни Елиша Шунәм шәһиригә барди. У йәрдә бир бай аял бар еди вә у уни өз өйидә тамаққа тутуп қалди. Шуниңдин кейин һәр қачан у йәрдин өтүп маңса, у униң өйигә кирип ғизалинатти.
9 Bir küni u ɵz erigǝ: Bu yǝrdin daim ɵtidiƣan kixi Hudaning bir muⱪǝddǝs adimi ikǝnlikini bilip yǝttim.
Бир күни у өз еригә: Бу йәрдин дайим өтидиған киши Худаниң бир муқәддәс адими екәнлигини билип йәттим.
10 Biz ɵgzidǝ uningƣa bir kiqikrǝk ɵy salayli. Uningƣa ɵydǝ kariwat, xirǝ, orunduⱪ wǝ qiraƣdan tǝyyarlap berǝyli; wǝ xundaⱪ bolsunki, u ⱪaqanla yenimizƣa kǝlsǝ xu ɵydǝ tursun, — dedi.
Биз өгүздә униңға бир кичикрәк өй салайли. Униңға өйдә кариват, ширә, орундуқ вә чирақдан тәйярлап берәйли; вә шундақ болсунки, у қачанла йенимизға кәлсә шу өйдә турсун, — деди.
11 Əmdi pǝyƣǝmbǝr bir küni u yǝrgǝ kǝlgǝndǝ, xu balihaniƣa kirip yetip ⱪaldi.
Әнди пәйғәмбәр бир күни у йәргә кәлгәндә, шу балиханиға кирип йетип қалди.
12 U ɵz hizmǝtkari Gǝⱨaziƣa: Sǝn u Xunǝmlik ayalni qaⱪirƣin, dedi. U uni qaⱪirƣanda, ayal uning ⱪexiƣa kǝldi.
У өз хизмәткари Гәһазиға: Сән у Шунәмлик аялни чақирғин, деди. У уни чақирғанда, аял униң қешиға кәлди.
13 Pǝyƣǝmbǝr hizmǝtkariƣa: Sǝn uningƣa: «Sili bizning ƣemimizni yǝp muxundaⱪ ɵzlirini kɵp awarǝ ⱪildila; mǝn sili üqün nemǝ ⱪilip berǝy? Padixaⱨⱪa yaki ⱪoxun sǝrdariƣa birǝr tǝlǝplirini yǝtküzǝymu?» — degin, dedi. Ayal buningƣa jawab berip: — Mǝn ɵz hǝlⱪim arisida yaxawatimǝn, boldi! dedi.
Пәйғәмбәр хизмәткариға: Сән униңға: «Сили бизниң ғемимизни йәп мошундақ өзлирини көп аварә қилдила; мән сили үчүн немә қилип берәй? Падишаға яки қошун сәрдариға бирәр тәләплирини йәткүзәйму?» — дегин, деди. Аял буниңға җавап берип: — Мән өз хәлқим арисида яшаватимән, болди! деди.
14 Əmdi Elixa Gǝⱨazidin, uningƣa nemǝ ⱪilip berix kerǝk? — dǝp soridi. Gǝⱨazi: Uning oƣul balisi yoⱪ ikǝn, wǝ erimu ⱪeri ikǝn, dedi.
Әнди Елиша Гәһазидин, униңға немә қилип бериш керәк? — дәп сориди. Гәһази: Униң оғул балиси йоқ екән, вә ериму қери екән, деди.
15 U: Uni qaⱪirƣin, dedi. Ayalni qaⱪiriwidi, ayal ixikkǝ kelip turdi.
У: Уни чақирғин, деди. Аялни чақиривиди, аял ишиккә келип турди.
16 Pǝyƣǝmbǝr uningƣa: Kelǝr yili tǝhminǝn muxu waⱪitta ⱪuqaⱪlirida bir oƣulliri bolidu, dedi. U: Yaⱪ, i ƣojam! I Hudaning adimi, dedikinggǝ yalƣan eytmiƣin, dedi.
Пәйғәмбәр униңға: Келәр жили тәхминән мошу вақитта қучағлирида бир оғуллири болиду, деди. У: Яқ, и ғоҗам! И Худаниң адими, дедигиңгә ялған ейтмиғин, деди.
17 Əmdi Elixa uningƣa degǝndǝk u ayal ⱨamilidar bolup, ikkinqi yili bekitilgǝn waⱪitta oƣul tuƣdi.
