< Padixaⱨlar 2 15 >
1 Israilning padixaⱨi Yǝroboamning sǝltǝnitining yigirmǝ yǝttinqi yilida Amaziyaning oƣli Azariya Yǝⱨudaning padixaⱨi boldi.
Исраилниң падишаси Йәробоамниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Амазияниң оғли Азария Йәһуданиң падишаси болди.
2 On altǝ yaxⱪa kirgǝndǝ padixaⱨ bolup Yerusalemda ǝllik ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Yǝkoliya bolup, u Yerusalemliⱪ idi.
Он алтә яшқа киргәндә падиша болуп Йерусалимда әллик икки жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәколия болуп, у Йерусалимлиқ еди.
3 U atisi Amaziyaning barliⱪ ⱪilƣanliridǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilatti.
У атиси Амазияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
4 Pǝⱪǝt «yuⱪiri jaylar»la yoⱪitilmidi; hǝlⱪ yǝnila «yuⱪiri jaylar»ƣa qiⱪip ⱪurbanliⱪ ⱪilip huxbuy yaⱪatti.
Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
5 Əmma Pǝrwǝrdigar padixaⱨni urup, uning ɵlümigiqǝ uni mahaw kesiligǝ muptila ⱪilƣaq, u ayrim ɵydǝ turatti wǝ padixaⱨning oƣli Yotam ordini baxⱪurup yurtning hǝlⱪining üstigǝ ⱨɵküm sürǝtti.
Амма Пәрвәрдигар падишани уруп, униң өлүмигичә уни мохо кесилигә муптила қилғач, у айрим өйдә туратти вә падишаниң оғли Йотам ордини башқуруп жутниң хәлқиниң үстигә һөкүм сүрәтти.
6 Azariyaning baxⱪa ǝmǝlliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Азарияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
7 Azariya ata-bowilirining arisida uhlidi; kixilǝr uni «Dawutning xǝⱨiri»dǝ ata-bowilirining arisida dǝpnǝ ⱪildi. Oƣli Yotam uning ornida padixaⱨ boldi.
Азария ата-бовилириниң арисида ухлиди; кишиләр уни «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң арисида дәпнә қилди. Оғли Йотам униң орнида падиша болди.
8 Yǝⱨuda padixaⱨi Azariyaning sǝltǝnitining ottuz sǝkkizinqi yilida, Yǝroboamning oƣli Zǝkǝriya Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, altǝ ay sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида, Йәробоамниң оғли Зәкәрия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, алтә ай сәлтәнәт қилди.
9 U ata-bowiliri ⱪilƣandǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilatti; u Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliridin qiⱪmidi.
У ата-бовилири қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
10 Yabǝxning oƣli Xallum uningƣa ⱪǝst ⱪilip, uni hǝlⱪning aldida urup ɵltürdi wǝ uning ornida padixaⱨ boldi.
Ябәшниң оғли Шаллум униңға қәст қилип, уни хәлиқниң алдида уруп өлтүрди вә униң орнида падиша болди.
11 Zǝkǝriyaning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Зәкәрияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
12 [Uning ɵltürülüxi] Pǝrwǝrdigarning Yǝⱨuƣa: — Sening oƣulliring tɵtinqi nǝsligiqǝ Israilning tǝhtidǝ olturidu, degǝn sɵzini ǝmǝlgǝ axurdi. Dǝrwǝⱪǝ xundaⱪ boldi.
[Униң өлтүрүлүши] Пәрвәрдигарниң Йәһуға: — Сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, дегән сөзини әмәлгә ашурди. Дәрвәқә шундақ болди.
13 Yabǝxning oƣli Xallum Yǝⱨuda padixaⱨi Azariyaning sǝltǝnitining ottuz toⱪⱪuzinqi yilida padixaⱨ bolup, Samariyǝdǝ toluⱪ bir ay sǝltǝnǝt ⱪildi.
Ябәшниң оғли Шаллум Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида падиша болуп, Самарийәдә толуқ бир ай сәлтәнәт қилди.
14 Gadining oƣli Mǝnaⱨǝm Tirzaⱨdin qiⱪip, Samariyǝgǝ kelip, Yabǝxning oƣli Xallumni xu yǝrdǝ urup ɵltürdi wǝ uning ornida padixaⱨ boldi.
Гадиниң оғли Мәнаһәм Тирзаһдин чиқип, Самарийәгә келип, Ябәшниң оғли Шаллумни шу йәрдә уруп өлтүрди вә униң орнида падиша болди.
