< Tarih-tǝzkirǝ 2 32 >

1 Bu barliⱪ ixlarni wǝ sadaⱪǝtlik ǝmǝllǝrni bejirgǝndin keyin, Asuriyǝ padixaⱨi Sǝnnaherib Yǝⱨudaƣa tajawuz ⱪilip, ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlirigǝ ⱨujum ⱪilip bɵsüp kirip, ularni ixƣal ⱪilix üqün ularni ⱪorxiwaldi.
Бу барлиқ ишларни вә садақәтлик әмәлләрни беҗиргәндин кейин, Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһудаға таҗавуз қилип, қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип бөсүп кирип, уларни ишғал қилиш үчүн уларни қоршивалди.
2 Ⱨǝzǝkiya Sǝnnaheribning kǝlgǝnlikini kɵrüp, uning Yerusalemƣa ⱨujum ⱪilix niyitining barliⱪini bilgǝndǝ,
Һәзәкия Сәннахерибниң кәлгәнлигини көрүп, униң Йерусалимға һуҗум қилиш нийитиниң барлиғини билгәндә,
3 ǝmǝldarliri wǝ batur ǝzimǝtliri bilǝn xǝⱨǝr sirtidiki bulaⱪ-eriⱪlarni tosuwetix toƣruluⱪ mǝsliⱨǝtlǝxti; ular uni ⱪollidi.
әмәлдарлири вә батур әзимәтлири билән шәһәр сиртидики булақ-ериқларни тосуветиш тоғрилиқ мәслиһәтләшти; улар уни қоллиди.
4 Xuning bilǝn nurƣun kixilǝr yiƣilip: «Nemǝ üqün Asuriyǝ padixaⱨliriƣa mol su mǝnbǝsini tepiwelixiƣa ⱪalduridikǝnmiz?» dǝp barliⱪ bulaⱪ kɵzlirini etiwǝtti wǝ u yurt otturisidin eⱪip ɵtidiƣan eriⱪni tosuwǝtti.
Шуниң билән нурғун кишиләр жиғилип: «Немә үчүн Асурийә падишалириға мол су мәнбәсини тепивелишиға қалдуридикәнмиз?» дәп барлиқ булақ көзлирини етивәтти вә у жут оттурисидин еқип өтидиған ериқни тосувәтти.
5 Ⱨǝzǝkiya ɵzini ƣǝyrǝtlǝndürüp, buzulup kǝtkǝn sepillarni yengibaxtin onglatti, üstigǝ ⱪarawulhanilarni saldurdi, yǝnǝ bir taxⱪi sepilmu yasatti ⱨǝmdǝ Dawut xǝⱨiridiki «Millo» ⱪǝl’ǝsini mustǝⱨkǝmlidi; u yǝnǝ nurƣun ⱪoral-yaraƣ wǝ ⱪalⱪanlarni yasatti.
Һәзәкия өзини ғәйрәтләндүрүп, бузулуп кәткән сепилларни йеңибаштин оңлатти, үстигә қаравулханиларни салдурди, йәнә бир ташқи сепилму ясатти һәмдә Давут шәһиридики «Милло» қәлъәсини мустәһкәмлиди; у йәнә нурғун қурал-ярақ вә қалқанларни ясатти.
6 U hǝlⱪning üstigǝ sǝrdarlarni tǝyinlidi andin ularni xǝⱨǝr dǝrwazisidiki mǝydanƣa, ɵz aldiƣa yiƣdurup, ularƣa ilⱨam-riƣbǝt berip:
У хәлиқниң үстигә сәрдарларни тайинлиди андин уларни шәһәр дәрвазисидики мәйданға, өз алдиға жиғдуруп, уларға илһам-риғбәт берип:
7 — Iradǝnglarni qing ⱪilip batur bolunglar, Asuriyǝ padixaⱨidin wǝ uningƣa ǝgǝxkǝn zor ⱪoxundin ⱪorⱪmanglar yaki alaⱪzadǝ bolup kǝtmǝnglar; qünki biz bilǝn birgǝ bolƣuqilar ular bilǝn birgǝ bolƣuqilardin kɵptur.
— Ирадәңларни чиң қилип батур болуңлар, Асурийә падишасидин вә униңға әгәшкән зор қошундин қорқмаңлар яки алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки биз билән биргә болғучилар улар билән биргә болғучилардин көптур.
8 Uning bilǝn birgǝ bolƣini naⱨayiti bir insaniy ǝtlik bilǝk, halas; lekin biz bilǝn billǝ bolƣuqi bolsa bizgǝ mǝdǝtkar bolup, biz üqün jǝng ⱪilƣuqi Hudayimiz Pǝrwǝrdigar bardur! — dedi. Hǝlⱪ Yǝⱨudaning padixaⱨi Ⱨǝzǝkiyaning sɵzlirigǝ ixinip tayandi.
Униң билән биргә болғини наһайити бир инсаний әтлик биләк, халас; лекин биз билән биллә болғучи болса бизгә мәдәткар болуп, биз үчүн җәң қилғучи Худайимиз Пәрвәрдигар бардур! — деди. Хәлиқ Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң сөзлиригә ишинип таянди.
9 Xuningdin keyin Asuriyǝ padixaⱨi Sǝnnaherib pütkül küq-ⱪoxuni bilǝn Laⱪix xǝⱨirini muⱨasirigǝ aldi; xu qaƣda u hizmǝtkarlirini Yerusalemƣa, Yǝⱨudaning padixaⱨi Ⱨǝzǝkiyaƣa, xundaⱪla Yerusalemda turuwatⱪan barliⱪ Yǝⱨudalarƣa ǝwǝtip, ularƣa mundaⱪ sɵzlǝrni yǝtküzüp: —
Шуниңдин кейин Асурийә падишаси Сәннахериб пүткүл күч-қошуни билән Лақиш шәһирини муһасиригә алди; шу чағда у хизмәткарлирини Йерусалимға, Йәһуданиң падишаси Һәзәкияға, шундақла Йерусалимда туруватқан барлиқ Йәһудаларға әвәтип, уларға мундақ сөзләрни йәткүзүп: —
10 «Asuriyǝ padixaⱨi Sǝnnaherib: «Yerusalem muⱨasirǝ iqidǝ turuⱪluⱪ, silǝr zadi nemigǝ tayinip uningda tehiqǝ turuwatisilǝr?
«Асурийә падишаси Сәннахериб: «Йерусалим муһасирә ичидә туруқлуқ, силәр зади немигә тайинип униңда техичә туруватисиләр?
11 Ⱨǝzǝkiya silǝrgǝ: «Pǝrwǝrdigar Hudayimiz bizni Asuriyǝ padixaⱨining qanggilidin ⱪutulduridu», dǝp ixǝndürüp, silǝrni aqliⱪ wǝ ussuzluⱪtin ɵlümgǝ tapxurmaⱪqi boluwatmamdu?
Һәзәкия силәргә: «Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Асурийә падишасиниң чаңгилидин қутулдуриду», дәп ишәндүрүп, силәрни ачлиқ вә уссузлуқтин өлүмгә тапшурмақчи болуватмамду?
12 Xu Ⱨǝzǝkiya Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan «yuⱪiri jaylar»ni ⱨǝm ⱪurbangaⱨlarni yoⱪ ⱪiliwǝttiƣu? Andin Yǝⱨudadiki wǝ Yerusalemdikilǝrgǝ: — «Silǝr birla ⱪurbangaⱨ aldida sǝjdǝ ⱪilisilǝr wǝ xuning üstigila huxbuy yaⱪisilǝr» dǝp ǝmr ⱪilƣan ǝmǝsmidi?
Шу Һәзәкия Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Андин Йәһудадики вә Йерусалимдикиләргә: — «Силәр бирла қурбангаһ алдида сәҗдә қилисиләр вә шуниң үстигила хушбуй яқисиләр» дәп әмир қилған әмәсмиди?
13 Mening wǝ mening ata-bowilirimning barliⱪ ǝl hǝlⱪlirigǝ nemǝ ⱪilƣanliⱪini bilmǝmsilǝr? Əl-yurtlarning ilaⱨ-butliri ɵz zeminini mening ⱪolumdin ⱪutⱪuzuxⱪa birǝr amal ⱪilaliƣanmu?
Мениң вә мениң ата-бовилиримниң барлиқ әл хәлиқлиригә немә қилғанлиғини билмәмсиләр? Әл-жутларниң илаһ-бутлири өз зиминини мениң қолумдин қутқузушқа бирәр амал қилалиғанму?
14 Mening ata-bowilirim üzül-kesil yoⱪatⱪan ǝxu ǝl-yurtlarning but-ilaⱨlirining ⱪaysibiri ɵz hǝlⱪini mening ⱪolumdin ⱪutⱪuzaliƣan? Undaⱪta silǝrning Hudayinglar silǝrni mening ⱪolumdin ⱪutⱪuzalamti?
Мениң ата-бовилирим үзүл-кесил йоқатқан әшу әл-жутларниң бут-илаһлириниң қайсибири өз хәлқини мениң қолумдин қутқузалиған? Ундақта силәрниң Худайиңлар силәрни мениң қолумдин қутқузаламти?
15 Silǝr ǝmdi Ⱨǝzǝkiyaƣa aldanmanglar, silǝrni xundaⱪ ⱪayil ⱪilixiƣa yol ⱪoymanglar yaki uningƣa ixinipmu olturmanglar; qünki mǝyli ⱪaysi ǝlning, ⱪaysi padixaⱨliⱪning ilaⱨi bolsun, ⱨeqⱪaysisi ɵz hǝlⱪini mening ⱪolumdin yaki mening ata-bowilirimning ⱪolidin ⱨeq ⱪutⱪuzup qiⱪalmidi; silǝrning Hudayinglar silǝrni mening qanggilimdin tehimu ⱪutulduruwalalmaydu ǝmǝsmu? — dǝydu» — dedi.
Силәр әнди Һәзәкияға алданмаңлар, силәрни шундақ қайил қилишиға йол қоймаңлар яки униңға ишинипму олтармаңлар; чүнки мәйли қайси әлниң, қайси падишалиқниң илаһи болсун, һеч қайсиси өз хәлқини мениң қолумдин яки мениң ата-бовилиримниң қолидин һеч қутқузуп чиқалмиди; силәрниң Худайиңлар силәрни мениң чаңгилимдин техиму қутулдурувалалмайду әмәсму? — дәйду» — деди.
16 [Sǝnnaheribning] hizmǝtkarliri dawamliⱪ yǝnǝ Pǝrwǝrdigar Hudani wǝ Uning hizmǝtkari Ⱨǝzǝkiyani ⱨaⱪarǝtlǝydiƣan gǝplǝrnimu ⱪildi.
[Сәннахерибниң] хизмәткарлири давамлиқ йәнә Пәрвәрдигар Худани вә Униң хизмәткари Һәзәкияни һақарәтләйдиған гәпләрниму қилди.
17 Andin Sǝnnaherib tehi hǝt yezip, Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarni ⱨaⱪarǝtlǝp, zangliⱪ ⱪilip: «Huddi ⱨǝrⱪaysi ǝl-yurtlarning ilaⱨliri ɵz hǝlⱪini mening qanggilimdin ⱪutⱪuzalmiƣandǝk, Ⱨǝzǝkiyaning Hudasimu Uning hǝlⱪini mening qanggilimdin ⱪutⱪuzalmaydu» dedi.
Андин Сәннахериб техи хәт йезип, Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни һақарәтләп, заңлиқ қилип: «Худди һәр қайси әл-жутларниң илаһлири өз хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмиғандәк, Һәзәкияниң Худасиму Униң хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмайду» деди.
18 Ular xǝⱨǝrni elix ƣǝrizidǝ Yerusalem sepilidǝ turuwatⱪan hǝlⱪni ⱪorⱪutup, patiparaⱪqiliⱪⱪa qɵmdürüx üqün Yǝⱨudiy tilida ünlük towlap turdi.
Улар шәһәрни елиш ғәризидә Йерусалим сепилидә туруватқан хәлиқни қорқутуп, патипарақчилиққа чөмдүрүш үчүн Йәһудий тилида үнлүк товлап турди.
19 Ular Yerusalemning Hudasini huddi yǝr yüzidiki yat hǝlⱪlǝrning insanning ⱪolida yasalƣan ilaⱨliriƣa ohxitip sɵzlidi.
Улар Йерусалимниң Худасини худди йәр йүзидики ят хәлиқләрниң инсанниң қолида ясалған илаһлириға охшитип сөзлиди.
20 Xuning tüpǝylidin Ⱨǝzǝkiya padixaⱨ wǝ Amozning oƣli Yǝxaya pǝyƣǝmbǝr dua ⱪilip asmanƣa ⱪarap nida ⱪiliwidi,
Шуниң түпәйлидин Һәзәкия падиша вә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр дуа қилип асманға қарап нида қиливиди,
21 Pǝrwǝrdigar bir Pǝrixtǝ ǝwǝtti, u Asuriyǝ padixaⱨi ⱪoxunining lǝxkǝrgaⱨiƣa kirip, pütkül batur jǝngqilǝrni, ǝmǝldalar wǝ sǝrdarlarni ⱪoymay ⱪiriwǝtti. Xuning bilǝn Asuriyǝ padixaⱨi xǝrmǝndǝ bolup ɵz yurtiƣa ⱪaytip kǝtti. Ɵzining buthanisiƣa kirgǝn qeƣida ɵz puxtidin bolƣan oƣulliri uni ⱪiliq bilǝn qepip ɵltürdi.
Пәрвәрдигар бир Пәриштә әвәтти, у Асурийә падишаси қошуниниң ләшкәргаһиға кирип, пүткүл батур җәңчиләрни, әмәлдалар вә сәрдарларни қоймай қиривәтти. Шуниң билән Асурийә падишаси шәрмәндә болуп өз жутиға қайтип кәтти. Өзиниң бутханисиға киргән чеғида өз пуштидин болған оғуллири уни қилич билән чепип өлтүрди.
22 Ənǝ xu tǝriⱪidǝ, Pǝrwǝrdigar Ⱨǝzǝkiyani wǝ Yerusalem aⱨalisini Asuriyǝ padixaⱨi Sǝnnaheribning wǝ baxⱪa barliⱪ düxmǝnlǝrning qanggilidin ⱪutⱪuzup ⱪaldi wǝ ularni ⱨǝr tǝrǝptǝ ⱪoƣdidi.
Әнә шу тәриқидә, Пәрвәрдигар Һәзәкияни вә Йерусалим аһалисини Асурийә падишаси Сәннахерибниң вә башқа барлиқ дүшмәнләрниң чаңгилидин қутқузуп қалди вә уларни һәр тәрәптә қоғдиди.
23 Nurƣun kixilǝr ⱨǝdiyǝlǝrni Pǝrwǝrdigarƣa atax üqün Yerusalemƣa ǝkǝldi, xundaⱪla nurƣun esil nǝrsilǝrni ǝkilip Yǝⱨuda padixaⱨi Ⱨǝzǝkiyaƣa sundi; xuningdin etiwarǝn Ⱨǝzǝkiya barliⱪ ǝl-yurtlarning izzǝt-ⱨɵrmitigǝ sazawǝr boldi.
Нурғун кишиләр һәдийәләрни Пәрвәрдигарға аташ үчүн Йерусалимға әкәлди, шундақла нурғун есил нәрсиләрни әкилип Йәһуда падишаси Һәзәкияға сунди; шуниңдин етиварән Һәзәкия барлиқ әл-жутларниң иззәт-һөрмитигә сазавәр болди.
24 Xu künlǝrdǝ Ⱨǝzǝkiya kesǝl bolup sakratⱪa qüxüp ⱪaldi; u Pǝrwǝrdigarƣa tilawǝt ⱪildi wǝ Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪilip, uningƣa bir mɵjizilik alamǝt kɵrsǝtti.
Шу күнләрдә Һәзәкия кесәл болуп сакратқа чүшүп қалди; у Пәрвәрдигарға тилавәт қилди вә Пәрвәрдигар сөз қилип, униңға бир мөҗизилик аламәт көрсәтти.
25 Lekin Ⱨǝzǝkiya ɵzigǝ kɵrsitilgǝn iltipatⱪa muwapiⱪ tǝxǝkkür eytmidi; u kɵnglidǝ tǝkǝbburlixip kǝtti. Xunga Hudaning ƣǝzipi uningƣa wǝ xuningdǝk Yǝⱨuda wǝ Yerusalemdikilǝrgǝ ⱪozƣaldi.
Лекин Һәзәкия өзигә көрситилгән илтипатқа мувапиқ тәшәккүр ейтмиди; у көңлидә тәкәббурлишип кәтти. Шуңа Худаниң ғәзиви униңға вә шуниңдәк Йәһуда вә Йерусалимдикиләргә қозғалди.
26 Lekin Ⱨǝzǝkiya wǝ Yerusalemdikilǝr tǝkǝbburliⱪidin yenip ɵzlirini tɵwǝn tutup yürgǝqkǝ, Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi Ⱨǝzǝkiyaning künliridǝ ularƣa qüxmidi.
Лекин Һәзәкия вә Йерусалимдикиләр тәкәббурлиғидин йенип өзлирини төвән тутуп жүргәчкә, Пәрвәрдигарниң ғәзиви Һәзәкияниң күнлиридә уларға чүшмиди.
27 Ⱨǝzǝkiyaning dunyasi tolimu kɵp, izzǝt-ⱨɵrmiti ⱪǝwǝtla yuⱪiri idi; u ɵzigǝ altun, kümüx, gɵⱨǝr-yaⱪut, huxbuy dora-dǝrmǝk, ⱪalⱪan wǝ ⱨǝrhil ⱪimmǝtlik buyumlarni saⱪlaydiƣan hǝzinilǝrni saldurdi;
Һәзәкияниң дунияси толиму көп, иззәт-һөрмити қәвәтла жуқури еди; у өзигә алтун, күмүч, гөһәр-яқут, хушбуй дора-дәрмәк, қалқан вә һәр хил қиммәтлик буюмларни сақлайдиған ғәзниләрни салдурди;
28 u yǝnǝ axliⱪ, yengi xarab wǝ zǝytun meyi saⱪlaydiƣan ambarlarni, yǝnǝ ⱨǝr türlük mallar wǝ padiliri üqün eƣil-ⱪotanlarni saldurdi.
у йәнә ашлиқ, йеңи шарап вә зәйтун мейи сақлайдиған амбарларни, йәнә һәр түрлүк маллар вә падилири үчүн еғил-қотанларни салдурди.
29 U ɵzigǝ xǝⱨǝrlǝr bina ⱪildurdi wǝ nurƣun ⱪoy-kalilarƣa igǝ boldi, qünki Huda uningƣa ƣayǝt kɵp dǝpinǝ-dunya ata ⱪilƣanidi.
У өзигә шәһәрләр бена қилдурди вә нурғун қой-калиларға егә болди, чүнки Худа униңға ғайәт көп дәпинә-дуния ата қилған еди.
30 Ⱨǝzǝkiyadin ibarǝt bu kixi Giⱨon eⱪinining yuⱪiri eⱪimidiki suni tosup, suni toptoƣra Dawut xǝⱨirining künpetix tǝripigǝ eⱪip kelidiƣan ⱪilƣanidi. Ⱨǝzǝkiya barliⱪ ⱪilƣan ǝmǝlliridǝ ronaⱪ tapti.
Һәзәкиядин ибарәт бу киши Гиһон еқининиң жуқури еқимидики суни тосуп, суни топтоғра Давут шәһириниң күнпетиш тәрипигә еқип келидиған қилған еди. Һәзәкия барлиқ қилған әмәллиридә ронақ тапти.
31 Ⱨalbuki, Babil ǝmirlirining ǝlqiliri kelip Ⱨǝzǝkiya bilǝn kɵrüxüp, Yǝⱨuda zeminida yüz bǝrgǝn bu mɵjizilik alamǝt toƣruluⱪ gǝp soriƣan qaƣda, uning kɵnglidǝ nemǝ barliⱪini mǝlum ⱪilixⱪa sinimaⱪqi, Huda uni yalƣuz ⱪaldurup, uningdin kǝtti.
Һалбуки, Бабил әмирлириниң әлчилири келип Һәзәкия билән көрүшүп, Йәһуда зиминида йүз бәргән бу мөҗизилик аламәт тоғрилиқ гәп сориған чағда, униң көңлидә немә барлиғини мәлум қилишқа синимақчи, Худа уни ялғуз қалдуруп, униңдин кәтти.
32 Ⱨǝzǝkiyaning ⱪalƣan ixliri wǝ yahxi ǝmǝlliri bolsa, mana ular «Yǝⱨuda wǝ Israil padixaⱨlirining tarihnamisi»da, Amozning oƣli Yǝxaya pǝyƣǝmbǝrning kɵrgǝn wǝⱨiylik hatirisidǝ pütülgǝndur.
Һәзәкияниң қалған ишлири вә яхши әмәллири болса, мана улар «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да, Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәрниң көргән вәһийлик хатирисидә пүтүлгәндур.
33 Ⱨǝzǝkiya ata-bowiliri arisida uhlidi; ular uni Dawut ǝwladliri ⱪǝbristanliⱪi egizlikidǝ dǝpnǝ ⱪildi; u ɵlgǝn qaƣda barliⱪ Yǝⱨuda hǝlⱪi bilǝn Yerusalemdikilǝr uningƣa ⱨɵrmǝt bildürdi. Uning orniƣa oƣli Manassǝⱨ padixaⱨ boldi.
Һәзәкия ата-бовилири арисида ухлиди; улар уни Давут әвлатлири қәбирстанлиғи егизлигидә дәпнә қилди; у өлгән чағда барлиқ Йәһуда хәлқи билән Йерусалимдикиләр униңға һөрмәт билдүрди. Униң орниға оғли Манассәһ падиша болди.

< Tarih-tǝzkirǝ 2 32 >