Әнди Елиша униңға дегәндәк у аял һамилдар болуп, иккинчи жили бекитилгән вақитта оғул туғди.
18 Bala ɵsüp qong boldi. Bir küni xundaⱪ boldiki, u atisi bar yǝrgǝ, ormiqilarning ⱪexiƣa qiⱪip kǝtti.
Бала өсүп чоң болди. Бир күни шундақ болдики, у атиси бар йәргә, ормичиларниң қешиға чиқип кәтти.
19 U atisiƣa: Way bexim, way bexim, dǝp waysidi. U hizmǝtkariƣa, uni anisining ⱪexiƣa elip barƣin, dedi.
У атисиға: Вай бешим, вай бешим, дәп вайсиди. У хизмәткариға, уни анисиниң қешиға елип барғин, деди.
20 U uni kɵtürüp anisining yeniƣa apirip ⱪoydi. Bala anisining etikidǝ qüxkiqǝ olturdi, andin ɵlüp ⱪaldi.
У уни көтирип анисиниң йениға апирип қойди. Бала анисиниң етигидә чүшкичә олтарди, андин өлүп қалди.
21 Andin anisi qiⱪip, uni Hudaning adimining ɵyidiki kariwatⱪa yatⱪuzup ⱪoyup, ixikni yepip qiⱪip kǝtti.
Андин аниси чиқип, уни Худаниң адиминиң өйидики кариватқа ятқузуп қоюп, ишикни йепип чиқип кәтти.
22 U erini qaⱪirip uningƣa: Ƣulamlardin birini mangdurƣin, u bir exǝkni elip kǝlsun; mǝn uni qapturup, Hudaning adimining ⱪexiƣa dǝrⱨal berip kelǝy, dedi.
У ерини чақирип униңға: Ғуламлардин бирини маңдурғин, у бир ешәкни елип кәлсун; мән уни чаптуруп, Худаниң адиминиң қешиға дәрһал берип келәй, деди.
23 Eri uningƣa: Nemixⱪa uning ⱪexiƣa bügün barisǝn? Bügün ya yengi ay ya xabat küni bolmisa, dedi. Ayali uningƣa, Ⱨǝmmǝ ix tinqliⱪ — dedi.
Ери униңға: Немишкә униң қешиға бүгүн барисән? Бүгүн я йеңи ай я шабат күни болмиса, деди. Аяли униңға, Һәммә иш течлиқ — деди.
24 U exǝkni toⱪutup ƣulamiƣa: Ittik ⱨǝydǝp mang; mǝn demigüqǝ tohtimiƣin, dedi.
У ешәкни тоқутуп ғуламиға: Иштик һайдап маң; мән демигичә тохтимиғин, деди.
25 Xuning bilǝn u Karmǝl teƣiƣa berip Hudaning adimi aldiƣa kǝldi. Wǝ xundaⱪ boldiki, Hudaning adimi uni yiraⱪtinla kɵrüp ɵz hizmǝtkari Gǝⱨaziƣa: Mana Xunǝmlik ayal keliwatidu;
Шуниң билән у Кармәл теғиға берип Худаниң адими алдиға кәлди. Вә шундақ болдики, Худаниң адими уни жирақтинла көрүп өз хизмәткари Гәһазиға: Мана Шунәмлик аял келиватиду;
26 Sǝn uning aldiƣa yügürüp berip uningdin: Sili tinqliⱪmu? Ərliri tinqliⱪmu? Baliliri tinqliⱪmu?» — dǝp soriƣin, dedi. — Ⱨǝmmǝ ix tinqliⱪ, dǝp eytti ayal.
Сән униң алдиға жүгүрүп берип униңдин: Сили течлиқму? Әрлири течлиқму? Балилири течлиқму?» — дәп сориғин, деди. — Һәммә иш течлиқ, дәп ейтти аял.
27 Əmdi taƣⱪa qiⱪip Hudaning adimining ⱪexiƣa kǝlgǝndǝ, u uning putlirini ⱪuqaⱪlidi. Gǝⱨazi uning yeniƣa berip uni ittiriwǝtmǝkqi boldi; lekin Hudaning adimi: — Uni ɵz ihtiyariƣa ⱪoyƣin; qünki uning kɵngli intayin sunuⱪ wǝ Pǝrwǝrdigar bu ixni manga demǝy yoxuruptu, dedi.
