< Padixaⱨlar 2 24 >

1 Uning künliridǝ Babilning padixaⱨi Neboⱪadnǝsar [Yǝⱨudaƣa] ⱨujum ⱪilixⱪa qiⱪti; Yǝⱨoakim uningƣa üq yilƣiqǝ beⱪindi boldi, andin uningdin tenip uning ⱨɵkümranliⱪiƣa ⱪarxi qiⱪti.
Униң күнлиридә Бабилниң падишаси Небоқаднәсар [Йәһудаға] һуҗум қилишқа чиқти; Йәһоаким униңға үч жилғичә беқинди болди, андин униңдин тенип униң һөкүмранлиғиға қарши чиқти.
2 Xu waⱪitlarda Pǝrwǝrdigar uningƣa ⱨujum ⱪilixⱪa Kaldiylǝr bulangqilar xaykisi, Suriylǝr bulangqilar xaykisi, Moabiylar bulangqilar xaykisi, wǝ Ammoniylar bulangqilar xaykilirini ⱪozƣidi; u ularni Yǝⱨudani ⱨalak ⱪilix üqün ⱪozƣidi. Bu ixlar Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪulliri bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝr arⱪiliⱪ agaⱨ ⱪilƣan sɵz-kalamining ǝmǝlgǝ axuruluxi idi.
Шу вақитларда Пәрвәрдигар униңға һуҗум қилишқа Калдийләр булаңчилар шайкиси, Сурийләр булаңчилар шайкиси, Моабийлар булаңчилар шайкиси, вә Аммонийлар булаңчилар шайкилирини қозғиди; у уларни Йәһудани һалак қилиш үчүн қозғиди. Бу ишлар Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләр арқилиқ агаһ қилған сөз-каламиниң әмәлгә ашурулуши еди.
3 Dǝrwǝⱪǝ Pǝrwǝrdigarning eytⱪinidǝk, Manassǝⱨning gunaⱨliri tüpǝylidin Yǝⱨudani Ɵz kɵzliridin neri ⱪilix üqün, bu ixlar ularning bexiƣa qüxti.
Дәрвәқә Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Манассәһниң гуналири түпәйлидин Йәһудани Өз көзлиридин нери қилиш үчүн, бу ишлар уларниң бешиға чүшти.
4 Qünki [Manassǝⱨning] naⱨǝⱪ ⱪan tɵküp, Yerusalemni naⱨǝⱪ ⱪanlar bilǝn toldurƣini tüpǝylidin, Pǝrwǝrdigar [Yǝⱨudalarni] ǝpu ⱪilixⱪa kɵngli unimaytti.
Чүнки [Манассәһниң] наһәқ қан төкүп, Йерусалимни наһәқ қанлар билән толдурғини түпәйлидин, Пәрвәрдигар [Йәһудаларни] әпу қилишқа көңли унимайтти.
5 Yǝⱨoakimning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Йәһоакимниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
6 Yǝⱨoakim ata-bowilirining arisida uhildi; oƣli Yǝⱨoakin uning ornida padixaⱨ boldi.
Йәһоаким ата-бовилириниң арисида ухилди; оғли Йәһоакин униң орнида падиша болди.
7 Misirning padixaⱨi bolsa ɵz yurtidin ikkinqi qiⱪmidi. Qünki Babilning padixaⱨi «Misir eⱪini»din tartip Əfrat dǝryasiƣiqǝ bolƣan Misir padixaⱨiƣa tǝwǝ zeminni tartiwalƣanidi.
Мисирниң падишаси болса өз жутидин иккинчи чиқмиди. Чүнки Бабилниң падишаси «Мисир еқини»дин тартип Әфрат дәриясиғичә болған Мисир падишасиға тәвә зиминни тартивалған еди.
8 Yǝⱨoakin padixaⱨ bolƣanda on sǝkkiz yaxta bolup, üq ay Yerusalemda sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Nǝⱨuxta idi; u Yerusalemliⱪ Əlnatanning ⱪizi idi.
Йәһоакин падиша болғанда он сәккиз яшта болуп, үч ай Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Нәһушта еди; у Йерусалимлиқ Әлнатанниң қизи еди.
9 Yǝⱨoakin atisining barliⱪ ⱪilƣanliridǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi.
Йәһоакин атисиниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
10 Babilning padixaⱨi Neboⱪadnǝsarning sǝrdarliri Yerusalemƣa jǝng ⱪilƣili qiⱪip, xǝⱨǝrni ⱪamal ⱪildi.
Бабилниң падишаси Небоқаднәсарниң сәрдарлири Йерусалимға җәң қилғили чиқип, шәһәрни қамал қилди.
11 Uning sǝrdarliri xǝⱨǝrni ⱪamal ⱪilip turƣanda Neboⱪadnǝsar ɵzimu xǝⱨǝrning sirtiƣa qiⱪti.
Униң сәрдарлири шәһәрни қамал қилип турғанда Небоқаднәсар өзиму шәһәрниң сиртиға чиқти.
