< Korintliⱪlarƣa 2 2 >
1 Lekin mǝn iqimdǝ, ⱪexinglarƣa barsam yǝnǝ azar elip barmaymǝn degǝn ⱪararƣa kǝldim.
Лекин мән ичимдә, қешиңларға барсам йәнә азар елип бармаймән дегән қарарға кәлдим.
2 Qünki ǝgǝr mǝn silǝrgǝ azar bǝrsǝm, mening tüpǝylimdin azar yegǝnlǝrdin baxⱪa ⱪaysibiri meni xadlanduralisun?
Чүнки әгәр мән силәргә азар бәрсәм, мениң түпәйлимдин азар йегәнләрдин башқа қайсибири мени шатландуралисун?
3 Mǝn ǝsli meni xadlanduruxi tegixlik bolƣanlardin ǝksiqǝ azar yǝp ⱪalmay degǝn mǝⱪsǝttǝ xu hǝtni yazdim; qünki mening xadliⱪim silǝr ⱨǝmminglarningmu xadliⱪidur dǝp silǝr ⱨǝmminglarƣa ixǝnq baƣlidim.
Мән әсли мени шатландуруши тегишлик болғанлардин әксичә азар йәп қалмай дегән мәхсәттә шу хәтни яздим; чүнки мениң шатлиғим силәр һәммиңларниңму шатлиғидур дәп силәр һәммиңларға ишәш бағлидим.
4 Qünki ǝslidǝ ɵzüm eƣir azab iqidǝ ⱪǝlbimdiki dǝrd-ǝlǝmdin kɵp kɵz yaxlirimni tɵkküzüp turup silǝrgǝ xu hǝtni yazƣanidim; mǝⱪsitim silǝrgǝ azar berix ǝmǝs, bǝlki silǝrgǝ qongⱪur baƣlanƣan, exip taxⱪan muⱨǝbbitimni bilixinglar üqün idi.
Чүнки әслидә өзүм еғир азап ичидә қәлбимдики дәрд-әләмдин көп көз яшлиримни төккүзүп туруп силәргә шу хәтни язған едим; мәхситим силәргә азар бериш әмәс, бәлки силәргә чоңқур бағланған, ешип ташқан муһәббитимни билишиңлар үчүн еди.
5 Əmma birǝrsi azar yǝtküzgǝn bolsa, uning azar yǝtküzgini mǝn ǝmǝs dǝymǝn, u bǝlki mǝlum dǝrijidǝ (bu ixni ziyadǝ eƣir ⱪilƣum yoⱪ) ⱨǝmminglarƣa azar yǝtküzdi.
Амма бирәрси азар йәткүзгән болса, униң азар йәткүзгини мән әмәс дәймән, у бәлки мәлум дәриҗидә (бу ишни зиядә еғир қилғум йоқ) һәммиңларға азар йәткүзди.
6 Bundaⱪ adǝmning kɵpinqinglar tǝripidin tǝnbiⱨlǝngini yetǝrliktur;
Бундақ адәмниң көпинчиңлар тәрипидин тәнбиһләнгини йетәрликтур;
7 Xunga ⱨazir ǝksiqǝ, silǝr uningƣa meⱨir-xǝpⱪǝt kɵrsitip riƣbǝt-tǝsǝlli berixinglarƣa toƣra kelidu; bolmisa bundaⱪ bir kixi bǝlkim ƣayǝt zor dǝrd-ǝlǝmdin ɵzini yoⱪitiximu mumkin.
Шуңа һазир әксичә, силәр униңға меһри-шәпқәт көрситип риғбәт-тәсәлли беришиңларға тоғра келиду; болмиса бундақ бир киши бәлким ғайәт зор дәрд-әләмдин өзини йоқитишиму мүмкин.
8 Xunga mǝn silǝrgǝ uningƣa muⱨǝbbitinglarni ispatlixinglarni jekilǝymǝn.
Шуңа мән силәргә униңға муһәббитиңларни испатлишиңларни җекиләймән.
9 Xu hetimni yǝnǝ bir mǝⱪsǝttǝ, yǝni silǝrning ⱨǝmmǝ ixlarda itaǝtmǝn yaki itaǝtmǝn ǝmǝslikinglarni sinap bilixim üqün yazdim.
Шу хетимни йәнә бир мәхсәттә, йәни силәрниң һәммә ишларда итаәтмән яки итаәтмән әмәслигиңларни синап билишим үчүн яздим.