15 Xallumning baxⱪa ixliri, jümlidin uning ⱪǝst ⱪilixliri, mana «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝndur.
Шаллумниң башқа ишлири, җүмлидин униң қәст қилишлири, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
16 Xu qaƣda Mǝnaⱨǝm Tipsaⱨ xǝⱨirigǝ ⱨujum ⱪilip, u yǝrdǝ turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisini ɵltürdi; u yǝnǝ Tirzaⱨdin tartip uningƣa tǝwǝ barliⱪ zeminlirini wǝyran ⱪildi. Ular tǝn berip dǝrwazini aqmiƣini üqün xǝⱨǝrgǝ xundaⱪ ⱨujum ⱪildiki, ⱨǝtta uningdiki jimi ⱨamilidar ayallarning ⱪarnini yirtip ɵltürdi.
Шу чағда Мәнаһәм Типсаһ шәһиригә һуҗум қилип, у йәрдә туруватқанларниң һәммисини өлтүрди; у йәнә Тирзаһдин тартип униңға тәвә барлиқ зиминлирини вәйран қилди. Улар тән берип дәрвазини ачмиғини үчүн шәһәргә шундақ һуҗум қилдики, һәтта униңдики җими һамилдар аялларниң қарнини житип өлтүрди.
17 Yǝⱨuda padixaⱨi Azariya sǝltǝnitining ottuz toⱪⱪuzinqi yilida, Gadining oƣli Mǝnaⱨǝm Israilƣa padixaⱨ bolup, Samariyǝdǝ on yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуда падишаси Азария сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида, Гадиниң оғли Мәнаһәм Исраилға падиша болуп, Самарийәдә он жил сәлтәнәт қилди.
18 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip, pütün ɵmridǝ Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliridin qiⱪmidi.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, пүтүн өмридә Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
19 Asuriyǝning padixaⱨi Pul Israil zeminiƣa tajawuz ⱪildi; u waⱪitta Mǝnaⱨǝm: «Padixaⱨliⱪimning mustǝⱨkǝmliki üqün manga yardǝm ⱪilƣayla» dǝp uningƣa ming talant kümüx bǝrdi.
Асурийәниң падишаси Пул Исраил зиминиға таҗавуз қилди; у вақитта Мәнаһәм: «Падишаһлиғимниң мустәһкәмлиги үчүн маңа ярдәм қилғайла» дәп униңға миң талант күмүч бәрди.
20 Mǝnaⱨǝm Asuriyǝning padixaⱨiƣa beridiƣan xu pulni Israilning ⱨǝmmǝ bay adǝmlirigǝ baj selix bilǝn aldi; u ⱨǝrbiridin ǝllik xǝkǝl kümüx aldi. Xuning bilǝn Asuriyǝning padixaⱨi ⱪaytip kǝtti wǝ bu zeminda turup ⱪalmidi.
Мәнаһәм Асурийәниң падишасиға беридиған шу пулни Исраилниң һәммә бай адәмлиригә баҗ селиш билән алди; у һәр биридин әллик шәкәл күмүч алди. Шуниң билән Асурийәниң падишаси қайтип кәтти вә бу зиминда туруп қалмиди.
21 Mǝnaⱨǝmning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Мәнаһәмниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
22 Mǝnaⱨǝm ata-bowilirining arisida uhlidi wǝ oƣli Pǝkaⱨiya ornida padixaⱨ boldi.
Мәнаһәм ата-бовилириниң арисида ухлиди вә оғли Пәкаһия орнида падиша болди.
23 Yǝⱨuda padixaⱨi Azariyaning sǝltǝnitining ǝllikinqi yilida, Mǝnaⱨǝmning oƣli Pǝkaⱨiya Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, ikki yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң әллигинчи жилида, Мәнаһәмниң оғли Пәкаһия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, икки жил сәлтәнәт қилди.
24 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip, Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliridin qiⱪmidi.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
25 Wǝ uning sǝrdari Rǝmaliyaning oƣli Pikaⱨ uningƣa ⱪǝst ⱪilip uni Samariyǝdǝ, padixaⱨ ordisidiki ⱪǝl’ǝdǝ ɵltürdi; xu ixta Argob bilǝn Ariyǝ wǝ ǝllik Gileadliⱪ kixi Pikaⱨ tǝrǝptǝ turdi; u Pǝkaⱨiyani ɵltürüp uning ornida padixaⱨ boldi.
Вә униң сәрдари Рәмалияниң оғли Пикаһ униңға қәст қилип уни Самарийәдә, падиша ордисидики қәлъәдә өлтүрди; шу ишта Аргоб билән Арийә вә әллик Гилеадлиқ киши Пикаһ тәрәптә турди; у Пәкаһияни өлтүрүп униң орнида падиша болди.
