< Padixaⱨlar 2 23 >
1 Padixaⱨ adǝmlǝrni ǝwǝtip, Yǝⱨuda bilǝn Yerusalemning ⱨǝmmǝ aⱪsaⱪallirini ɵz ⱪexiƣa qaⱪirtip kǝldi.
Падиша адәмләрни әвәтип, Йәһуда билән Йерусалимниң һәммә ақсақаллирини өз қешиға чақиртип кәлди.
2 Padixaⱨ Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ qiⱪti; barliⱪ Yǝⱨudadiki ǝr kixilǝr wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisi, kaⱨinlar bilǝn pǝyƣǝmbǝrlǝr, yǝni barliⱪ hǝlⱪ, ǝng kiqikidin tartip qongiƣiqǝ ⱨǝmmisi uning bilǝn billǝ qiⱪti. Andin u Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ tepilƣan ǝⱨdǝ kitabining ⱨǝmmǝ sɵzlirini ularƣa oⱪup bǝrdi.
Падиша Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти; барлиқ Йәһудадики әр кишиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң һәммиси, каһинлар билән пәйғәмбәрләр, йәни барлиқ хәлиқ, әң кичигидин тартип чоңиғичә һәммиси униң билән биллә чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйидә тепилған әһдә китавиниң һәммә сөзлирини уларға оқуп бәрди.
3 Padixaⱨ tüwrükning yenida turup Pǝrwǝrdigarning aldida: — Pǝrwǝrdigarƣa ǝgixip pütün ⱪǝlbim wǝ pütkül jenim bilǝn Uning ǝmrlirini, ⱨɵküm-guwaⱨliⱪliri wǝ bǝlgilimilirini tutup, uxbu kitabta pütülgǝn ǝⱨdigǝ ǝmǝl ⱪilimǝn dǝp ǝⱨdigǝ ɵzini baƣlidi. Xuning bilǝn hǝlⱪning ⱨǝmmisimu ǝⱨdǝ aldida turup uningƣa ɵzini baƣlidi.
Падиша түврүкниң йенида туруп Пәрвәрдигарниң алдида: — Пәрвәрдигарға әгишип пүтүн қәлбим вә пүткүл җеним билән Униң әмирлирини, һөкүм-гувалиқлири вә бәлгүлимилирини тутуп, ушбу китапта пүтүлгән әһдигә әмәл қилимән дәп әһдигә өзини бағлиди. Шуниң билән хәлиқниң һәммисиму әһдә алдида туруп униңға өзини бағлиди.
4 Andin keyin padixaⱨ bax kaⱨin Ⱨilⱪiya bilǝn orun basar kaⱨinlarƣa wǝ ⱨǝm dǝrwaziwǝnlǝrgǝ: — Baalƣa, Axǝraⱨ butiƣa wǝ asmanning barliⱪ ⱪoxuniƣa atap yasalƣan barliⱪ ǝswab-üskünilǝrni Pǝrwǝrdigarning ɵyidin qiⱪiriwetinglar, dǝp ǝmr ⱪildi; u bularni Yerusalemning sirtida, Kidron etizliⱪida kɵydürdi wǝ küllirini Bǝyt-Əlgǝ elip bardi.
Андин кейин падиша баш каһин Һилқия билән орун басар каһинларға вә һәм дәрвазивәнләргә: — Баалға, Ашәраһ бутиға вә асманниң барлиқ қошуниға атап ясалған барлиқ әсвап-үскүниләрни Пәрвәрдигарниң өйидин чиқириветиңлар, дәп әмир қилди; у буларни Йерусалимниң сиртида, Кидрон етизлиғида көйдүрди вә күллирини Бәйт-Әлгә елип барди.
5 U Yǝⱨuda padixaⱨlirining Yǝⱨuda xǝⱨǝrliridiki «yuⱪiri jaylar»da ⱨǝmdǝ Yerusalemning ǝtrapliridiki «yuⱪiri jaylar»da huxbuy yanduruxⱪa tikligǝn but kaⱨinlirini, xuningdǝk Baalƣa, ⱪuyaxⱪa, ayƣa, yultuz türkümlirigǝ ⱨǝmdǝ asmanning barliⱪ ⱪoxuniƣa huxbuy yaⱪⱪuqilarni ixtin ⱨǝydiwǝtti.
