< Padixaⱨlar 2 17 >
1 Yǝⱨudaning padixaⱨi Aⱨazning sǝltǝnitining on ikkinqi yilida, Elaⱨning oƣli Ⱨoxiya Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, toⱪⱪuz yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуданиң падишаси Аһазниң сәлтәнитиниң он иккинчи жилида, Елаһниң оғли Һошия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, тоққуз жил сәлтәнәт қилди.
2 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilatti; lekin uningdin ilgiri ɵtkǝn Israilning padixaⱨliridǝk undaⱪ rǝzillik ⱪilmaytti.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; лекин униңдин илгири өткән Исраилниң падишалиридәк ундақ рәзиллик қилмайтти.
3 Asuriyǝning padixaⱨi Xalmanǝzǝr uningƣa ⱨujum ⱪilƣili qiⱪⱪanda, Ⱨoxiya uningƣa beⱪinip sowƣa-salam bǝrdi.
Асурийәниң падишаси Шалманәзәр униңға һуҗум қилғили чиққанда, Һошия униңға беқинип соға-салам бәрди.
4 Əmma Asuriyǝning padixaⱨi Ⱨoxiyaning asiyliⱪ ⱪilmaⱪqi bolƣinini bayⱪidi; qünki Ⱨoxiya burunⱪidǝk Asuriyǝning padixaⱨiƣa yilliⱪ sowƣa-salam yollimay, bǝlki Misirning padixaⱨi soƣa ǝlqilǝrni mangdurƣanidi. Uning üqün Asuriyǝning padixaⱨi uni tutup, baƣlap zindanƣa soliwǝtti.
Амма Асурийәниң падишаси Һошияниң асийлиқ қилмақчи болғинини байқиди; чүнки Һошия бурунқидәк Асурийәниң падишасиға жиллиқ соға-салам йоллимай, бәлки Мисирниң падишаси соға әлчиләрни маңдурған еди. Униң үчүн Асурийәниң падишаси уни тутуп, бағлап зинданға соливәтти.
5 Andin Asuriyǝning padixaⱨi qiⱪip pütkül [Israil] zeminini talan-taraj ⱪilip, Samariyǝni üq yilƣiqǝ ⱪamal ⱪildi.
Андин Асурийәниң падишаси чиқип пүткүл [Исраил] зиминини талан-тараҗ қилип, Самарийәни үч жилғичә қамал қилди.
6 Ⱨoxiyaning sǝltǝnitining toⱪⱪuzinqi yilida, Asuriyǝning padixaⱨi Samariyǝni ixƣal ⱪilip, Israillarni Asuriyǝgǝ sürgün ⱪilip, ularni Halaⱨ xǝⱨiri, Gozandiki Habor dǝryasining boyliri wǝ Medialarning xǝⱨǝrlirigǝ orunlaxturdi.
Һошияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жилида, Асурийәниң падишаси Самарийәни ишғал қилип, Исраилларни Асурийәгә сүргүн қилип, уларни Халаһ шәһири, Гозандики Хабор дәриясиниң бойлири вә Медиаларниң шәһәрлиригә орунлаштурди.
7 Mana, xundaⱪ ixlar boldi; qünki Israillar ɵzlirini Misirning padixaⱨi Pirǝwnning ⱪolidin ⱪutⱪuzup, Misir zeminidin qiⱪarƣan Pǝrwǝrdigar Hudasiƣa gunaⱨ ⱪilip baxⱪa ilaⱨlardin ⱪorⱪup
Мана, шундақ ишлар болди; чүнки Исраиллар өзлирини Мисирниң падишаси Пирәвнниң қолидин қутқузуп, Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасиға гуна қилип башқа илаһлардин қорқуп
8 Pǝrwǝrdigar Israillarning aldidin ⱨǝydiwǝtkǝn yat ǝlliklǝrning ⱪaidǝ-bǝlgilimiliridǝ, xundaⱪla Israilning padixaⱨliri ɵzliri qiⱪarƣan ⱪaidǝ-bǝlgilimiliridǝ mangƣanidi.
Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдивәткән ят әлликләрниң қаидә-бәлгүлимилиридә, шундақла Исраилниң падишалири өзлири чиқарған қаидә-бәлгүлимилиридә маңған еди.
9 Wǝ Israillar ɵz Pǝrwǝrdigar Hudasiƣa ⱪarxi qiⱪip, yoxurunlarqǝ toƣra bolmiƣan ixlarni ⱪildi; ular barliⱪ xǝⱨǝrliridǝ kɵzǝt munaridin mustǝⱨkǝm ⱪorƣanƣiqǝ «yuⱪiri jaylar»ni yasidi.
Вә Исраиллар өз Пәрвәрдигар Худасиға қарши чиқип, йошурунларчә тоғра болмиған ишларни қилди; улар барлиқ шәһәрлиридә күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә «жуқури җайлар»ни ясиди.
10 Ular ⱨǝmmǝ egiz dɵnglǝrdǝ wǝ ⱨǝmmǝ kɵk dǝrǝhlǝrning astida «but tüwrük» wǝ «Axǝraⱨ» buti turƣuzdi.
Улар һәммә егиз дөңләрдә вә һәммә көк дәрәқләрниң астида «бут түврүк» вә «Ашәраһ» бути турғузди.
11 Pǝrwǝrdigar ularning aldidin ⱨǝydǝp qiⱪarƣan [yat] ǝlliklǝr ⱪilƣandǝk, ular ⱨǝmmǝ «yuⱪiri jaylar»da huxbuy yaⱪatti wǝ Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini kǝltüridiƣan ⱨǝrhil rǝzil ixlarni ⱪilatti.
Пәрвәрдигар уларниң алдидин һайдап чиқарған [ят] әлликләр қилғандәк, улар һәммә «жуқури җайлар»да хушбуй яқатти вә Пәрвәрдигарниң ғәзивини кәлтүридиған һәр хил рәзил ишларни қилатти.
12 Gǝrqǝ Pǝrwǝrdigar ularƣa: — «Bu ixni ⱪilmanglar!» degǝn bolsimu, ular butlarning ⱪulluⱪiƣa berilip kǝtkǝnidi.
Гәрчә Пәрвәрдигар уларға: — «Бу ишни қилмаңлар!» дегән болсиму, улар бутларниң қуллуғиға берилип кәткән еди.
13 Pǝrwǝrdigar ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrlǝr bilǝn ⱨǝmmǝ aldin kɵrgüqilǝrning wasitisi bilǝn ⱨǝm Israilni ⱨǝm Yǝⱨudani agaⱨlandurup: Rǝzil yolliringlardin yenip, ata-bowiliringlarƣa tapilanƣan wǝ ⱪullirim bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝr arⱪiliⱪ silǝrgǝ tǝstiⱪliƣan pütün ⱪanunƣa boysunup, Mening ǝmrlirim wǝ Mening bǝlgilimilirimni tutunglar, degǝnidi.
Пәрвәрдигар һәммә пәйғәмбәрләр билән һәммә алдин көргүчиләрниң вастиси билән һәм Исраилни һәм Йәһудани агаһландуруп: Рәзил йоллириңлардин йенип, ата-бовилириңларға тапиланған вә қуллирим болған пәйғәмбәрләр арқилиқ силәргә тәстиқлиған пүтүн қанунға бойсунуп, Мениң әмирлирим вә Мениң бәлгүлимилиримни тутуңлар, дегән еди.
14 Lekin ular ⱪulaⱪ salmay, Pǝrwǝrdigar Hudasiƣa ixǝnmigǝn ata-bowiliri ⱪilƣandǝk, boyunlirini ⱪattiⱪ ⱪildi.
Лекин улар қулақ салмай, Пәрвәрдигар Худасиға ишәнмигән ата-бовилири қилғандәк, боюнлирини қаттиқ қилди.
