< Padixaⱨlar 2 18 >

1 Elaⱨning oƣli, Israilning padixaⱨi Ⱨoxiyaning sǝltǝnitining üqinqi yilida, Yǝⱨudaning [sabiⱪ] padixaⱨi Aⱨazning oƣli Ⱨǝzǝkiya Yǝⱨudaƣa padixaⱨ boldi.
Елаһниң оғли, Исраилниң падишаси Һошияниң сәлтәнитиниң үчинчи жилида, Йәһуданиң [сабиқ] падишаси Аһазниң оғли Һәзәкия Йәһудаға падиша болди.
2 U padixaⱨ bolƣanda yigirmǝ bǝx yaxta bolup, Yerusalemda yigirmǝ toⱪⱪuz yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Abi idi; u Zǝkǝriyaning ⱪizi idi.
У падиша болғанда жигирмә бәш яшта болуп, Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аби еди; у Зәкәрияниң қизи еди.
3 Ⱨǝzǝkiya bolsa atisi Dawutning barliⱪ ⱪilƣinidǝk, Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilatti.
Һәзәкия болса атиси Давутниң барлиқ қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
4 U «yuⱪiri jaylar»ni yoⱪitip, «but tüwrüklǝr»ni qeⱪip «Axǝraⱨ»larni kesip taxlap, Musa yasatⱪan mis yilanni qeⱪip parǝ-parǝ ⱪilip (qünki u qaƣⱪiqǝ Israillar uningƣa huxbuy yaⱪatti), uningƣa «Nǝⱨuxtan!» dǝp isim ⱪoydi.
У «жуқури җайлар»ни йоқитип, «бут түврүкләр»ни чеқип «Ашәраһ»ларни кесип ташлап, Муса ясатқан мис иланни чеқип парә-парә қилип (чүнки у чаққичә Исраиллар униңға хушбуй яқатти), униңға «Нәһуштан!» дәп исим қойди.
5 Ⱨǝzǝkiya Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa tayandi. Bu jǝⱨǝttǝ nǝ uningdin keyin kǝlgǝn nǝ uningdin ilgiri ɵtkǝn Yǝⱨuda padixaⱨlirining arisidiki ⱨeqbiri uningƣa yǝtmǝytti.
Һәзәкия Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға таянди. Бу җәһәттә нә униңдин кейин кәлгән нә униңдин илгири өткән Йәһуда падишалириниң арисидики һеч бири униңға йәтмәйтти.
6 U Pǝrwǝrdigarƣa qing baƣlinip uningƣa ǝgixixtin qiⱪmay, bǝlki Pǝrwǝrdigar Musaƣa buyruƣan ǝmrlǝrni tutatti.
У Пәрвәрдигарға чиң бағлинип униңға әгишиштин чиқмай, бәлки Пәрвәрдигар Мусаға буйруған әмирләрни тутатти.
7 Pǝrwǝrdigar uning bilǝn billǝ idi; u ⱪaysila ixⱪa qiⱪsa xuningda rawajliⱪ bolatti. U Asuriyǝ padixaⱨining ⱨakimiyitigǝ ⱪarxi qiⱪip uningƣa beⱪindi boluxtin yandi.
Пәрвәрдигар униң билән биллә еди; у қайсила ишқа чиқса шуниңда раваҗлиқ болатти. У Асурийә падишасиниң һакимийитигә қарши чиқип униңға беқинди болуштин янди.
8 U Filistiylǝrgǝ ⱨujum ⱪilip ularni Gaza xǝⱨiri wǝ uning ǝtrapidiki zeminliriƣiqǝ, kɵzǝt munaridin mustǝⱨkǝm ⱪorƣanƣiqǝ besip mǝƣlup ⱪildi.
У Филистийләргә һуҗум қилип уларни Газа шәһири вә униң әтрапидики зиминлириғичә, күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә бесип мәғлуп қилди.
9 Wǝ xundaⱪ boldiki, Ⱨǝzǝkiya padixaⱨning sǝltǝnitining tɵtinqi yilida, yǝni Israilning [sabiⱪ] padixaⱨi Elaⱨning oƣli Ⱨoxiyaning sǝltǝnitining yǝttinqi yilida, Asuriyǝning padixaⱨi Xalmanǝzǝr Samariyǝgǝ ⱨujum ⱪilip uni ⱪamal ⱪildi.