У Йәһуда падишалириниң Йәһуда шәһәрлиридики «жуқури җайлар»да һәмдә Йерусалимниң әтраплиридики «жуқури җайлар»да хушбуй яндурушқа тиклигән бут каһинлирини, шуниңдәк Баалға, қуяшқа, айға, юлтуз түркүмлиригә һәмдә асманниң барлиқ қошуниға хушбуй яққучиларни иштин һайдивәтти.
6 U Pǝrwǝrdigarning ɵyidin Axǝraⱨ butni elip qiⱪip Yerusalemning sirtiƣa elip berip, Kidron jilƣisiƣa apirip xu yǝrdǝ kɵydürüp kukum-talⱪan ⱪilip ezip, topisini addiy puⱪralarning ⱪǝbriliri üstigǝ qeqiwǝtti.
У Пәрвәрдигарниң өйидин Ашәраһ бутни елип чиқип Йерусалимниң сиртиға елип берип, Кидрон җилғисиға апирип шу йәрдә көйдүрүп кукум-талқан қилип езип, тописини аддий пухраларниң қәбирлири үстигә чечивәтти.
7 Andin u Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ jaylaxⱪan bǝqqiwazlarning turalƣulirini qeⱪip ƣulatti; bu ɵylǝrdǝ yǝnǝ ayallar Axǝraⱨ butⱪa qedir toⱪuytti.
Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә җайлашқан бәччивазларниң туралғулирини чеқип ғулатти; бу өйләрдә йәнә аяллар Ашәраһ бутқа чедир тоқуйтти.
8 U Yǝⱨuda xǝⱨǝrliridin barliⱪ kaⱨinlarni qaⱪirtip, ɵzigǝ yiƣdi. Andin u Gǝbadin tartip Bǝǝr-Xebaƣiqǝ kaⱨinlar huxbuy yaⱪidiƣan «yuⱪiri jaylar»ni buzup bulƣiwǝtti; u «dǝrwazilardiki yuⱪiri jaylar»ni qeⱪip buzdi; bular «Xǝⱨǝr baxliⱪi Yǝxuaning ⱪuwiⱪi»ning yenida, yǝni xǝⱨǝr ⱪuwiⱪiƣa kirix yolining sol tǝripidǝ idi
У Йәһуда шәһәрлиридин барлиқ каһинларни чақиртип, өзигә жиғди. Андин у Гәбадин тартип Бәәр-Шебағичә каһинлар хушбуй яқидиған «жуқури җайлар»ни бузуп булғивәтти; у «дәрвазилардики жуқури җайлар»ни чеқип бузди; булар «Шәһәр башлиғи Йәшуаниң қувиқи»ниң йенида, йәни шәһәр қувиқиға кириш йолиниң сол тәрипидә еди
9 (ǝmdi «yuⱪiri jaylar»diki kaⱨinlarning Yerusalemda Pǝrwǝrdigarning ⱪurbangaⱨiƣa qiⱪixi qǝklǝngǝnidi; lekin ular dawamliⱪ ɵz ⱪerindaxliri bilǝn birgǝ pitir nanlardin yeyixigǝ muyǝssǝr idi).
(әнди «жуқури җайлар»дики каһинларниң Йерусалимда Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға чиқиши чәкләнгән еди; лекин улар давамлиқ өз қериндашлири билән биргә питир нанлардин йейишигә муйәссәр еди).
10 Yosiya ⱨeqkim ɵz oƣli yaki ⱪizini Molǝkkǝ atap ottin ɵtküzmisun dǝp, Ⱨinnomning oƣlining jilƣisidiki Tofǝtnimu buzup bulƣiwǝtti.
Йосия һеч ким өз оғли яки қизини Моләккә атап оттин өткүзмисун дәп, Һинномниң оғлиниң җилғисидики Тофәтниму бузуп булғивәтти.
11 Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kiridiƣan yolning eƣizida Yǝⱨuda padixaⱨliri ⱪuyaxⱪa tǝⱪdim ⱪilip ⱪoyƣan atlarni xu yǝrdin yɵtkǝp, «ⱪuyax ⱨarwiliri»ni otta kɵydürdi (ular [ibadǝthanining] ⱨoyliliriƣa jaylaxⱪan, Natan-Mǝlǝk degǝn aƣwatning ɵyining yenida turatti).
Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған йолниң еғизида Йәһуда падишалири қуяшқа тәқдим қилип қойған атларни шу йәрдин йөткәп, «қуяш һарвулири»ни отта көйдүрди (улар [ибадәтханиниң] һойлилириға җайлашқан, Натан-Мәләк дегән ағватниң өйиниң йенида туратти).
12 Padixaⱨ yǝnǝ Yǝⱨuda padixaⱨliri Aⱨazning balihanisining ɵgzisidǝ saldurƣan ⱪurbangaⱨlarni wǝ Manassǝⱨ Pǝrwǝrdigarning ɵyining ikki ⱨoylisiƣa yasatⱪan ⱪurbangaⱨlarni qeⱪip kukum-talⱪan ⱪiliwǝtti; u ularning topisini u yǝrdin elip, Kidron jilƣisiƣa qeqiwǝtti.
Падиша йәнә Йәһуда падишалири Аһазниң балиханисиниң өгүзидә салдурған қурбангаһларни вә Манассәһ Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисиға ясатқан қурбангаһларни чеқип кукум-талқан қиливәтти; у уларниң тописини у йәрдин елип, Кидрон җилғисиға чечивәтти.
13 Israilning padixaⱨi Sulayman Yerusalemning mǝxriⱪ tǝripigǝ wǝ «Ⱨalak teƣi»ning jǝnubiƣa Zidoniylarning yirginqlik buti Axtarot, Moabiylarning yirginqlik buti Kemox wǝ Ammonlarning yirginqlik buti Milkomƣa atap yasatⱪan «yuⱪiri jaylar»nimu padixaⱨ buzup bulƣiwǝtti.
Исраилниң падишаси Сулайман Йерусалимниң мәшриқ тәрипигә вә «Һалак теғи»ниң җәнубиға Зидонийларниң жиркиничлик бути Аштарот, Моабийларниң жиркиничлик бути Кемош вә Аммонларниң жиркиничлик бути Милкомға атап ясатқан «жуқури җайлар»ниму падиша бузуп булғивәтти.
14 U but tüwrüklǝrni parqilap, Axǝraⱨ butlirini kesip yiⱪitip, ular turƣan yǝrlǝrni adǝm sɵngǝkliri bilǝn toldurdi.
У бут түврүкләрни парчилап, Ашәраһ бутлирини кесип жиқитип, улар турған йәрләрни адәм сүйәклири билән толдурди.
15 U yǝnǝ Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan, Nibatning oƣli Yǝroboam Bǝyt-Əldǝ saldurƣan ⱪurbangaⱨ bilǝn «yuⱪiri jay»ni, ularni buzup qaⱪti, andin keyin «yuⱪiri jay»ni kɵydürüp kukum-talⱪan ⱪiliwǝtti, Axǝraⱨ butinimu kɵydürüwǝtti.
У йәнә Исраилни гунаға путлаштурған, Нибатниң оғли Йәробоам Бәйт-Әлдә салдурған қурбангаһ билән «жуқури җай»ни, уларни бузуп чақти, андин кейин «жуқури җай»ни көйдүрүп кукум-талқан қиливәтти, Ашәраһ бутиниму көйдүрүвәтти.
16 Yosiya burulup ⱪarap, taƣdiki ⱪǝbrilǝrni kɵrüp, adǝm ǝwǝtip ⱪǝbrilǝrdiki sɵngǝklǝrni kolap qiⱪirip, ⱪurbangaⱨ üstidǝ kɵydürdi, xu yol bilǝn uni bulƣiwǝtti. Bu ixlar Pǝrwǝrdigarning kalamini yǝtküzüp, dǝl ularni aldin’ala bexarǝt ⱪilip jakarliƣan Hudaning adimining sɵzining ǝmǝlgǝ axuruluxi idi.
Йосия бурулуп қарап, тағдики қәбирләрни көрүп, адәм әвәтип қәбирләрдики сүйәкләрни колап чиқирип, қурбангаһ үстидә көйдүрди, шу йол билән уни булғивәтти. Бу ишлар Пәрвәрдигарниң каламини йәткүзүп, дәл уларни алдин-ала бешарәт қилип җакалиған Худаниң адиминиң сөзиниң әмәлгә ашурулуши еди.