15 Ular Uning bǝlgilimilirini, xundaⱪla U ularning ata-bowiliri bilǝn tüzgǝn ǝⱨdini wǝ ularƣa tapxurƣan agaⱨ-guwaⱨlarni qǝtkǝ ⱪaⱪⱪan; ular ǝrzimǝs nǝrsilǝrgǝ ǝgixip, ɵzliri ǝrzimǝs bolup qiⱪti; Pǝrwǝrdigar ularƣa: — Ətrapinglardiki ǝlliklǝrning ⱪilƣinidǝk ⱪilmanglar, degǝn dǝl xu ǝllǝrgǝ ǝgixip, rǝzillik ⱪilatti.
Улар Униң бәлгүлимилирини, шундақла У уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдини вә уларға тапшурған агаһ-гуваларни чәткә қаққан; улар әрзимәс нәрсиләргә әгишип, өзлири әрзимәс болуп чиқти; Пәрвәрдигар уларға: — Әтрапиңлардики әлликләрниң қилғинидәк қилмаңлар, дегән дәл шу әлләргә әгишип, рәзиллик қилатти.
16 Ular Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarning barliⱪ ǝmrlirini taxlap, ɵzliri üqün ⱪuyma mǝbudlarni, yǝni ikki mozayni ⱪuydurdi, bir «Axǝraⱨ but» ⱪildurdi, asmandiki nurƣunliƣan ay-yultuzlarƣa bax urdi wǝ Baalning ⱪulluⱪiƣa kirdi.
Улар Худаси болған Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини ташлап, өзлири үчүн қуйма мәбудларни, йәни икки мозайни қуйдурди, бир «Ашәраһ бут» қилдурди, асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә Баалниң қуллуғиға кирди.
17 Ular ɵz oƣulliri bilǝn ⱪizlirini ottin ɵtküzdi, palqiliⱪ wǝ jadugǝrlik ixlǝtti, xundaⱪla Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilix üqün, ɵzlirini setip Uning ƣǝzipini ⱪozƣidi.
Улар өз оғуллири билән қизлирини оттин өткүзди, палчилиқ вә җадугәрлик ишләтти, шундақла Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилиш үчүн, өзлирини сетип Униң ғәзивини қозғиди.
18 Xuning üqün Pǝrwǝrdigar Israilƣa intayin aqqiⱪlinip, ularni Ɵz nǝziridin neri ⱪildi; Yǝⱨudaning ⱪǝbilisidin baxⱪa ⱨeqⱪaysisi ɵz [zeminida] ⱪaldurulmidi.
Шуниң үчүн Пәрвәрдигар Исраилға интайин аччиқлинип, уларни Өз нәзиридин нери қилди; Йәһуданиң қәбилисидин башқа һеч қайсиси өз [зиминида] қалдурулмиди.
19 Lekin Yǝⱨudamu ɵz Hudasi Pǝrwǝrdigarning ǝmrlirini tutmidi, bǝlki Israil qiⱪarƣan ⱪaidǝ-bǝlgilimilǝr iqidǝ mangdi.
Лекин Йәһудаму өз Худаси Пәрвәрдигарниң әмирлирини тутмиди, бәлки Исраил чиқарған қаидә-бәлгүлимиләр ичидә маңди.
20 Uning üqün Pǝrwǝrdigar Israilning barliⱪ nǝslini qǝtkǝ ⱪaⱪti; ularni Ɵz nǝziridin taxliƣan künigiqǝ [zeminida] harliⱪⱪa ⱪaldurup, bulangqilarning ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi.
Униң үчүн Пәрвәрдигар Исраилниң барлиқ нәслини чәткә қақти; уларни Өз нәзиридин ташлиған күнигичә [зиминида] харлиққа қалдуруп, булаңчиларниң қолиға тапшуруп бәрди.
