< Padixaⱨlar 2 3 >
1 Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoxafatning sǝltǝnitining on sǝkkizinqi yili, Aⱨabning oƣli Yǝⱨoram Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, on ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуда падишаси Йәһошафатниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили, Аһабниң оғли Йәһорам Самарийәдә Исраилға падиша болуп, он икки жил сәлтәнәт қилди.
2 U ɵzi Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilatti, lekin atisi bilǝn anisi ⱪilƣan dǝrijidǝ ǝmǝs idi. U atisi yasatⱪan «Baal tüwrüki»ni elip taxlidi.
У өзи Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти, лекин атиси билән аниси қилған дәриҗидә әмәс еди. У атиси ясатқан «Баал түврүги»ни елип ташлиди.
3 Lekin u Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨlirida qing turup, ulardin ⱨeq yanmidi.
Лекин у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида чиң туруп, улардин һеч янмиди.
4 Moabning padixaⱨi Mexa naⱨayiti qong ⱪoyqi idi; u Israilning padixaⱨiƣa yüz ming ⱪoza ⱨǝm yüz ming ⱪoqⱪarning yungini olpan ⱪilatti.
Моабниң падишаси Меша наһайити чоң қойчи еди; у Исраилниң падишасиға йүз миң қоза һәм йүз миң қочқарниң жуңини олпан қилатти.
5 Əmdi xundaⱪ boldiki, Aⱨab ɵlüp kǝtkǝndin keyin Moabning padixaⱨi Israilning padixaⱨiƣa yüz ɵrüdi.
Әнди шундақ болдики, Аһаб өлүп кәткәндин кейин Моабниң падишаси Исраилниң падишасиға йүз өрүди.
6 U waⱪitta Yǝⱨoram padixaⱨ Samariyǝdin qiⱪip ⱨǝmmǝ Israilni [jǝng üqün] editlidi.
У вақитта Йәһорам падиша Самарийәдин чиқип һәммә Исраилни [җәң үчүн] едитлиди.
7 U yǝnǝ adǝm ǝwitip Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoxafatⱪa hǝwǝr berip: Moabning padixaⱨi mǝndin yüz ɵridi; Moab bilǝn soⱪuxⱪili qiⱪamsǝn? — dedi. U: Qiⱪimǝn; bizdǝ mening-sening dǝydiƣan gǝp yoⱪtur, mening hǝlⱪim sening hǝlⱪingdur, mening atlirim sening atliringdur, dedi.
У йәнә адәм әвитип Йәһуданиң падишаси Йәһошафатқа хәвәр берип: Моабниң падишаси мәндин йүз өриди; Моаб билән соқушқили чиқамсән? — деди. У: Чиқимән; биздә мениң-сениң дәйдиған гәп йоқтур, мениң хәлқим сениң хәлқиңдур, мениң атлирим сениң атлириңдур, деди.
8 U yǝnǝ: Ⱪaysi yol bilǝn qiⱪayli, dǝp soridi. Yǝⱨoram: Biz Edom qɵlining yoli bilǝn qiⱪayli, dǝp jawab bǝrdi.
У йәнә: Қайси йол билән чиқайли, дәп сориди. Йәһорам: Биз Едом чөлиниң йоли билән чиқайли, дәп җавап бәрди.
9 Andin Israilning padixaⱨi bilǝn Yǝⱨudaning padixaⱨi Edomning padixaⱨiƣa ⱪoxulup mangdi. Ular yǝttǝ kün aylinip yürüx ⱪilƣandin keyin, ⱪoxun wǝ ular elip kǝlgǝn at-ulaƣlarƣa su ⱪalmidi.
Андин Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Едомниң падишасиға қошулуп маңди. Улар йәттә күн айлинип жүрүш қилғандин кейин, қошун вә улар елип кәлгән ат-улақларға су қалмиди.
10 Israilning padixaⱨi: Apla! Pǝrwǝrdigar biz üq padixaⱨni Moabning ⱪoliƣa qüxsun dǝp, bir yǝrgǝ jǝm ⱪilƣan ohxaydu, dedi.
Исраилниң падишаси: Апла! Пәрвәрдигар биз үч падишани Моабниң қолиға чүшсун дәп, бир йәргә җәм қилған охшайду, деди.
11 Lekin Yǝⱨoxafat: Pǝrwǝrdigardin yol soriximiz üqün bu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigarning bir pǝyƣǝmbiri yoⱪmu? — dedi. Israilning padixaⱨining qakarliridin biri: Iliyasning ⱪoliƣa su ⱪuyup bǝrgǝn Xafatning oƣli Elixa bu yǝrdǝ bar, dedi.