17 Andin Yosiya: Kɵz aldimdiki bu ⱪǝbrǝ texi kimning? — dǝp soridi. Xǝⱨǝrdikilǝr uningƣa: Bu Yǝⱨudadin kǝlgǝn, silining Bǝyt-Əldiki ⱪurbangaⱨni buzƣan muxu ixlirini bexarǝt ⱪilƣan Hudaning adimining ⱪǝbrisi ikǝn, dedi.
Андин Йосия: Көз алдимдики бу қәбир теши кимниң? — дәп сориди. Шәһәрдикиләр униңға: Бу Йәһудадин кәлгән, силиниң Бәйт-Әлдики қурбангаһни бузған мошу ишлирини бешарәт қилған Худаниң адиминиң қәбри екән, деди.
18 Yosiya: — Uni ⱪoyunglar, ⱨeqkim uning sɵngǝklirini midirlatmisun, dǝp buyrudi. Xuning bilǝn ular uning sɵngǝkliri bilǝn Samariyǝdin kǝlgǝn pǝyƣǝmbǝrning sɵngǝklirigǝ ⱨeqkimni tǝgküzmidi.
Йосия: — Уни қоюңлар, һеч ким униң сүйәклирини мидирлатмисун, дәп буйруди. Шуниң билән улар униң сүйәклири билән Самарийәдин кәлгән пәйғәмбәрниң сүйәклиригә һеч кимни тәккүзмиди.
19 Andin Yosiya Israilning padixaⱨliri Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini ⱪozƣiƣan, Samariyǝning xǝⱨǝrliridǝ yasatⱪan «yuⱪiri jaylar»diki barliⱪ ɵylǝrni qaⱪti; u ularni Bǝyt-Əldǝ ⱪilƣandǝk ⱪilip, yoⱪatti.
Андин Йосия Исраилниң падишалири Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиған, Самарийәниң шәһәрлиридә ясатқан «жуқури җайлар»дики барлиқ өйләрни чақти; у уларни Бәйт-Әлдә қилғандәк қилип, йоқатти.
20 U u yǝrlǝrdiki «yuⱪiri jaylar»ƣa has bolƣan ⱨǝmmǝ kaⱨinlarni ⱪurbangaⱨning üstidǝ ɵltürüp, ⱪurbanliⱪ ⱪildi, andin ularning üstigǝ adǝm sɵngǝklirini kɵydürdi; u ahirda Yerusalemƣa yenip bardi.
У у йәрләрдики «жуқури җайлар»ға хас болған һәммә каһинларни қурбангаһниң үстидә өлтүрүп, қурбанлиқ қилди, андин уларниң үстигә адәм сүйәклирини көйдүрди; у ахирда Йерусалимға йенип барди.
21 Padixaⱨ barliⱪ hǝlⱪⱪǝ yarliⱪ qüxürüp: — Bu ǝⱨdǝ kitabida pütülgǝndǝk, Hudayinglar Pǝrwǝrdigarƣa «ɵtüp ketix ⱨeyti»ni ɵtküzünglar, dǝp buyrudi.
Падиша барлиқ хәлиққә ярлиқ чүшүрүп: — Бу әһдә китавида пүтүлгәндәк, Худайиңлар Пәрвәрдигарға «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүңлар, дәп буйруди.
22 «Batur ⱨakimlar» Israilning üstidin ⱨɵküm sürgǝn künlǝrdin tartip, nǝ Israil padixaⱨlirining waⱪitlirida nǝ Yǝⱨuda padixaⱨlirining waⱪitlirida undaⱪ bir «ɵtüp ketix ⱨeyti» ɵtküzülüp baⱪmiƣanidi;
«Батур һакимлар» Исраилниң үстидин һөкүм сүргән күнләрдин тартип, нә Исраил падишалириниң вақитлирида нә Йәһуда падишалириниң вақитлирида ундақ бир «өтүп кетиш һейти» өткүзүлүп бақмиған еди;
23 Yosiya padixaⱨning sǝltǝnitining on sǝkkizinqi yilida, Pǝrwǝrdigarƣa atap bu «ɵtüp ketix ⱨeyti» Yerusalemda ɵtküzüldi.