21 U Israilni Dawutning jǝmǝtidin tartiwalƣanidi. Ular Nibatning oƣli Yǝroboamni padixaⱨ ⱪildi wǝ Yǝroboam bolsa Israilni Pǝrwǝrdigarning yolidin yandurup, ularni eƣir bir gunaⱨⱪa patⱪuzup azdurdi.
У Исраилни Давутниң җәмәтидин тартивалған еди. Улар Нибатниң оғли Йәробоамни падиша қилди вә Йәробоам болса Исраилни Пәрвәрдигарниң йолидин яндуруп, уларни еғир бир гунаға патқузуп аздурди.
22 Israillar Yǝroboamning ⱪilƣan ⱨǝmmǝ gunaⱨlirida yürüp, ulardin qiⱪmidi.
Исраиллар Йәробоамниң қилған һәммә гуналирида жүрүп, улардин чиқмиди.
23 Ahir berip Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪulliri bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝrning wasitisi bilǝn eytⱪandǝk, Israilni Ɵz nǝziridin neri ⱪildi; Israillar ɵz yurtidin Asuriyǝgǝ elip ketilip, u yǝrdǝ bügüngǝ ⱪǝdǝr turup kǝldi.
Ахир берип Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләрниң вастиси билән ейтқандәк, Исраилни Өз нәзиридин нери қилди; Исраиллар өз жутидин Асурийәгә елип кетилип, у йәрдә бүгүнгә қәдәр туруп кәлди.
24 Əmma Asuriyǝning padixaⱨi Babil, Kuttaⱨ, Awwa, Hamat wǝ Sǝfarwaimdin hǝlⱪni yɵtkǝp Israilning orniƣa Samariyǝning xǝⱨǝrlirigǝ makanlaxturdi. Ular xuning bilǝn Samariyǝgǝ igidarqiliⱪ ⱪilip xǝⱨǝrlǝrdǝ olturdi.
Амма Асурийәниң падишаси Бабил, Куттаһ, Авва, Хамат вә Сәфарваимдин хәлиқни йөткәп Исраилниң орниға Самарийәниң шәһәрлиригә маканлаштурди. Улар шуниң билән Самарийәгә егидарчилиқ қилип шәһәрләрдә олтарди.
25 Wǝ xundaⱪ boldiki, ular u yǝrdǝ dǝslǝptǝ olturƣinida Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪmiƣanidi; Pǝrwǝrdigar ularni ⱪiyma-jiyma ⱪilidiƣan birnǝqqǝ xirlarni ularning arisiƣa ǝwǝtti.
Вә шундақ болдики, улар у йәрдә дәсләптә олтарғинида Пәрвәрдигардин қорқмиған еди; Пәрвәрдигар уларни қийма-җийма қилидиған бир нәччә ширларни уларниң арисиға әвәтти.
26 Xuning bilǝn Asuriyǝning padixaⱨiƣa hǝwǝr yǝtküzülüp: — Sili yɵtkǝp Samariyǝning xǝⱨǝrliridǝ makanlaxturƣan hǝlⱪlǝr xu yurtning ilaⱨining ⱪaidǝ-yosunlirini bilmǝydu; xunga U ularning arisiƣa xirlarni ǝwǝtti; mana bular ularni ɵltürmǝktǝ, qünki hǝlⱪ yurtning ilaⱨining ⱪaidǝ-yosunlirini bilmǝydu, deyildi.
Шуниң билән Асурийәниң падишасиға хәвәр йәткүзүлүп: — Сили йөткәп Самарийәниң шәһәрлиридә маканлаштурған хәлиқләр шу жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини билмәйду; шуңа У уларниң арисиға ширларни әвәтти; мана булар уларни өлтүрмәктә, чүнки хәлиқ жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини билмәйду, дейилди.