Вә шундақ болдики, Һәзәкия падишаниң сәлтәнитиниң төртинчи жилида, йәни Исраилниң [сабиқ] падишаси Елаһниң оғли Һошияниң сәлтәнитиниң йәттинчи жилида, Асурийәниң падишаси Шалманәзәр Самарийәгә һуҗум қилип уни қамал қилди.
10 Üq yildin keyin ular xǝⱨǝrni aldi; Ⱨǝzǝkiyaning sǝltǝnitining toⱪⱪuzinqi yili, yǝni Israil padixaⱨi Ⱨoxiyaning sǝltǝnitining toⱪⱪuzinqi yilida, Samariyǝ ixƣal ⱪilindi.
Үч жилдин кейин улар шәһәрни алди; Һәзәкияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, йәни Исраил падишаси Һошияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жилида, Самарийә ишғал қилинди.
11 Andin Asuriyǝning padixaⱨi Israillarni Asuriyǝgǝ elip ketip, ularni Halaⱨda, Gozandiki Habor dǝryasining boylirida wǝ Medialarning xǝⱨǝrliridǝ makanlaxturdi.
Андин Асурийәниң падишаси Исраилларни Асурийәгә елип кетип, уларни Халаһда, Гозандики Хабор дәриясиниң бойлирида вә Медиаларниң шәһәрлиридә маканлаштурди.
12 Qünki ular ɵz Hudasi Pǝrwǝrdigarning awaziƣa itaǝt ⱪilmidi, bǝlki Uning ǝⱨdisigǝ, yǝni Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Musa buyruƣanning ⱨǝmmisigǝ hilapliⱪ ⱪildi; ular yaki ⱪulaⱪ salmidi, yaki ǝmǝl ⱪilmidi.
Чүнки улар өз Худаси Пәрвәрдигарниң авазиға итаәт қилмиди, бәлки Униң әһдисигә, йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса буйруғанниң һәммисигә хилаплиқ қилди; улар яки қулақ салмиди, яки әмәл қилмиди.
13 Ⱨǝzǝkiya padixaⱨning sǝltǝnitining on tɵtinqi yili, Asuriyǝning padixaⱨi Sǝnnaherib Yǝⱨudaning barliⱪ ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlirigǝ ⱨujum ⱪilip qiⱪip, ularni ixƣal ⱪildi.
Һәзәкия падишаниң сәлтәнитиниң он төртинчи жили, Асурийәниң падишаси Сәннахериб Йәһуданиң барлиқ қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип чиқип, уларни ишғал қилди.
14 U waⱪitta Yǝⱨudaning padixaⱨi Ⱨǝzǝkiya Laⱪixⱪa adǝm ǝwǝtip, Asuriyǝning padixaⱨiƣa: Mǝn gunaⱨkar! Mǝndin qekingǝyla, üstümgǝ ⱨǝrnemǝ qüxürsilǝ xuni [tɵlǝymǝn], — dedi. Asuriyǝning padixaⱨi Ⱨǝzǝkiyaƣa üq yüz talant kümüx bilǝn ottuz talant altun tohtitip ⱪoydi.
У вақитта Йәһуданиң падишаси Һәзәкия Лақишқа адәм әвәтип, Асурийәниң падишасиға: Мән гунакар! Мәндин чекингәйла, үстүмгә һәр немә чүшүрсилә шуни [төләймән], — деди. Асурийәниң падишаси Һәзәкияға үч йүз талант күмүч билән оттуз талант алтун тохтитип қойди.
15 Ⱨǝzǝkiya Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki wǝ padixaⱨning ordisining hǝzinisidiki barliⱪ kümüxni elip bǝrdi.
Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйидики вә падишаниң ордисиниң ғәзнисидики барлиқ күмүчни елип бәрди.
16 Xuning bilǝn bir waⱪitta Yǝⱨudaning padixaⱨi Ⱨǝzǝkiya Pǝrwǝrdigarning ɵyining ixikliridin wǝ ɵzi ǝslidǝ ⱪaplatⱪan ixik kexǝkliridin altunni ajritip elip, Asuriyǝning padixaⱨiƣa bǝrdi.
Шуниң билән бир вақитта Йәһуданиң падишаси Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйиниң ишиклиридин вә өзи әслидә қаплатқан ишик кешәклиридин алтунни аҗритип елип, Асурийәниң падишасиға бәрди.