Йосия падишаниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жилида, Пәрвәрдигарға атап бу «өтүп кетиш һейти» Йерусалимда өткүзүлди.
24 Xuningdǝk Yosiya Yǝⱨuda yurtida wǝ Yerusalemda pǝyda bolƣan jinkǝxlǝr wǝ palqilarni, tǝrafim mǝbudliri, ⱨǝrⱪandaⱪ butlar wǝ barliⱪ baxⱪa lǝnǝtlik nǝrsilǝrni zemindin yoⱪatti. Uning xundaⱪ ⱪilixining mǝⱪsiti, Ⱨilⱪiya kaⱨin Pǝrwǝrdigarning ɵyidin tapⱪan kitabta hatirilǝngǝn Tǝwrattiki sɵzlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilixtin ibarǝt idi.
Шуниңдәк Йосия Йәһуда жутида вә Йерусалимда пәйда болған җинкәшләр вә палчиларни, тәрафим мәбудлири, һәр қандақ бутлар вә барлиқ башқа ләнәтлик нәрсиләрни зиминдин йоқатти. Униң шундақ қилишиниң мәхсити, Һилқия каһин Пәрвәрдигарниң өйидин тапқан китапта хатириләнгән Тәвраттики сөзләргә әмәл қилиштин ибарәт еди.
25 Uningdǝk Musaƣa qüxürülgǝn ⱪanunƣa intilip pütün ⱪǝlbi, pütün jeni wǝ pütün küqi bilǝn Pǝrwǝrdigarƣa ⱪaytip, ɵzini beƣixliƣan bir padixaⱨ uningdin ilgiri bolmiƣanidi wǝ uningdin keyinmu uningƣa ohxax birsi bolup baⱪmidi.
Униңдәк Мусаға чүшүрүлгән қанунға интилип пүтүн қәлби, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән Пәрвәрдигарға қайтип, өзини беғишлиған бир падиша униңдин илгири болмиған еди вә униңдин кейинму униңға охшаш бириси болуп бақмиди.
26 Lekin Pǝrwǝrdigarning aqqiⱪi Manassǝⱨning Ɵzini rǝnjitkǝn barliⱪ rǝzillikliri tüpǝylidin Yǝⱨudaƣa tutaxⱪandin keyin, Ɵzining xiddǝtlik ƣǝzipidin yanmidi.
Лекин Пәрвәрдигарниң аччиғи Манассәһниң Өзини рәнҗиткән барлиқ рәзилликлири түпәйлидин Йәһудаға туташқандин кейин, Өзиниң шиддәтлик ғәзивидин янмиди.
27 Pǝrwǝrdigar: — Israilni taxliƣandǝk Yǝⱨudanimu Ɵz kɵzümdin neri ⱪilimǝn wǝ Ɵzüm talliƣan bu xǝⱨǝr Yerusalemni wǝ Mǝn: — «Mening namim xu yǝrdǝ bolidu» degǝn xu ibadǝthanini tǝrk ⱪilimǝn, dedi.
Пәрвәрдигар: — Исраилни ташлиғандәк Йәһуданиму Өз көзүмдин нери қилимән вә Өзүм таллиған бу шәһәр Йерусалимни вә Мән: — «Мениң намим шу йәрдә болиду» дегән шу ибадәтханини тәрк қилимән, деди.
28 Yosiyaning baxⱪa ǝmǝlliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Йосияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
29 Uning künliridǝ Misirning padixaⱨi Pirǝwn-Nǝko Asuriyǝning padixaⱨiƣa ⱨujum ⱪilƣili Əfrat dǝryasiƣa bardi. U qaƣda Yosiya padixaⱨ Pirǝwn bilǝn soⱪuxuxⱪa qiⱪti; lekin Pirǝwn uni kɵrüp Mǝgiddoda uni ɵltürdi.
Униң күнлиридә Мисирниң падишаси Пирәвн-Нәко Асурийәниң падишасиға һуҗум қилғили Әфрат дәриясиға барди. У чағда Йосия падиша Пирәвн билән соқушушқа чиқти; лекин Пирәвн уни көрүп Мәгиддода уни өлтүрди.
