< Padixaⱨlar 2 14 >

1 Israilning padixaⱨi Yǝⱨoaⱨazning oƣli Yoaxning sǝltǝnitining ikkinqi yilida [Yǝⱨudadiki] Yoaxning oƣli Amaziya Yǝⱨudaƣa padixaⱨ boldi.
Исраилниң падишаси Йәһоаһазниң оғли Йоашниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида [Йәһудадики] Йоашниң оғли Амазия Йәһудаға падиша болди.
2 Padixaⱨ bolƣanda u yigirmǝ bǝx yaxⱪa kirgǝnidi; u Yerusalemda yigirmǝ toⱪⱪuz yil sǝltǝnǝt ⱪildi. Uning anisi Yerusalemliⱪ Yǝⱨoaddan idi.
Падиша болғанда у жигирмә бәш яшқа киргән еди; у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң аниси Йерусалимлиқ Йәһоаддан еди.
3 Amaziya Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilatti, lekin ǝjdadi Dawut ⱪilƣandǝk ǝmǝs, bǝlki atisi Yoaxning barliⱪ ⱪilƣanliri boyiqǝ ix kɵrǝtti.
Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти, лекин әҗдати Давут қилғандәк әмәс, бәлки атиси Йоашниң барлиқ қилғанлири бойичә иш көрәтти.
4 Pǝⱪǝt «yuⱪiri jaylar»la yoⱪitilmidi; hǝlⱪ yǝnila «yuⱪiri jaylar»ƣa qiⱪip ⱪurbanliⱪ ⱪilip huxbuy yaⱪatti.
Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
5 Wǝ xundaⱪ boldiki, sǝltǝniti uning ⱪolida muⱪim bolƣanda, u padixaⱨ atisini ɵltürgǝn hizmǝtkarlirini tutup ɵltürdi.
Вә шундақ болдики, сәлтәнити униң қолида муқим болғанда, у падиша атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди.
6 Lekin Musaƣa qüxürülgǝn ⱪanun kitabida Pǝrwǝrdigarning: «Atilarni oƣulliri üqün ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilixⱪa bolmaydu ya oƣullirini atiliri üqün ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilixⱪa bolmaydu, bǝlki ⱨǝrbiri ɵz gunaⱨi üqün ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinsun» dǝp pütülgǝn ǝmri boyiqǝ, u ɵltürgüqilǝrning balilirini ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilmidi.
Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду я оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргүчиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди.
7 U «Xor wadisi»da Edomiylardin on ming ǝskǝrni ɵltürdi wǝ jǝng ⱪilip Selani ixƣal ⱪilip uni Yoⱪtǝǝl dǝp atidi; bügüngiqǝ u xundaⱪ atilip kǝlmǝktǝ.
У «Шор вадиси»да Едомийлардин он миң әскәрни өлтүрди вә җәң қилип Селани ишғал қилип уни Йоқтәәл дәп атиди; бүгүнгичә у шундақ атилип кәлмәктә.
8 Andin keyin Amaziya Israilning padixaⱨi Yǝⱨuning nǝwrisi, Yǝⱨoaⱨazning oƣli Yǝⱨoaxning aldiƣa ǝlqilǝrni mangdurup: «Ⱪeni, [jǝng mǝydanida] yüz turanǝ kɵrüxǝyli» dedi.
Андин кейин Амазия Исраилниң падишаси Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йәһоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, [җәң мәйданида] йүз туранә көрүшәйли» деди.
9 Israilning padixaⱨi Yǝⱨoax Yǝⱨudaning padixaⱨi Amaziyaƣa ǝlqi ǝwǝtip mundaⱪ sɵzlǝrni yǝtküzdi: — «Liwandiki tikǝn Liwandiki kedir dǝrihigǝ sɵz ǝwǝtip: Ɵz ⱪizingni oƣlumƣa hotunluⱪⱪa bǝrgin, dedi. Lekin Liwandiki bir yawayi ⱨaywan ɵtüp ketiwetip, tikǝnni dǝssiwǝtti.
Исраилниң падишаси Йәһоаш Йәһуданиң падишаси Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: — «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин, деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти.
10 Sǝn dǝrwǝⱪǝ Edomning üstidin ƣǝlibǝ ⱪilding; kɵnglüngdǝ ɵz-ɵzüngdin mǝƣrurlinip kǝtting. Əmdi yayrap pǝhirlǝn, biraⱪ ɵydǝ ⱪalƣin; nemixⱪa bexingƣa külpǝt kǝltürüp, ɵzüngni wǝ ɵzüng bilǝn Yǝⱨudani balaƣa yiⱪitisǝn?».
Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип кәттиң. Әнди яйрап пәхирлән, бирақ өйдә қалғин; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?».
11 Əmma Amaziya ⱪulaⱪ salmidi. Israilning padixaⱨi Yǝⱨoax jǝnggǝ qiⱪti; xuning bilǝn u Yǝⱨudaning padixaⱨi Amaziya bilǝn Yǝⱨudadiki Bǝyt-Xǝmǝxtǝ uqrixip soⱪuxti.
Амма Амазия қулақ салмиди. Исраилниң падишаси Йәһоаш җәңгә чиқти; шуниң билән у Йәһуданиң падишаси Амазия билән Йәһудадики Бәйт-Шәмәштә учришип соқушти.
12 Yǝⱨudaning adǝmliri Israilning adǝmliri tǝripidin tiripirǝn ⱪilinip, ⱨǝrbiri ɵz ɵyigǝ ⱪeqip kǝtti.
Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти.
13 Wǝ Israilning padixaⱨi Yǝⱨoax Bǝyt-Xǝmǝxtǝ Aⱨaziyaning nǝwrisi, Yǝⱨoaxning oƣli, Yǝⱨudaning padixaⱨi Amaziyani ǝsir ⱪilip, Yerusalemƣa elip bardi; u Yerusalemning sepilining Əfraim dǝrwazisidin tartip burjǝk dǝrwazisiƣiqǝ bolƣan tɵt yüz gǝzlik bir bɵlikini ɵrüwǝtti.
Вә Исраилниң падишаси Йәһоаш Бәйт-Шәмәштә Аһазияниң нәвриси, Йәһоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазияни әсир қилип, Йерусалимға елип барди; у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти.
14 U Pǝrwǝrdigarning ɵyidin ⱨǝmdǝ padixaⱨning ordisidiki hǝzinidin tepilƣan barliⱪ altun-kümüx, ⱨǝmmǝ ⱪaqa-ⱪuqilarni buliwaldi wǝ kepillik süpitidǝ birnǝqqǝ tutⱪunni elip Samariyǝgǝ yenip kǝtti.
У Пәрвәрдигарниң өйидин һәмдә падишаниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, һәммә қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти.
15 Əmma Yǝⱨoaxning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, jümlidin uning Yǝⱨudaning padixaⱨi Amaziya bilǝn jǝng ⱪilip kɵrsǝtkǝn ⱪudriti «Israil padixaⱨlirining Tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Амма Йәһоашниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң Йәһуданиң падишаси Амазия билән җәң қилип көрсәткән қудрити «Исраил падишалириниң Тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
16 Yǝⱨoax ɵz ata-bowilirining arisida uhlidi wǝ Samariyǝdǝ Israilning padixaⱨlirining arisida dǝpnǝ ⱪilindi. Oƣli Yǝroboam uning orniƣa padixaⱨ boldi.
Йәһоаш өз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Самарийәдә Исраилниң падишалириниң арисида дәпнә қилинди. Оғли Йәробоам униң орниға падиша болди.
17 Israilning padixaⱨi Yǝⱨoaⱨazning oƣli Yǝⱨoax ɵlgǝndin keyin, Yǝⱨoaxning oƣli, Yǝⱨudaning padixaⱨi Amaziya on bǝx yil ɵmür kɵrdi.
Исраилниң падишаси Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш өлгәндин кейин, Йәһоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазия он бәш жил өмүр көрди.
18 Əmdi Amaziyaning baxⱪa ǝmǝlliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi «Yǝⱨuda padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Әнди Амазияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
19 U Yerusalemda bǝzilǝr uni ⱪǝstlǝxkǝ kirixkǝnidi, Laⱪix xǝⱨirigǝ ⱪeqip kǝtti; lekin ⱪǝstligüqilǝr kǝynidin Laⱪixⱪa adǝm ǝwǝtip u yǝrdǝ uni ɵltürdi.
У Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди, Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип у йәрдә уни өлтүрди.
20 Andin ular uni atlarƣa artip Yerusalemƣa elip bardi. U Yerusalemda ata-bowilirining arisida «Dawutning xǝⱨiri»dǝ dǝpnǝ ⱪilindi.
Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди.