27 Xuning bilǝn Asuriyǝning padixaⱨi ǝmr ⱪilip: — Silǝr u yǝrdin elip kǝlgǝn kaⱨinlarning birini yǝnǝ u yǝrgǝ apiringlar; u u yǝrdǝ turup, ularƣa u yurtning ilaⱨining ⱪaidǝ-yosunlirini ɵgǝtsun, — dedi.
Шуниң билән Асурийәниң падишаси әмир қилип: — Силәр у йәрдин елип кәлгән каһинларниң бирини йәнә у йәргә апириңлар; у у йәрдә туруп, уларға у жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини үгәтсун, — деди.
28 Uning buyruⱪi bilǝn ular Samariyǝdin yɵtkigǝn kaⱨinlarning biri kelip, Bǝyt-Əldǝ turup Pǝrwǝrdigarning ⱪorⱪunqini ularƣa ɵgǝtti.
Униң буйруғи билән улар Самарийәдин йөткигән каһинларниң бири келип, Бәйт-Әлдә туруп Пәрвәрдигарниң қорқунучини уларға үгәтти.
29 Lekin xu hǝlⱪlǝrning ⱨǝrbiri ɵz ilaⱨlirining butlirini yasap, Samariyǝliklǝr salƣan «yuⱪiri jaylar»diki ibadǝtgaⱨlar iqigǝ turƣuzdi; ⱨǝrbir hǝlⱪ ɵzi turƣan xǝⱨǝrdǝ xundaⱪ ⱪildi.
Лекин шу хәлиқләрниң һәр бири өз илаһлириниң бутлирини ясап, Самарийәликләр салған «жуқури җайлар»дики ибадәтгаһлар ичигә турғузди; һәр бир хәлиқ өзи турған шәһәрдә шундақ қилди.
30 Babildin kǝlgǝnlǝr Sukkot-Binot degǝn mǝbudni yasidi, Kuttin kǝlgǝnlǝr Nǝrgal butni, Hamattin kǝlgǝnlǝr Axima butni,
Бабилдин кәлгәнләр Суккот-Бинот дегән мәбудни ясиди, Куттин кәлгәнләр Нәргал бутни, Хаматтин кәлгәнләр Ашима бутни,
31 Awwiylar Nibⱨaz bilǝn Tartak butlarni yasidi; Sǝfarwiylar Sǝfarwaimdiki butliri bolƣan Adrammǝlǝk bilǝn Anammǝlǝkkǝ ɵz balilirini atap otta kɵydürdi.
Аввийлар Нибһаз билән Тартак бутларни ясиди; Сәфарвийлар Сәфарваимдики бутлири болған Адраммәләк билән Анаммәләккә өз балилирини атап отта көйдүрди.
32 Ular ǝmdi muxundaⱪ ⱨalǝttǝ Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪup, ɵz arisidiki ⱨǝr türlük adǝmlǝrni ɵzliri üqün «yuⱪiri jaylar»diki buthanilarda ⱪurbanliⱪlarni sunidiƣan kaⱨin ⱪilip bekitkǝn.
Улар әнди мошундақ һаләттә Пәрвәрдигардин қорқуп, өз арисидики һәр түрлүк адәмләрни өзлири үчүн «жуқури җайлар»дики бутханиларда қурбанлиқларни сунидиған каһин қилип бекиткән.
33 Ular Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪatti wǝ xuning bilǝn tǝng ⱪaysi ǝldin kǝlgǝn bolsa, xu ǝlning ⱪaidǝ-yosunlirida ɵz ilaⱨlirining ⱪulluⱪidimu bolatti.
Улар Пәрвәрдигардин қорқатти вә шуниң билән тәң қайси әлдин кәлгән болса, шу әлниң қаидә-йосунлирида өз илаһлириниң қуллуғидиму болатти.