17 Xu qaƣda Asuriyǝ padixaⱨi Sǝnnaherib Tartan, Rab-Saris wǝ Rab-Xakǝⱨlirini qong ⱪoxun bilǝn Laⱪix xǝⱨiridin Yerusalemƣa, Ⱨǝzǝkiyaning yeniƣa ǝwǝtti. Ular Yerusalemƣa qiⱪip kǝldi. Qiⱪⱪanda, ular kir yuƣuqilarning etizining boyidiki yolda, yuⱪiri kɵlqǝkning norining bexiƣa kelip turdi.
Шу чағда Асурийә падишаси Сәннахериб Тартан, Раб-Сарис вә Раб-Шакәһлирини чоң қошун билән Лақиш шәһиридин Йерусалимға, Һәзәкияниң йениға әвәтти. Улар Йерусалимға чиқип кәлди. Чиққанда, улар кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң бешиға келип турди.
18 Ular padixaⱨni qaⱪirƣanda, Ⱨilⱪiyaning oƣli, ordini baxⱪuridiƣan Eliakim, ordining diwanbegi Xǝbna wǝ Asafning oƣli, orda mirzibegi Yoaⱨlar ularning yeniƣa kǝldi.
Улар падишани чақирғанда, Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, ординиң диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар уларниң йениға кәлди.
19 Wǝ Rab-Xakǝⱨ ularƣa mundaⱪ dedi: — «Silǝr Ⱨǝzǝkiyaƣa: — «Uluƣ padixaⱨ, yǝni Asuriyǝ padixaⱨi sanga mundaⱪ dedi, dǝnglar: — Sening muxu ixǝngǝn tayanqing zadi nemidi?
Вә Раб-Шакәһ уларға мундақ деди: — «Силәр Һәзәкияға: — «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишаси саңа мундақ деди, дәңлар: — Сениң мошу ишәнгән таянчиң зади немиди?
20 Sǝn: «Urux ⱪilixⱪa tǝdbir-mǝsliⱨǝtimiz ⱨǝm küqimiz bar, dǝysǝn — bu pǝⱪǝt bir ⱪuruⱪ gǝp, halas! — Sǝn zadi kimgǝ tayinip manga ⱪarxi ɵktǝ ⱪopisǝn?
Сән: «Уруш қилишқа тәдбир-мәслиһәтимиз һәм күчимиз бар, дәйсән — бу пәқәт бир қуруқ гәп, халас! — Сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?
21 Mana ǝmdi sǝn yeriⱪi bar axu ⱪomux ⱨasa, yǝni Misirƣa tayinisǝn. Birsi uningƣa yɵlǝnsǝ, uning ⱪoliƣa sanjip kiridu; Misir padixaⱨi Pirǝwngǝ tayanƣanlarning ⱨǝmmisi xundaⱪ bolidu!
Мана әнди сән йериқи бар әшу қомуш һаса, йәни Мисирға тайинисән. Бириси униңға йөләнсә, униң қолиға санҗип кириду; Мисир падишаси Пирәвнгә таянғанларниң һәммиси шундақ болиду!
22 Əgǝr silǝr manga: «Biz Hudayimiz bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa tayinimiz» — desǝnglar, Ⱨǝzǝkiya ɵzi Yǝⱨudadikilǝrgǝ wǝ Yerusalemdikilǝrgǝ: «Silǝr pǝⱪǝt Yerusalemdiki muxu ibadǝtgaⱨ aldidila ibadǝt ⱪilixinglar kerǝk» dǝp, uningƣa atalƣan «yuⱪiri jaylar»ni ⱨǝm ⱪurbangaⱨlarni yoⱪ ⱪiliwǝttiƣu? Ular axu Pǝrwǝrdigarning yuⱪiri jayliri ǝmǝsmidi?
Әгәр силәр маңа: «Биз Худайимиз болған Пәрвәрдигарға тайинимиз» — десәңлар, Һәзәкия өзи Йәһудадикиләргә вә Йерусалимдикиләргә: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, униңға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?
23 Əmdi ⱨazir hojayinim Asuriyǝ padixaⱨi bilǝn bir tohtamƣa kelinglar: — «Əgǝr silǝrdǝ ularƣa minǝligüdǝk ǝskǝrliringlar bolsa, mǝn silǝrgǝ ikki ming atni bikarƣa berǝy!»
Әнди һазир ғоҗайиним Асурийә падишаси билән бир тохтамға келиңлар: — «Әгәр силәрдә уларға минәлигидәк әскәрлириңлар болса, мән силәргә икки миң атни бекарға берәй!»
