< Padixaⱨlar 2 20 >
1 Xu künlǝrdǝ Ⱨǝzǝkiya ǝjǝl kǝltürgüqi bir kesǝlgǝ muptila boldi. Amozning oƣli Yǝxaya pǝyƣǝmbǝr uning ⱪexiƣa berip, uningƣa: — «Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — — Ɵyüng toƣruluⱪ wǝsiyǝt ⱪilƣin; qünki ǝjǝl kǝldi, yaximaysǝn» — dedi.
Шу күнләрдә Һәзәкия әҗәл кәлтүргүчи бир кесәлгә муптила болди. Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр униң қешиға берип, униңға: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Өйүң тоғрилиқ вәсийәт қилғин; чүнки әҗәл кәлди, яшимайсән» — деди.
2 [Ⱨǝzǝkiya] bolsa yüzini tam tǝrǝpkǝ ⱪilip Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪilip: —
[Һәзәкия] болса йүзини там тәрәпкә қилип Пәрвәрдигарға дуа қилип: —
3 I Pǝrwǝrdigar, Sening aldingda mening ⱨǝⱪiⱪǝt wǝ pak dil bilǝn mengip yürgǝnlikimni, nǝziring aldingda durus bolƣan ixlarni ⱪilƣanliⱪimni ǝslǝp ⱪoyƣaysǝn, — dedi. Wǝ Ⱨǝzǝkiya yiƣlap eⱪip kǝtti.
И Пәрвәрдигар, Сениң алдиңда мениң һәқиқәт вә пак дил билән меңип жүргәнлигимни, нәзириң алдиңда дурус болған ишларни қилғанлиғимни әсләп қойғайсән, — деди. Вә Һәзәкия жиғлап еқип кәтти.
4 Yǝxaya qiⱪip ordidiki ottura ⱨoyliƣa yǝtmǝstǝ, Pǝrwǝrdigarning sɵzi uningƣa yetip mundaⱪ deyildi: —
Йәшая чиқип ордидики оттура һойлиға йәтмәстә, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға йетип мундақ дейилди: —
5 Yenip berip hǝlⱪimning baxlamqisi Ⱨǝzǝkiyaƣa mundaⱪ degin: — «Pǝrwǝrdigar, atang Dawutning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — «Duayingni anglidim, kɵz yaxliringni kɵrdüm; mana, Mǝn seni saⱪaytimǝn. Üqinqi künidǝ Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ qiⱪisǝn.
Йенип берип хәлқимниң башламчиси Һәзәкияға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар, атаң Давутниң Худаси мундақ дәйду: — «Дуайиңни аңлидим, көз яшлириңни көрдүм; мана, Мән сени сақайтимән. Үчинчи күнидә Пәрвәрдигарниң өйигә чиқисән.
6 Künliringgǝ Mǝn yǝnǝ on bǝx yil ⱪoximǝn; xuning bilǝn Mǝn seni wǝ bu xǝⱨǝrni Asuriyǝ padixaⱨining ⱪolidin ⱪutⱪuzimǝn; Ɵzüm üqün wǝ ⱪulum Dawut üqün Mǝn bu xǝⱨǝrni ǝtrapidiki sepildǝk ⱪoƣdaymǝn.
Күнлириңгә Мән йәнә он бәш жил қошимән; шуниң билән Мән сени вә бу шәһәрни Асурийә падишасиниң қолидин қутқузимән; Өзүм үчүн вә қулум Давут үчүн Мән бу шәһәрни әтрапидики сепилдәк қоғдаймән.
7 (Yǝxaya bolsa: — «Ənjür poxkili tǝyyarlanglar, dedi. Ular uni elip kelip, yarisiƣa qapliwidi, u saⱪaydi.
(Йәшая болса: — «Әнҗир пошкили тәйярлаңлар, деди. Улар уни елип келип, ярисиға чапливиди, у сақайди.
