< Padixaⱨlar 2 2 >
1 Pǝrwǝrdigar Iliyasni ⱪara ⱪuyunda asmanƣa kɵtürmǝkqi bolƣan waⱪitta Iliyas bilǝn Elixa Gilgaldin qiⱪip ketiwatatti.
Пәрвәрдигар Илиясни қара қуюнда асманға көтәрмәкчи болған вақитта Илияс билән Елиша Гилгалдин чиқип кетивататти.
2 Iliyas Elixaƣa: — Sǝndin ɵtünimǝn, bu yǝrdǝ ⱪalƣin; qünki Pǝrwǝrdigar meni Bǝyt-Əlgǝ mangƣuzdi. Elixa: Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn, wǝ sening ⱨayating bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, seningdin ⱨǝrgiz ayrilmaymǝn! dedi. Xuning bilǝn ular Bǝyt-Əlgǝ qüxüp kǝldi.
Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимән, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Бәйт-Әлгә маңғузди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән! деди. Шуниң билән улар Бәйт-Әлгә чүшүп кәлди.
3 U waⱪitta Bǝyt-Əldiki pǝyƣǝmbǝr xagirtliri Elixaning ⱪexiƣa kelip uningƣa: Bilǝmsǝn, Pǝrwǝrdigar bügün ƣojangni sǝndin elip ketidu? — dedi. U: Bilimǝn; xük turunglar, dedi.
У вақитта Бәйт-Әлдики пәйғәмбәр шагиртлири Елишаниң қешиға келип униңға: Биләмсән, Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду? — деди. У: Билимән; шүк туруңлар, деди.
4 Iliyas Elixaƣa: — Sǝndin ɵtünimǝnki, bu yǝrdǝ ⱪalƣin; qünki Pǝrwǝrdigar meni Yerihoƣa mangƣuzdi. Elixa: Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn, wǝ sening ⱨayating bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, seningdin ⱨǝrgiz ayrilmaymǝn, dedi. Xuning bilǝn ular ikkisi Yerihoƣa bardi.
Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимәнки, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Йерихоға маңғузди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән, деди. Шуниң билән улар иккиси Йерихоға барди.
5 U waⱪitta Yerihodiki pǝyƣǝmbǝr xagirtliri Elixaning ⱪexiƣa kelip uningƣa: Bilǝmsǝn, Pǝrwǝrdigar bügün ƣojangni sǝndin elip ketidu? — dedi. U: Bilimǝn; xük turunglar, dedi.
У вақитта Йериходики пәйғәмбәр шагиртлири Елишаниң қешиға келип униңға: Биләмсән, Пәрвәрдигар бүгүн ғоҗаңни сәндин елип кетиду? — деди. У: Билимән; шүк туруңлар, деди.
6 Iliyas Elixaƣa: — Sǝndin ɵtünimǝnki, bu yǝrdǝ ⱪalƣin; qünki Pǝrwǝrdigar meni Iordan dǝryasiƣa mangƣuzdi, dedi. Elixa: Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn, wǝ sening ⱨayating bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, seningdin ⱨǝrgiz ayrilmaymǝn, dedi, xuning bilǝn ular ikkisi mengiwǝrdi.
Илияс Елишаға: — Сәндин өтүнимәнки, бу йәрдә қалғин; чүнки Пәрвәрдигар мени Иордан дәриясиға маңғузди, деди. Елиша: Пәрвәрдигарниң һаяти билән, вә сениң һаятиң билән қәсәм қилимәнки, сениңдин һәргиз айрилмаймән, деди, шуниң билән улар иккиси меңивәрди.
7 Əmdi pǝyƣǝmbǝr xagirtliridin ǝllik kixi berip, ularning udulida yiraⱪtin ⱪarap turatti. Əmma u ikkiylǝn Iordan dǝryasining boyida tohtap turdi.
Әнди пәйғәмбәр шагиртлиридин әллик киши берип, уларниң удулида жирақтин қарап туратти. Амма у иккилән Иордан дәриясиниң бойида тохтап турди.
8 Iliyas yepinqisini ⱪatlap, uning bilǝn suni uriwidi, su ikkigǝ bɵlünüp turdi; ular ikkisi ⱪuruⱪ yoldin ɵtti.
Илияс йепинчисини қатлап, униң билән суни уривиди, су иккигә бөлүнүп турди; улар иккиси қуруқ йолдин өтти.
