< Korintliⱪlarƣa 2 11 >
1 [Mahtanƣan] bu azƣinǝ ǝhmǝⱪliⱪimƣa sǝwrqan bolƣaysilǝr! Əmdi silǝr manga sǝwriqanliⱪ ⱪilip keliwatisilǝr.
[Махтанған] бу азғинә ахмақлиғимға сәвирчан болғайсиләр! Әнди силәр маңа сәвричанлиқ қилип келиватисиләр.
2 Qünki mǝn Hudadin kǝlgǝn otluⱪ muⱨǝbbǝt bilǝn silǝrni [azduruxlardin] ⱨǝsǝt ⱪilimǝn; qünki ⱪizni bir ǝrgila yatliⱪ ⱪilƣandǝk, mǝn silǝrni Mǝsiⱨkila pak ⱪiz süpitidǝ ⱨazir boluxⱪa wǝdilǝxtürgǝnmǝn.
Чүнки мән Худадин кәлгән отлуқ муһәббәт билән силәрни [аздурушлардин] һәсәт қилимән; чүнки қизни бир әргила ятлиқ қилғандәк, мән силәрни Мәсиһкила пак қиз сүпитидә һазир болушқа вәдиләштүргәнмән.
3 Əmma yilan Ⱨawa’animizni ⱨiyligǝrliki bilǝn azdurƣandǝk, oy-kɵnglünglar Mǝsiⱨkǝ baƣlanƣan sǝmimiy, sap wapaliⱪtin ezip bulƣinixi mumkin dǝp ǝnsirǝymǝn.
Амма илан Һава анимизни һейлигәрлиги билән аздурғандәк, ой-көңлүңлар Мәсиһкә бағланған сәмимий, сап вапалиқтин езип булғиниши мүмкин дәп әнсирәймән.
4 Qünki birsi kelip biz silǝrgǝ ⱨeq jakarlap baⱪmiƣan baxⱪa bir Əysani jakarlisa, yaki ⱪǝlbinglardin orun bǝrgǝn Roⱨning orniƣa baxⱪa bir roⱨⱪa orun bǝrsǝnglar wǝ silǝr ⱪobul ⱪilƣan hux hǝwǝrdin baxⱪa bir «hux hǝwǝr»ni ⱪobul ⱪilsanglar, silǝr bu ixlarƣa ajayib sǝwr-taⱪǝt bilǝn ɵtüwerixinglar mumkin!
Чүнки бириси келип биз силәргә һеч җакалап бақмиған башқа бир Әйсани җакалиса, яки қәлбиңлардин орун бәргән Роһниң орниға башқа бир роһқа орун бәрсәңлар вә силәр қобул қилған хуш хәвәрдин башқа бир «хуш хәвәр»ни қобул қилсаңлар, силәр бу ишларға әҗайип сәвир-тақәт билән өтүверишиңлар мүмкин!
5 Ⱨalbuki, mǝn ɵzümni ⱨǝrⱪandaⱪ ixta axu «ⱪaltis uluƣ rosullar»din kǝm sanimaymǝn!
Һалбуки, мән өзүмни һәр қандақ ишта әшу «қалтис улуқ расуллар»дин кам санимаймән!
6 Gǝrqǝ mening gǝp-sɵzlirim addiy bolsimu, bilim jǝⱨǝttǝ mǝn undaⱪ ǝmǝs; biz ⱪiliwatⱪan ⱨǝrbir ǝmǝllirimizdǝ buni silǝrgǝ ⱨǝr jǝⱨǝttin ispatlap roxǝn ⱪilduⱪ.
Гәрчә мениң гәп-сөзлирим аддий болсиму, билим җәһәттә мән ундақ әмәс; биз қиливатқан һәр бир әмәллиримиздә буни силәргә һәр җәһәттин испатлап рошән қилдуқ.
7 Əmdi mǝn silǝrni kɵtürülsun dǝp ɵzümni tɵwǝn tutup, Hudaning hux hǝwirini ⱨǝⱪ tǝlǝp ⱪilmay jakarlap gunaⱨ ⱪildimmu?
Әнди мән силәрни көтирилсун дәп өзүмни төвән тутуп, Худаниң хуш хәвирини һәқ тәләп қилмай җакалап гуна қилдимму?