Әнди таққа чиқип Худаниң адиминиң қешиға кәлгәндә, у униң путлирини қучағлиди. Гәһази униң йениға берип уни иштиривәтмәкчи болди; лекин Худаниң адими: — Уни өз ихтияриға қойғин; чүнки униң көңли интайин сунуқ вә Пәрвәрдигар бу ишни маңа демәй йошурупту, деди.
28 Ayal: Mǝn ƣojamdin bir oƣul tilidimmu? Manga yalƣan sɵz ⱪilmiƣin, dǝp sǝndin ɵtünmidimmu? — dedi.
Аял: Мән ғоҗамдин бир оғул тилидимму? Маңа ялған сөз қилмиғин, дәп сәндин өтүнмидимму? — деди.
29 Pǝyƣǝmbǝr Gǝⱨaziƣa: — Belingni qing baƣlap, mening ⱨasamni elip mangƣin. Birsigǝ uqrisang, uningƣa salam ⱪilmiƣin, birsi sanga salam ⱪilsa, sǝn uningƣa jawab bǝrmigin. Mening ⱨasamni balining yüzigǝ ⱪoyƣin, dedi.
Пәйғәмбәр Гәһазиға: — Белиңни чиң бағлап, мениң һасамни елип маңғин. Бирисигә учрисаң, униңға салам қилмиғин, бириси саңа салам қилса, сән униңға җавап бәрмигин. Мениң һасамни балиниң йүзигә қойғин, деди.
30 Balining anisi: Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn wǝ sening ⱨayating bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, sǝndin ayrilmaymǝn, dedi. Elixa ornidin turup uning kǝynidin ǝgǝxti.
Балиниң аниси: Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сәндин айрилмаймән, деди. Елиша орнидин туруп униң кәйнидин әгәшти.
31 Gǝⱨazi ulardin burun berip ⱨasisini balining yüzigǝ ⱪoyƣanidi. Əmma ⱨeq awaz yaki tiwix qiⱪmidi. Xuning bilǝn u yenip Elixaning aldiƣa berip uningƣa: Bala oyƣanmidi, dedi.
Гәһази улардин бурун берип һасисини балиниң йүзигә қойған еди. Амма һеч аваз яки тивиш чиқмиди. Шуниң билән у йенип Елишаниң алдиға берип униңға: Бала ойғанмиди, деди.
32 Elixa ɵygǝ kelip ⱪarisa, mana, bala uning kariwitida ɵlük yatatti.
Елиша өйгә келип қариса, мана, бала униң каривитида өлүк ятатти.
33 U bala bilǝn ɵzini ayrim ⱪaldurup, ixikni yepiwetip Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪildi.
У бала билән өзини айрим қалдуруп, ишикни йепиветип Пәрвәрдигарға дуа қилди.
34 Andin u kariwatⱪa qiⱪip balining üstigǝ ɵzini ⱪoyup aƣzini uning aƣziƣa, kɵzlirni uning kɵzlirigǝ, ⱪollirini uning ⱪolliriƣa yeⱪip yatti. Xuning bilǝn balining bǝdini issixⱪa baxlidi.
Андин у кариватқа чиқип балиниң үстигә өзини қоюп ағзини униң ағзиға, көзлирни униң көзлиригә, қоллирини униң қоллириға йеқип ятти. Шуниң билән балиниң бәдини иссишқа башлиди.
35 U qüxüp ɵydǝ u yaⱪ-bu yaⱪⱪa mengip andin yǝnǝ kariwatⱪa qiⱪip yǝnǝ balining üstigǝ egildi. U waⱪitta bala yǝttǝ ⱪetim qüxkürdi, andin kɵzlirini aqti.
У чүшүп өйдә у яқ-бу яққа меңип андин йәнә кариватқа чиқип йәнә балиниң үстигә егилди. У вақитта бала йәттә қетим чүшкүрди, андин көзлирини ачти.
36 Pǝyƣǝmbǝr Gǝⱨazini qaⱪirip uningƣa: Xunǝmlik ayalni qaⱪirƣin, dedi. U uni qaⱪirip ⱪoydi. U Elixaning yeniƣa kǝlgǝndǝ. U uningƣa: Oƣullirini kɵtürüp alsila, dedi.
Пәйғәмбәр Гәһазини чақирип униңға: Шунәмлик аялни чақирғин, деди. У уни чақирип қойди. У Елишаниң йениға кәлгәндә. У униңға: Оғуллирини көтирип алсила, деди.