8 Ⱨǝzǝkiya Yǝxayadin: Pǝrwǝrdigar meni saⱪaytip, üqinqi küni uning ɵyigǝ qiⱪidiƣanliⱪimni ispatlaydiƣanƣa ⱪandaⱪ bexarǝtlik alamǝt bolidu? — dǝp soriƣanidi.
Һәзәкия Йәшаядин: Пәрвәрдигар мени сақайтип, үчинчи күни униң өйигә чиқидиғанлиғимни испатлайдиғанға қандақ бешарәтлик аламәт болиду? — дәп сориған еди.
9 Yǝxaya: — Pǝrwǝrdigarning Ɵzi eytⱪan ixini jǝzmǝn ⱪilidiƣanliⱪini sanga ispatlax üqün Pǝrwǝrdigardin xundaⱪ bexarǝtlik alamǝt boliduki, sǝn ⱪuyaxning pǝlǝmpǝy üstigǝ qüxkǝn sayisining on basⱪuq aldiƣa mengixi yaki on basⱪuq kǝynigǝ yenixini halamsǝn? — dedi.
Йәшая: — Пәрвәрдигарниң Өзи ейтқан ишини җәзмән қилидиғанлиғини саңа испатлаш үчүн Пәрвәрдигардин шундақ бешарәтлик аламәт болидуки, сән қуяшниң пәләмпәй үстигә чүшкән сайисиниң он басқуч алдиға меңиши яки он басқуч кәйнигә йенишини халамсән? — деди.
10 Ⱨǝzǝkiya: Ⱪuyax sayisining on basⱪuq aldiƣa mengixi asan; sayǝ on baxⱪuq kǝynigǝ yansun, degǝnidi.
Һәзәкия: Қуяш сайисиниң он басқуч алдиға меңиши асан; сайә он башқуч кәйнигә янсун, дегән еди.
11 Xuning bilǝn Yǝxaya pǝyƣǝmbǝr Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪildi wǝ U ⱪuyaxning Aⱨaz padixaⱨ ⱪurƣan pǝlǝmpǝy basⱪuqiliri üstigǝ qüxkǝn sayisini yandurup, on basⱪuq kǝynigǝ mangdurdi).
Шуниң билән Йәшая пәйғәмбәр Пәрвәрдигарға нида қилди вә У қуяшниң Аһаз падиша қурған пәләмпәй басқучилири үстигә чүшкән сайисини яндуруп, он басқуч кәйнигә маңдурди).
12 Xu pǝyttǝ Baladanning oƣli Babil padixaⱨi Merodaⱪ-Baladan, Ⱨǝzǝkiyani kesǝl bolup yetip ⱪaptu, dǝp anglap, hǝtlǝr ⱨǝdiyǝ bilǝn ǝwǝtti.
Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан, Һәзәкияни кесәл болуп йетип қапту, дәп аңлап, хәтләр һәдийә билән әвәтти.
13 Ⱨǝzǝkiya bolsa ǝlqilǝrning gepini tingxap, ularƣa barliⱪ hǝzinǝ-ambarlirini, kümüxni, altunni, dora-dǝrmanlarni, sǝrhil maylarni, sawut-ⱪorallar ambiridiki ⱨǝmmini wǝ bayliⱪlirining barliⱪini kɵrsǝtti; ordisi wǝ pütkül padixaⱨliⱪi iqidiki nǝrsilǝrdin Ⱨǝzǝkiya ularƣa kɵrsǝtmigǝn birimu ⱪalmidi.
Һәзәкия болса әлчиләрниң гепини тиңшап, уларға барлиқ ғәзнә-амбарлирини, күмүчни, алтунни, дора-дәрманларни, сәрхил майларни, савут-қураллар амбиридики һәммини вә байлиқлириниң барлиғини көрсәтти; ордиси вә пүткүл падишалиғи ичидики нәрсиләрдин Һәзәкия уларға көрсәтмигән бириму қалмиди.