24 Silǝrdǝ undaⱪlar bolmisa, hojayinimning ǝmǝldarlirining ǝng kiqiki bolƣan bir lǝxkǝr bexini ⱪandaⱪmu qekindürǝlǝysilǝr?! Gǝrqǝ silǝr jǝng ⱨarwiliri wǝ atlarni elix üqün Misirƣa tayinisilǝr!
Силәрдә ундақлар болмиса, ғоҗайинимниң әмәлдарлириниң әң кичиги болған бир ләшкәр бешини қандақму чекиндүрәләйсиләр?! Гәрчә силәр җәң һарвулири вә атларни елиш үчүн Мисирға тайинисиләр!
25 Mǝn muxu yǝrni ⱨalak ⱪilix üqün Pǝrwǝrdigarsiz kǝldimmu? Qünki Pǝrwǝrdigar manga: «Muxu zeminni ⱨalak ⱪilixⱪa qiⱪⱪin» — dedi!».
Мән мошу йәрни һалак қилиш үчүн Пәрвәрдигарсиз кәлдимму? Чүнки Пәрвәрдигар маңа: «Мошу зиминни һалак қилишқа чиққин» — деди!».
26 Eliakim, Xǝbna wǝ Yoaⱨ Rab-Xakǝⱨgǝ: — Peⱪirliriƣa aramiy tilida sɵzlisilǝ; biz buni qüxinimiz. Bizgǝ ibraniy tilida sɵzlimisilǝ, gǝpliri sepilda turƣanlarning ⱪuliⱪiƣa kirmisun! — dedi.
Елиаким, Шәбна вә Йоаһ Раб-Шакәһгә: — Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә; биз буни чүшинимиз. Бизгә ибраний тилида сөзлимисилә, гәплири сепилда турғанларниң қулиқиға кирмисун! — деди.
27 Biraⱪ Rab-Xakǝⱨ: — Hojayinim meni muxu gǝpni hojayininglarƣa wǝ silǝrgila eytixⱪa ǝwǝtkǝnmu? Muxu gǝpni silǝr bilǝn birliktǝ sepilda olturƣanlarƣa deyixkǝ ǝwǝtkǝn ǝmǝsmu? Qünki ular ɵz poⱪini yegüqi ⱨǝm ɵz süydükini iqküqi bolidu!» — dedi.
Бирақ Раб-Шакәһ: — Ғоҗайиним мени мошу гәпни ғоҗайиниңларға вә силәргила ейтишқа әвәткәнму? Мошу гәпни силәр билән бирликтә сепилда олтарғанларға дейишкә әвәткән әмәсму? Чүнки улар өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — деди.
28 Andin Rab-Xakǝⱨ ibraniy tilida yuⱪiri awaz bilǝn: «Uluƣ padixaⱨ, yǝni Asuriyǝ padixaⱨining sɵzlirini anglap ⱪoyunglar!» — dǝp warⱪiridi.
Андин Раб-Шакәһ ибраний тилида жуқури аваз билән: «Улуқ падиша, йәни Асурийә падишасиниң сөзлирини аңлап қоюңлар!» — дәп вақириди.
29 — «Padixaⱨ mundaⱪ dǝydu: — Ⱨǝzǝkiya silǝrni aldap ⱪoymisun! Qünki u silǝrni [padixaⱨning] ⱪolidin ⱪutⱪuzalmaydu.
— «Падиша мундақ дәйду: — Һәзәкия силәрни алдап қоймисун! Чүнки у силәрни [падишаниң] қолидин қутқузалмайду.
30 Uning silǝrni: — «Pǝrwǝrdigar bizni jǝzmǝn ⱪutⱪuzidu; muxu xǝⱨǝr Asuriyǝ padixaⱨining ⱪoliƣa qüxüp kǝtmǝydu» dǝp Pǝrwǝrdigarƣa tayanduruxiƣa yol ⱪoymanglar!
Униң силәрни: — «Пәрвәрдигар бизни җәзмән қутқузиду; мошу шәһәр Асурийә падишасиниң қолиға чүшүп кәтмәйду» дәп Пәрвәрдигарға таяндурушиға йол қоймаңлар!