37 U ɵyigǝ kiripla uning ayiƣi aldiƣa yiⱪilip düm yatti, bexi yǝrgǝ tǝgküdǝk tǝzim ⱪildi. Andin ɵz oƣlini kɵtürüp qiⱪip kǝtti.
У өйигә кирипла униң айиғи алдиға жиқилип дүм ятти, беши йәргә тәккидәк тазим қилди. Андин өз оғлини көтирип чиқип кәтти.
38 Elixa Gilgalƣa yenip bardi. Xu qaƣda yurtta aqarqiliⱪ bolƣanidi. Pǝyƣǝmbǝrlǝrning xagirtliri Elixaning yenida olturƣanda u ɵz hizmǝtkariƣa: Sǝn qong ⱪazanni esip pǝyƣǝmbǝrlǝrning xagirtliriƣa xorpa pixurup bǝrgin, dedi.
Елиша Гилгалға йенип барди. Шу чағда жутта ачарчилиқ болған еди. Пәйғәмбәрләрниң шагиртлири Елишаниң йенида олтарғанда у өз хизмәткариға: Сән чоң қазанни есип пәйғәмбәрләрниң шагиртлириға шорпа пиширип бәргин, деди.
39 Ulardin birsi otyax tǝrgili dalaƣa qiⱪip yawa ⱪapaⱪ pelikini tepip, uningdin yawa ⱪapaⱪ üzüp etikini toldurup kelip, toƣrap ⱪazanƣa saldi; qünki ular bularning ziyanliⱪ ikǝnlikini bilmǝytti.
Улардин бириси отяш тәргили далаға чиқип явайи қапақ пелигини тепип, униңдин явайи қапақ үзүп етигини толдуруп келип, тоғрап қазанға салди; чүнки улар буларниң зиянлиқ екәнлигини билмәйтти.
40 Andin ular yǝnglar dǝp adǝmlǝrgǝ usup bǝrdi. Lekin ular tamaⱪni yegili baxliƣanda: I Hudaning adimi, ⱪazanda ɵlüm bar, dǝp warⱪiraxti. Ⱨeqkim uningdin yeyǝlmidi.
Андин улар йәңлар дәп адәмләргә усуп бәрди. Лекин улар тамақни йегили башлиғанда: И Худаниң адими, қазанда өлүм бар, дәп вақирашти. Һеч ким униңдин йейәлмиди.
41 Elixa: Azraⱪⱪinǝ un elip kelinglar, dedi. U xuni ⱪazanƣa taxlap: Hǝlⱪⱪǝ usup bǝrgin, yesun, dedi. Wǝ mana, ⱪazanda ⱨeq zǝⱨǝr ⱪalmidi.
Елиша: Азраққинә ун елип келиңлар, деди. У шуни қазанға ташлап: Хәлиққә усуп бәргин, йесун, деди. Вә мана, қазанда һеч зәһәр қалмиди.
42 Əmdi Baal-Xalixaⱨdin bir adǝm kelip, Hudaning adimigǝ arpa ⱨosulining tunji mewisidin ax-nan, yǝni yigirmǝ arpa nanni wǝ bir halta kɵk baxni elip keliwidi, u: Hǝlⱪⱪǝ yegili aldiƣa ⱪoyƣin, dedi.
Әнди Баал-Шалишаһдин бир адәм келип, Худаниң адимигә арпа һосулиниң тунҗа мевисидин аш-нан, йәни жигирмә арпа нанни вә бир халта көк башни елип келивиди, у: Хәлиққә йегили алдиға қойғин, деди.
43 Uning hizmǝtkari: Xuni bir yüz adǝmning aldida ⱪandaⱪ ⱪoyalaymǝn? dedi. Elixa: Hǝlⱪⱪǝ yegili bǝrgin; qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: Ular yǝydu wǝ uningdin exip ⱪalidu, dedi.
Униң хизмәткари: Шуни бир йүз адәмниң алдида қандақ қоялаймән? деди. Елиша: Хәлиққә йегили бәргин; чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Улар йәйду вә униңдин ешип қалиду, деди.
44 Xuning bilǝn u xuni ularning aldida ⱪoydi; ular yedi wǝ dǝl Pǝrwǝrdigarning deginidǝk, uningdin exip ⱪaldi.
Шуниң билән у шуни уларниң алдида қойди; улар йеди вә дәл Пәрвәрдигарниң дегинидәк, униңдин ешип қалди.

< Padixaⱨlar 2 4 >