12 Andin Yǝⱨudaning padixaⱨi Yǝⱨoakin bilǝn anisi, barliⱪ hizmǝtkarliri, ǝmǝldarliri wǝ aƣwatliri Babil padixaⱨining aldiƣa qiⱪip uningƣa tǝn bǝrdi. Xundaⱪ ⱪilip Babilning padixaⱨi ɵz sǝltǝnitining sǝkkizinqi yilida uni ǝsir ⱪilip tutti.
Андин Йәһуданиң падишаси Йәһоакин билән аниси, барлиқ хизмәткарлири, әмәлдарлири вә ағватлири Бабил падишасиниң алдиға чиқип униңға тән бәрди. Шундақ қилип Бабилниң падишаси өз сәлтәнитиниң сәккизинчи жилида уни әсир қилип тутти.
13 Neboⱪadnǝsar Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki barliⱪ hǝzinilǝr bilǝn padixaⱨning ordisidiki hǝzinilǝrni elip kǝtti; Pǝrwǝrdigar agaⱨ bǝrginidǝk, u Israilning padixaⱨi Sulayman Pǝrwǝrdigarning ibadǝthanisi üqün yasatⱪan ⱨǝmmǝ altun ⱪaqa-ǝswablarni kesip sɵkti.
Небоқаднәсар Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ ғәзниләр билән падишаниң ордисидики ғәзниләрни елип кәтти; Пәрвәрдигар агаһ бәргинидәк, у Исраилниң падишаси Сулайман Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси үчүн ясатқан һәммә алтун қача-әсвапларни кесип сөкти.
14 Yerusalemning barliⱪ aⱨalisini, jümlidin ⱨǝmmǝ ǝmǝldarlar, ⱨǝmmǝ batur palwanlar, jǝmiy bolup on ming ǝsirni wǝ barliⱪ ⱨünǝrwǝnlǝr wǝ tɵmürqilǝrnimu elip kǝtti; yurttiki hǝlⱪtin ǝng namratlardin baxⱪa ⱨeqkim ⱪalmidi.
Йерусалимниң барлиқ аһалисини, җүмлидин һәммә әмәлдарлар, һәммә батур палванлар, җәмий болуп он миң әсирни вә барлиқ һүнәрвәнләр вә төмүрчиләрниму елип кәтти; жуттики хәлиқтин әң намратлардин башқа һеч ким қалмиди.
15 U Yǝⱨoakinni Babilƣa elip kǝtti wǝ xuningdǝk padixaⱨning anisini, padixaⱨning ayallirini, uning aƣwatliri wǝ yurttiki mɵtiwǝrlǝrni ǝsir ⱪilip Yerusalemdin Babilƣa elip bardi.
У Йәһоакинни Бабилға елип кәтти вә шуниңдәк падишаниң анисини, падишаниң аяллирини, униң ағватлири вә жуттики мөтивәрләрни әсир қилип Йерусалимдин Бабилға елип барди.
16 U batur-palwanlarning ⱨǝmmisini (yǝttǝ ming idi), ⱨünǝrwǝn wǝ tɵmürqilǝrni (jǝmiy bir ming idi) — bularning ⱨǝmmisi jǝnggiwar adǝmlǝr bolup, Babilning padixaⱨi ularni ǝsir ⱪilip, Babilƣa elip kǝtti.
У батур-палванларниң һәммисини (йәттә миң еди), һүнәрвән вә төмүрчиләрни (җәмий бир миң еди) — буларниң һәммиси җәңгивар адәмләр болуп, Бабилниң падишаси уларни әсир қилип, Бабилға елип кәтти.
17 Andin Babilning padixaⱨi Yǝⱨoakinning taƣisi Mattaniyani uning ornida padixaⱨ ⱪilip, uning ismini Zǝdǝkiyaƣa ɵzgǝrtti.
Андин Бабилниң падишаси Йәһоакинниң тағиси Маттанияни униң орнида падиша қилип, униң исмини Зәдәкияға өзгәртти.
18 Zǝdǝkiya padixaⱨ bolƣanda yigirmǝ bir yaxta bolup, on bir yil Yerusalemda sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisi Libnaⱨliⱪ Yǝrǝmiyaning ⱪizi bolup, ismi Ⱨamutal idi.
Зәдәкия падиша болғанда жигирмә бир яшта болуп, он бир жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң аниси Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи болуп, исми Һамутал еди.
19 Zǝdǝkiya Yǝⱨoakimning barliⱪ ⱪilƣinidǝk, Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilatti.
Зәдәкия Йәһоакимниң барлиқ қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.
20 Pǝrwǝrdigarning Yerusalemƣa ⱨǝm Yǝⱨudaƣa ⱪaratⱪan ƣǝzipi tüpǝylidin, Pǝrwǝrdigar ularni Ɵz ⱨuzuridin ⱨǝydiwǝtküqǝ bolƣan ariliⱪta, tɵwǝndiki ixlar yüz bǝrdi: — awwal, Zǝdǝkiya Babil padixaⱨiƣa isyan kɵtürdi.
Пәрвәрдигарниң Йерусалимға һәм Йәһудаға қаратқан ғәзиви түпәйлидин, Пәрвәрдигар уларни Өз һозуридин һайдивәткичә болған арилиқта, төвәндики ишлар йүз бәрди: — авал, Зәдәкия Бабил падишасиға исян көтәрди.

< Padixaⱨlar 2 24 >