21 Yǝⱨudaning barliⱪ hǝlⱪi uning on altǝ yaxⱪa kirgǝn oƣli Azariyani tiklǝp, uni atisi Amaziyaning ornida padixaⱨ ⱪildi
Йәһуданиң барлиқ хәлқи униң он алтә яшқа киргән оғли Азарияни тикләп, уни атиси Амазияниң орнида падиша қилди
22 (padixaⱨ atisi ata-bowilirining arisida uhliƣandin keyin, Elat xǝⱨirini ⱪaytidin yasap, Yǝⱨudaƣa yǝnǝ tǝwǝ ⱪilƣuqi dǝl Azariya idi).
(падиша атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Азария еди).
23 Yǝⱨudaning padixaⱨi Yoaxning oƣli Amaziyaning sǝltǝnitining on bǝxinqi yilida, Israilning padixaⱨi Yǝⱨoaxning oƣli Yǝroboam ⱨɵküm sürüxkǝ baxlap, Samariyǝdǝ ⱪiriⱪ bir yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йәһуданиң падишаси Йоашниң оғли Амазияниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жилида, Исраилниң падишаси Йәһоашниң оғли Йәробоам һөкүм сүрүшкә башлап, Самарийәдә қириқ бир жил сәлтәнәт қилди.
24 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ rǝzil bolƣanni ⱪildi; u Israilni gunaⱨⱪa putlaxturƣan Nibatning oƣli Yǝroboamning gunaⱨlirining ⱨeqbirini taxlimidi.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч бирини ташлимиди.
25 Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarning ɵz ⱪuli Gat-Ⱨǝfǝrlik Amittayning oƣli Yunus [pǝyƣǝmbǝr] arⱪiliⱪ eytⱪan sɵzi ǝmǝlgǝ axurulup, u [ximalda] Hamat rayoniƣa kirix eƣizidin tartip [jǝnubta] «Arabaⱨ dengizi»ƣiqǝ Israilning qegralirini kengǝytip ǝsligǝ kǝltürdi.
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өз қули Гат-Һәфәрлик Амиттайниң оғли Юнус [пәйғәмбәр] арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у [шималда] Хамат райониға кириш еғизидин тартип [җәнупта] «Арабаһ деңизи»ғичә Исраилниң чегаралирини кеңәйтип әслигә кәлтүрди.
26 Qünki Pǝrwǝrdigar Israilning tartⱪan azablirining intayin ⱪattiⱪ ikǝnlikini kɵrdi; ajizlar ⱨǝm meyiplardin baxⱪa ⱨeqkim ⱪalmidi, Israilƣa mǝdǝtkar yoⱪ idi.
Чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң тартқан азаплириниң интайин қаттиқ екәнлигини көрди; аҗизлар һәм мәйиплардин башқа һеч ким қалмиди, Исраилға мәдәткар йоқ еди.
27 Pǝrwǝrdigar: «Israilning namini asmanning astidin yoⱪitimǝn» degǝn ǝmǝs idi; xunga U Yǝⱨoaxning oƣli Yǝroboamning ⱪoli bilǝn ularni ⱪutⱪuzdi.
Пәрвәрдигар: «Исраилниң намини асманниң астидин йоқитимән» дегән әмәс еди; шуңа У Йәһоашниң оғли Йәробоамниң қоли билән уларни қутқузди.
28 Əmdi Yǝroboamning baxⱪa ixliri ⱨǝm ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisi, jümlidin uning sǝltǝnitining ⱪudriti wǝ ⱪandaⱪ jǝng ⱪilip, ǝsli Yǝⱨudaƣa tǝwǝ bolƣan Dǝmǝxⱪ bilǝn Hamatni yanduruwalƣanliⱪi «Israil padixaⱨlirining tarih-tǝzkiriliri» degǝn kitabta pütülgǝn ǝmǝsmidi?
Әнди Йәробоамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң сәлтәнитиниң қудрити вә қандақ җәң қилип, әсли Йәһудаға тәвә болған Дәмәшқ билән Хаматни яндурувалғанлиғи «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
29 Yǝroboam ata-bowiliri, yǝni Israilning padixaⱨlirining arisida uhlidi wǝ oƣli Zǝkǝriya uning ornida padixaⱨ boldi.
Йәробоам ата-бовилири, йәни Исраилниң падишалириниң арисида ухлиди вә оғли Зәкәрия униң орнида падиша болди.

< Padixaⱨlar 2 14 >