31 Ⱨǝzǝkiyaƣa ⱪulaⱪ salmanglar; qünki Asuriyǝ padixaⱨi mundaⱪ dǝydu: — Mǝn bilǝn sülⱨilixip, mǝn tǝrǝpkǝ ɵtünglar; xundaⱪ ⱪilsanglar ⱨǝrbiringlar ɵzünglarning üzüm baringidin ⱨǝm ɵzünglarning ǝnjür dǝrihidin mewǝ yǝysilǝr, ⱨǝrbiringlar ɵz su kɵlqikinglardin su iqisilǝr;
Һәзәкияға қулақ салмаңлар; чүнки Асурийә падишаси мундақ дәйду: — Мән билән сүлһилишип, мән тәрәпкә өтүңлар; шундақ қилсаңлар һәр бириңлар өзүңларниң үзүм бариңидин һәм өзүңларниң әнҗир дәриғидин мевә йәйсиләр, һәр бириңлар өз су көлчигиңлардин су ичисиләр;
32 ta mǝn kelip silǝrni buƣdayliⱪ ⱨǝm xarabliⱪ bir zeminƣa, neni, üzümzarliri wǝ zǝytun dǝrǝhliri bar, ⱨǝsǝl qiⱪiridiƣan bir zeminƣa, yǝni zemininglarƣa ohxax bir zeminƣa apirip ⱪoyƣuqǝ yǝp-iqiweringlar! Xuning bilǝn silǝr tirik ⱪelip, ɵlmǝysilǝr! Ⱨǝzǝkiya silǝrgǝ: — «Pǝrwǝrdigar bizni ⱪutⱪuzidu» desǝ uningƣa ⱪulaⱪ salmanglar!
та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени, үзүмзарлири вә зәйтун дәрәқлири бар, һәсәл чиқиридиған бир зиминға, йәни зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар! Шуниң билән силәр тирик қелип, өлмәйсиләр! Һәзәкия силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» десә униңға қулақ салмаңлар!
33 Əl-yurtlarning ilaⱨ-butlirining biri ɵz zeminini Asuriyǝ padixaⱨining ⱪolidin ⱪutⱪuzƣanmu?
Әл-жутларниң илаһ-бутлириниң бири өз зиминини Асурийә падишасиниң қолидин қутқузғанму?
34 Hamat wǝ Arpad degǝn yurtlarning ilaⱨ-butliri ⱪeni? Sǝfarwaim, Hena wǝ Iwwaⱨ xǝⱨǝrlirining ilaⱨ-butliri ⱪeni? Ular Samariyǝni mening ⱪolumdin ⱪutⱪuzƣanmu?!
Хамат вә Арпад дегән жутларниң илаһ-бутлири қени? Сәфарваим, Хена вә Ивваһ шәһәрлириниң илаһ-бутлири қени? Улар Самарийәни мениң қолумдин қутқузғанму?!
35 Muxu ǝl-yurtlarning ilaⱨ-butliridin ɵz zeminini ⱪutⱪuzƣan zadi kim bar? Xundaⱪ ikǝn, Pǝrwǝrdigar Yerusalemni mening ⱪolumdin ⱪutⱪuzalamdu?» — dedi.
Мошу әл-жутларниң илаһ-бутлиридин өз зиминини қутқузған зади ким бар? Шундақ екән, Пәрвәрдигар Йерусалимни мениң қолумдин қутқузаламду?» — деди.
36 Əmma hǝlⱪ süküt ⱪilip uningƣa jawabǝn ⱨeqⱪandaⱪ bir sɵz ⱪilmidi; qünki padixaⱨning buyruⱪi xuki: — «Uningƣa jawab bǝrmǝnglar».
Амма хәлиқ сүкүт қилип униңға җававән һеч қандақ бир сөз қилмиди; чүнки падишаниң буйруғи шуки: — «Униңға җавап бәрмәңлар».
37 Andin Ⱨilⱪiyaning oƣli, ordini baxⱪuridiƣan Eliakim, orda diwanbegi Xǝbna wǝ Asafning oƣli, orda mirzibegi Yoaⱨlar kiyim-keqǝklirini yirtixip, Ⱨǝzǝkiyaning yeniƣa kelip, Rab-Xakǝⱨning gǝplirini uningƣa uⱪturdi.
Андин Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә Асафниң оғли, орда мирзибеги Йоаһлар кийим-кечәклирини житишип, Һәзәкияниң йениға келип, Раб-Шакәһниң гәплирини униңға уқтурди.

< Padixaⱨlar 2 18 >