8 Mǝn silǝrning hizmitinglarda boluxⱪa baxⱪa jamaǝtlǝrdin bulap-talap, ularning yardimini ⱪobul ⱪildim.
Мән силәрниң хизмитиңларда болушқа башқа җамаәтләрдин булап-талап, уларниң ярдимини қобул қилдим.
9 Silǝr bilǝn billǝ bolƣan waⱪitlirimda, ⱨajǝtmǝn bolƣan bolsammu, mǝn ⱨeqkimgǝ eƣirimni salƣan ǝmǝs (qünki Makedoniyǝdin kǝlgǝn ⱪerindaxlar mening kǝm-kütǝmni toluⱪlap bǝrdi); ⱨǝrⱪandaⱪ ixta ɵzümni silǝrgǝ yük bolup ⱪelixtin saⱪlap kǝldim wǝ buningdin keyinmu xundaⱪ ⱪilimǝn.
Силәр билән биллә болған вақитлиримда, һаҗәтмән болған болсамму, мән һеч кимгә еғиримни салған әмәс (чүнки Македонийәдин кәлгән қериндашлар мениң кәм-күтәмни толуқлап бәрди); һәр қандақ ишта өзүмни силәргә жүк болуп қелиштин сақлап кәлдим вә буниңдин кейинму шундақ қилимән.
10 Mǝsiⱨning ⱨǝⱪiⱪiti mǝndǝ rast bolƣandǝk, Ahaya yurtlirida ⱨeqkimmu meni muxu mahtinixtin tosumaydu!
Мәсиһниң һәқиқити мәндә раст болғандәк, Ахая жутлирида һеч кимму мени мошу махтиништин тосумайду!
11 Nemǝ üqün? Silǝrni yahxi kɵrmigǝnlikim üqünmu?! Huda bilidu!
Немә үчүн? Силәрни яхши көрмигәнлигим үчүнму?! Худа билиду!
12 Lekin [bizgǝ ohxax ⱨesablinix] pursitini izdigüqilǝrning pursitini mǝⱨrum ⱪilix üqün, xuningdǝk ular mahtinidiƣan ixlarda ⱨǝⱪiⱪǝtǝn bizgǝ ohxax bolsun dǝp, mǝn nemǝ ⱪiliwatⱪan bolsam xuni ⱪiliwerimǝn.
Лекин [бизгә охшаш һесаплиниш] пурситини издигүчиләрниң пурситини мәһрум қилиш үчүн, шуниңдәк улар махтинидиған ишларда һәқиқәтән бизгә охшаш болсун дәп, мән немә қиливатқан болсам шуни қиливеримән.
13 Qünki bundaⱪ kixilǝr sahta rosullar, aldamqi hizmǝtkarlar, Mǝsiⱨning rosullirining ⱪiyapitigǝ kiriwalƣanlardur.
Чүнки бундақ кишиләр сахта расуллар, алдамчи хизмәткарлар, Мәсиһниң расуллириниң қияпитигә киривалғанлардур.
14 Bu ix ǝjǝblinǝrlik ǝmǝs, qünki Xǝytan ɵzimu nurluⱪ bir pǝrixtining ⱪiyapitigǝ kiriwalidu.
Бу иш әҗәблинәрлик әмәс, чүнки Шәйтан өзиму нурлуқ бир пәриштиниң қияпитигә киривалиду.
15 Xunga uning hizmǝtqiliriningmu ɵzlirini ⱨǝⱪⱪaniyliⱪning hizmǝtqiliri ⱪiyapitigǝ kirgüziwelixi ǝjǝblinǝrlik ix ǝmǝs; lekin ularning aⱪiwiti ɵzlirining ixligǝnlirigǝ layiⱪ bolidu.
Шуңа униң хизмәтчилириниңму өзлирини һәққанийлиқниң хизмәтчилири қияпитигә киргүзивелиши әҗәблинәрлик иш әмәс; лекин уларниң ақивити өзлириниң ишлигәнлиригә лайиқ болиду.