34 Bügüngǝ ⱪǝdǝr ular ilgiriki adǝtlǝr boyiqǝ mengip kǝlmǝktǝ; ular Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪmay, Pǝrwǝrdigar Israil dǝp atiƣan Yaⱪupning ǝwladliriƣa tapiliƣan bǝlgilimilǝr wǝ ⱨɵkümlǝr, ⱪanun wǝ ǝmrlǝrgǝ muwapiⱪ ix kɵrmǝydu.
Бүгүнгә қәдәр улар илгәрки адәтләр бойичә меңип кәлмәктә; улар Пәрвәрдигардин қорқмай, Пәрвәрдигар Исраил дәп атиған Яқупниң әвлатлириға тапилиған бәлгүлимиләр вә һөкүмләр, қанун вә әмирләргә мувапиқ иш көрмәйду.
35 Pǝrwǝrdigar ular bilǝn bir ǝⱨdǝ ⱪilixip ularƣa buyrup: — «Baxⱪa ilaⱨlardin ⱪorⱪmay, ularƣa sǝjdǝ ⱪilmay yaki ularƣa bax urmay wǝ ularƣa ⱪurbanliⱪ ⱪilmanglar —
Пәрвәрдигар улар билән бир әһдә қилишип уларға буйруп: — «Башқа илаһлардин қорқмай, уларға сәҗдә қилмай яки уларға баш урмай вә уларға қурбанлиқ қилмаңлар —
36 pǝⱪǝt zor ⱪudrǝt wǝ uzatⱪan biliki bilǝn silǝrni Misir zeminidin qiⱪarƣan Pǝrwǝrdigardinla ⱪorⱪunglar, uningƣa sǝjdǝ ⱪilinglar wǝ uningƣa ⱪurbanliⱪ sununglar.
пәқәт зор қудрәт вә узатқан билиги билән силәрни Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигардинла қорқуңлар, униңға сәҗдә қилиңлар вә униңға қурбанлиқ сунуңлар.
37 U silǝr üqün pütküzgǝn bǝlgilimilǝr, ⱨɵkümlǝr, ⱪanun wǝ ǝmrni bolsa, ularni ǝbǝdgiqǝ kɵngül bɵlüp tutunglar; baxⱪa ilaⱨlardin ⱪorⱪmanglar.
У силәр үчүн пүткүзгән бәлгүлимиләр, һөкүмләр, қанун вә әмирни болса, уларни әбәткичә көңүл бөлүп тутуңлар; башқа илаһлардин қорқмаңлар.
38 Mǝn silǝr bilǝn ⱪilƣan ǝⱨdini untumanglar ya baxⱪa ilaⱨlardin ⱪorⱪmanglar,
Мән силәр билән қилған әһдини унтумаңлар я башқа илаһлардин қорқмаңлар,
39 bǝlki Hudayinglar Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪunglar; wǝ U silǝrni ⱨǝmmǝ düxmǝnliringlarning ⱪolidin ⱪutⱪuzidu» — degǝnidi.
бәлки Худайиңлар Пәрвәрдигардин қорқуңлар; вә У силәрни һәммә дүшмәнлириңларниң қолидин қутқузиду» — дегән еди.
40 Lekin ular ⱪulaⱪ salmay, ilgiriki ⱪaidǝ-yosunlarni yürgüzǝtti.
Лекин улар қулақ салмай, илгәрки қаидә-йосунларни жүргүзәтти.
41 Muxu ǝllǝr xu tǝriⱪidǝ Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪatti ⱨǝm oyma mǝbudlarning ⱪulluⱪida bolatti; ularning baliliri bilǝn balilirining balilirimu xundaⱪ ⱪilatti; ɵz ata-bowiliri ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsa, ularmu bügünki küngiqǝ xundaⱪ ⱪilip kǝldi.
Мошу әлләр шу тәриқидә Пәрвәрдигардин қорқатти һәм ойма мәбудларниң қуллуғида болатти; уларниң балилири билән балилириниң балилириму шундақ қилатти; өз ата-бовилири қандақ қилған болса, уларму бүгүнки күнгичә шундақ қилип кәлди.