9 Ɵtüp bolƣandin keyin Iliyas Elixaƣa: Mǝn sǝndin ayrilmasta, sening ɵzüng üqün mǝndin nemǝ tiliking bolsa, dǝwǝrgin, dedi. Elixa: Sening üstüngdǝ turƣan Roⱨning ikki ⱨǝssisi üstümgǝ ⱪonsun, — dedi.
Өтүп болғандин кейин Илияс Елишаға: Мән сәндин айрилмаста, сениң өзүң үчүн мәндин немә тилигиң болса, дәвәргин, деди. Елиша: Сениң үстүңдә турған Роһниң икки һәссиси үстүмгә қонсун, — деди.
10 U: Bu tilikinggǝ erixmǝk ⱪiyindur; mǝn sǝndin elip ketilgǝn waⱪtimda, meni kɵrüp tursang, sanga xundaⱪ berilidu; bolmisa, berilmǝydu, — dedi.
У: Бу тилигиңгә еришмәк қийиндур; мән сәндин елип кетилгән вақтимда, мени көрүп турсаң, саңа шундақ берилиду; болмиса, берилмәйду, — деди.
11 Wǝ xundaⱪ boldiki, ular sɵzlixip mangƣanda, mana, otluⱪ bir jǝng ⱨarwisi bilǝn otluⱪ atlar namayan boldi; ular ikkisini ayriwǝtti wǝ Iliyas ⱪara ⱪuyunda asmanƣa kɵtürülüp kǝtti.
Вә шундақ болдики, улар сөзлишип маңғанда, мана, отлуқ бир җәң һарвуси билән отлуқ атлар намайән болди; улар иккисини айривәтти вә Илияс қара қуюнда асманға көтирилип кәтти.
12 Elixa buni kɵrüp: I atam, i atam, Israilning jǝng ⱨarwisi wǝ atliⱪ ǝskǝrliri! — dǝp warⱪiridi. Andin u uni yǝnǝ kɵrǝlmidi. U ɵz kiyimini tutup, ularni yirtip ikki parqǝ ⱪiliwǝtti.
Елиша буни көрүп: И атам, и атам, Исраилниң җәң һарвуси вә атлиқ әскәрлири! — дәп вақириди. Андин у уни йәнә көрәлмиди. У өз кийимини тутуп, уларни житип икки парчә қиливәтти.
13 Andin u Iliyasning uqisidin qüxüp ⱪalƣan yepinqisini yǝrdin elip, Iordan dǝryasining ⱪirƣiⱪiƣa ⱪaytip kǝldi.
Андин у Илиясниң учисидин чүшүп қалған йепинчисини йәрдин елип, Иордан дәриясиниң қирғиқиға қайтип кәлди.
14 U Iliyasning üstidin qüxüp ⱪalƣan yepinqisi bilǝn suni urup: «Iliyasning Hudasi Pǝrwǝrdigar nǝdidur?», dedi. Elixa suni xundaⱪ urƣanda su ikkigǝ bɵlündi; Elixa sudin ɵtüp kǝtti.
У Илиясниң үстидин чүшүп қалған йепинчиси билән суни уруп: «Илиясниң Худаси Пәрвәрдигар нәдидур?», деди. Елиша суни шундақ урғанда су иккигә бөлүнди; Елиша судин өтүп кәтти.
15 Yerihodiki pǝyƣǝmbǝr Xagirtliri ⱪarxi ⱪirƣaⱪta turup uni kɵrdi wǝ: «Iliyasning roⱨi Elixaning üstididur» dǝp uning aldiƣa berip, bax urup tǝzim ⱪildi.
Йериходики пәйғәмбәр Шагиртлири қарши қирғақта туруп уни көрди вә: «Илиясниң роһи Елишаниң үстидидур» дәп униң алдиға берип, баш уруп тазим қилди.
16 Ular uningƣa: Mana sening kǝminiliring arisida ǝllik ǝzimǝt bar; ɵtünimiz, bular ƣojangni izdigili barsun. Pǝrwǝrdigarning Roⱨi bǝlkim uni kɵtürüp taƣlarning bir yeridǝ yaki jilƣilarning bir tǝripidǝ taxlap ⱪoydimiki, dedi. Lekin u: Silǝr ⱨeq adǝmni ǝwǝtmǝnglar, dedi.