Лекин Йәһошафат: Пәрвәрдигардин йол соришимиз үчүн бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бир пәйғәмбири йоқму? — деди. Исраилниң падишасиниң чакарлиридин бири: Илиясниң қолиға су қуюп бәргән Шафатниң оғли Елиша бу йәрдә бар, деди.
12 Yǝⱨoxafat: Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalami uningda bar, dedi. Xuning bilǝn Israilning padixaⱨi bilǝn Yǝⱨoxafat wǝ Edomning padixaⱨi uning ⱪexiƣa qüxüp bardi.
Йәһошафат: Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңда бар, деди. Шуниң билән Исраилниң падишаси билән Йәһошафат вә Едомниң падишаси униң қешиға чүшүп барди.
13 Elixa Israilning padixaⱨiƣa: — Mening sening bilǝn nemǝ karim! Ɵz atangning pǝyƣǝmbǝrliri bilǝn anangning pǝyƣǝmbǝrlirining ⱪexiƣa barƣin, dedi. Israilning padixaⱨi: Undaⱪ demigin; qünki Pǝrwǝrdigar bu üq padixaⱨni Moabning ⱪoliƣa tapxurux üqün jǝm ⱪilƣan ohxaydu, — dedi.
Елиша Исраилниң падишасиға: — Мениң сениң билән немә карим! Өз атаңниң пәйғәмбәрлири билән анаңниң пәйғәмбәрлириниң қешиға барғин, деди. Исраилниң падишаси: Ундақ демигин; чүнки Пәрвәрдигар бу үч падишани Моабниң қолиға тапшуруш үчүн җәм қилған охшайду, — деди.
14 Elixa: Mǝn hizmitidǝ turuwatⱪan Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, ǝgǝr Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoxafatning ⱨɵrmitini ⱪilmiƣan bolsam, seni kɵzgǝ ilmiƣan yaki sanga ⱪarimiƣan bolattim.
Елиша: Мән хизмитидә туруватқан Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, әгәр Йәһуданиң падишаси Йәһошафатниң һөрмитини қилмиған болсам, сени көзгә илмиған яки саңа қаримиған болаттим.
15 Lekin ǝmdi berip bir sazqini manga elip kelinglar, — dedi. Sazqi saz qalƣanda, Pǝrwǝrdigarning ⱪoli uning üstigǝ qüxti.
Лекин әнди берип бир сазчини маңа елип келиңлар, — деди. Сазчи саз чалғанда, Пәрвәрдигарниң қоли униң үстигә чүшти.
16 U: Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪilip: «Bu wadining ⱨǝmmǝ yerigǝ ora kolanglar» dedi, — dedi andin yǝnǝ:
У: Пәрвәрдигар сөз қилип: «Бу вадиниң һәммә йеригә ора колаңлар» деди, — деди андин йәнә:
17 — Qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Silǝr ya xamal ya yamƣur kɵrmisǝnglarmu, bu wadi suƣa tolup, ɵzünglar bilǝn at-ulaƣliringlar ⱨǝmmisi su iqisilǝr».
— Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр я шамал я ямғур көрмисәңларму, бу вади суға толуп, өзүңлар билән ат-улақлириңлар һәммиси су ичисиләр».
18 Lekin bu Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ kiqik ix bolup, u Moabnimu silǝrning ⱪolliringlarƣa tapxuridu.
Лекин бу Пәрвәрдигарниң нәзиридә кичик иш болуп, у Моабниму силәрниң қоллириңларға тапшуриду.
19 Silǝr barliⱪ mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝrni wǝ barliⱪ esil xǝⱨǝrlǝrni bɵsüp ɵtüp, barliⱪ yahxi dǝrǝhlǝrni kesip taxlap, ⱨǝmmǝ bulaⱪlarni tindurup, ⱨǝmmǝ munbǝt ekinzarliⱪni taxlar bilǝn ⱪaplap harab ⱪilisilǝr» — dedi.
Силәр барлиқ мустәһкәм шәһәрләрни вә барлиқ есил шәһәрләрни бөсүп өтүп, барлиқ яхши дәрәқләрни кесип ташлап, һәммә булақларни тиндуруп, һәммә мунбәт екинзарлиқни ташлар билән қаплап харап қилисиләр» — деди.
20 Wǝ ǝtisi ǝtigǝnlik ⱪurbanliⱪ sunulƣan waⱪtida, mana, su Edom zemini tǝrǝptin eⱪip kelip, ⱨǝmmǝ yǝrni suƣa toxⱪuzdi.
Вә әтиси әтигәнлик қурбанлиқ сунулған вақтида, мана, су Едом зимини тәрәптин еқип келип, һәммә йәрни суға тошқузди.