26 Pǝkaⱨiyaning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi bolsa, mana «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝndur.
Пәкаһияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
27 Yǝⱨudaning padixaⱨi Azariyaning sǝltǝnitining ǝllik ikkinqi yilida, Rǝmaliyaning oƣli Pikaⱨ Samariyǝdǝ Israilƣa padixaⱨ bolup, yigirmǝ yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуданиң падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң әллик иккинчи жилида, Рәмалияниң оғли Пикаһ Самарийәдә Исраилға падиша болуп, жигирмә жил сәлтәнәт қилди.
28 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪilip Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨliridin qiⱪmidi.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
29 Israilning padixaⱨi Pikaⱨning künliridǝ Asuriyǝning padixaⱨi Tiglat-Pilǝsǝr kelip Iyon, Abǝl-Bǝyt-Maakaⱨ, Yanoaⱨ, Kǝdǝx, Ⱨazor, Gilead, Galiliyǝ, jümlidin Naftalining pütkül zeminini ixƣal ⱪilip, xu yǝrdiki hǝlⱪni tutⱪun ⱪilip, Asuriyǝgǝ elip bardi.
Исраилниң падишаси Пикаһниң күнлиридә Асурийәниң падишаси Тиглат-Пиләсәр келип Ийон, Абәл-Бәйт-Маакаһ, Яноаһ, Кәдәш, Һазор, Гилеад, Галилийә, җүмлидин Нафталиниң пүткүл зиминини ишғал қилип, шу йәрдики хәлиқни тутқун қилип, Асурийәгә елип барди.
30 Əlaⱨning oƣli Ⱨoxiya Rǝmaliyaning oƣli Pikaⱨƣa ⱪǝst ⱪilip uni ɵltürdi. Uzziyaning oƣli Yotamning sǝltǝnitining yigirminqi yilida, u Pikaⱨning ornida padixaⱨ boldi.
Әлаһниң оғли Һошия Рәмалияниң оғли Пикаһға қәст қилип уни өлтүрди. Уззияниң оғли Йотамниң сәлтәнитиниң жигирминчи жилида, у Пикаһниң орнида падиша болди.
31 Pikaⱨning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi bolsa, mana «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝndur.
Пикаһниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
32 Israilning padixaⱨi Rǝmaliyaning oƣli Pikaⱨning sǝltǝnitining ikkinqi yilida, Uzziyaning oƣli Yotam Yǝⱨudaƣa padixaⱨ boldi.
Исраилниң падишаси Рәмалияниң оғли Пикаһниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида, Уззияниң оғли Йотам Йәһудаға падиша болди.
33 U padixaⱨ bolƣanda yigirmǝ bǝx yaxⱪa kirgǝn bolup, Yerusalemda on altǝ yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisining ismi Yǝruxa idi; u Zadokning ⱪizi idi.
У падиша болғанда жигирмә бәш яшқа киргән болуп, Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәруша еди; у Задокниң қизи еди.
34 Yotam atisi Uzziyaning barliⱪ ⱪilƣanliridǝk Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilatti.
Йотам атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
35 Pǝⱪǝt «yuⱪiri jaylar»la yoⱪitilmidi; hǝlⱪ yǝnila «yuⱪiri jaylar»ƣa qiⱪip ⱪurbanliⱪ ⱪilip huxbuy yaⱪatti. Pǝrwǝrdigarning ɵyining «Yuⱪiriⱪi dǝrwaza»sini yasiƣuqi xu idi.
Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти. Пәрвәрдигарниң өйиниң «Жуқириқи дәрваза»сини ясиғучи шу еди.
36 Yotamning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Йотамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
37 Xu qaƣlarda Pǝrwǝrdigar Suriyǝning padixaⱨi Rǝzin bilǝn Rǝmaliyaning oƣli Pikaⱨni Yǝⱨudaƣa ⱨujum ⱪilixⱪa ⱪozƣidi.
Шу чағларда Пәрвәрдигар Сурийәниң падишаси Рәзин билән Рәмалияниң оғли Пикаһни Йәһудаға һуҗум қилишқа қозғиди.
38 Yotam ata-bowiliri arisida uhlidi wǝ ata-bowilirining arisida atisi Dawutning xǝⱨiridǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Oƣli Aⱨaz ornida padixaⱨ boldi.
Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә ата-бовилириниң арисида атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Оғли Аһаз орнида падиша болди.