16 Yǝnǝ xuni eytimǝnki, ⱨeqkim meni ǝhmǝⱪ dǝp ⱨesablimisun; ⱨǝtta ǝgǝr meni xundaⱪ dǝp ⱪarisanglarmu, ǝmdi mǝndǝk ǝhmǝⱪni sǝwr ⱪilip ⱪobul ⱪilƣaysilǝr, xuning bilǝn ɵzümmu azƣinǝ mahtiniwalay.
Йәнә шуни ейтимәнки, һеч ким мени ахмақ дәп һесаплимисун; һәтта әгәр мени шундақ дәп қарисаңларму, әнди мәндәк ахмақни сәвир қилип қобул қилғайсиләр, шуниң билән өзүмму азғинә махтинивалай.
17 Mening ⱨazir bularni sɵzlixim Rǝb tǝripidin ǝmǝs, bǝlki ɵzümning ǝhmǝⱪlǝrqǝ yürǝklik po etip mahtinixim, halas.
Мениң һазир буларни сөзлишим Рәб тәрипидин әмәс, бәлки өзүмниң ахмақларчә жүрәклик по етип махтинишим, халас.
18 Nurƣun adǝmlǝr insanlarqǝ po etip mahtanƣandikin, mǝnmu mahtinip baⱪay.
Нурғун адәмләр инсанларчә по етип махтанғандикин, мәнму махтинип бақай.
19 Qünki ɵzünglar xunqǝ dana bolƣandin keyin, silǝr ǝhmǝⱪlǝrgǝ sǝwr-taⱪǝt ⱪilixⱪa razi bolisilǝr!
Чүнки өзүңлар шунчә дана болғандин кейин, силәр ахмақларға сәвир-тақәт қилишқа рази болисиләр!
20 Mǝsilǝn birsi silǝrni ⱪul ⱪiliwalsa, birsi silǝrni yutuwalsa, birsi silǝrdin nǝp alsa, birsi aldinglarda qongqiliⱪ ⱪilsa yaki yüzünglarƣa kaqat salsa, silǝr uningƣa yol ⱪoyisilǝr.
Мәсилән бириси силәрни қул қиливалса, бириси силәрни жутувалса, бириси силәрдин нәп алса, бириси алдиңларда чоңчилиқ қилса яки йүзүңларға качат салса, силәр униңға йол қойисиләр.
21 Əpsus, nomus ⱪilip eytimǝnki, biz undaⱪ ixlarƣa ajizliⱪ ⱪilduⱪ! Əmma ular birǝr ixta mahtinixⱪa petinƣan yǝrdǝ (ǝhmǝⱪlǝrqǝ sɵzlǝwatimǝn!) mǝnmu xu ixta [mahtinixⱪa] petinimǝn.
Әпсус, номус қилип ейтимәнки, биз ундақ ишларға аҗизлиқ қилдуқ! Амма улар бирәр ишта махтинишқа петинған йәрдә (ахмақларчә сөзләватимән!) мәнму шу ишта [махтинишқа] петинимән.
22 Ular ibraniylarmu? Mǝnmu xundaⱪ. Ular Israillarmu? Mǝnmu xundaⱪ. Ular Ibraⱨimning nǝslimu? Mǝnmu xundaⱪ.
Улар ибранийларму? Мәнму шундақ. Улар Исраилларму? Мәнму шундақ. Улар Ибраһимниң нәслиму? Мәнму шундақ.
23 Ular Mǝsiⱨning hizmǝtkarlirimu? (mǝn ǝⱪildin azƣanlardǝk sɵzlǝwatimǝn!); mǝn tehimu xundaⱪ; ziyadǝ kɵp zoruⱪup ixlidim, intayin kɵp dǝrrilǝndim, intayin kɵp ⱪetim ⱪamaldim, kɵp ⱪetim ɵlüm hǝwplirigǝ duq kǝldim;
Улар Мәсиһниң хизмәткарлириму? (мән әқилдин азғанлардәк сөзләватимән!); мән техиму шундақ; зиядә көп зоруқуп ишлидим, интайин көп дәрриләндим, интайин көп қетим қамалдим, көп қетим өлүм хәвплиригә дуч кәлдим;
24 Yǝⱨudiylarning «bir kǝm ⱪiriⱪ ⱪamqa» jazasiƣa bǝx ⱪetim tartildim,
Йәһудийларниң «бир кам қириқ қамча» җазасиға бәш қетим тартилдим,
25 üq ⱪetim tikǝnlik ⱪamqa jazasini yedim, bir ⱪetim qalma-kesǝk ⱪilindim, üq ⱪetim kemǝ ⱨadisisigǝ uqridim, bir keqǝ-kündüzni dengizda ɵtküzdüm.