14 Andin Yǝxaya pǝyƣǝmbǝr Ⱨǝzǝkiyaning aldiƣa berip, uningdin: — «Muxu kixilǝr nemǝ dedi? Ular seni yoⱪlaxⱪa nǝdin kǝlgǝn?» — dǝp soridi. Ⱨǝzǝkiya: — «Ular yiraⱪ bir yurttin, yǝni Babildin kǝlgǝn» dedi.
Андин Йәшая пәйғәмбәр Һәзәкияниң алдиға берип, униңдин: — «Мошу кишиләр немә деди? Улар сени йоқлашқа нәдин кәлгән?» — дәп сориди. Һәзәкия: — «Улар жирақ бир жуттин, йәни Бабилдин кәлгән» деди.
15 Yǝxaya yǝnǝ: — «Ular ordangda nemini kɵrdi?» dǝp soridi. Ⱨǝzǝkiya: — «Ordamda bar nǝrsilǝrni ular kɵrdi; bayliⱪlirimning arisidin mǝn ularƣa kɵrsǝtmigǝn birimu ⱪalmidi» — dedi.
Йәшая йәнә: — «Улар ордаңда немини көрди?» дәп сориди. Һәзәкия: — «Ордамда бар нәрсиләрни улар көрди; байлиқлиримниң арисидин мән уларға көрсәтмигән бириму қалмиди» — деди.
16 Yǝxaya Ⱨǝzǝkiyaƣa: Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglap ⱪoyƣin: —
Йәшая Һәзәкияға: Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қойғин: —
17 — Mana xundaⱪ künlǝr keliduki, ordangda bar nǝrsilǝr wǝ bügüngǝ ⱪǝdǝr ata-bowiliring toplap, saⱪlap ⱪoyƣan ⱨǝmmǝ Babilƣa elip ketilidu; ⱨeqnǝrsǝ ⱪalmaydu — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
— Мана шундақ күнләр келидуки, ордаңда бар нәрсиләр вә бүгүнгә қәдәр ата-бовилириң топлап, сақлап қойған һәммә Бабилға елип кетилиду; һеч нәрсә қалмайду — дәйду Пәрвәрдигар.
18 — Ⱨǝmdǝ Babilliⱪlar oƣulliringni, yǝni ɵzüngdin bolƣan ǝwladliringni elip ketidu; xuning bilǝn ular Babil padixaⱨining ordisida aƣwat bolidu.
— Һәмдә Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду.
19 Ⱨǝzǝkiya ǝmdi ɵz-ɵzigǝ «Ɵz künlirimdǝ bolsa aman-tinqliⱪ, Hudaning ⱨǝⱪiⱪǝt-wapaliⱪi bolmamdu?», dǝp Yǝxayaƣa: — «Siz eytⱪan Pǝrwǝrdigarning muxu sɵzi yahxi ikǝn» — dedi.
Һәзәкия әнди өз-өзигә «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, Худаниң һәқиқәт-вапалиғи болмамду?», дәп Йәшаяға: — «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — деди.
20 Ⱨǝzǝkiyaning baxⱪa ǝmǝlliri, jümlidin uning sǝltǝnitining ⱪudriti, uning ⱪandaⱪ ⱪilip xǝⱨǝrgǝ su tǝminlǝx üqün kɵl, xundaⱪla su apiridiƣan nor yasiƣanliⱪi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Һәзәкияниң башқа әмәллири, җүмлидин униң сәлтәнитиниң қудрити, униң қандақ қилип шәһәргә су тәминләш үчүн көл, шундақла су апиридиған нор ясиғанлиғи «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
21 Ⱨǝzǝkiya ata-bowilirining arisida uhlidi; oƣli Manassǝⱨ ornida padixaⱨ boldi.
Һәзәкия ата-бовилириниң арисида ухлиди; оғли Манассәһ орнида падиша болди.