30 Hizmǝtkarliri uning ɵlükini jǝng ⱨarwisiƣa selip Mǝgiddodin Yerusalemƣa elip kelip, uni ɵz ⱪǝbrisidǝ dǝpnǝ ⱪildi. Yurt hǝlⱪi Yosiyaning oƣli Yǝⱨoaⱨazni mǝsiⱨ ⱪilip, atisining ornida padixaⱨ ⱪildi.
Хизмәткарлири униң өлүгини җәң һарвусиға селип Мәгиддодин Йерусалимға елип келип, уни өз қәбридә дәпнә қилди. Жут хәлқи Йосияниң оғли Йәһоаһазни мәсиһ қилип, атисиниң орнида падиша қилди.
31 Yǝⱨoaⱨaz padixaⱨ bolƣanda yigirmǝ üq yaxta bolup, üq ay Yerusalemda sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Ⱨamutal idi; u Libnaⱨliⱪ Yǝrǝmiyaning ⱪizi idi.
Йәһоаһаз падиша болғанда жигирмә үч яшта болуп, үч ай Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Һамутал еди; у Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи еди.
32 Yǝⱨoaⱨaz bowiliri barliⱪ ⱪilƣanliridǝk, Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi.
Йәһоаһаз бовилири барлиқ қилғанлиридәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
33 Əmdi Pirǝwn-Nǝko uning Yerusalemda sǝltǝnǝt ⱪilmasliⱪi üqün, uni Hamat yurtidiki Riblaⱨda solap ⱪoydi wǝ [Yǝⱨuda] zeminiƣa yüz talant kümüx bilǝn bir talant altun seliⱪ qüxürdi.
Әнди Пирәвн-Нәко униң Йерусалимда сәлтәнәт қилмаслиғи үчүн, уни Хамат жутидики Риблаһда солап қойди вә [Йәһуда] зиминиға йүз талант күмүч билән бир талант алтун селиқ чүшүрди.
34 Andin Pirǝwn-Nǝko Yosiyaning oƣli Eliakimni atisining ornida padixaⱨ ⱪilip, ismini Yǝⱨoakimƣa ɵzgǝrtti. U Yǝⱨoaⱨazni ɵzi bilǝn Misirƣa elip kǝtti; Yǝⱨoaⱨaz Misirƣa kelip xu yǝrdǝ ɵldi.
Андин Пирәвн-Нәко Йосияниң оғли Елиакимни атисиниң орнида падиша қилип, исмини Йәһоакимға өзгәртти. У Йәһоаһазни өзи билән Мисирға елип кәтти; Йәһоаһаз Мисирға келип шу йәрдә өлди.
35 Yǝⱨoakim kümüx bilǝn altunni Pirǝwngǝ bǝrdi; lekin Pirǝwnning xu buyruⱪini ijra ⱪilip pulni tapxurux üqün yurtⱪa ⱨǝrbir adǝmning qamiƣa ⱪarap baj-alwan ⱪoyƣanidi; altun wǝ kümüxni u yurtning hǝlⱪidin, ⱨǝrbirigǝ salƣan ɵlqǝm boyiqǝ Pirǝwn-Nǝkoƣa berixkǝ yiƣⱪanidi.
Йәһоаким күмүч билән алтунни Пирәвнгә бәрди; лекин Пирәвнниң шу буйруғини иҗра қилип пулни тапшуруш үчүн жутқа һәр бир адәмниң чамиға қарап баҗ-алван қойған еди; алтун вә күмүчни у жутниң хәлқидин, һәр биригә салған өлчәм бойичә Пирәвн-Нәкоға беришкә жиққан еди.
36 Yǝⱨoakim padixaⱨ bolƣanda yigirmǝ bǝx yaxta bolup, on bir yil Yerusalemda sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Zibidaⱨ idi; u Rumaⱨliⱪ Pǝdayaning ⱪizi idi.
Йәһоаким падиша болғанда жигирмә бәш яшта болуп, он бир жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Зибидаһ еди; у Румаһлиқ Пәдаяниң қизи еди.
37 Yǝⱨoakim bowiliri barliⱪ ⱪilƣanliridǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilatti.
Йәһоаким бовилири барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти.