< Tarih-tǝzkirǝ 2 34 >
1 Yosiya padixaⱨ bolƣanda sǝkkiz yaxta bolup, Yerusalemda ottuz bir yil sǝltǝnǝt ⱪildi.
Йосия падиша болғанда сәккиз яшта болуп, Йерусалимда оттуз бир жил сәлтәнәт қилди.
2 U Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ durus bolƣanni ⱪilip, ⱨǝr ixta atisi Dawutning yollirida yürüp, nǝ ongƣa nǝ solƣa qǝtnǝp kǝtmidi.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилип, һәр ишта атиси Давутниң йоллирида жүрүп, нә оңға нә солға чәтнәп кәтмиди.
3 Uning sǝltǝnitining sǝkkizinqi yili, u tehi güdǝk qeƣidila, atisi Dawutning Hudasini izlǝxkǝ baxlidi; sǝltǝnitining on ikkinqi yiliƣa kǝlgǝndǝ Yǝⱨuda bilǝn Yerusalemdiki «yuⱪiri jaylar», axǝraⱨ mǝbudliri, oyma butlar wǝ ⱪuyma butlarni yoⱪitip, zeminni pakizlaxⱪa kirixti.
Униң сәлтәнитиниң сәккизинчи жили, у техи гидәк чеғидила, атиси Давутниң Худасини изләшкә башлиди; сәлтәнитиниң он иккинчи жилиға кәлгәндә Йәһуда билән Йерусалимдики «жуқури җайлар», ашәраһ мәбудлири, ойма бутлар вә қуйма бутларни йоқитип, зиминни пакизлашқа киришти.
4 Hǝlⱪ uning kɵz aldidila «Baallar»ning ⱪurbangaⱨlirini qeⱪip taxlidi; u ⱪurbangaⱨlarning üstigǝ egiz ⱪilip orunlaxturulƣan «kün tüwrükliri»larni kesip taxlidi; u yǝnǝ Axǝraⱨ mǝbudliri, oyma-ⱪuyma butlarni qeⱪip, uning topisini bu mǝbudlarƣa ⱪurbanliⱪ sunƣanlarning ⱪǝbrilirigǝ qeqiwǝtti.
Хәлиқ униң көз алдидила «Бааллар»ниң қурбангаһлирини чеқип ташлиди; у қурбангаһларниң үстигә егиз қилип орунлаштурулған «күн түврүклири»ларни кесип ташлиди; у йәнә Ашәраһ мәбудлири, ойма-қуйма бутларни чеқип, униң тописини бу мәбудларға қурбанлиқ сунғанларниң қәбирлиригә чечивәтти.
5 [But] kaⱨinlirining ustihanlirini ⱪurbangaⱨlirining üstidǝ kɵydürüwǝtti; xundaⱪ ⱪilip, u Yǝⱨuda bilǝn Yerusalemni pakizlidi.
[Бут] каһинлириниң устиханлирини қурбангаһлириниң үстидә көйдүрүвәтти; шундақ қилип, у Йәһуда билән Йерусалимни пакизлиди.
6 U Manassǝⱨ, Əfraim, Ximeon ⱨǝtta Naftaliƣiqǝ ularning ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrliridǝ wǝ ǝtrapidiki harabilǝrdǝ xundaⱪ ⱪildi;
У Манассәһ, Әфраим, Шимеон һәтта Нафталиғичә уларниң һәр қайси шәһәрлиридә вә әтрапидики харабиләрдә шундақ қилди;
7 U ⱪurbangaⱨlarni qeⱪip, axǝraⱨ mǝbudliri wǝ oyma butlarni kokum-talⱪan ⱪiliwǝtti, pütün Israildiki «kün tüwrükliri»ning ⱨǝmmisini kesip taxlap, Yerusalemƣa ⱪaytti.
У қурбангаһларни чеқип, ашәраһ мәбудлири вә ойма бутларни кокум-талқан қиливәтти, пүтүн Исраилдики «күн түврүклири»ниң һәммисини кесип ташлап, Йерусалимға қайтти.
8 Uning sǝltǝnitining on sǝkkizinqi yili Yǝⱨuda zeminini wǝ muⱪǝddǝshanini pakizlap bolƣandin keyin, Azaliyaning oƣli Xafan, xǝⱨǝr baxliⱪi Maaseyaⱨ wǝ Yoaⱨazning oƣli tǝzkiriqi Yoaⱨni Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarning ɵyini onglaxⱪa ǝwǝtti.
Униң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили Йәһуда зиминини вә муқәддәсханини пакизлап болғандин кейин, Азалияниң оғли Шафан, шәһәр башлиғи Маасеяһ вә Йоаһазниң оғли тәзкиричи Йоаһни Худаси болған Пәрвәрдигарниң өйини оңлашқа әвәтти.
9 Xuning bilǝn ular bax kaⱨin Ⱨilⱪiyaning aldiƣa kelip, uningƣa Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ beƣixlap ǝkǝlgǝn pulni tapxurdi. Bu pulni ǝslidǝ dǝrwaziwǝn Lawiylar Manassǝⱨ, Əfraim wǝ Israilning ⱪaldisidin, xuningdǝk Yǝⱨuda wǝ Binyamin zeminidikilǝr wǝ Yerusalemdikilǝrdin yiƣⱪanidi.
Шуниң билән улар баш каһин Һилқияниң алдиға келип, униңға Пәрвәрдигарниң өйигә беғишлап әкәлгән пулни тапшурди. Бу пулни әслидә дәрвазивән Лавийлар Манассәһ, Әфраим вә Исраилниң қалдисидин, шуниңдәк Йәһуда вә Бинямин зиминидикиләр вә Йерусалимдикиләрдин жиққан еди.
10 Ular Pǝrwǝrdigarning ɵyini ongxaydiƣan ixlarni nazarǝt ⱪilƣuqi ixqilarƣa tapxurup bǝrdi. Bular ⱨǝm pulni Pǝrwǝrdigarning ɵyini ongxax wǝ mustǝⱨkǝmlǝxkǝ ixligüqilǝrgǝ bǝrdi;
Улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған ишларни назарәт қилғучи ишчиларға тапшуруп бәрди. Булар һәм пулни Пәрвәрдигарниң өйини оңшаш вә мустәһкәмләшкә ишлигүчиләргә бәрди;
11 ular bolsa pulni Yǝⱨuda padixaⱨliri harabilǝxtürgǝn ɵy-imarǝtlǝrgǝ lazimliⱪ kesip-oyulƣan taxlarni wǝ tüwrük-limlarƣa yaƣaq setiwalixⱪa yaƣaqqilar bilǝn tamqilarƣa tapxurup bǝrdi.
улар болса пулни Йәһуда падишалири харабиләштүргән өй-имарәтләргә лазимлиқ кесип-оюлған ташларни вә түврүк-лимларға яғач сетивалишқа яғаччилар билән тамчиларға тапшуруп бәрди.
12 Bu adǝmlǝr sadaⱪǝtlik bilǝn ixlidi. Ularni baxⱪuridiƣan, nazarǝtkǝ mǝs’ul Lawiy Mǝrarining ǝwladliridin Jaⱨat bilǝn Obadiya, Koⱨatning ǝwladliridin Zǝkǝriya bilǝn Mǝxullam bar idi; bu Lawiylarning ⱨǝmmisi ⱨǝrhil sazlarƣimu maⱨir idi;
Бу адәмләр садақәтлик билән ишлиди. Уларни башқуридиған, назарәткә мәсъул Лавий Мәрариниң әвлатлиридин Җаһат билән Обадия, Коһатниң әвлатлиридин Зәкәрия билән Мәшуллам бар еди; бу Лавийларниң һәммиси һәр хил сазларғиму маһир еди;
13 ular yǝnǝ ⱨammallar wǝ ⱨǝrhil ixlar üstidiki nazarǝtqilǝrni baxⱪuratti; Lawiylardin pütükqilǝrmu, ǝmǝldarlarmu, dǝrwaziwǝnlǝrmu bar idi.
улар йәнә һаммаллар вә һәр хил ишлар үстидики назарәтчиләрни башқуратти; Лавийлардин пүтүкчиләрму, әмәлдарларму, дәрвазивәнләрму бар еди.
14 Ular Pǝrwǝrdigar ɵyigǝ beƣixlap ǝkǝlgǝn pullarni elip qiⱪidiƣan qaƣda, Ⱨilⱪiya kaⱨin Pǝrwǝrdigarning Musaning wastisi bilǝn bǝrgǝn Tǝwrat ⱪanuni kitabini tepiwaldi.
Улар Пәрвәрдигар өйигә беғишлап әкәлгән пулларни елип чиқидиған чағда, Һилқия каһин Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән бәргән Тәврат қануни китавини тепивалди.
15 Ⱨilⱪiya katip Xafanƣa: — Mǝn Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ Tǝwrat-ⱪanuni kitabini tepiwaldim, dedi. Xuni eytip, Ⱨilⱪiya kitabni Xafanƣa bǝrdi.
Һилқия катип Шафанға: — Мән Пәрвәрдигарниң өйидә Тәврат-қануни китавини тепивалдим, деди. Шуни ейтип, Һилқия китапни Шафанға бәрди.
16 Xafan uni padixaⱨning yeniƣa apardi wǝ uningƣa: «Hizmǝtkarliri tapxurulƣan ixlarni bolsa, ⱨǝmmisini ada ⱪiliwatidu.
Шафан уни падишаниң йениға апарди вә униңға: «Хизмәткарлири тапшурулған ишларни болса, һәммисини ада қиливатиду.
17 Ular Pǝrwǝrdigar ɵyigǝ [beƣixlanƣan] pullarni tɵküp, uni nazarǝtqilǝr wǝ ixqilarning ⱪoliƣa tapxurup bǝrdi» dǝp mǝlumat bǝrdi.
Улар Пәрвәрдигар өйигә [беғишланған] пулларни төкүп, уни назарәтчиләр вә ишчиларниң қолиға тапшуруп бәрди» дәп мәлумат бәрди.
18 Xafan katip yǝnǝ padixaⱨⱪa: — Ⱨilⱪiya kaⱨin yǝnǝ manga bir oram kitab bǝrdi dǝp uni padixaⱨ aldida oⱪudi.
Шафан катип йәнә падишаға: — Һилқия каһин йәнә маңа бир орам китап бәрди дәп уни падиша алдида оқуди.
19 Wǝ xundaⱪ boldiki, padixaⱨ Tǝwrat ⱪanunidiki sɵzlǝrni anglap, ɵz kiyimlirini yirtti.
Вә шундақ болдики, падиша Тәврат қанунидики сөзләрни аңлап, өз кийимлирини житти.
20 Padixaⱨ Ⱨilⱪiya bilǝn Xafanning oƣli Aⱨikamƣa, Mikaⱨning oƣli Abdon bilǝn Xafan katipⱪa wǝ padixaⱨning hizmǝtkari Asayaƣa buyrup: —
Падиша Һилқия билән Шафанниң оғли Аһикамға, Микаһниң оғли Абдон билән Шафан катипқа вә падишаниң хизмәткари Асаяға буйруп: —
21 Berip mǝn üqün wǝ Israilda ⱨǝm Yǝⱨudada ⱪaldurulƣan hǝlⱪ üqün bu tepilƣan kitabning sɵzliri toƣrisida Pǝrwǝrdigardin yol soranglar. Qünki ata-bowilirimiz bu kitabta barliⱪ pütülgǝnlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilmay, Pǝrwǝrdigarning sɵzini tutmiƣanliⱪi tüpǝylidin, Pǝrwǝrdigarning bizgǝ tɵkülidiƣan ƣǝzipi intayin dǝⱨxǝtlik boldi, dedi.
Берип мән үчүн вә Исраилда һәм Йәһудада қалдурулған хәлиқ үчүн бу тепилған китапниң сөзлири тоғрисида Пәрвәрдигардин йол сораңлар. Чүнки ата-бовилиримиз бу китапта барлиқ пүтүлгәнләргә әмәл қилмай, Пәрвәрдигарниң сөзини тутмиғанлиғи түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң бизгә төкүлидиған ғәзиви интайин дәһшәтлик болди, деди.
22 Xuning bilǝn Ⱨilⱪiya wǝ padixaⱨ tǝyinligǝn kixilǝr ayal pǝyƣǝmbǝr Ⱨuldaⱨning ⱪexiƣa bardi; Ⱨuldaⱨ Hasraⱨning nǝwrisi, Tokiⱨatning oƣli kiyim-keqǝk begi Xallumning ayali idi; u ɵzi Yerusalem xǝⱨirining ikkinqi mǝⱨǝllisidǝ olturatti. Ular uning bilǝn bu ixlar toƣruluⱪ sɵzlǝxti.
Шуниң билән Һилқия вә падиша тайинлиған кишиләр аял пәйғәмбәр Һулдаһниң қешиға барди; Һулдаһ Хасраһниң нәвриси, Токиһатниң оғли кийим-кечәк беги Шаллумниң аяли еди; у өзи Йерусалим шәһириниң иккинчи мәһәллисидә олтиратти. Улар униң билән бу ишлар тоғрилиқ сөзләшти.
23 U ularƣa mundaⱪ dedi: — Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Silǝrni ǝwǝtkǝn kixigǝ mundaⱪ dǝnglar: —
У уларға мундақ деди: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәрни әвәткән кишигә мундақ дәңлар: —
24 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana Mǝn Yǝⱨudaning padixaⱨi aldida oⱪulƣan bu kitabtiki barliⱪ lǝnǝtlǝrni ǝmǝlgǝ axurup, bu jayƣa wǝ bu yǝrdǝ turƣuqilarƣa balayi’apǝt qüxürimǝn.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана Мән Йәһуданиң падишаси алдида оқулған бу китаптики барлиқ ләнәтләрни әмәлгә ашуруп, бу җайға вә бу йәрдә турғучиларға балаю-апәт чүшүримән.
25 Qünki ular Meni taxlap, baxⱪa ilaⱨlarƣa huxbuy yeⱪip, ⱪollirining ⱨǝmmǝ ixliri bilǝn Mening aqqiⱪimni kǝltürdi. Uning üqün Mening ⱪǝⱨrim bu yǝrgǝ tɵkülidu, ɵqürülmǝydu.
Чүнки улар Мени ташлап, башқа илаһларға хушбуй йеқип, қоллириниң һәммә ишлири билән Мениң аччиғимни кәлтүрди. Униң үчүн Мениң қәһрим бу йәргә төкүлиду, өчүрүлмәйду.
26 Lekin silǝrni Pǝrwǝrdigardin yol soriƣili ǝwǝtkǝn Yǝⱨudaning padixaⱨiƣa bolsa, mundaⱪ dǝnglar: — Sǝn angliƣan sɵzlǝr toƣrisida Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: —
Лекин силәрни Пәрвәрдигардин йол сориғили әвәткән Йәһуданиң падишасиға болса, мундақ дәңлар: — Сән аңлиған сөзләр тоғрисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
27 Qünki kɵnglüng yumxaⱪ bolup, Hudaning muxu jay wǝ uningda turƣuqilarni ǝyiblǝp eytⱪan sɵzlirini angliƣiningda, Uning aldida ɵzüngni tɵwǝn ⱪilding, xuningdǝk ɵzüngni xundaⱪ tɵwǝn ⱪilƣiningda, kiyimliringni yirtip, Mening aldimda yiƣliƣining üqün, Mǝnmu duayingni anglidim, dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Чүнки көңлүң юмшақ болуп, Худаниң мошу җай вә униңда турғучиларни әйипләп ейтқан сөзлирини аңлиғиниңда, Униң алдида өзүңни төвән қилдиң, шуниңдәк өзүңни шундақ төвән қилғиниңда, кийимлириңни житип, Мениң алдимда жиғлиғиниң үчүн, Мәнму дуайиңни аңлидим, дәйду Пәрвәрдигар.
28 Mana, seni ata-bowiliring bilǝn yiƣilixⱪa, ɵz ⱪǝbrǝnggǝ aman-hatirjǝmlik iqidǝ berixⱪa nesip ⱪilimǝn; sening kɵzliring Mǝn bu jay üstigǝ qüxüridiƣan barliⱪ külpǝtlǝrni kɵrmǝydu». Ular yenip berip, bu hǝwǝrni padixaⱨⱪa yǝtküzdi.
Мана, сени ата-бовилириң билән жиғилишқа, өз қәбрәңгә аман-хатирҗәмлик ичидә беришқа несип қилимән; сениң көзлириң Мән бу җай үстигә чүшүридиған барлиқ күлпәтләрни көрмәйду». Улар йенип берип, бу хәвәрни падишаға йәткүзди.
29 Padixaⱨ adǝm ǝwǝtip, Yǝⱨuda bilǝn Yerusalemning ⱨǝmmǝ aⱪsaⱪallirini qaⱪirtip kǝldi.
Падиша адәм әвәтип, Йәһуда билән Йерусалимниң һәммә ақсақаллирини чақиртип кәлди.
30 Padixaⱨ Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ qiⱪti; barliⱪ Yǝⱨudadiki ǝr kixilǝr wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisi, kaⱨinlar bilǝn Lawiylar, xundaⱪla barliⱪ hǝlⱪ, ǝng kiqikidin tartip qongiƣiqǝ ⱨǝmmisi uning bilǝn billǝ qiⱪti. Andin Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ tepilƣan ǝⱨdǝ kitabining ⱨǝmmǝ sɵzlrini ularƣa oⱪup bǝrdi.
Падиша Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти; барлиқ Йәһудадики әр кишиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң һәммиси, каһинлар билән Лавийлар, шундақла барлиқ хәлиқ, әң кичигидин тартип чоңиғичә һәммиси униң билән биллә чиқти. Андин Пәрвәрдигарниң өйидә тепилған әһдә китавиниң һәммә сөзлрини уларға оқуп бәрди.
31 Padixaⱨ ɵz ornida turup Pǝrwǝrdigarning aldida: — Pǝrwǝrdigarƣa ǝgixip pütün ⱪǝlbim wǝ pütkül jenim bilǝn Uning ǝmrlirini, ⱨɵküm-guwaⱨliⱪliri wǝ bǝlgilimilirini tutup, uxbu kitabta pütülgǝn ǝⱨdigǝ ǝmǝl ⱪilimǝn dǝp ɵzini ǝⱨdigǝ baƣlidi.
Падиша өз орнида туруп Пәрвәрдигарниң алдида: — Пәрвәрдигарға әгишип пүтүн қәлбим вә пүткүл җеним билән Униң әмирлирини, һөкүм-гувалиқлири вә бәлгүлимилирини тутуп, ушбу китапта пүтүлгән әһдигә әмәл қилимән дәп өзини әһдигә бағлиди.
32 Xuning bilǝn hǝlⱪning ⱨǝmmisimu ǝⱨdǝ aldida turup uningƣa ɵzini baƣlidi. U yǝnǝ Yerusalemda turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisini wǝ Binyamindiki hǝlⱪnimu bu ǝⱨdǝ aldida turƣuzup uningƣa ɵzini baƣlatti. Xuning bilǝn Yerusalemda turuwatⱪanlar Hudaning, yǝni ata-bowilirining Hudasining ǝⱨdisi boyiqǝ ix ⱪilidiƣan boldi.
Шуниң билән хәлиқниң һәммисиму әһдә алдида туруп униңға өзини бағлиди. У йәнә Йерусалимда туруватқанларниң һәммисини вә Биняминдики хәлиқниму бу әһдә алдида турғузуп униңға өзини бағлатти. Шуниң билән Йерусалимда туруватқанлар Худаниң, йәни ата-бовилириниң Худасиниң әһдиси бойичә иш қилидиған болди.
33 Yosiya Israillarƣa ⱪaraxliⱪ yurtlardin barliⱪ yirginqlik nǝrsilǝrni qiⱪirip taxlap, Israilda turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisini Pǝrwǝrdigar Hudasining hizmitigǝ kiridiƣan ⱪildi. [Yosiyaning] barliⱪ künliridǝ hǝlⱪ ata-bowilirining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ǝgixixtin ⱨeq yanmidi.
Йосия Исраилларға қарашлиқ жутлардин барлиқ жиркинчлик нәрсиләрни чиқирип ташлап, Исраилда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худасиниң хизмитигә киридиған қилди. [Йосияниң] барлиқ күнлиридә хәлиқ ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға әгишиштин һеч янмиди.