10 Lekin silǝr ⱪaysibirini mǝlum ix üqün kǝqürüm ⱪilƣan bolsanglar, mǝnmu ⱨǝm uni xundaⱪ ⱪilƣan bolimǝn; mǝnmu mǝlum bir ixni kǝqürüm ⱪilƣinimda (birǝr ixni kǝqürüm ⱪilƣan bolsam), mǝn silǝrni dǝp Mǝsiⱨning ⱨuzurida xundaⱪ ⱪildim.
Лекин силәр қайсибирини мәлум иш үчүн кәчүрүм қилған болсаңлар, мәнму һәм уни шундақ қилған болимән; мәнму мәлум бир ишни кәчүрүм қилғинимда (бирәр ишни кәчүрүм қилған болсам), мән силәрни дәп Мәсиһниң һозурида шундақ қилдим.
11 Xuning bilǝn Xǝytan bizdin ⱨeq üstünlükkǝ erixǝlmǝydu; qünki biz uning ⱨiylǝ-mikirliridin bihǝwǝr ǝmǝsmiz.
Шуниң билән Шәйтан биздин һеч үстүнлүккә еришәлмәйду; чүнки биз униң һейлә-микирлиридин бехәвәр әмәсмиз.
12 Əmdi Mǝsiⱨning hux hǝwirini jakarlaxⱪa Troas xǝⱨirigǝ kǝlginimdǝ wǝ xundaⱪla Rǝb tǝripidin [pursǝt] ixiki manga eqilƣini bilǝn,
Әнди Мәсиһниң хуш хәвирини җакалашқа Троас шәһиригә кәлгинимдә вә шундақла Рәб тәрипидин [пурсәт] ишиги маңа ечилғини билән,
13 ⱪerindixim Titusni tapalmiƣinim tüpǝylidin roⱨim aram tapmidi; xuning bilǝn mǝn xu yǝrdikilǝr bilǝn hoxlixip, Makedoniyǝgǝ sǝpǝr aldim.
қериндишим Титусни тапалмиғиним түпәйлидин роһум арам тапмиди; шуниң билән мән шу йәрдикиләр билән хошлишип, Македонийәгә сәпәр алдим.
14 Əmma bizni Mǝsiⱨdǝ ⱨǝmixǝ tǝntǝnǝ bilǝn ƣalibanǝ baxlaydiƣan, biz arⱪiliⱪ ⱨǝr yǝrdǝ Ɵzigǝ dost tartⱪuqi huxpuraⱪni qaqⱪuqi Hudaƣa tǝxǝkkür!
Амма бизни Мәсиһдә һемишә тәнтәнә билән ғалипанә башлайдиған, биз арқилиқ һәр йәрдә Өзигә дост тартқучи хушпурақни чачқучи Худаға тәшәккүр!
15 Qünki biz Hudaƣa yǝtküzüliwatⱪan Mǝsiⱨning huxpuriⱪidurmiz, ⱨǝm ⱪutⱪuzuluwatⱪanlar arisida ⱨǝm ⱨalakǝtkǝ ketiwatⱪanlar arisida xundaⱪmiz;
Чүнки биз Худаға йәткүзүливатқан Мәсиһниң хушпуриғидурмиз, һәм қутқузулуватқанлар арисида һәм һалакәткә кетиватқанлар арисида шундақмиз;
16 keyinkilǝrgǝ ɵlümgǝ bolƣan ɵlümning puriⱪi, aldinⱪilarƣa ⱨayatliⱪⱪa bolƣan ⱨayatliⱪning puriⱪidurmiz; ǝmdi muxundaⱪ ixlarning ⱨɵddisidin kim qiⱪalaydu?
кейинкиләргә өлүмгә болған өлүмниң пуриғи, алдинқиларға һаятлиққа болған һаятлиқниң пуриғидурмиз; әнди мошундақ ишларниң һөддисидин ким чиқалайду?
17 Qünki biz kɵp kixilǝrning ⱪilƣinidǝk Hudaning kalam-sɵzini soda-setiⱪ ixi ⱪilmaymiz; ǝksiqǝ biz sǝmimiylik bilǝn Huda aldida Hudadin [ǝwǝtilgǝnlǝr] süpitidǝ Mǝsiⱨdǝ sɵzlǝymiz.
Чүнки биз көп кишиләрниң қилғинидәк Худаниң калам-сөзини сода-сетиқ иши қилмаймиз; әксичә биз сәмимийлик билән Худа алдида Худадин [әвәтилгәнләр] сүпитидә Мәсиһдә сөзләймиз.