үч қетим тикәнлик қамча җазасини йедим, бир қетим чалма-кесәк қилиндим, үч қетим кемә һадисисигә учридим, бир кечә-күндүзни деңизда өткүздүм.
26 Daim sǝpǝrlǝrdǝ bolimǝn; dǝryalarning hǝwplirini, ⱪaraⱪqilarning hǝwplirini, yurtdaxlirimning hǝwplirini, yat ǝlliklǝrning hǝwplirini, xǝⱨǝrning hǝwpini, bayawanning hǝwplirini, dengizning hǝwplirini, sahta ⱪerindaxlar arisidiki hǝwplirini baxtin kǝqürdüm;
Дайим сәпәрләрдә болимән; дәрияларниң хәвплирини, қарақчиларниң хәвплирини, жутдашлиримниң хәвплирини, ят әлликләрниң хәвплирини, шәһәрниң хәвпини, баяванниң хәвплирини, деңизниң хәвплирини, сахта қериндашлар арисидики хәвплирини баштин кәчүрдүм;
27 ǝmgǝklǝr wǝ japa ixlarda zoruⱪup, pat-pat tünǝklǝrdǝ, aqliⱪta wǝ ussuzluⱪta, daim roza tutuxlarda, soƣuⱪlarda wǝ yeling-yalingaqliⱪta yürüp kǝldim.
әмгәкләр вә җапа ишларда зоруқуп, пат-пат түнәкләрдә, ачлиқта вә уссузлуқта, дайим роза тутушларда, соғларда вә йелиң-ялаңачлиқта жүрүп кәлдим.
28 Bu sirttiki ixlardin baxⱪa, iq-baƣrimda barliⱪ jamaǝtlǝr üqün ⱨǝr küni üstümni besip keliwatⱪan ƣǝmlǝrni yǝwatimǝn.
Бу сирттики ишлардин башқа, ич-бағримда барлиқ җамаәтләр үчүн һәр күни үстүмни бесип келиватқан ғәмләрни йәватимән.
29 Ⱨǝrkim ajizlisa, mǝn ajizlimidimmu? Ⱨǝrkim ezip putlaxⱪan bolsa, mǝn ɵrtǝnmidimmu?!
Һәр ким аҗизлиса, мән аҗизлимидимму? Һәр ким езип путлашқан болса, мән өртәнмидимму?!
30 Əmdi ǝgǝr mahtinixim zɵrür bolsa, ɵz ajizliⱪimni kɵrsitidiƣan ixlar bilǝn mahtinimǝn.
Әнди әгәр махтинишим зөрүр болса, өз аҗизлиғимни көрситидиған ишлар билән махтинимән.
31 Rǝb Əysaning Huda-Atisi, mǝnggü tǝxǝkkür-mǝdⱨiyilǝrgǝ layiⱪ Bolƣuqiƣa ayanki, mǝn yalƣan eytmidim. (aiōn )
Рәб Әйсаниң Худа-Атиси, мәңгү тәшәккүр-мәдһийиләргә лайиқ Болғучиға аянки, мән ялған ейтмидим. (aiōn )
32 Dǝmǝxⱪ xǝⱨiridǝ padixaⱨ Aretasning ⱪol astidiki waliy meni tutux üqün, pütün Dǝmǝxⱪ xǝⱨirini ⱪattiⱪ tǝⱪib astiƣa alƣanidi.
Дәмәшқ шәһиридә падиша Аретасниң қол астидики валий мени тутуш үчүн, пүтүн Дәмәшқ шәһирини қаттиқ тәқиб астиға алған еди.
33 Lekin mǝn sepildiki bir kamardin sewǝt bilǝn pǝskǝ qüxürülüp, uning ⱪolidin ⱪutulup ⱪaqtim.
Лекин мән сепилдики бир камардин севәт билән пәскә чүшүрүлүп, униң қолидин қутулуп қачтим.