21 Əmma Moablarning ⱨǝmmisi: Padixaⱨlar biz bilǝn jǝng ⱪilƣili qiⱪiptu, dǝp angliƣan bolup, sawut-ⱪalⱪan kɵtürǝligüdǝk qong-kiqik ⱨǝmmisi qegrada tizilip sǝptǝ turdi.
Амма Моабларниң һәммиси: Падишаһлар биз билән җәң қилғили чиқипту, дәп аңлиған болуп, савут-қалқан көтирәлигидәк чоң-кичик һәммиси чегарада тизилип сәптә турди.
22 Ular ǝtisi sǝⱨǝrdǝ ⱪopup ⱪarisa, kün nuri ularning udulidiki su üstigǝ qüxkǝnidi; künning xolisida su ularƣa ⱪandǝk kɵründi. Ular: —
Улар әтиси сәһәрдә қопуп қариса, күн нури уларниң удулидики су үстигә чүшкән еди; күнниң шолисида су уларға қандәк көрүнди. Улар: —
23 Bu ⱪan ikǝn! Padixaⱨlar uruxup bir-birini ⱪirƣan ohxaydu. I Moablar! Dǝrⱨal oljining üstigǝ qüxüp bɵlixiwalayli! dedi.
Бу қан екән! Падишаһлар урушуп бир-бирини қирған охшайду. И Моаблар! Дәрһал олҗиниң үстигә чүшүп бөлишивалайли! деди.
24 Lekin ular Israilning lǝxkǝrgaⱨiƣa yǝtkǝndǝ, Israillar ornidin ⱪopup Moablarƣa ⱨujum ⱪilixi bilǝn ular bǝdǝr ⱪaqti. Israillar ularni sürüp-toⱪay ⱪiliwǝtti.
Лекин улар Исраилниң ләшкәргаһиға йәткәндә, Исраиллар орнидин қопуп Моабларға һуҗум қилиши билән улар бәдәр қачти. Исраиллар уларни сүрүп-тоқай қиливәтти.
25 Ular xǝⱨǝrlǝrni wǝyran ⱪilip, ⱨǝrbir adǝm tax elip, ⱨǝmmǝ munbǝt ekinzarliⱪni tolduruwǝtküqǝ tax taxlidi. Ular ⱨǝmmǝ bulaⱪ-ⱪuduⱪlarni tindurup, ⱨǝmmǝ yahxi dǝrǝhlǝrni kesiwǝtti. Ular Kir-Ⱨarǝsǝt xǝⱨiridiki taxlardin baxⱪa ⱨeq nemini ⱪaldurmidi. Xu xǝⱨǝrgǝ bolsa, salƣa atⱪuqilar uningƣa qɵrgilǝp ⱨujum ⱪildi.
Улар шәһәрләрни вәйран қилип, һәр бир адәм таш елип, һәммә мунбәт екинзарлиқни толдурувәткичә таш ташлиди. Улар һәммә булақ-қудуқларни тиндуруп, һәммә яхши дәрәқләрни кесивәтти. Улар Кир-Һарәсәт шәһиридики ташлардин башқа һеч немини қалдурмиди. Шу шәһәргә болса, салға атқучилар униңға чөргиләп һуҗум қилди.
26 Moabning padixaⱨi jǝngning ɵzigǝ ziyadǝ ⱪattiⱪ kǝlginini kɵrüp ɵzi bilǝn yǝttǝ yüz ⱪiliqwazni elip Edomning padixaⱨiƣa ⱨujum ⱪilip bɵsüp ɵtüxkǝ atlandi; lekin ular bɵsüp ɵtǝlmidi.
Моабниң падишаси җәңниң өзигә зиядә қаттиқ кәлгинини көрүп өзи билән йәттә йүз қиличвазни елип Едомниң падишасиға һуҗум қилип бөсүп өтүшкә атланди; лекин улар бөсүп өтәлмиди.
27 Xuning bilǝn tǝhtigǝ warisliⱪ ⱪilƣuqi tunji oƣlini elip, sepilning tɵpisidǝ uni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪildi. U waⱪitta Israil Pǝrwǝrdigarning ⱪattiⱪ ⱪǝⱨrigǝ uqriƣanidi. Xuning bilǝn bu üq padixaⱨ Moab padixaⱨtin ayrilip, ⱨǝrⱪaysisi ɵz yurtiƣa ketixti.
Шуниң билән тәхтигә варислиқ қилғучи тунҗа оғлини елип, сепилниң төписидә уни көйдүрмә қурбанлиқ қилди. У вақитта Исраил Пәрвәрдигарниң қаттиқ қәһригә учриған еди. Шуниң билән бу үч падиша Моаб падишадин айрилип, һәр қайсиси өз жутиға кетишти.