Улар униңға: Мана сениң кәминилириң арисида әллик әзимәт бар; өтүнимиз, булар ғоҗаңни издигили барсун. Пәрвәрдигарниң Роһи бәлким уни көтирип тағларниң бир йеридә яки җилғиларниң бир тәрипидә ташлап қойдимики, деди. Лекин у: Силәр һеч адәмни әвәтмәңлар, деди.
17 Əmma ularning uni ⱪistawerixi bilǝn u hijalǝt bolup: Adǝm ǝwǝtinglar, dedi. Xunga ular ǝllik kixini ǝwǝtti; bular üq kün uni izdidi, lekin ⱨeq tapalmidi.
Амма уларниң уни қиставериши билән у хиҗаләт болуп: Адәм әвәтиңлар, деди. Шуңа улар әллик кишини әвәтти; булар үч күн уни издиди, лекин һеч тапалмиди.
18 Ular Elixaning yeniƣa ⱪaytip kǝlgǝndǝ (u Yerihoda turuwatatti) u ularƣa: Mǝn dǝrwǝⱪǝ silǝrgǝ «Izdǝp barmanglar!» demidimmu? — dedi.
Улар Елишаниң йениға қайтип кәлгәндә (у Йерихода турувататти) у уларға: Мән дәрвәқә силәргә «Издәп бармаңлар!» демидимму? — деди.
19 Xǝⱨǝrdiki adǝmlǝr Elixaƣa: Ƣojam kɵrgǝndǝk, xǝⱨǝr ɵzi obdan jaydidur, lekin su naqar wǝ tupraⱪ tuƣmastur, dedi.
Шәһәрдики адәмләр Елишаға: Ғоҗам көргәндәк, шәһәр өзи убдан җайдидур, лекин су начар вә тупрақ туғмастур, деди.
20 U: Yengi bir koza elip kelip, iqigǝ tuz ⱪoyup, manga beringlar, dedi. Ular uni elip kelip uningƣa bǝrdi.
У: Йеңи бир коза елип келип, ичигә туз қоюп, маңа бериңлар, деди. Улар уни елип келип униңға бәрди.
21 U bulaⱪning bexiƣa berip uningƣa tuzni tɵkti wǝ: Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mǝn bu sularni saⱪayttim; ǝmdi ulardin ⱪayta ɵlüm bolmaydu wǝ yǝrning tuƣmasliⱪi bolmaydu» — dedi.
У булақниң бешиға берип униңға тузни төкти вә: Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән бу суларни сақайттим; әнди улардин қайта өлүм болмайду вә йәрниң туғмаслиғи болмайду» — деди.
22 Huddi Elixaning eytⱪan bu sɵzidǝk, u su taki bügüngǝ ⱪǝdǝr pak bolup kǝldi.
Худди Елишаниң ейтқан бу сөзидәк, у су таки бүгүнгә қәдәр пак болуп кәлди.
23 Elixa Yerihodin qiⱪip Bǝyt-Əlgǝ bardi. U yolda ketip barƣanda, bǝzi balilar xǝⱨǝrdin qiⱪip uni zangliⱪ ⱪilip: Qiⱪip kǝt, i taⱪir bax! Qiⱪip kǝt, i taⱪir bax! — dǝp warⱪiraxti.
Елиша Йериходин чиқип Бәйт-Әлгә барди. У йолда кетип барғанда, бәзи балилар шәһәрдин чиқип уни заңлиқ қилип: Чиқип кәт, и тақир баш! Чиқип кәт, и тақир баш! — дәп вақирашти.
24 U burulup ularƣa ⱪarap Pǝrwǝrdigarning nami bilǝn ularƣa lǝnǝt oⱪudi; xuning bilǝn ormanliⱪtin ikki qixi eyiⱪ qiⱪip, balilardin ⱪiriⱪ ikkini yirtiwǝtti.
У бурулуп уларға қарап Пәрвәрдигарниң нами билән уларға ләнәт оқуди; шуниң билән орманлиқтин икки чиши ейиқ чиқип, балилардин қириқ иккини житивәтти.
25 U u yǝrdin ketip, Karmǝl teƣiƣa berip, u yǝrdin Samariyǝgǝ yenip bardi.
У у йәрдин кетип, Кармәл теғиға берип, у йәрдин Самарийәгә йенип барди.